< Чөл-баявандики сәпәр 26 >

1 Вабадин кейин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунниң оғли Әлиазарға сөз қилип: —
Wabadin keyin Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunning oƣli Əliazarƣa sɵz ⱪilip: —
2 Силәр пүткүл Исраилларниң җамаити ичидә жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларни ата җәмәти бойичә һесаплап санақтин өткүзүңлар, — деди.
Silǝr pütkül Israillarning jamaiti iqidǝ yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarni ata jǝmǝti boyiqǝ ⱨesablap sanaⱪtin ɵtküzünglar, — dedi.
3 Шуниң билән Муса билән каһин Әлиазар Моаб түзләңликлиридә, йәни Йерихониң йенидики Иордан дәриясиниң бойида Исраиллар билән сөзлишип уларға:
Xuning bilǝn Musa bilǝn kaⱨin Əliazar Moab tüzlǝnglikliridǝ, yǝni Yerihoning yenidiki Iordan dǝryasining boyida Israillar bilǝn sɵzlixip ularƣa:
4 «Пәрвәрдигарниң Муса вә Мисирдин чиққан Исраилларға буйруғини бойичә, силәрдин жигирмә яштин ашқанларниң һәммиси [тизимлинип] санақтин өткүзүлүши керәк» дәп уқтурди. [тизимлитилған санлар мундақ болди]: —
«Pǝrwǝrdigarning Musa wǝ Misirdin qiⱪⱪan Israillarƣa buyruƣini boyiqǝ, silǝrdin yigirmǝ yaxtin axⱪanlarning ⱨǝmmisi [tizimlinip] sanaⱪtin ɵtküzülüxi kerǝk» dǝp uⱪturdi. [tizimlitilƣan sanlar mundaⱪ boldi]: —
5 Исраилниң тунҗа оғли Рубән еди. Рубәнниң әвлатлири, йәни Һануқниң нәслидин болған Һануқ җәмәти; Паллуниң нәслидин болған Паллу җәмәти;
Israilning tunji oƣli Rubǝn idi. Rubǝnning ǝwladliri, yǝni Ⱨanuⱪning nǝslidin bolƣan Ⱨanuⱪ jǝmǝti; Palluning nǝslidin bolƣan Pallu jǝmǝti;
6 Һәзрон нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Карми нәслидин болған Карми җәмәти.
Ⱨǝzron nǝslidin bolƣan Ⱨǝzron jǝmǝti; Karmi nǝslidin bolƣan Karmi jǝmǝti.
7 Булар Рубәнниң җәмәтлири болуп, улардин санақтин өткүзүлгини җәмий қириқ үч миң йәттә йүз оттуз киши болди.
Bular Rubǝnning jǝmǝtliri bolup, ulardin sanaⱪtin ɵtküzülgini jǝmiy ⱪiriⱪ üq ming yǝttǝ yüz ottuz kixi boldi.
8 Паллуниң оғли Елиаб;
Palluning oƣli Eliab;
9 Елиабниң оғуллири Нимуәл, Датан, Абирам еди. Датан билән Абирам әслидә җамаәт ичидин чақирилған мөтивәрләр болсиму, Кораһ гуруһидикиләр Пәрвәрдигар билән такаллашқанда, улар билән бирлишип Муса вә Һарун билән такаллашқан еди.
Eliabning oƣulliri Nimuǝl, Datan, Abiram idi. Datan bilǝn Abiram ǝslidǝ jamaǝt iqidin qaⱪirilƣan mɵtiwǝrlǝr bolsimu, Koraⱨ guruⱨidikilǝr Pǝrwǝrdigar bilǝn takallaxⱪanda, ular bilǝn birlixip Musa wǝ Ⱨarun bilǝn takallaxⱪanidi.
10 Йәр ағзини ечип уларни Кораһ билән биргә жутуп кәткән; шу чағда Кораһ гуруһидикиләрниң һәммиси өлгән; башқиларға ибрәт болсун дәп, от униң икки йүз әллик адимини жутуп кәткән.
