< Чөл-баявандики сәпәр 25 >
1 Исраиллар Шиттимда турған мәзгилдә, хәлиқ Моаб қизлири билән бузуқлуқ қилишқа берилип кәтти.
以色列人住在什亭,百姓與摩押女子行起淫亂。
2 У қизлар Исраилларни өз илаһлириға аталған қурбанлиқларға қатнишишқа чақирди; [Исраилларму] қурбанлиқлардин йәйдиған, уларниң илаһлириға бирликтә чоқунидиған болди.
因為這女子叫百姓來,一同給她們的神獻祭,百姓就吃她們的祭物,跪拜她們的神。
3 Исраиллар Баал-Пеор билән әнә шу тәриқидә бағлинип кәткәнлиги үчүн, Пәрвәрдигарниң Исраилларға аччиғи қозғалди.
以色列人與巴力‧毗珥連合,耶和華的怒氣就向以色列人發作。
4 Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви Исраилларға чүшмисун үчүн, хәлиқниң әмирлириниң һәммисини тутуп, уларни Мениң алдимда аптапта есип қойғин, — деди.
耶和華吩咐摩西說:「將百姓中所有的族長在我面前對着日頭懸掛,使我向以色列人所發的怒氣可以消了。」
5 Шуниң билән Муса Исраилниң сорақчилириға: — Силәр берип һәр бириңлар өзүңларниң Баал-Пеор билән бағлинип кәткән адәмлирини өлтүрүветиңлар, — деди.
於是摩西吩咐以色列的審判官說:「凡屬你們的人,有與巴力‧毗珥連合的,你們各人要把他們殺了。」
6 Вә Муса пүткүл Исраил җамаити билән җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида жиға-зерә қилип туруватқанда, мана Исраиллардин бирәйлән келип уларниң көз алдидила Мидияний бир қизни өз қериндашлириниң йениға елип маңди.
摩西和以色列全會眾正在會幕門前哭泣的時候,誰知,有以色列中的一個人,當他們眼前,帶着一個米甸女人到他弟兄那裏去。
7 Каһин Һарунниң нәвриси, Әлиазарниң оғли Финиһас буни көрүп, җамаәт ичидин қопти-дә, қолиға нәйзә елип,
祭司亞倫的孫子,以利亞撒的兒子非尼哈看見了,就從會中起來,手裏拿着槍,
8 һелиқи Исраил адәмниң арқисидин чедирниң ичкиригә кирип, қиз билән иккисиниң қарниға нәйзә тиқивәтти. Исраиллар арисида тарқалған ваба әнә шу чағдила тохтиди.
跟隨那以色列人進亭子裏去,便將以色列人和那女人由腹中刺透。這樣,在以色列人中瘟疫就止息了。
9 Шу чағда ваба тегип өлгәнләр җәмий жигирмә төрт миң адәмгә йәткән еди.
那時遭瘟疫死的,有二萬四千人。
10 Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
耶和華曉諭摩西說:
11 — «Каһин Һарунниң нәвриси, Әлиазарниң оғли Финиһас Мени дәп вапасизлиққа болған һәситимни өз һәсити билип, Мениң Исраилларға болған ғәзивимни яндурди. Шуңа гәрчә Мән вапасизлиққа болған һәситимдин ғәзәпләнгән болсамму, Исраилларни йоқитивәтмидим.
「祭司亞倫的孫子,以利亞撒的兒子非尼哈,使我向以色列人所發的怒消了;因他在他們中間,以我的忌邪為心,使我不在忌邪中把他們除滅。
12 Шуңа сән: — «Мана, Мән униңға өз аман-хатирҗәмлик әһдәмни тәқдим қилимән!
因此,你要說:『我將我平安的約賜給他。
13 Бу [әһдә] униңға вә униң әвлатлириға тәвә болидиған мәңгүлүк каһинлиқ әһдиси болиду, чүнки у өз Худасини дәп вапасизлиққа һәсәт қилип, Исраиллар үчүн кафарәт кәлтүрди» — дәп җакалиғин».
這約要給他和他的後裔,作為永遠當祭司職任的約;因他為上帝有忌邪的心,為以色列人贖罪。』」
14 Өлтүрүлгән йәни һелиқи Мидияний қиз билән биллә өлтүрүлгән Исраил адәмниң исми Зимри болуп, Салуниң оғли, Шимеон қәбилисидики бир җәмәтниң әмри еди.
那與米甸女人一同被殺的以色列人,名叫心利,是撒路的兒子,是西緬一個宗族的首領。
15 Өлтүрүлгән Мидияний қизниң исми Козби болуп, Зурниң қизи еди; Зур болса Мидияний бир қәбилиниң башлиғи еди.
那被殺的米甸女人,名叫哥斯比,是蘇珥的女兒;這蘇珥是米甸一個宗族的首領。
17 Сән Мидиянийларға арам бәрмәй зәрбә бәргин;
「你要擾害米甸人,擊殺他們;
18 Чүнки улар һейлә-микир ишлитип силәргә арам бәрмигән; Пеордики ишта, шундақла уларниң сиңлиси болған Мидиянниң бир әмриниң қизи Козбиниң ишидиму һейлә-микир ишлитип силәрни аздурған, — деди. Козби ваба тарқалған күнидә Пеордики иш сәвәвидин өлтүрүлди.
因為他們用詭計擾害你們,在毗珥的事上和他們的姊妹、米甸首領的女兒哥斯比的事上,用這詭計誘惑了你們;這哥斯比,當瘟疫流行的日子,因毗珥的事被殺了。」