< Чөл-баявандики сәпәр 19 >
1 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Musa bilen Harun’gha söz qilip mundaq dédi: —
2 Мән Пәрвәрдигар әмир қилған қанун-бәлгүлимә шуки: — Сән Исраилларға буйруғин, улар беҗирим, нуқсансиз, боюнтуруқ селинмиған қизил яш сийирдин бирни сениң йениңға әкәлсун.
Men Perwerdigar emr qilghan qanun-belgilime shuki: — Sen Israillargha buyrughin, ular béjirim, nuqsansiz, boyunturuq sélinmighan qizil yash siyirdin birni séning yéninggha ekelsun.
3 Сән сийирни каһин Әлиазарға тапшур, у уни чедиргаһниң сиртиға әпчиқсун, андин бириси сийирни униң алдида боғузлисун.
Sen siyirni kahin Eliazargha tapshur, u uni chédirgahning sirtigha epchiqsun, andin birsi siyirni uning aldida boghuzlisun.
4 Каһин Әлиазар бармиғини қанға миләп, җамаәт чедириниң алдиға қаритип йәттә мәртәм чачсун.
Kahin Eliazar barmiqini qan’gha milep, jamaet chédirining aldigha qaritip yette mertem chachsun.
5 Андин бириси Әлиазарниң көз алдида пүткүл сийирни көйдүрсун, йәни униң териси, гөши, қени вә тезәклирини көйдүрсун.
Andin birsi Eliazarning köz aldida pütkül siyirni köydürsun, yeni uning térisi, göshi, qéni we tézeklirini köydürsun.
6 Каһин кедир яғичи, зофа өсүмлүги вә қизил рәхтни сийир көйдүрүлидиған отқа ташлисун.
Kahin kédir yaghichi, zofa ösümlüki we qizil rextni siyir köydürülidighan otqa tashlisun.
7 Андин каһин өз кийимини жуйсун вә бәдинини суда жуйсун, андин кейин баргаһқа киришкә болиду; лекин каһин кәч киргичә напак саналсун.
Andin kahin öz kiyimini yusun we bedinini suda yusun, andin kéyin bargahqa kirishke bolidu; lékin kahin kech kirgüche napak sanalsun.
8 Сийирни көйдүргән кишиму кийимлирини су билән жуюп, өз бәдинини суда жуйсун, андин у кәч киргичә напак саналсун.
Siyirni köydürgen kishimu kiyimlirini su bilen yuyup, öz bedinini suda yusun, andin u kech kirgüche napak sanalsun.
9 Пак бир адәм сийирниң күлини жиғип баргаһниң сиртидики пак бир йәргә қойсун; у Исраил җамаити үчүн «напаклиқни чиқарғучи су»ни ясашқа шу йәрдә сақлансун, у бир «гунани паклиғучи»дур.
Pak bir adem siyirning külini yighip bargahning sirtidiki pak bir yerge qoysun; u Israil jamaiti üchün «napakliqni chiqarghuchi su»ni yasashqa shu yerde saqlansun, u bir «gunahni paklighuchi»dur.
10 Сийирниң күлини жиғиштурған адәм өзиниң кийимлирини жуйсун вә кәч киргичә напак саналсун. Бу Исраилларға вә уларниң арисида туруватқан мусапирларға мәңгүлүк қанун-бәлгүлимә болиду.
Siyirning külini yighishturghan adem özining kiyimlirini yusun we kech kirgüche napak sanalsun. Bu Israillargha we ularning arisida turuwatqan musapirlargha menggülük qanun-belgilime bolidu.
11 — Өлүккә, йәни һәр қандақ өлгән кишиниң җәситигә тегип кәткән һәр бир киши йәттә күн напак санилиду.
— Ölükke, yeni herqandaq ölgen kishining jesitige tégip ketken herbir kishi yette kün napak sanilidu.
12 У адәм үчинчи күни [ашу су] билән өзини паклисун, һәмдә йәттинчи күниму паклисун, андин у пак санилиду; әгәр у үчинчи күни һәмдә йәттинчи күни өзини паклимиса, пак саналмайду.
U adem üchinchi küni [ashu su] bilen özini paklisun, hemde yettinchi künimu paklisun, andin u pak sanilidu; eger u üchinchi küni hemde yettinchi küni özini paklimisa, pak sanalmaydu.
13 Һәр қандақ адәм өлүккә, йәни һәр қандақ өлгән кишиниң җәситигә тегип кәтсә, һәмдә өзини паклимиса, Пәрвәрдигарниң чедирини булғиған болиду; шу киши Исраил арисидин үзүп ташлиниду; чүнки «напаклиқни чиқарғучи су» униңға сепилмигәчкә, у напак санилиду; униң напаклиғи техичә үстидә туриду.