Yǝr aƣzini eqip ularni Koraⱨ bilǝn birgǝ yutup kǝtkǝn; xu qaƣda Koraⱨ guruⱨidikilǝrning ⱨǝmmisi ɵlgǝn; baxⱪilarƣa ibrǝt bolsun dǝp, ot uning ikki yüz ǝllik adimini yutup kǝtkǝn.
11 Лекин Кораһниң әвлатлири өлүп кәтмигән.
Lekin Koraⱨning ǝwladliri ɵlüp kǝtmigǝn.
12 Шимеонниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Нәмуәлниң нәслидин болған Нәмуәл җәмәти; Ямин нәслидин болған Ямин җәмәти; Яқин нәслидин болған Яқин җәмәти;
Ximeonning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Nǝmuǝlning nǝslidin bolƣan Nǝmuǝl jǝmǝti; Yamin nǝslidin bolƣan Yamin jǝmǝti; Yaⱪin nǝslidin bolƣan Yaⱪin jǝmǝti;
13 Зәраһ нәслидин болған Зәраһ җәмәти; Саул нәслидин болған Саул җәмәти.
Zǝraⱨ nǝslidin bolƣan Zǝraⱨ jǝmǝti; Saul nǝslidin bolƣan Saul jǝmǝti.
14 Булар Шимеонниң җәмәтлири болуп, җәмий жигирмә икки миң икки йүз адәм чиқти.
Bular Ximeonning jǝmǝtliri bolup, jǝmiy yigirmǝ ikki ming ikki yüz adǝm qiⱪti.
15 Гад қәбилисидин, җәмәт бойичә, Зәфон нәслидин болған Зәфон җәмәти; Һагги нәслидин болған Һагги җәмәти; шуни нәслидин болған шуни җәмәти;
Gad ⱪǝbilisidin, jǝmǝt boyiqǝ, Zǝfon nǝslidin bolƣan Zǝfon jǝmǝti; Ⱨaggi nǝslidin bolƣan Ⱨaggi jǝmǝti; xuni nǝslidin bolƣan xuni jǝmǝti;
16 Озни нәслидин болған Озни җәмәти; ери нәслидин болған ери җәмәти;
Ozni nǝslidin bolƣan Ozni jǝmǝti; eri nǝslidin bolƣan eri jǝmǝti;
17 Арод нәслидин болған Арод җәмәти; Арәли нәслидин болған Арәли җәмәти.
Arod nǝslidin bolƣan Arod jǝmǝti; Arǝli nǝslidin bolƣan Arǝli jǝmǝti.
18 Булар Гад әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәтлири бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ миң бәш йүз адәм чиқти.
Bular Gad ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝtliri boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
19 Йәһуданиң оғуллири Ер билән Онан еди; бу иккиси Қанаан зиминида өлүп кәткән.
Yǝⱨudaning oƣulliri Er bilǝn Onan idi; bu ikkisi Ⱪanaan zeminida ɵlüp kǝtkǝn.
20 Йәһуданиң әвлатлири, җәмәти бойичә, Шилаһниң нәслидин болған Шилаһ җәмәти; Пәрәзниң нәслидин болған Пәрәз җәмәти; Зәраһниң нәслидин болған Зәраһ җәмәти.
Yǝⱨudaning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Xilaⱨning nǝslidin bolƣan Xilaⱨ jǝmǝti; Pǝrǝzning nǝslidin bolƣan Pǝrǝz jǝmǝti; Zǝraⱨning nǝslidin bolƣan Zǝraⱨ jǝmǝti.
21 Пәрәзниң әвлатлири Һәзронниң нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Һамулниң нәслидин болған Һамул җәмәти.
Pǝrǝzning ǝwladliri Ⱨǝzronning nǝslidin bolƣan Ⱨǝzron jǝmǝti; Ⱨamulning nǝslidin bolƣan Ⱨamul jǝmǝti.
