< Чөл-баявандики сәпәр 2 >

1 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: —
Perwerdigar Musa bilen Harun’gha mundaq dédi: —
2 Исраиллар һәр бири өзлириниң туғи астиға, өзлириниң ата җәмәтиниң байриғи астида чедир тиксун; җамаәт чедириниң төрт әтрапидин сәл жирақрақ баргаһ қурсун.
Israillar herbiri özlirining tughi astigha, özlirining ata jemetining bayriqi astida chédir tiksun; jamaet chédirining töt etrapidin sel yiraqraq bargah qursun.
3 Күн чиқиш тәрәпкә, шәриқ тәрәпкә қаритип өз туғи астида қошун-қисми бойичә баргаһ қуридиғини Йәһуда болсун; Йәһудаларниң әмри Амминадабниң оғли Наһшон болсун.
Kün chiqish terepke, sherq terepke qaritip öz tughi astida qoshun-qismi boyiche bargah quridighini Yehuda bolsun; Yehudalarning emiri Amminadabning oghli Nahshon bolsun.
4 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий йәтмиш төрт миң алтә йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy yetmish töt ming alte yüz kishi.
5 Униң йенида баргаһ қуридиғини Иссакар қәбилиси болсун; Иссакарларниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болсун.
Uning yénida bargah quridighini Issakar qebilisi bolsun; Issakarlarning emiri Zuarning oghli Netanel bolsun.
6 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик төрт миң төрт йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy ellik töt ming töt yüz kishi.
7 Уларниң йенида йәнә Зәбулун қәбилиси болсун; Зәбулунларниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болсун.
Ularning yénida yene Zebulun qebilisi bolsun; Zebulunlarning emiri Hélonning oghli Éliab bolsun.
8 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик йәттә миң төрт йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy ellik yette ming töt yüz kishi.
9 Умумән Йәһуда баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун-қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз сәксән алтә миң төрт йүз киши; улар алди билән йолға чиқсун.
Omumen Yehuda bargahigha qaraydighanlarning hemmisi, yeni qoshun-qisimliri boyiche sanaqtin ötküzülgenler jemiy bir yüz seksen alte ming töt yüz kishi; ular aldi bilen yolgha chiqsun.
10 — Җәнуп тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Рубән қәбилиси болсун; Рубәнларниң әмри Шидөрниң оғли Әлизур болсун.
— Jenub terepte, tugh tiklep, qoshun tertipi bilen bargah quridighini Ruben qebilisi bolsun; Rubenlarning emiri Shidörning oghli Elizur bolsun.
11 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ алтә миң бәш йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy qiriq alte ming besh yüz kishi.
12 Униң йенида баргаһ қуридиғини Шимеон қәбилиси болсун; Шимеонларниң әмри Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл болсун.
Uning yénida bargah quridighini Shiméon qebilisi bolsun; Shiméonlarning emiri Zuri-shaddayning oghli Shélumiyel bolsun.
13 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик тоққуз миң үч йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy ellik toqquz ming üch yüz kishi.
14 Уларниң йенида Гад қәбилиси болсун; Гадларниң әмри Деуәлниң оғли Әлиасаф болсун.
Ularning yénida Gad qebilisi bolsun; Gadlarning emiri Déuelning oghli Eliasaf bolsun.
15 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бәш миң алтә йүз әллик киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy qiriq besh ming alte yüz ellik kishi.
16 Рубән баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошуни бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз әллик бир миң төрт йүз әллик киши; улар иккинчи сәп болуп йолға чиқсун.
Ruben bargahigha qaraydighanlarning hemmisi, yeni qoshuni boyiche sanaqtin ötküzülgenler jemiy bir yüz ellik bir ming töt yüz ellik kishi; ular ikkinchi sep bolup yolgha chiqsun.
17 Андин җамаәт чедири билән Лавийларниң баргаһи башқа баргаһларниң оттурисида маңсун; улар қандақ баргаһ қурған болса, шундақ йолға чиқсун; һәр қайсиси өз орнида өз туғи астида болсун.
Andin jamaet chédiri bilen Lawiylarning bargahi bashqa bargahlarning otturisida mangsun; ular qandaq bargah qurghan bolsa, shundaq yolgha chiqsun; her qaysisi öz ornida öz tughi astida bolsun.
18 — Күн петиш тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Әфраим қәбилиси болсун; Әфраимларниң әмри Аммиһудниң оғли Әлишама болсун.
