< Чөл-баявандики сәпәр 21 >

1 Җәнупта турушлуқ Арад мәмликитиниң Ⱪананийлардин болған падишаси Исраилларниң Атарим йоли билән келиватқанлиғини аңлап, чиқип улар билән соқушуп, нәччәйләнни тутқун қилип кәтти.
Jenubta turushluq Arad memlikitining Qanaaniylardin bolghan padishahi Israillarning Atarim yoli bilen kéliwatqanliqini anglap, chiqip ular bilen soqushup, nechcheylenni tutqun qilip ketti.
2 Андин Исраиллар Пәрвәрдигарға қәсәм ичип: «Әгәр бу хәлиқни бизниң қолимизға пүтүнләй тапшуридиған болсаң, уларниң шәһәрлирини вәйран қилип ташлаймиз» — деди.
Andin Israillar Perwerdigargha qesem ichip: «Eger bu xelqni bizning qolimizgha pütünley tapshuridighan bolsang, ularning sheherlirini weyran qilip tashlaymiz» — dédi.
3 Пәрвәрдигар Исраилларниң пәрядини аңлап, Қанаанлийларни уларниң қолиға тапшурди, шуниң билән улар Ⱪананийларни уларниң шәһәрлири билән қошуп вәйран қилди; шу сәвәптин улар шу йәрни «Хормаһ» дәп атиди.
Perwerdigar Israillarning peryadini anglap, Qanaanliylarni ularning qoligha tapshurdi, shuning bilen ular Qanaaniylarni ularning sheherliri bilen qoshup weyran qildi; shu sewebtin ular shu yerni «Xormah» dep atidi.
4 Улар Һор теғидин йолға чиқип, Едом зиминини айлинип өтүш үчүн, Қизил деңиз бойидики йолни бойлап маңди; хәлиқ мошу йол сәвәвидин көңлидә толиму тақәтсиз болуп,
Ular Hor téghidin yolgha chiqip, Édom zéminini aylinip ötüsh üchün, Qizil déngiz boyidiki yolni boylap mangdi; xelq mushu yol sewebidin könglide tolimu taqetsiz bolup,
5 Худаға вә Мусаға қарши чиқип: — Силәр немә үчүн бизни чөл-җәзиридә өлсун дәп Мисир зиминидин башлап чиққансиләр? Бу йәрдә я ашлиқ, я су йоқ, көңлимиз бу әрзимәс нанлардин бизар болди, дейишти.
Xudagha we Musagha qarshi chiqip: — Siler néme üchün bizni chöl-jeziride ölsun dep Misir zéminidin bashlap chiqqansiler? Bu yerde ya ashliq, ya su yoq, könglimiz bu erzimes nanlardin bizar boldi, déyishti.
6 Шу сәвәптин Пәрвәрдигар уларниң арисиға зәһәрлик иланларни әвәтти; иланлар уларни чақти, шу сәвәптин Исраиллардин нурғун адәм өлүп кәтти.
Shu sewebtin Perwerdigar ularning arisigha zeherlik yilanlarni ewetti; yilanlar ularni chaqti, shu sewebtin Israillardin nurghun adem ölüp ketti.
7 Хәлиқ Мусаниң алдиға келип униңға: — Биз ағзимизни бузуп, Пәрвәрдигарға һәм саңа һуҗум қилип, яман гәп қилип гуна қилдуқ; Пәрвәрдигарға тилавәт қилсаң, у бу иланларни аримиздин елип кәткәй, — девиди, Муса хәлиқ үчүн дуа қилди.
Xelq Musaning aldigha kélip uninggha: — Biz aghzimizni buzup, Perwerdigargha hem sanga hujum qilip, yaman gep qilip gunah qilduq; Perwerdigargha tilawet qilsang, u bu yilanlarni arimizdin élip ketkey, — déwidi, Musa xelq üchün dua qildi.
8 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән бир зәһәрлик иланниң шәклини ясап хадиға есип қойғин; илан чеқивалған һәр бири униңға қарисила қайта һаятқа еришиду, — деди.
Perwerdigar Musagha: — Sen bir zeherlik yilanning sheklini yasap xadigha ésip qoyghin; yilan chéqiwalghan herbiri uninggha qarisila qayta hayatqa érishidu, — dédi.
9 Муса мистин бир илан яситип хадиға есип қойди; вә шундақ болдики, илан биркимни чеқивалған болса, у бу мис иланға қарисила, улар һаят қалди.
Musa mistin bir yilan yasitip xadigha ésip qoydi; we shundaq boldiki, yilan birkimni chéqiwalghan bolsa, u bu mis yilan’gha qarisila, ular hayat qaldi.
10 Исраиллар йәнә йолға чиқип Оботқа келип чедир тикти.
Israillar yene yolgha chiqip Obotqa kélip chédir tikti.
11 Йәнә Оботтин йолға чиқип, Моаб зимининиң удулида күн чиқиш тәрәптики Ийә-Ибаримға келип чедир тикти.
Yene Obottin yolgha chiqip, Moab zéminining udulida kün chiqish tereptiki Iye-Ibarimgha kélip chédir tikti.