22 Булар Йәһуданиң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий йәтмиш алтә миң бәш йүз адәм чиқти.
Bular Yǝⱨudaning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy yǝtmix altǝ ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
23 Иссакарниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Толаниң нәслидин болған Тола җәмәти; Пуаһниң нәслидин болған Пуаһ җәмәти;
Issakarning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Tolaning nǝslidin bolƣan Tola jǝmǝti; Puaⱨning nǝslidin bolƣan Puaⱨ jǝmǝti;
24 Яшубниң нәслидин болған Яшуб җәмәти; Шимронниң нәслидин болған Шимрон җәмәти.
Yaxubning nǝslidin bolƣan Yaxub jǝmǝti; Ximronning nǝslidin bolƣan Ximron jǝmǝti.
25 Булар Иссакарниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң үч йүз адәм чиқти.
Bular Issakarning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix tɵt ming üq yüz adǝm qiⱪti.
26 Зәбулунниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Сәрәдниң нәслидин болған Сәрәд җәмәти; Елон нәслидин болған Елон җәмәти; Җаһлийәлниң нәслидин болған Җаһлийәл җәмәти.
Zǝbulunning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Sǝrǝdning nǝslidin bolƣan Sǝrǝd jǝmǝti; Elon nǝslidin bolƣan Elon jǝmǝti; Jaⱨliyǝlning nǝslidin bolƣan Jaⱨliyǝl jǝmǝti.
27 Булар Зәбулунниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш миң бәш йүз адәм чиқти.
Bular Zǝbulunning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
28 Йүсүпниң оғуллири: — җәмәт бойичә, Манассәһ билән Әфраим еди.
Yüsüpning oƣulliri: — jǝmǝt boyiqǝ, Manassǝⱨ bilǝn Əfraim idi.
29 Манассәһниң әвлатлири: — Макирниң нәслидин болған Макир җәмәти (Макирдин Гилеад төрәлгән), Гилеадниң нәслидин болған Гилеад җәмәти еди.
Manassǝⱨning ǝwladliri: — Makirning nǝslidin bolƣan Makir jǝmǝti (Makirdin Gilead tɵrǝlgǝn), Gileadning nǝslidin bolƣan Gilead jǝmǝti idi.
30 Төвәндикиләр Гилеадниң әвлатлири: — Йәәзәрниң нәслидин болған Йәәзәр җәмәти; Һәләкниң нәслидин болған Һәләк җәмәти;
Tɵwǝndikilǝr Gileadning ǝwladliri: — Yǝǝzǝrning nǝslidin bolƣan Yǝǝzǝr jǝmǝti; Ⱨǝlǝkning nǝslidin bolƣan Ⱨǝlǝk jǝmǝti;
31 Асрийәлниң нәслидин болған Асрийәл җәмәти; Шәкәмниң нәслидин болған Шәкәм җәмәти;
Asriyǝlning nǝslidin bolƣan Asriyǝl jǝmǝti; Xǝkǝmning nǝslidin bolƣan Xǝkǝm jǝmǝti;
32 Шәмиданиң нәслидин болған Шәмида җәмәти; Һәфәрниң нәслидин болған Һәфәр җәмәти.
Xǝmidaning nǝslidin bolƣan Xǝmida jǝmǝti; Ⱨǝfǝrning nǝslidin bolƣan Ⱨǝfǝr jǝmǝti.
33 Һәфәрниң оғли Зәлофиһад оғул пәрзәнт көрмәй қиз пәрзәнт көргән; Зәлофиһадниң қизлириниң исми Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ, Тирзаһ еди.
Ⱨǝfǝrning oƣli Zǝlofiⱨad oƣul pǝrzǝnt kɵrmǝy ⱪiz pǝrzǝnt kɵrgǝn; Zǝlofiⱨadning ⱪizlirining ismi Maⱨlaⱨ, Noaⱨ, Ⱨoglaⱨ, Milkaⱨ, Tirzaⱨ idi.