— Kün pétish terepte, tugh tiklep, qoshun tertipi bilen bargah quridighini Efraim qebilisi bolsun; Efraimlarning emiri Ammihudning oghli Elishama bolsun.
19 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ миң бәш йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy qiriq ming besh yüz kishi.
20 Униң йенида баргаһ қуридиғини Манассәһ қәбилиси болсун; Манассәһләрниң әмри Пидаһзурниң оғли Гамалийәл болсун.
Uning yénida bargah quridighini Manasseh qebilisi bolsun; Manassehlerning emiri Pidahzurning oghli Gamaliyel bolsun.
21 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз икки миң икки йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy ottuz ikki ming ikki yüz kishi.
22 Уларниң йенида Бинямин қәбилиси болсун; Биняминларниң әмри Гидеониниң оғли Абидан болсун.
Ularning yénida Binyamin qebilisi bolsun; Binyaminlarning emiri Gidéonining oghli Abidan bolsun.
23 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз бәш миң төрт йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy ottuz besh ming töt yüz kishi.
24 Умумән Әфраим баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз сәккиз миң бир йүз киши; улар үчинчи сәп болуп йолға чиқсун.
Omumen Efraim bargahigha qaraydighanlarning hemmisi, yeni qoshun qisimliri boyiche sanaqtin ötküzülgenler jemiy bir yüz sekkiz ming bir yüz kishi; ular üchinchi sep bolup yolgha chiqsun.
25 — Шимал тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Дан қәбилиси болсун. Данларниң әмри Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр болсун.
— Shimal terepte, tugh tiklep, qoshun tertipi bilen bargah quridighini Dan qebilisi bolsun. Danlarning emiri Ammishaddayning oghli Ahiezer bolsun.
26 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий атмиш икки миң йәттә йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy atmish ikki ming yette yüz kishi.
27 Униң йенида баргаһ қуридиғини Ашир қәбилиси болсун; Аширларниң әмри Окранниң оғли Пагийәл болсун.
Uning yénida bargah quridighini Ashir qebilisi bolsun; Ashirlarning emiri Okranning oghli Pagiyel bolsun.
28 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бир миң бәш йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy qiriq bir ming besh yüz kishi.
29 Уларниң йенида Нафтали қәбилиси болсун; Нафталиларниң әмри Енанниң оғли аһира болсун.
Ularning yénida Naftali qebilisi bolsun; Naftalilarning emiri Énanning oghli ahira bolsun.
30 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик үч миң төрт йүз киши.
Uning qoshuni, yeni sanaqtin ötküzülgenler jemiy ellik üch ming töt yüz kishi.
31 Дан баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун-қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз әллик йәттә миң алтә йүз киши; улар өз туғлири астида һәмминиң кәйнидә йолға чиқсун.
Dan bargahigha qaraydighanlarning hemmisi, yeni qoshun-qisimliri boyiche sanaqtin ötküzülgenler jemiy bir yüz ellik yette ming alte yüz kishi; ular öz tughliri astida hemmining keynide yolgha chiqsun.
32 Жуқиридикиләр өз ата җәмәти бойичә санақтин өткүзүлгән Исраиллардур; қошун-қисимлири бойичә баргаһларда санақтин өткүзүлгәнләр җәмий алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши болди.
Yuqiridikiler öz ata jemeti boyiche sanaqtin ötküzülgen Israillardur; qoshun-qisimliri boyiche bargahlarda sanaqtin ötküzülgenler jemiy alte yüz üch ming besh yüz ellik kishi boldi.
33 Бирақ Лавийларла, Пәрвәрдигарниң Мусаға қилған әмри бойичә, Исраиллар қатарида санақтин өткүзүлмиди.
Biraq Lawiylarla, Perwerdigarning Musagha qilghan emri boyiche, Israillar qatarida sanaqtin ötküzülmidi.
34 Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға қилған барлиқ әмри бойичә иш тутуп, өзлириниң туғи бойичә баргаһ қуратти; улар өз қәбилиси вә ата җәмәти тәртиви бойичә йолға чиқатти.
Israillar Perwerdigarning Musagha qilghan barliq emri boyiche ish tutup, özlirining tughi boyiche bargah quratti; ular öz qebilisi we ata jemeti tertipi boyiche yolgha chiqatti.

< Чөл-баявандики сәпәр 2 >