12 Улар йәнә у йәрдин йолға чиқип Зәрәд җилғисида чедир тикти.
Ular yene u yerdin yolgha chiqip Zered jilghisida chédir tikti.
13 Йәнә у йәрдин меңип Аморийларниң зимининиң четидин чиқип чөл-баявандин өтүп, еқип турған Арнон дәриясиниң у қетида чедир тикти (чүнки Арнон дәрияси Моабийларниң чегариси болуп, Моабийлар билән Аморийларниң оттурисида еди.
Yene u yerdin méngip Amoriylarning zéminining chétidin chiqip chöl-bayawandin ötüp, éqip turghan Arnon deryasining u qétida chédir tikti (chünki Arnon deryasi Moabiylarning chégrisi bolup, Moabiylar bilen Amoriylarning otturisida idi.
14 Шуңа «Пәрвәрдигарниң җәңнамиси» дегән китапта: — «Суфаһдики Ваһәб вә дәрия-вадилири, Арнон дәрияси вә җилғилириниң янбағирлири, Арниң туралғусиғичә йетип, Моабниң чегарисиға чүшиду» дәп пүтүлгән еди).
Shunga «Perwerdigarning jengnamisi» dégen kitabta: — «Sufahdiki Waheb we derya-wadiliri, Arnon deryasi we jilghilirining yanbaghirliri, Arning turalghusighiche yétip, Moabning chégrisigha chüshidu» dep pütülgenidi).
16 [Исраиллар] йәнә у йәрдин меңип Бәәргә кәлди; «[Бәәр]» қудуқ дегән мәнидә болуп, илгири Пәрвәрдигар Мусаға: «Сән хәлиқни жиғ, Мән уларға ичидиған су берәй» дегәндә шу қудуқни көздә тутқан.
[Israillar] yene u yerdin méngip Beerge keldi; «[Beer]» quduq dégen menide bolup, ilgiri Perwerdigar Musagha: «Sen xelqni yigh, Men ulargha ichidighan su bérey» dégende shu quduqni közde tutqan.
17 Шу чағда Исраиллар муну нахшини ейтишқан: — «Аһ қудуқ, чиқсун сүйүң булдуқлап, Нахша ейтиңлар, қудуққа беғишлап:
Shu chaghda Israillar munu naxshini éytishqan: — «Ah quduq, chiqsun süyüng bulduqlap, Naxsha éytinglar, quduqqa béghishlap:
18 Бу қудуқни әмирләр, Хәлиқниң каттилири қазған, Қанун чиқарғучиниң сөзи билән, Һасилири билән қазған». Исраиллар чөл-баявандин йәнә Маттанаһқа,
Bu quduqni emirler, Xelqning kattiliri qazghan, Qanun chiqarghuchining sözi bilen, Hasiliri bilen qazghan». Israillar chöl-bayawandin yene Mattanahqa,
19 Маттанаһтин Наһалийәлгә, Наһалийәлдин Бамотқа,
Mattanahtin Nahaliyelge, Nahaliyeldin Bamotqa,
20 Бамоттин Моаб даласидики җилғиға, йәнә чөл-баяван тәрәпкә қарап турған Писгаһ теғиниң чоққисиға йетип барди.
Bamottin Moab dalasidiki jilghigha, yene chöl-bayawan terepke qarap turghan Pisgah téghining choqqisigha yétip bardi.
21 Исраиллар Аморийларниң падишаси Сиһонниң алдиға әлчиләрни әвәтип:
Israillar Amoriylarning padishahi Sihonning aldigha elchilerni ewetip:
22 — Бизниң өз зиминлиридин өтүвелишимизгә иҗазәт бәргәйла; биз силиниң етизлиқлириға вә үзүмзарлиқлириға кирмәймиз, қудуқлиридин суму ичмәймиз; тәвәлиридин өтүп кәткичә «Хан йоли»дин чиқмаймиз, — деди.
— Bizning öz zéminliridin ötüwélishimizge ijazet bergeyla; biz silining étizliqlirigha we üzümzarliqlirigha kirmeymiz, quduqliridin sumu ichmeymiz; teweliridin ötüp ketküche «Xan yoli»din chiqmaymiz, — dédi.
23 Сиһон Исраилларни өз чегарисидин өткили қоймайла қалмастин, әксичә у Исраиллар билән соқушимән дәп, өзиниң барлиқ хәлқини жиғип чөлгә қарап атланди. У Яһазға келип Исраилға һуҗум қилди.
Sihon Israillarni öz chégrisidin ötkili qoymayla qalmastin, eksiche u Israillar bilen soqushimen dep, özining barliq xelqini yighip chölge qarap atlandi. U Yahazgha kélip Israilgha hujum qildi.
24 Исраиллар уни қилич билән чепип өлтүрүп, униң жутини Арнон дәриясидин Яббок дәриясиғичә, йәни Аммонийларниң чегарисиғичә егилиди; Аммонийларниң чегариси болса бәк мустәһкәм еди.