34 Булар Манассәһниң җәмәтлири болуп, санақтин өткүзүлгәндә җәмий әллик икки миң йәттә йүз адәм чиқти.
Bular Manassǝⱨning jǝmǝtliri bolup, sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ǝllik ikki ming yǝttǝ yüz adǝm qiⱪti.
35 Төвәндикиләр Әфраимниң әвлатлири, җәмәти бойичә: — Шутилаһниң нәслидин болған Шутилаһ җәмәти; Бәкәрниң нәслидин болған Бәкәр җәмәти; Таһанниң нәслидин болған Таһан җәмәти.
Tɵwǝndikilǝr Əfraimning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ: — Xutilaⱨning nǝslidin bolƣan Xutilaⱨ jǝmǝti; Bǝkǝrning nǝslidin bolƣan Bǝkǝr jǝmǝti; Taⱨanning nǝslidin bolƣan Taⱨan jǝmǝti.
36 Шутиланиң әвлатлири Еранниң нәслидин болған Еран җәмәти.
Xutilaning ǝwladliri Eranning nǝslidin bolƣan Eran jǝmǝti.
37 Мана булар Әфраим әвлатлириниң җәмәтлири болуп, һәр қайси җәмәтләр бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий оттуз икки миң бәш йүз адәм чиқти. Җәмәтлири бойичә, уларниң һәммиси Йүсүпниң әвлатлири еди.
Mana bular Əfraim ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ⱨǝrⱪaysi jǝmǝtlǝr boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ottuz ikki ming bǝx yüz adǝm qiⱪti. Jǝmǝtliri boyiqǝ, ularning ⱨǝmmisi Yüsüpning ǝwladliri idi.
38 Биняминниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Беланиң нәслидин болған Бела җәмәти; Ашбәлниң нәслидин болған Ашбәл җәмәти; Аһирамниң нәслидин болған Аһирам җәмәти;
Binyaminning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Belaning nǝslidin bolƣan Bela jǝmǝti; Axbǝlning nǝslidin bolƣan Axbǝl jǝmǝti; Aⱨiramning nǝslidin bolƣan Aⱨiram jǝmǝti;
39 Шәфуфамниң нәслидин болған Шуфам җәмәти; Һуфамниң нәслидин болған Һуфам җәмәти.
Xǝfufamning nǝslidin bolƣan Xufam jǝmǝti; Ⱨufamning nǝslidin bolƣan Ⱨufam jǝmǝti.
40 Ард билән Нааман Беланиң оғуллири еди; Ардниң нәслидин болған Ард җәмәти; Нааманниң нәслидин болған Нааман җәмәти.
Ard bilǝn Naaman Belaning oƣulliri idi; Ardning nǝslidin bolƣan Ard jǝmǝti; Naamanning nǝslidin bolƣan Naaman jǝmǝti.
41 Булар Биняминниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ бәш миң алтә йүз адәм чиқти.
Bular Binyaminning ǝwladliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx ming altǝ yüz adǝm qiⱪti.
42 Төвәндикиләр Данниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә, Шуһамниң нәслидин болған Шуһам җәмәти; җәмәт бойичә булар Данниң җәмәтлири еди.
Tɵwǝndikilǝr Danning ǝwladliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ, Xuⱨamning nǝslidin bolƣan Xuⱨam jǝmǝti; jǝmǝt boyiqǝ bular Danning jǝmǝtliri idi.
43 Шуһамниң һәммә җәмәти санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң төрт йүз адәм чиқти.
Xuⱨamning ⱨǝmmǝ jǝmǝti sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix tɵt ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
44 Аширниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Йимнаһниң нәслидин болған Йимнаһ җәмәти; Йешвиниң нәслидин болған Йешви җәмәти; Берияһниң нәслидин болған Берияһ җәмәти.
Axirning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Yimnaⱨning nǝslidin bolƣan Yimnaⱨ jǝmǝti; Yexwining nǝslidin bolƣan Yexwi jǝmǝti; Beriyaⱨning nǝslidin bolƣan Beriyaⱨ jǝmǝti.
