< Чөл-баявандики сәпәр 16 >
1 Лавийниң әвриси, Коһатниң нәвриси, Изһарниң оғли Кораһ вә Рубәнниң әвлатлиридин Елиабниң оғуллири Датан билән Абирам вә Пәләтниң оғли Он
2 Исраиллар ичидики җамаәт әмирлири болған, җамаәт ичидин сайлап чиқилған мөтивәрләрдин икки йүз әллик кишини башлап келип Мусаға қарши чиқти.
3 Улар жиғилип Мусаға қарши һәм Һарунға қарши чиқип: — Силәр һәддиңлардин бәк аштиңлар, пүткүл җамаәтниң һәммиси пак-муқәддәс, Пәрвәрдигарму уларниң арисида, шундақ туруғлуқ силәр немә дәп өзүңләрни Пәрвәрдигарниң җамаитидин үстүн қоюсиләр? — деди.
4 Муса уларниң гепини аңлап дүм жиқилип, Кораһ билән униң гуруһидикиләргә сөз қилип: — Әтә әтигәндә Пәрвәрдигар кимләрниң Өзигә мәнсуп екәнлигини, кимләрниң пак-муқәддәс екәнлигини аян қилиду; шу кишини Өзигә йеқинлаштуриду; кимни таллиған болса, уни Өзигә йеқинлаштуриду.
5
6 Силәр мундақ қилиңлар: — Сән Кораһ вә сениң гуруһиңдикиләр һәммиси хушбуйданларни әпкелиңлар;
7 әтә Пәрвәрдигарниң алдида хушбуйданларға от йеқип, хушбуйни униң үстигә қоюңлар; Пәрвәрдигар кимни таллиса, шу муқәддәс-пак болған болсун! Әй силәр Лавийлар, һәддиңлардин бәк аштиңлар! — деди.
8 Муса йәнә Кораһқа: — И Лавийлар, гепимгә қулақ селиңлар.
9 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар силәрни Өзиниң чедириниң ишлирини қилсун дәп һәмдә җамаәтниң алдида уларниң хизмитидә болсун дәп Өзигә йеқинлаштуруш үчүн силәрни Исраил җамаитидин айрип чиққан — йәни Пәрвәрдигар сени вә сениң һәммә қериндашлириң болған Лавийниң әвлатлирини бирдәк Өзигә йеқинлаштурғанлиғи силәрчә кичик ишму? Силәр йәнә техи каһинлиқ вәзиписини тама қиливатамсиләр?
10
11 Шу вәҗидин сән вә сениң гуруһиңдикиләр һәммиси жиғилип Пәрвәрдигарға қарши чиқиветипсиләр-дә; Һарун немиди, силәр униң үстидин шунчилик ағринип ғотулдишип кәткидәк? — деди.
12 Муса Елиабниң оғли Датан билән Абирамни қичқирип келишкә адәм әвәтивиди, улар: — Бармаймиз!
13 Сениң бизни сүт билән һәсәл ақидиған зиминдин башлап чиқип бу чөл-җәзиридә өлтәрмәкчи болғанлиғиңниң өзи кичик ишму? Сән техи өзүңни падиша һесаплап бизниң үстимиздин һөкүмранлиқ қилмақчиму?
14 Һалбуки, сән бизни сүт билән һәсәл ақидиған жутқа башлап кәлмидиң, етиз вә үзүмзарлиқларниму бизгә мирас қилип бәрмидиң. Сән бу хәқниң көзиниму оювалмақчиму? Биз бармаймиз! — деди.
15 Буни аңлап Муса қаттиқ ғәзәплинип Пәрвәрдигарға: — Уларниң соғат-һәдийәсигә етивар қилмиғайсән; мән уларниң һәтта бирәр ешигиниму тартивалмидим, бирәр адимигиму һеч зиян-зәхмәт йәткүзмидим, — деди.
16 Муса Кораһқа: — Әтә сән вә сениң гуруһиңдикиләр — сән, улар вә Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға келиңлар.
17 Һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни әкилип униң үстигә хушбуйни селиңлар; һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни, йәни җәмий икки йүз әллик хушбуйданни елип уни Пәрвәрдигарниң һозурида тутуп туруңлар; сәнму, Һарунму һәр бириңлар өз хушбуйданлириңларни елип келиңлар, — деди.
18 Шуниң билән һәр бир адәм өзиниң хушбуйданини елип, отни йеқип, хушбуй селип, Муса вә Һарун билән бирликтә җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида турушти.
19 Кораһ Муса билән Һарунға һуҗум қилғили пүтүн җамаәтни жиғип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келивиди, Пәрвәрдигарниң җуласи пүткүл җамаәткә аян болди.
20 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип: —
21 Силәр бу хәлиқниң арисидин нери туруңлар, мән көз жумуп ачқичә уларни жутуветимән, — девиди,
22 Муса билән Һарун дүм жиқилип: — И Тәңрим, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, бир адәм гуна қилса, ғәзивиңни пүтүн җамаәткә чачамсән? — деди.
23 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
24 Сән җамаәткә: «Силәр Кораһ, Датан вә Абирамниң турар җайлиридин айрилип улардин нери кетиңлар» — дәп буйруқ бәр, — деди.
25 Шуниң билән Муса орнидин туруп Датан билән Абирам тәрәпкә қарап маңди; Исраил ақсақаллириму униңға әгишип маңди.
