< Чөл-баявандики сәпәр 27 >
1 Йүсүпниң оғли Манассәһниң нәслидин болған җәмәтләр ичидә Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң қизлири болуп, уларниң исми Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ, вә Тирзаһ еди.
2 Улар җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келип, Муса билән каһин Әлиазар вә әмирләр билән пүткүл җамаәтниң алдида туруп:
3 — Бизниң атимиз чөлдә өлүп кәткән; у у йәрдә Пәрвәрдигарға һуҗум қилғили жиғилғанлардин әмәс, йәни Кораһ гуруһидикиләрдин әмәс; у бәлки өз гунайи ичидә өлгән, вә униң оғул пәрзәнти йоқ еди.
4 Немә үчүн атимизниң оғли йоқлуғи сәвәплик униң нами униң җәмәтидин өчүрүветилиду? Өзлириниң бизгә атимизниң қериндашлири қатарида мирас бөлүп беришлирини өтүнимиз, — деди.
5 Муса уларниң бу ишини Пәрвәрдигарниң алдиға қойди.
6 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
7 Зәлофиһадниң қизлириниң ейтқини дурус, сән чоқум уларға атисиниң қериндашлири қатарида мирас бәр; уларниң атисиниң мирасини уларға өткүзүп бәргин.
8 Сән Исраилларға ейтқин: «Бир адәм өлүп кәткән чағда униң оғли болмиса, ундақта силәр униң мирасини қизиға өткүзүп бериңлар.
9 Қизи болмиса, мирасини қериндашлириға бериңлар.
10 Қериндашлири болмиса, мирасини ата җәмәт тағилириға бериңлар.
11 Әгәр униң атисиниң қериндашлири болмиса, ундақта униң мирасини униң җәмәтидики әң йеқин бир туққиниға бериңлар; у адәм униң мирасиға егә болсун. Бу Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк, Исраилларға чүшүрүлгән һөкүм, қанун-бәлгүлимә болуп қалсун».
12 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән маву Абарим теғиға чиқип, Мән Исраилларға тәқдим қилған зиминға қарап бақ.
13 Көрүп болғандин кейин сәнму акаң Һарунға охшаш өз хәлиқлириңгә қошулисән.
14 Чүнки Зин чөлидә, җамаәт җедәл чиқарған чағда, иккиңлар Мениң буйруғимға асийлиқ қилип, суниң ишида (Зин чөлидә, Қадәштики «Мәрибаһ сулири» дегән җайда) Мени җамаәтниң алдида муқәддәс дәп һөрмәтлимидиңлар, — деди.
15 Муса Пәрвәрдигарға сөз қилип:
16 — И Пәрвәрдигар, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, Өз җамаитиниң падичисиз падидәк болуп қелишиниң алдини елиш үчүн җамаәтни идарә қилидиған, уларниң алдиға кирип чиқалайдиған, уларни башлап маңалайдиған бир адәмни тикләп беришиңни тиләймән, — деди.
17
18 Сән Нунниң оғли Йәшуани таллиғин, — деди Пәрвәрдигар Мусаға, — Униңда Роһум бар, сән қолуңни униң бешиға қой,
19 уни каһин Әлиазар вә барлиқ җамаәтниң алдида турғузуп вәзипигә қой.
20 Сән пүткүл Исраил җамаити униң гепигә кириши үчүн өзүңниң иззәт-шөһритиңдин бир қисмини униңға бәргин.
21 У каһин Әлиазарниң алдида турсун, [Әлиазар] уримниң һөкүмини васитә қилип туруп, Пәрвәрдигарниң һозурида униң үчүн йол сорисун; Исраил хәлқи, йәни пүткүл җамаәт униң буйруғи билән чиқиду, униң буйруғи билән кириши керәк.
22 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә иш көрүп, Йәшуани башлап келип, каһин Әлиазарниң вә барлиқ җамаәтниң алдида турғузди;
23 [Әлиазар] қолини униң бешиға қоюп, уни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк вәзипигә қойди.