45 Берияһниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Һәбәрниң нәслидин болған Һәбәр җәмәти; Малкиәлниң нәслидин болған Малкиәл җәмәти.
Beriyaⱨning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Ⱨǝbǝrning nǝslidin bolƣan Ⱨǝbǝr jǝmǝti; Malkiǝlning nǝslidin bolƣan Malkiǝl jǝmǝti.
46 Аширниң қизиниң исми Сераһ еди.
Axirning ⱪizining ismi Seraⱨ idi.
47 Булар Ашир әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий әллик үч миң төрт йүз адәм чиқти.
Bular Axir ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ǝllik üq ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
48 Нафталиниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Яһзиәлниң нәслидин болған Яһзиәл җәмәти; Гуниниң нәслидин болған Гуни җәмәти;
Naftalining ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Yaⱨziǝlning nǝslidin bolƣan Yaⱨziǝl jǝmǝti; Gunining nǝslidin bolƣan Guni jǝmǝti;
49 Йәзәрниң нәслидин болған Йәзәр җәмәти; Шилләмниң нәслидин болған Шилләм җәмәти.
Yǝzǝrning nǝslidin bolƣan Yǝzǝr jǝmǝti; Xillǝmning nǝslidin bolƣan Xillǝm jǝmǝti.
50 Булар Нафталиниң җәмәтлири болуп, җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ бәш миң төрт йүз адәм чиқти.
Bular Naftalining jǝmǝtliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
51 Жуқириқилар Исраиллардин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җәмий алтә йүз бир миң йәттә йүз оттуз адәм чиқти.
Yuⱪiriⱪilar Israillardin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr bolup, jǝmiy altǝ yüz bir ming yǝttǝ yüz ottuz adǝm qiⱪti.
52 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
53 Зимин мошуларға ройхәткә елинған сан бойичә мирас қилип тәқсим қилинсун.
Zemin muxularƣa royhǝtkǝ elinƣan san boyiqǝ miras ⱪilip tǝⱪsim ⱪilinsun.
54 Мирасни адәм сани көп қәбилиләргә көпрәк, адәм сани аз қәбилиләргә азрақ бөл; мирас ройхәттин өткүзүлгән адәм саниға қарап һәр бир адәмгә бөлүп берилсун.
Mirasni adǝm sani kɵp ⱪǝbililǝrgǝ kɵprǝk, adǝm sani az ⱪǝbililǝrgǝ azraⱪ bɵl; miras royhǝttin ɵtküzülgǝn adǝm saniƣa ⱪarap ⱨǝrbir adǝmgǝ bɵlüp berilsun.
55 Һалбуки, зимин чәк ташлиниш йоли билән бөлүнсун; улар мирасқа өзлириниң ата җәмәт-қәбилисиниң нами бойичә варислиқ қилсун.
Ⱨalbuki, zemin qǝk taxlinix yoli bilǝn bɵlünsun; ular mirasⱪa ɵzlirining ata jǝmǝt-ⱪǝbilisining nami boyiqǝ warisliⱪ ⱪilsun.
56 Мирас уларға чәк ташлаш йоли билән адәм саниниң аз-көплүгигә қарап һәр бир [аилә-җәмәткә] бөлүп берилсун.
Miras ularƣa qǝk taxlax yoli bilǝn adǝm sanining az-kɵplükigǝ ⱪarap ⱨǝrbir [ailǝ-jǝmǝtkǝ] bɵlüp berilsun.
57 Төвәндикиләр ата җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгән Лавийлар: — Гәршонниң нәслидин болған Гәршон җәмәти; Коһатниң нәслидин болған Коһат җәмәти; Мәрариниң нәслидин болған Мәрари җәмәти.
