< Чөл-баявандики сәпәр 15 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和華對摩西說:
2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр маканлишишиңлар үчүн силәргә тәқдим қилип беридиған зиминға киргән чеғиңларда,
「你曉諭以色列人說:你們到了我所賜給你們居住的地,
3 әгәр Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, униңға хушбуй болсун дәп бирәр һәдийә-қурбанлиқ қилмақчи болсаңлар, қурбанлиқ кала яки қой-өшкә падисидин болсун. У көйдүрмә қурбанлиқ болсун, қәсәмни ада қилиш қурбанлиғи болсун, ихтиярий қурбанлиқ яки силәргә бекитилгән һейтлардики зөрүр қурбанлиқ болсун,
若願意從牛群羊群中取牛羊作火祭,獻給耶和華,無論是燔祭是平安祭,為要還特許的願,或是作甘心祭,或是逢你們節期獻的,都要奉給耶和華為馨香之祭。
4 қурбанлиқ сунғучи киши Пәрвәрдигарға атиғиниға бир ашлиқ һәдийәсини қошуп кәлтүрсун. Көйдүрмә қурбанлиқ яки башқа қурбанлиқ қоза болса, ундақта ашлиқ һәдийәси зәйтун мейидин бир һинниң төрттин бири иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин бири болсун; униңға йәнә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарапни қушуп сунсун.
那獻供物的就要將細麵伊法十分之一,並油一欣四分之一,調和作素祭,獻給耶和華。
無論是燔祭是平安祭,你要為每隻綿羊羔,一同預備奠祭的酒一欣四分之一。
6 Қурбанлиғиң қочқар болса, сән униңға ашлиқ һәдийәси сүпитидә үчтин бир һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси болсун
為公綿羊預備細麵伊法十分之二,並油一欣三分之一,調和作素祭,
7 вә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарапни қушуп сунсун; булар Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп сунулсун.
又用酒一欣三分之一作奠祭,獻給耶和華為馨香之祭。
8 Әгәр сән Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ, яки қәсәм ада қилиш қурбанлиғи яки енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә топақ атиған болсаң,
你預備公牛作燔祭,或是作平安祭,為要還特許的願,或是作平安祭,獻給耶和華,
9 ундақта топаққа ашлиқ һәдийә сүпитидә йерим һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчини,
就要把細麵伊法十分之三,並油半欣,調和作素祭,和公牛一同獻上,
10 шарап һәдийә сүпитидә йерим һин шарапни қошуп сунғин; булар Пәрвәрдигарға атилип отта сунулуп, хушбуй чиқарсун дәп кәлтүрүлсун.
又用酒半欣作奠祭,獻給耶和華為馨香的火祭。
11 Һәр бир сунулған топақ, қочқар, қоза яки оғлаққа нисбәтән мошундақ қилинсун.
「獻公牛、公綿羊、綿羊羔、山羊羔,每隻都要這樣辦理。
12 Силәр сунидиғиниңларниң сани бойичә, һәр хил қурбанлиқниң саниға қарап шундақ қилисиләр.
照你們所預備的數目,按着隻數都要這樣辦理。
13 Шу зиминда туғулғанларниң һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса әнә шундақ қилсун.
凡本地人將馨香的火祭獻給耶和華,都要這樣辦理。
14 Шуниңдәк силәр билән биллә туруватқан мусапир яки әвлатму-әвлат силәр билән биллә туруватқанлар болса, хушбуй чиқарсун дәп отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса, силәр қандақ қилған болсаңлар, уларму шундақ қилсун.
若有外人和你們同居,或有人世世代代住在你們中間,願意將馨香的火祭獻給耶和華,你們怎樣辦理,他也要照樣辦理。
15 Пүткүл җамаәткә, мәйли силәр болуңлар яки силәр билән биллә туруватқан мусапир болсун, һәммиңлар үчүн охшаш бир бәлгүлимә болиду; силәр үчүн дәвирму-дәвир әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигар алдида силәр қандақ болсаңлар, мусапирларму шундақтур.
至於會眾,你們和同居的外人都歸一例,作為你們世世代代永遠的定例,在耶和華面前,你們怎樣,寄居的也要怎樣。
16 Силәргиму, араңларда туруватқан мусапирларғиму охшаш бир қанун-бәлгүлимә, охшаш бир һөкүм болсун.