Israillar uni qilich bilen chépip öltürüp, uning yurtini Arnon deryasidin Yabbok deryasighiche, yeni Ammoniylarning chégrisighiche igilidi; Ammoniylarning chégrisi bolsa bek mustehkem idi.
25 Исраиллар бу йәрдики һәммә шәһәрни егилиди һәм Аморийларниң шәһәрлиригә, йәни Һәшбонға вә униңға тәвә барлиқ йеза-қишлақларғиму кирип орунлашти.
Israillar bu yerdiki hemme sheherni igilidi hem Amoriylarning sheherlirige, yeni Heshbon’gha we uninggha tewe barliq yéza-qishlaqlarghimu kirip orunlashti.
26 Чүнки Һәшбон әслидә Аморийларниң падишаси Сиһонниң мәркизий шәһири еди; Сиһон әслидә Моабниң илгәрки падишаси билән соқушқан, униң Арнон дәриясиғичә болған һәммә зиминини тартивалған еди.
Chünki Heshbon eslide Amoriylarning padishahi Sihonning merkiziy shehiri idi; Sihon eslide Moabning ilgiriki padishahi bilen soqushqan, uning Arnon deryasighiche bolghan hemme zéminini tartiwalghanidi.
27 Шу сәвәптин шаирлар: — «Һәшбонға келиңлар! Мана Сиһонниң шәһири яңливаштин қурулсун, Сиһонниң шәһири мәһкәм қилинсун.
Shu sewebtin shairlar: — «Heshbon’gha kélinglar! Mana Sihonning shehiri yéngiwashtin qurulsun, Sihonning shehiri mehkem qilinsun.
28 Чүнки Һәшбонниң өзидин чиқти бир от, Сиһонниң шәһиридин бир ялқун ялқунлап, Жутувәтти Моабтики Ар шәһирини, Арнондики егиз җайларниң әмирлирини.
Chünki Heshbonning özidin chiqti bir ot, Sihonning shehiridin bir yalqun yalqunlap, Yutuwetti Moabtiki Ar shehirini, Arnondiki égiz jaylarning emirlirini.
29 Вай саңа әй Моаб! Һәй Кемошниң үммити, түгәштиңлар! Чүнки [Кемош] өз оғуллирини қачқунға айландурди, Қизлирини әсирликкә берип, Аморийларниң падишаси Сиһонға тутуп бәрди!
Way sanga ey Moab! Hey Kémoshning ümmiti, tügeshtinglar! Chünki [Kémosh] öz oghullirini qachqun’gha aylandurdi, Qizlirini esirlikke bérip, Amoriylarning padishahi Sihon’gha tutup berdi!
30 Биз уларни жиқитивәттуқ, Һәшбон таки Дибонғичә һалак болди; Биз һәтта Нофаһқичә (Нофаһтин Мәдәбаға йетиду) уларниң жутини вәйран қиливәттуқ!» — дәп шеир йезишқан еди.
Biz ularni yiqitiwettuq, Heshbon taki Dibon’ghiche halak boldi; Biz hetta Nofahqiche (Nofahtin Medebagha yétidu) ularning yurtini weyran qiliwettuq!» — dep shéir yézishqanidi.
31 Шуниң билән Исраиллар әнә шу тәриқидә Аморийларниң жутиға орунлашти.
Shuning bilen Israillar ene shu teriqide Amoriylarning yurtigha orunlashti.
32 Муса Яазәрни чарлап келишкә чарлиғучиларни әвәтти; андин Исраиллар Яазәрниң йеза-қишлақлирини ишғал қилип, у йәрләрдики Аморийларни йеридин қоғливәтти.
Musa Yaazerni charlap kélishke charlighuchilarni ewetti; andin Israillar Yaazerning yéza-qishlaqlirini ishghal qilip, u yerlerdiki Amoriylarni yéridin qoghliwetti.
33 Шуниңдин кейин Исраиллар бурулуп, Башанниң йолини бойлап маңди; Башанниң падишаси Ог вә униң барлиқ хәлқи чиқип Әдрәйдә Исраиллар билән җәң қилишқа сәп түзди.
Shuningdin kéyin Israillar burulup, Bashanning yolini boylap mangdi; Bashanning padishahi Og we uning barliq xelqi chiqip Edreyde Israillar bilen jeng qilishqa sep tüzdi.
34 Пәрвәрдигар Мусаға: — Қорқма, Мән уни, униң барлиқ хәлқи һәм зиминини қолуңға тапшуримән; сән уни илгири Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаси Сиһонни қилғандәк қилисән, — деди.
Perwerdigar Musagha: — Qorqma, Men uni, uning barliq xelqi hem zéminini qolunggha tapshurimen; sen uni ilgiri Heshbonda turushluq Amoriylarning padishahi Sihonni qilghandek qilisen, — dédi.
35 Шуниң билән улар Ог билән униң оғуллирини һәм барлиқ хәлқиниң бирини қоймай қирип ташлиди вә униң зиминини егилиди.
Shuning bilen ular Og bilen uning oghullirini hem barliq xelqining birini qoymay qirip tashlidi we uning zéminini igilidi.

< Чөл-баявандики сәпәр 21 >