Tɵwǝndikilǝr ata jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝn Lawiylar: — Gǝrxonning nǝslidin bolƣan Gǝrxon jǝmǝti; Koⱨatning nǝslidin bolƣan Koⱨat jǝmǝti; Mǝrarining nǝslidin bolƣan Mǝrari jǝmǝti.
58 Булар Лавийларниң җәмәтлири: — Либни җәмәти, Һеброн җәмәти, Маһли җәмәти, Муши җәмәти, Кораһ җәмәти. Коһаттин Амрам төрәлгән.
Bular Lawiylarning jǝmǝtliri: — Libni jǝmǝti, Ⱨebron jǝmǝti, Maⱨli jǝmǝti, Muxi jǝmǝti, Koraⱨ jǝmǝti. Koⱨattin Amram tɵrǝlgǝn.
59 Амрамниң аялиниң исми Йокәбәд болуп, Лавийниң Мисирда туғулған қизи еди; у Амрамға Һарун, Муса вә уларниң һәдиси Мәрйәмни туғуп бәргән.
Amramning ayalining ismi Yokǝbǝd bolup, Lawiyning Misirda tuƣulƣan ⱪizi idi; u Amramƣa Ⱨarun, Musa wǝ ularning aqisi Mǝryǝmni tuƣup bǝrgǝn.
60 Һарундин Надаб, Абиһу, Әлиазар, Итамар төрәлгән.
Ⱨarundin Nadab, Abiⱨu, Əliazar, Itamar tɵrǝlgǝn.
61 Лекин Надаб билән Абиһу Пәрвәрдигарниң алдиға ғәйрий бир отни сунғанда өлүп кәткән.
Lekin Nadab bilǝn Abiⱨu Pǝrwǝrdigarning aldiƣa ƣǝyriy bir otni sunƣanda ɵlüp kǝtkǝn.
62 Лавийлар ичидә бир айлиқтин ашқан барлиқ әркәкләр санақтин өткүзүлгәндә җәмий жигирмә үч миң адәм чиқти. Улар Исраиллар ичидә санақтин өткүзүлмигән, чүнки уларға Исраиллар ичидә һеч қандақ мирас [зимин] бөлүп берилмигән.
Lawiylar iqidǝ bir ayliⱪtin axⱪan barliⱪ ǝrkǝklǝr sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy yigirmǝ üq ming adǝm qiⱪti. Ular Israillar iqidǝ sanaⱪtin ɵtküzülmigǝn, qünki ularƣa Israillar iqidǝ ⱨeqⱪandaⱪ miras [zemin] bɵlüp berilmigǝn.
63 Жуқирида ейтилған адәмләр Моаб түзләңликлиридә, Йерихониң удулидики Иордан дәрияси бойида Муса билән каһин Әлиазар тәрипидин санақтин өткүзүлгән Исраиллардур.
Yuⱪirida eytilƣan adǝmlǝr Moab tüzlǝnglikliridǝ, Yerihoning udulidiki Iordan dǝryasi boyida Musa bilǝn kaⱨin Əliazar tǝripidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝn Israillardur.
64 Бирақ бу адәмләр ичидә Муса билән каһин Һарун илгири Синай чөлидә санақтин өткүзгәндә санақтин өткүзүлгән бирму адәм йоқ еди.
Biraⱪ bu adǝmlǝr iqidǝ Musa bilǝn kaⱨin Ⱨarun ilgiri Sinay qɵlidǝ sanaⱪtin ɵtküzgǝndǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝn birmu adǝm yoⱪ idi.
65 Чүнки Пәрвәрдигар улар тоғрисида: «Улар чөлдә өлмәй қалмайду» дәп ейтқан еди. Шуңа, Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуадин башқа бириму қалмиған.
Qünki Pǝrwǝrdigar ular toƣrisida: «Ular qɵldǝ ɵlmǝy ⱪalmaydu» dǝp eytⱪanidi. Xunga, Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb bilǝn Nunning oƣli Yǝxuadin baxⱪa birimu ⱪalmiƣan.

< Чөл-баявандики сәпәр 26 >