< Чөл-баявандики сәпәр 18 >
1 Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — Сән, оғуллириң вә ата җәмәтиңдикиләр сениң билән бирликтә муқәддәс җайға мунасивәтлик болған гунани, шуниңдәк сән вә оғуллириң бирликтә каһинлиқ вәзиписигә мунасивәтлик болған гунани үстүңләргә алисиләр.
And Yahweh said unto Aaron, Thou and thy sons and the house of thy father with thee, shall bear the iniquity of the sanctuary, —and, thou, and thy sons with thee, shall bear the iniquity of your priesthood.
2 Сән қериндашлириң болған Лавий қәбилисидикиләрни, йәни ата-бовилириңниң қәбилисидикиләрни өзүң билән бирләштүр һәм уларни хизмитиңни қилиши үчүн башлап елип кәл; бирақ сән билән оғуллириң сениң билән бирликтә һөкүм-гувалиқ чедири алдида хизмәтләрни қилсун.
Therefore also thy brethren of the tribe of Levi the stem of thy father, bring thou near with thee, and let them be joined unto thee, and let them wait upon thee, —both on thee and on thy sons with thee, before the tent of the testimony.
3 Улар сениң буйруқлириңға тәйяр туруп, шундақла чедирдики барлиқ хизмәт-вәзиписини өтәйду; пәқәт муқәддәс җайдики қача-қуча әсвапларға вә қурбангаһқа йеқинлашмисун; ундақ қилса, уларму, силәрму өлүп кетисиләр.
So shall they keep thy charge, and the charge of all the tent, —only, unto the vessels of the sanctuary, and unto the altar, shall they not come near, lest they die—both they, and ye.
4 Улар сениң билән бирлишип, җамаәт чедиридики вәзипини өтәп, қилидиған һәр бир ишини қилсун; пәқәтла һеч ят кишиләр силәргә йеқинлашмисун.
So shall they be joined unto thee, and shall keep the charge of the tent of meeting, as to all the laborious work of the tent, —but a stranger, shall not come near unto you.
5 Қәһр-ғәзәп йәнә Исраилларниң бешиға чүшмисун үчүн, силәр муқәддәс җайдики вәзипә билән қурбангаһдики вәзипини өтәшкә мәсъул болуңлар.
So shall ye keep the charge of the sanctuary, and the charge of the altar, —that there no more be wrath against the sons of Israel.
6 Мана, Мән Өзүм силәрниң қериндашлириңлар болған Лавийларни Исраиллар ичидин таллап чиқтим; улар җамаәт чедириниң ишлирини қилишқа Пәрвәрдигарға тәқдим қилинған болуп, силәргә соға сүпитидә ата қилинған.
I, therefore, lo! I have taken your brethren the Levites, out of the midst of the sons of Israel, —unto you, as a gift are they given, unto Yahweh, to do the laborious work of the tent of meeting.
7 Лекин сән вә оғуллириң сениң билән бирликтә каһинлиқ вәзипәңләрдә туруп, қурбангаһтики барлиқ ишларни һәм пәрдә ичидики ишларни беҗириңлар; силәрниң вәзипәңләр шундақ болсун. Каһинлиқ вәзиписини, хизмитимдә болушуңлар үчүн силәргә соға қилип бәрдим; ят адәмләр йеқинлашса, өлтүрүветилсун.
But thou and thy sons with thee, shall keep the charge of your priesthood, as to every matter of the altar and as to the interior of the veil, and shall do the laborious work, as a laborious service of gifts, do I give your priesthood, and, the stranger who cometh near shall be put to death.
8 Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — Мән Маңа сунулған көтәрмә һәдийәләрни, йәни Исраиллар Маңа муқәддәс дәп атиған барлиқ нәрсиләрни үлүшүңлар болсун дәп, мана мәңгүлүк бәлгүлимә билән саңа вә сениң әвлатлириңға тәқдим қилдим.
And Yahweh spake unto Aaron, I, therefore, lo! I have given unto thee the charge of my heave-offerings, —as to all the hallowed things of the sons of Israel—unto thee, have I given them. as pertaining to the anointing, and unto thy sons. for a statute age-abiding,
9 Исраиллар отта сунидиған, «әң муқәддәс» нәрсиләрдин силәргә мунулар қалдуруп берилиду: — уларниң Маңа атап сунған барлиқ нәрсилири, йәни барлиқ ашлиқ һәдийәләрдин, барлиқ гуна қурбанлиқлиридин, барлиқ итаәтсизлик қурбанлиқлиридин «әң муқәддәс» һесапланғанлири, саңа вә әвлатлириңға ата қилиниду.
This, shall be thine, out of the things most holy, out of the fire, —their every oblation—to the extent of their every meal-offering, and their every sin-bearer, and their every guilt-bearer wherewith they make amends unto me, most holy unto thee, shall it be and unto thy sons.