26 Муса җамаәткә: — Силәрдин өтүнимән, бу рәзил адәмләрниң чедирлиридин жирақ кетиңлар, уларниң барлиқ гуналири сәвәвидин улар билән биллә вәйран болмаслиғиңлар үчүн уларниң һеч нәрсисигә қол тәккүзмәңлар, — деди.
27 Шуниң билән җамаәт Кораһ, Датан, Абирамниң чедирлириниң төрт әтрапидин нери кәтти; Датан билән Абирам болса өз аяллирини, оғул-қизлирини вә бовақлирини елип чиқип өз чедириниң ишиги алдида турди.
28 Муса: — Буниңдин силәр шуни билисиләрки, бу ишларниң һәммиси мениң көңлүмдин чиққан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар мени уларни ада қилишқа әвәткән:
29 — әгәр бу адәмләрниң өлүми адәттики адәмләрниң өлүмигә охшаш болидиған яки уларниң бешиға чүшидиған қисмәтләр адәттики адәмләр дучар болидиған қисмәтләргә охшаш болидиған болса, Пәрвәрдигар мени әвәтмигән болатти.
30 Әгәр Пәрвәрдигар йеңи бир ишни қилип, йәр ағзини ечип уларни вә уларниң пүтүн нәрсисини жутуп кетиши билән, улар тирикла тәһтисараға чүшүп кәтсә, у чағда силәр бу адәмләрниң Пәрвәрдигарни мәнситмигәнлигини билип қалисиләр, — деди. (Sheol )
31 Мусаниң бу гепи ахирлишиши биләнла уларниң пути астидики йәр йерилди.
32 Йәр ағзини ечип уларни барлиқ аилисидикиләр билән, шуниңдәк Кораһқа тәвә һәммә адәмләрни қоймай тәәллуқатлири билән қошуп жутуп кәтти.
33 Шундақ қилип, улар вә уларниң тәвәсидикиләрниң һәммиси тирикла тәһтисараға чүшүп кәтти, йәр уларниң үстидә йепилди. Улар шу йол билән җамаәтниң арисидин йоқалди. (Sheol )
34 Уларниң әтрапида турған Исраилларниң һәммиси уларниң налисини аңлап: «Йәр бизниму жутуп кетәрмекин!» дейишип қечишти.
35 Андин Пәрвәрдигарниң алдидин бир от чиқип, хушбуй сунуватқан һелиқи икки йүз әллик адәмниму жутуп кәтти.
36 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
37 Сән каһин Һарунниң оғли Әлиазарға буйруғин, у хушбуйданларни от арисидин теривелип, чоғлирини жирақларға чечивәтсун, чүнки у хушбуйданлар Худаға аталғандур;
38 шуңа өзиниң җениға өзи замин болған гунакарларниң хушбуйданлирини теривалғин; улар қурбангаһни қаплаш үчүн соқуп непиз түникә қилинсун, чүнки бу хушбуйданлар әслидә Пәрвәрдигарниң һозуриға сунулуп униңға аталип муқәддәс қилинған. Шундақ қилип улар кейин Исраилларға ибрәт болидиған ишарәт-бәлгү болиду.
39 Шуниң билән каһин Әлиазар отта көйдүрүветилгәнләр сунған мис хушбуйданларни теривалди; улар қурбангаһни қаплитишқа непиз түникә қилип соқулди.
40 Шуниң билән [қурбангаһниң бу қаплимиси] Һарунниң әвлатлириға ят адәмләрниң худди Кораһ билән униң гуруһидикиләргә охшаш қисмәткә қалмаслиғи үчүн, Пәрвәрдигарниң һозурида хушбуй көйдүрүшкә йеқинлашмаслиғиға Исраиллар үчүн бир әсләтмә болди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән Әлиазарға буйруғанлиридур.
41 Әтиси пүткүл Исраил җамаити Муса билән Һарунниң яман гепини қилип: — Силәр Пәрвәрдигарниң хәлқини өлтүрдүңлар, — дәп ғотулдашти.
42 Вә шундақ болдики, җамаәт Муса билән Һарунға һуҗум қилишқа жиғиливатқанда, җамаәт бурулуп җамаәт чедириға қаривиди, вә мана, булут чедирни қапливалди һәм Пәрвәрдигарниң җуласи аян болди.
43 Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәт чедириниң алдиға берип турди.
44 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
45 Мән көзни жумуп ачқичә уларни йоқитип ташлишим үчүн иккиңлар бу җамаәттин чиқип нери кетиңлар, — дәп буйрувиди, иккилән жиқилип йәрдә дүм ятти.
46 Муса Һарунға: — Сән хушбуйданни елип униңға қурбангаһтики оттин сал, униңға хушбуй қоюп, улар үчүн кафарәт кәлтүрүшкә тезликтә җамаәтниң арисиға апар; чүнки қәһр-ғәзәп Пәрвәрдигарниң алдидин чиқти, ваба басқили турди, — деди.
47 Һарун Мусаниң дегинидәк қилип, хушбуйданни елип җамаәтниң арисиға жүгүрүп кирди; вә мана, ваба кишиләрниң арисида башланған еди; у хушбуйни хушбуйданға селип, хәлиқ үчүн кафарәт кәлтүрди.
48 У өлүкләр билән тирикләр оттурисида турувиди, ваба тохтиди.
49 Кораһниң вақиәси мунасивити билән өлгәнләрдин башқа, ваба сәвәвидин өлгәнләр он төрт миң йәттә йүз киши болди.
50 Һарун җамаәт чедириниң дәрвазиси йенида турған Мусаниң йениға йенип кәлди; ваба тохтиди.