< Чөл-баявандики сәпәр 24 >
1 Балаам Пәрвәрдигарниң Исраилларға бәхит-бәрикәт ата қилишни мувапиқ көргәнлигини көрүп йетип, алдинқи [икки] қетимқидикидәк сеһир ишлитишкә бармиди, бәлки йүзини чөл-баяван тәрәпкә қаратти.
2 Балаам бешини көтирип Исраилларниң қәбилә бойичә чедирларда олтирақлашқанлиғини көрди, Худаниң Роһи униң үстигә чүшти.
3 Шуниң билән у ағзиға калам сөзини елип мундақ деди: — «Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи, Көзи ечилмиған адәмниң ейтидиған калам сөзи,
4 Йәни Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, Мана әнди көзи ечилип дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи: —
5 Аһ Яқуп, чедирлириң нәқәдәр гөзәл, Туралғулириң нәқәдәр гөзәл, аһ Исраил!
6 Гоя кеңәйгән дәрия вадилиридәк, Худди дәрия бойидики бағлардәк, Гоя Пәрвәрдигар тикип өстүргән уд дәрәқлиридәк, Дәрия бойидики кедир дәрәқлиридәк;
7 Сулар униң соғилиридин еқип чиқиду, Әвлатлири сүйи мол җайларда болиду; Падишаси Агагдин ешип кетиду, Униң падишалиғи үстүн қилинип гүллиниду.
8 Тәңри уни Мисирдин елип чиққан, Униңда явайи буқиниң күчи бардур; Дүшмән әлләрни у йәп кетиду, Устиханлирини езип ташлайду, Оқя етип уларни тешип ташлайду.
9 У бағирлап ятса, әркәк ширдәк, Ятса һәм чиши ширдәк, Ким уни қозғитишқа петинар? Ким саңа бәхит-бәрикәт тилисә, бәхит-бәрикәт тапиду. Ким сени қарғиса, қарғишқа кетиду».
10 Балақ Балаамға аччиқлинип, қолини қолиға уруп кәтти; Балақ Балаамға: — Мән силини дүшминимни қарғап беришкә қичқиртқан едим вә мана, сили үч қетим пүтүнләй уларға амәт тилидилә!
11 Әнди тездин жутлириға қечип кәтсилә; мән әслидә силиниң иззәт-һөрмәтлирини катта қилай дегән едим, мана Пәрвәрдигар силини бу катта иззәт-һөрмәткә наил болуштин тосуп қойди, — деди.
12 Балаам Балаққа: — Мән әслидә өзлириниң әлчилиригә:
13 «Балақ маңа өзиниң алтун-күмүчкә лиқ толған өз өйини бәрсиму, Пәрвәрдигарниң буйруғинидин һалқип, өз мәйлимчә яхши-яман иш қилалмаймән; Пәрвәрдигар маңа немә десә, мән шуни дәймән» дегән әмәсмидим?
14 Әнди мән өз хәлқимгә қайтимән; кәлсилә, мән өзлиригә бу хәлиқниң күнләрниң ахирида силиниң хәлиқлиригә қандақ муамилә қилидиғанлиғини ейтип берәй, — деди.
15 У калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи, Көзлири ечилмиған киши ейтқан калам сөзи,
16 Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммидин Алийниң вәһийлирини билгүчи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, Мана әнди көзи ечилған дүм жиқилиған киши йәткүзидиған калам сөзи: —
17 Мән Уни көримән, лекин һазир әмәс; Мән Униңға қараймән, лекин йеқин йәрдин әмәс; Яқуптин чиқар бир юлтуз, Көтириләр Исраилдин бир шаһанә һаса; Чеқиветәр у Моабниң чекисини, Барлиқ Шетләрниң бешини янҗийду.
18 Едом униңға тәвә болиду, Йәнә техи дүшмини Сеирлар униңға тәвә болиду; Исраил болса батурлуқ қилиду.
19 Яқуптин чиққан бири сәлтәнәт сүриду, Шәһәрдә қалған һәммәйләнни йоқитиду».
20 Андин Балаам Амаләкни көрүп, мундақ калам сөзини ейтти: — «Амаләк еди әсли әлләр арисида баш, Әнди һалакәттур тәғдир-қисмити».
21 Андин Балаам Кенийләрни көрүп мундақ калам сөзини ейтти: — «Сениң маканиң мустәһкәм болуп, Чаңгаң қорам таш ичидә болсиму,
22 Лекин силәр Кенийләр һалак қилинип турисиләр; Таки Ашур силәрни тутқун қилип кәткичә».
23 Балаам йәнә калам сөзини давам қилип мундақ деди: — «Аһ, Тәңри бу ишларни қилған чеғида, Ким тирик қелишқа қадир болар?
24 Киттим тәрәплиридин кемиләр келип, Зулум-зәхмәт салиду Ашурға, Зулум-зәхмәт салиду Ебәргә; Лекин [Киттимдин кәлгүчи] өзиму һалакәткә йүзлинәр.
25 Шуниң билән Балаам орнидин қопуп өз жутиға қайтти; Балақму өз йолиға маңди.