10 Сән шу [үлүшүңни] «әң муқәддәс» сүпитидә йегин, силәрдин болған һәр бир әр киши уни йесун; у саңа «әң муқәддәс» дәп билинсун.
As something most holy, shall ye eat it, —every male, shall eat it, holy, shall it be unto thee.
11 Мунуларму сениң болиду: — Исраилларниң соғатлири ичидин көтәрмә һәдийәләр, барлиқ пулаңлатма һәдийәләр сениң; Мән уларни саңа, шундақла оғуллириң билән қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим; сениң өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
This, therefore, shall be thine—the heave-offering of their gift even all the wave-offerings of the sons of Israel, unto thee, have I given them and unto thy sons and unto thy daughters with thee by a statute age-abiding, —every one that is clean in thy house, shall eat it.
12 Зәйтун мейидин әң есилини, йеңи шараптин әң есилини, шундақла ашлиқтин әң есилини, йәни Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған дәсләпки пишқан мәһсулатларниң һәммисини Мән саңа тәқдим қилип бәрдим.
All the best of oil, and all the best of new-wine and corn, —the firstfruits thereof which they shall give unto Yahweh, unto thee, have I given them.
13 Улар йәрдин елип Пәрвәрдигарға атап әкәлгән дәсләпки пишқан нәрсиләрниң һәммиси сениң болсун; өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
The firstfruits of all that is in their land which they shall bring in unto Yahweh, thine, shall it be, —every one that is clean in thy house, shall eat it:
14 Исраилда Худаға мутләқ атилидиған һәр бир нәрсә сениң болиду.
every devoted thing in Israel, thine, shall it be:
15 Улар Пәрвәрдигарға атап кәлтүридиған барлиқ җаниварларниң тунҗилири, мәйли инсан яки улақ-чарпай болсун сениң болиду; һалбуки, инсанларниң тунҗилирини болса уларни төләм төләп яндурувалсун вә напак һайванларниң тунҗилирини төләм төләп яндурувалсун.
every thing that is born first of all flesh that may be offered unto Yahweh among men and among beasts, shall be thine, —only thou shalt, redeem, the firstborn of men, and the firstborn of unclean beasts, shalt thou redeem.
16 Төләм төләш керәк болғанлар үчүн йеши бир айлиқтин ашқанда төләм пули төләнсун; уларға сән тохтатқан баһа бойичә, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә (бир шәкәл жигирмә гәраһдур) баһа қоюп, бәш күмүч шәкәл ал.
And, as to the redemption price thereof, from a month old, shalt thou redeem, by thine estimate five shekels of silver by the shekel of the sanctuary, —twenty gerahs, it is.
17 Пәқәт тунҗа кала, тунҗа қой яки тунҗа оғлаққа төләм алсаң болмайду; уларниң һәммиси муқәддәстур. Сән уларниң қенини қурбангаһқа чечип, мейини Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, Униңға хушбуй кәлтүридиған қурбанлиқ сүпитидә көйдүргин.
Only a firstling ox or a firstling sheep or a firstling goat, shalt thou not redeem, hallowed, they are, —their blood, shalt thou dash against the altar and of their fat, shalt thou make a perfume, an altar-flame, for a satisfying odour unto Yahweh:
18 Уларниң гөши сениң болиду; худди «көтәрмә һәдийә» қилинған төш вә оң арқа путиға охшаш, саңа тәвә болиду.
and their flesh, shall be thine, —as the wave-breast and as the right leg, thine, shall it be:
19 Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған муқәддәс нәрсиләр ичидики көтәрмә һәдийә-қурбанлиқниң һәммисини Мән саңа вә сениң билән биллә туруватқан оғул-қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим. Бу Пәрвәрдигар алдида саңа вә сениң билән биллә туруватқан әвлатлириң үчүн мәңгүлүк тузлуқ әһдә болиду.
all the heave-offerings of the holy things which the sons of Israel shall heave up unto Yahweh, have I given unto thee and unto thy sons and unto thy daughters with thee by a statute age-abiding, —an age-abiding covenant of salt, it is before Yahweh, for thee and for thy seed with thee.
20 Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — [Исраил] зиминида сениң һеч қандақ мирасиң болмайду, уларниң арисидиму һеч қандақ несивәң болмайду; Исраиллар арисида мана Мән Өзүм сениң несивәң, сениң мирасиңдурмән.
Then said Yahweh unto Aaron: In their land, thou shalt have no inheritance, and no allotted portion, shalt thou have in their midst, —I, am thine allotted portion and thine inheritance in the midst of the sons of Israel.
