< Чөл-баявандики сәпәр 22 >
1 Исраиллар йәнә йолға чиқип Моаб түзләңликлиридә, йәни Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә, Йерихониң удулида чедир тикти.
2 Исраилларниң Аморийларға қилған ишлириниң һәммисини Зиппорниң оғли Балақ көрүп турған еди.
3 Моаблар хәлиқтин интайин қорқушти, чүнки улар бәк көп еди; Моабийлар Исраилларниң сәвәвидин бәк алақзадә болуп кетишти.
4 Моабийлар Мидиян ақсақаллириға: «Бу бир топ адәм әтрапимиздики һәммә нәрсини, худди кала етиздики отни ялмиғандәк ялмап йәп кетидиған болди» — дейишти. У чағда Зиппорниң оғли Балақ Моабниң падишаси еди.
5 У әлчиләрни Беорниң оғли Балаамниң алдиға, Балаамниң ана жутидики улуқ дәрия бойидики Петор шәһиригә берип, Балаамни чақирип келишкә әвәтип: падишасимиз: — «Қарисила, бир хәлиқ Мисирдин чиққан еди; мана, улар пүтүн зиминға ямрап кәтти, мана улар бизниң удулимизға келип чүшти.
6 Улар мениңдин күчлүк болғачқа, әнди өзлири келип бу хәлиқни мән үчүн бир қарғап бәргән болсила; бәлким мән уларни йеңип, бу зиминдин қоғлап чиқиришим мумкин; чүнки өзлири кимгә бәхит тилисилә шуниң бәхит қучидиғанлиғини, кимни қарғисила, шуниң қарғишқа қалидиғанлиғини билимән» дәйду, дәңлар, — деди.
7 Моабниң ақсақаллири билән Мидиянниң ақсақаллири қоллирида пал селиш инъамлирини елип маңди; улар Балаамниң алдиға келип Балақниң гәплирини йәткүзди.
8 Балаам уларға: — Бүгүн ахшам мошу йәрдә қонуп қелиңлар, мән Пәрвәрдигарниң маңа қилған сөзи бойичә силәргә җавап йәткүзимән, — деди. Шуниң билән Моабниң шу әмирлири Балаамниңкидә қонуп қалди.
9 Худа Балаамниңкигә келип: — Сениң билән биллә турған бу адәмләр ким? — девиди,
10 Балаам Худаға: — Моаб падишаси Зиппорниң оғли Балақ әлчиләрни әвәтип маңа:
11 «Қарисила, Мисирдин бир хәлиқ чиққан еди, улар пүтүн зиминға ямрап кәтти; бу йәргә келип мениң үчүн уларни қарғап бәрсилә, шундақ қилсила бәлким уларни йеңип, бу йәрдин қоғливетәлишим мумкин» — деди, — деди.
12 Худа Балаамға: Сән улар билән биллә барсаң болмайду, у хәлиқни қарғисаңму болмайду, чүнки уларға бәхит-бәрикәт ата қилинған, — деди.
13 Балаам әтигән туруп Балақниң әмәлдарлириға: — Силәр өз жутуңларға қайтип кетиңлар, чүнки Пәрвәрдигар мениң силәр билән биллә беришимға рухсәт қилмиди, — деди.
14 Моабниң әмәлдарлири қопуп Балақниң йениға келип униңға: — Балаам биз билән биллә келишкә унимиди, — деди.
15 Шуниң билән Балақ техиму көп вә техиму мөтивәр әмәлдарларни әвәтти,
16 Улар Балаамниң алдиға келип униңға: — «Зиппорниң оғли Балақ мундақ дәйду: — «Һеч немә силиниң йенимға келишлирини тосумиғай;
17 чүнки мән өзлирини зор шан-шөһрәткә егә қилимән; немә десилә мақул дәймән; шуңа маңа әшу хәлиқни қарғап бәрсилила болиду», — деди.
18 Балаам Балақниң хизмәткарлириға җававән: — Балақ маңа өзиниң алтун-күмүчкә лиқ толған өз өйини бәрсиму, мәйли чоң яки кичик иш қилай, Худайим Пәрвәрдигарниң маңа буйруғанлиридин һалқип кетәлмәймән.
19 Силәрму бүгүн ахшам мошу йәрдә қонуп қелиңлар, Пәрвәрдигар йәнә шу ишлар тоғрисида маңа немә дәйдикин, шуни биләй, — деди.
