< Чөл-баявандики сәпәр 20 >
1 Биринчи айниң ичидә Исраиллар, йәни пүткүл Исраил җамаити Зин чөлигә йетип келип, Қадәштә туруп қалди; Мәрйәм шу йәрдә вапат болди вә шу йәргә дәпнә қилинди.
2 Җамаәткә ичидиғанға су йоқ еди, улар жиғилип Муса билән Һарунға һуҗум қилғили турди.
3 Хәлиқ Муса билән тәгишип: — Қериндашлиримиз Пәрвәрдигарниң алдида өлгән чағда бизму биллә өлсәк боптикән!
4 Силәр немә үчүн биз вә чарпайлиримизни бу йәрдә өлүп кәтсун дәп, Пәрвәрдигарниң җамаитини бу чөл-җәзиригә башлап кәлдиңлар?
5 Силәр немә үчүн бизни Мисирдин елип чиқип бундақ дәһшәтлик йәргә әкәлдиңлар? Бу йәрдә я териқчилиқ қилғили йәр болмиса, я әнҗир, үзүм, анар болмиса, ичидиғанға суму болмиса, — дейишти.
6 Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәттин айрилип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келип дүм жиқиливиди, Пәрвәрдигарниң җуласи у иккисигә аян болди.
7 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
8 Һасини қолуңға ал, андин сән акаң Һарун билән бирликтә җамаәтни жиғип, уларниң көз алдидила қорам ташқа буйруқ қил; шундақ қилсаң қорам таш өз сүйини чиқириду; шу йол билән сән уларға су чиқирип, җамаәт вә чарпайлири ичидиғанға су берисән.
9 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Пәрвәрдигарниң һозуридин һасини алди.
10 Муса билән Һарун иккиси җамаәтни қорам ташниң алдиға жиғди вә Муса уларға: — Гепимгә қулақ селиңлар, и асийлар! Биз силәргә бу қорам таштин су чиқирип берәйлиму?! — деди.
11 Андин Муса һасиси билән қорам ташни икки қетим урувиди, наһайити көп су еқип чиқти, судин җамаәтму, чарпайларму ичишти.
12 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға: — Силәр Маңа ишәнмәй, Исраиллар алдида Мени муқәддәс дәп һөрмәтлимигиниңлар үчүн, иккиңларниң бу җамаәтни Мән уларға тәқдим қилип бәргән зиминға башлап киришиңларға йол қоймаймән, — деди.
13 Су чиқирилған җай «Мәрибаһ сулири» дәп аталған; Исраиллар шу йәрдә Пәрвәрдигар билән такаллашқанлиғи үчүн, У уларниң оттурисида Өзиниң муқәддәс екәнлигини көрсәтти.
14 Муса Қадәштин Едом падишаси билән көрүшүшкә әлчи әвәтип униңға: «Қериндашлири Исраил мундақ дәйду: — Биз тартиватқан җәбр-җапаларниң қандақлиғи өзлиригә мәлум,
15 бизниң ата-бовилиримиз Мисирға чүшкән болуп, биз Мисирда узақ заман туруп кәттуқ; мисирлиқлар бизгиму, бизниң ата-бовилиримизғиму яман муамилә қилди;
16 биз Пәрвәрдигарға йелиниведуқ, У бизниң заримизға қулақ селип, Пәриштә әвәтип бизни Мисирдин елип чиқти. Һазир мана, биз өзлириниң чегарисиға җайлашқан Қадәш дегән бир шәһәрдә туруватимиз.
17 Әнди бизниң зиминлиридин өтүшимизгә рухсәт қилған болсила, биз етиз-ериқ вә үзүмзарлиқлардин өтмәймиз, қудуқлириңладин суму ичмәймиз; «Хан йоли» билән меңип чегарилиридин өтүп кәткичә оң-солға бурулмаймиз» — деди.
18 Лекин Едомлар униңға: «Силәрниң бизниң зиминимиздин өтүшүңләргә болмайду, өтимән десәңлар қилич көтирип силәргә җәңгә чиқимиз» — деди.
19 Исраиллар униңға: «Биз «көтирилгән йол» билән маңимиз, өзимиз вә маллиримиз сүйүңларни ичсәк, нәрхи бойичә һәққини беримиз; биз пәқәт пиядә өтүп кетимиз, башқа һеч тәливимиз йоқ» девиди,
20 Едом падишаси: «Яқ. Өтмәйсиләр!» деди. Едом [падишаси] наһайити көп адимини башлап чиқип Исраилларға зор һәйвә көрсәтти.
21 Шундақ қилип Едомлар Исраилларниң уларниң тәвәлигидин өтүшигә әнә шу йосунда йол қоймиди; шуниң билән Исраиллар Едомларниң алдидин бурулуп кәтти.
22 Улар Қадәштин йолға чиқти; пүткүл Исраил хәлқи Һор теғиға кәлди.
23 Пәрвәрдигар Едомниң чегарисидики Һор теғида Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
24 Һарун өз хәлиқлиригә қошулуп кетиду; иккиңлар Мәрибаһ сулири дегән җайда Мениң әмримгә хилаплиқ қилғиниңлар үчүн, униң Мән Исраилларға тәқдим қилип бәргән зиминға киришигә болмайду.
25 Сән Һарун билән оғли Әлиазарни елип Һор теғиға чиққин;
26 Һарунниң кийимлирини салдуруп, оғли Әлиазарға кийдүрүп қой; Һарун шу йәрдә өлүп, өз хәлиқлиригә қошулиду.
27 Муса Пәрвәрдигарниң дегинидәк қилди, үчәйлән пүткүл җамаәтниң көз алдида Һор теғиға чиқти.
28 Муса Һарунниң кийимлирини салдуруп униң оғли Әлиазарға кийдүрүп қойди; Һарун тағниң чоққисида өлди. Андин Муса билән Әлиазар тағдин чүшүп кәлди.
29 Пүткүл җамаәт Һарунниң өлгәнлигини билди; шуниң билән пүтүн Исраил җәмәти Һарун үчүн оттуз күн матәм тутти.