Herqandaq adem ölükke, yeni herqandaq ölgen kishining jesitige tégip ketse, hemde özini paklimisa, Perwerdigarning chédirini bulghighan bolidu; shu kishi Israil arisidin üzüp tashlinidu; chünki «napakliqni chiqarghuchi su» uninggha sépilmigechke, u napak sanilidu; uning napakliqi téxiche üstide turidu.
14 Әгәр бирәр киши бир чедир ичидә өлүп қалған болса, у тоғрилиқ қанун-бәлгүлимә мундақ болиду: — шу чедирға киргән һәр бирси вә чедирда туруп қалғанларниң һәр бири йәттә күн напак санилиду.
Eger birer kishi bir chédir ichide ölüp qalghan bolsa, u toghruluq qanun-belgilime mundaq bolidu: — shu chédirgha kirgen herbirsi we chédirda turup qalghanlarning herbiri yette kün napak sanilidu.
15 Һәр бир очуқ турған, ағзи йепилмиған қача-қучиларниң һәммиси напак санилиду.
Herbir ochuq turghan, aghzi yépilmighan qacha-quchilarning hemmisi napak sanilidu.
16 Шуниңдәк далада қилич-шәмшәр билән өлтүрүлгәнләргә, яки өзи өлүп қалғанниң өлүгигә, яки адәмниң устихининиға яки қәбригә тәккән һәр бир киши йәттә күнгичә напак санилиду.
Shuningdek dalada qilich-shemsher bilen öltürülgenlerge, yaki özi ölüp qalghanning ölükige, yaki ademning ustixininigha yaki qebrisige tegken herbir kishi yette kün’giche napak sanilidu.
17 Кишиләр бу напак киши үчүн «пакландурғучи қурбанлиқ»ниң күлидин азрақ елип комзәккә селип, уларниң үстигә еқин су қуйсун.
Kishiler bu napak kishi üchün «paklandurghuchi qurbanliq»ning külidin azraq élip komzekke sélip, ularning üstige éqin su quysun.
18 Андин пак бир киши зофа өсүмлүгини елип шу суға тәккүзүп уни чедирға вә ичидики барлиқ қача-қучиларға һәм шу йәрдә турған барлиқ кишиләрниң үстигә сепип қойсун, вә йәнә уни устиханға, өлтүрүлгүчигә яки қәбиргә тәккән кишиниң үстигә сепип қойсун.
Andin pak bir kishi zofa ösümlükini élip shu sugha tegküzüp uni chédirgha we ichidiki barliq qacha-quchilargha hem shu yerde turghan barliq kishilerning üstige sépip qoysun, we yene uni ustixan’gha, öltürülgüchige yaki qebrige tegken kishining üstige sépip qoysun.
19 Үчинчи күни вә йәттинчи күни һелиқи пак адәм [пак болмиған адәмләрниң] үстигә шу суни сепип қойсун; шундақ қилғанда, йәттинчи күнигә кәлгәндә у киши пакланған болиду; андин у киши кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуйсун, кәч киргәндә у пак санилиду.
Üchinchi küni we yettinchi küni héliqi pak adem [pak bolmighan ademlerning] üstige shu suni sépip qoysun; shundaq qilghanda, yettinchi künige kelgende u kishi paklan’ghan bolidu; andin u kishi kiyimlirini yuyup, bedinini suda yusun, kech kirgende u pak sanilidu.
20 Лекин напак болуп қелип, өзини паклимиған киши Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайини булғиғини үчүн, җамаәт арисидин үзүп ташлиниду; «напаклиқни чиқарғучи су» униң үстигә сепилмигән, шуңа у напак санилиду.
Lékin napak bolup qélip, özini paklimighan kishi Perwerdigarning muqeddes jayini bulghighini üchün, jamaet arisidin üzüp tashlinidu; «napakliqni chiqarghuchi su» uning üstige sépilmigen, shunga u napak sanilidu.
21 Бу Исраилларға мәңгүлүк бәлгүлимә болиду, «напаклиқни чиқарғучи су»ни сәпкән киши болса өзиниң кийимлирини жуйсун вә «напаклиқни чиқарғучи су»ға тәккән киши кәч киргичә напак саналсун.
Bu Israillargha menggülük belgilime bolidu, «napakliqni chiqarghuchi su»ni sepken kishi bolsa özining kiyimlirini yusun we «napakliqni chiqarghuchi su»gha tegken kishi kech kirgüche napak sanalsun.
22 Напак киши тәккән һәр қандақ нәрсиму напак санилиду; бу нәрсиләргә тәккән кишиләрму кәч киргичә напак саналсун.
Napak kishi tegken herqandaq nersimu napak sanilidu; bu nersilerge tegken kishilermu kech kirgüche napak sanalsun.