21 Лавийларға болса, уларниң өтәйдиған хизмәтлири, йәни җамаәт чедиридики хизмити үчүн, мана Мән Исраилда тәқдим қилинған барлиқ «ондин бир үлүш»ниң һәммисини уларға мирас қилип бәргәнмән.
And unto the sons of Levi, lo! I have given all the tenth in Israel for an inheritance, —the allotted portion for their laborious work which, they are performing, the laborious work of the tent of meeting:
22 Буниңдин кейин, гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн, Исраиллар җамаәт чедириға йеқинлашмисун.
that the sons of Israel come near no more, unto the tent of meeting, —to bear sin, to die.
23 Җамаәт чедиридики хизмәтни болса, уни өтигүчиләр пәқәт Лавийларла болиду вә шу ишта болған гунайини өзлири үстигә алиду, бу силәр үчүн әвлатму-әвлат мәңгүлүк бир бәлгүлимә болиду; уларниң Исраилларниң ичидә һеч қандақ мираси болмайду.
So shall the Levites themselves perform the laborious work of the tent of meeting, and, they, shall bear their iniquity, a statute age-abiding, unto your generations, and in the midst of the sons of Israel, shall they take no inheritance.
24 Чүнки Исраилларниң Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунған «ондин бир үлүш»ни Лавийларға мирас қилип тәқдим қилидиған болдум; шуңа Мән улар тоғрилиқ: Исраиллар ичидә һеч қандақ мираси болса болмайду, — дедим.
Because the tenth of the sons of Israel which they shall offer up unto Yahweh as a heave-offering, have I given unto the Levites as an inheritance, —for this cause, said I regarding them, In the midst of the sons of Israel, shall they take no inheritance.
25 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
Then spake Yahweh unto Moses, saying:
26 Сән Лавийларға ейтқин: «Силәр Исраилларниң қолидин Мән силәргә мирас болсун дәп тәқдим қилған «ондин бир үлүш»ни алған екәнсиләр, силәр шу ондин бир үлүшниң йәнә ондин бир үлүшини айрип, уни Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунуңлар.
Unto the Levites, therefore shalt thou speak and shalt say unto them, When ye shall take of the sons of Israel the tenth which I have given unto you from them as your inheritance, then shall ye offer up therefrom the heave-offering of Yahweh, a tenth of the tenth.
27 Бу йол билән силәрниң шу «көтәрмә һәдийә»ңлар силәргә «хамандики ашлиғиңлар»дин һәм «шарап көлчигидики толуп ташқан шарабиңлар»дин аталғанлар һесаплиниду.
So shall your heave-offering be reckoned your own, —as corn out of the threshing-floor, and as the abundance out of the wine-press.
28 Бундақ болғанда, силәр Исраилларниң қолидин алған ондин бир үлүшниң һәммисидин Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сунисиләр; силәр Пәрвәрдигарға атиған шу «көтәрмә һәдийә»ни каһин Һарунға бериңлар.
Thus, shall ye also, offer up the heave-offering of Yahweh, out of all your tenths which ye shall take from the sons of Israel, —and give therefrom the heave-offering of Yahweh, unto Aaron the priest.
29 Силәргә тәқдим қилинған барлиқ нәрсиләрдин әң есилини елип шуларни муқәддәс һесаплап «Пәрвәрдигарға аталған толуқ көтәрмә һәдийә» сүпитидә сунуңлар».
Out of all your gifts, shall ye offer up every heave-offering of Yahweh, —out of all the best thereof, the hallowed pert thereof out of it.
30 Шуңа сән Лавийларға ейтқинки, «Силәр шулардин әң есилини көтирип сунсаңлар, бу силәр Лавийларниң хамандики ашлиғиңлар вә шарап көлчигидики шарабиңларға охшаш һесаплиниду.
And thou shalt say unto them, —When ye offer the best thereof out of it, then shall it be reckoned to belong unto the Levites, as the increase of the threshing-floor and as the increase of the wine-press,
31 Шундақ қилғандин кейин силәр вә өйдикилириңлар шу «ондин бир үлүш»ләрни халиған йәрдә йесәңлар болиду, чүнки бу силәрниң җамаәт чедиридики хизмитиңларниң инъами болиду;
And ye shall eat it in any place, ye, and your household, —for a reward, it is unto you, the allotted portion for your laborious work in the tent of meeting.
32 Силәр [шу үлүшләрдин] әң есилини көтирип сунсаңлар, мошу ишиңлар сәвәвидин гунакар болмайсиләр. Ундақ қилсаңлар силәр Исраиллар атиған муқәддәс нәрсиләрни булғимайсиләр, шуниң билән өлмәйсиләр».
And ye shall not by reason of it bear sin, when ye offer up the best thereof, out of it; and the hallowed things of the sons of Israel, shall ye not profane neither shall ye die.