20 Шу кечиси Худа Балаамниңкигә келип униңға: — У кишиләр сени тәклип қилип кәлгән болса, улар билән биллә барғин, лекин сән Мениң саңа ейтидиғанлирим бойичә иш қилишиң керәк, — деди.
21 Балаам әтигән туруп ешигини тоқуп Моабниң әмирлири билән биллә маңди.
22 Худа Балаамниң маңғанлиғидин ғәзәпләнди; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уни тосушқа йолда туратти. У шу чағда ешигигә минип икки ғулами билән биллә кетивататти.
23 Мада ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қолиға қилич алған һалда йолда турғанлиғини көрүп, йолдин чиқип етизлиқ билән меңивиди, Балаам ешәкни йолға чиқип меңишқа думбалап урди.
24 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси икки тәрипи тосма там билән тосалған үзүмзарлиқтики тар бир йолда турувалди.
25 Ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисини көрүп, тамға қистилип меңип, Балаамниң путини тамға қистап яриландуруп қойди; Балаам ешәкни йәнә думбалиди.
26 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси болса йәнә алдиғирақ берип, оң я солға бурулушқа болмайдиған техиму тар бир йәрдә күтүп турди.
27 Ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисини көрүп маңмай, Балаамниң астида йетивалди; Балаам қаттиқ хапа болуп, ешәкни һасиси билән қаттиқ думбалап кәтти.
28 Бу чағда Пәрвәрдигар ешәккә зуван киргүзүвиди, ешәк Балаамға: — Мени үч қетим думбалайдиғанға саңа немә яманлиқ қиптимән? — девиди,
29 Балаам ешәккә: — Сән мени сәтләштүрдүң, қолумда қилич болған болса еди, сени чепип өлтүрүветәттим! — деди.
30 Ешәк Балаамға: — Мән сениңки болғинимдин тартип минип кәлгән ешигиң мән әмәсму? Илгири мән саңа мошундақ қилиш адитим болуп баққанму? — девиди, — Яқ, — деди [Балаам].
31 Әнә шу чағда Пәрвәрдигар Балаамниң көзлирини ачти, Балаам Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қиличини ғилипидин чиқирип, йолда турғанлиғини көрди; у йәргә бешини қоюп сәҗдә қилди.
32 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: — Сән ешигиңни немә үчүн үч қетим думбалайсән? Қариғина, маңған йолуң Мениң нәзиримдә тәтүр болғачқа, сени тосушқа чиққучи Мән Өзүм едим.
33 Ешәк Мени көрүп үч қетим Мениң алдимдин бурулуп кәтти; әгәр ешәк Мениң алдимдин бурулуп кәтмигән болса, Мән аллиқачан сени өлтүрүп ешәкни тирик қалдурған болаттим, — деди.
34 Балаам Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә: — Мән гунакармән, Өзлириниң йолда мени тосуп турғанлиқлирини көрмәптимән; мабада әнди мениң беришим нәзәрлиридә рәзил көрүнсә, мән қайтип кетәй, — деди.
35 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Балаамға йәнә: — Бопту, бу кишиләр билән биллә барғин, бирақ пәқәт Мән саңа дегән сөзнила дегин, — деди. Шуниң билән Балаам Балақниң әмәлдарлири билән биллә маңди.
36 Балақ Балаамни келиветипту дәп аңлап, қарши елиш үчүн Моабниң Арнон дәриясиниң бойидики, чегариниң әң бешидики шәһиригә кәлди:
37 — Мән силини чақиришқа шунчә җиддий әлчи әвәткән едим, немә үчүн келишкә унимидила? Мән силини шан-шөһрәткә егә қилалмайттимму? — деди Балақ Балаамға.
38 — Қарисила, мана кәлдимғу, әнди мән өз алдимға бир немә дейәләйттимму? — деди Балаам, — Худа ағзимға немә гәпни салса, мән шунила дәймән.
39 Балаам Балақ билән биллә йолға чиқип Кириат-Хузотқа кәлди.
40 Балақ кала, қойларни союп қурбанлиқ қилип, уларниң гөшидин Балаам вә униң билән биллә болған әмирләргә әвәтип бәрди.
41 Андин Балақ әтиси сәһәрдә Балаамни Баалниң егиз җайлириға елип чиқти; у шу йәрдин Исраил хәлқиниң әң чәттики бир қисмини көрди.