你們並與你們同居的外人當有一樣的條例,一樣的典章。」
17 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和華對摩西說:
18 Сән Исраилларға сөз қилип уларға мундақ дегин: — «Силәр Мән силәрни әкиридиған зиминға йетип барғанда,
「你曉諭以色列人說:你們到了我所領你們進去的那地,
19 шу йәрдин чиққан ашлиқни йәйдиған чеғиңларда, Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» тәқдим қилиңлар.
吃那地的糧食,就要把舉祭獻給耶和華。
20 Силәр һәр бир йеңи хемирдин пишқан нанлардин бирини «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар; силәр уни тәқдим қилғанда худди хаманниң «көтәрмә һәдийә»сигә охшаш болсун.
你們要用初熟的麥子磨麵,做餅當舉祭奉獻;你們舉上,好像舉禾場的舉祭一樣。
21 Дәвирдин-дәвиргә силәр дәсләпки һосулдин чиққан хемирдин бир нанни «көтәрмә һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарға сунуңлар.
你們世世代代要用初熟的麥子磨麵,當舉祭獻給耶和華。
22 Әгәр силәр өзүңлар билмәй езип гуна қилип, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруған бу барлиқ әмирлиригә әмәл қилмиған болсаңлар,
「你們有錯誤的時候,不守耶和華所曉諭摩西的這一切命令,
23 йәни Пәрвәрдигар буйруған күндин етиварән барлиқ әвлатлириңларғичә Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән силәргә буйруған барлиқ ишлириға әмәл қилмиған болсаңлар,
就是耶和華藉摩西一切所吩咐你們的,自那日以至你們的世世代代,
24 җамаәт шундақ бирәр гунаниң билмәй өткүзүлгәнлигидин хәвәрсиз болса, ундақта пүткүл җамаәт Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп яш бир топақни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунсун һәмдә қаидә-низам бойичә униңға мунасивәтлик ашлиқ һәдийә билән шарап һәдийәни қошуп сунсун, вә униң үстигә бир текини гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
若有誤行,是會眾所不知道的,後來全會眾就要將一隻公牛犢作燔祭,並照典章把素祭和奠祭一同獻給耶和華為馨香之祭,又獻一隻公山羊作贖罪祭。
25 Шу йол билән каһин пүткүл Исраил җамаити үчүн кафарәт кәлтүрүп, бу гуна улардин кәчүрүм қилиниду; чүнки бу билмәй өткүзүп қойған гуна вә улар өзлириниң билмәй өткүзүп қойған гунайи үчүн қурбанлиқ, йәни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ вә гуна қурбанлиғини бирликтә Пәрвәрдигар алдиға сунған.
祭司要為以色列全會眾贖罪,他們就必蒙赦免,因為這是錯誤。他們又因自己的錯誤,把供物,就是向耶和華獻的火祭和贖罪祭,一並奉到耶和華面前。
26 Бу гуна пүткүл Исраил җамаити билән уларниң арисида туруватқан мусапирларниң һәммисидин кәчүрүм қилиниду, чүнки бу пүткүл хәлиқ билмәй туруп өткүзүп қойған гунадур.
以色列全會眾和寄居在他們中間的外人就必蒙赦免,因為這罪是百姓誤犯的。
27 Әгәр бир киши билмәстин гуна қилип қойған болса, у бир яшлиқ бир чиши оғлақни гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
「若有一個人誤犯了罪,他就要獻一歲的母山羊作贖罪祭。
28 Каһин шу йол билән билмәй гуна қилип қойған адәм үчүн кафарәт кәлтүриду; униң үчүн кафарәт кәлтүрсә униң Пәрвәрдигар алдида билмәй өткүзгән гунайи униңдин кәчүрүм қилиниду.
那誤行的人犯罪的時候,祭司要在耶和華面前為他贖罪,他就必蒙赦免。
29 Билмәй бирәр сәһвәнлик өткүзүп қойған барлиқ кишиләргә, мәйли шу зиминда туғулған Исраиллар болсун яки уларниң арисида туруватқан мусапирларға болсун, — силәрниң һәммиңларға охшаш бир қанун-бәлгүлимә тәтбиқлиниду.
以色列中的本地人和寄居在他們中間的外人,若誤行了甚麼事,必歸一樣的條例。
30 Лекин жүригини қаптәк қилип иш көргән киши, мәйли у зиминда туғулған болсун яки мусапир болсун, Пәрвәрдигарға һақарәт кәлтүргән болиду; у һаман өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
但那擅敢行事的,無論是本地人是寄居的,他褻瀆了耶和華,必從民中剪除。
31 У Пәрвәрдигарниң сөзини мәнситмигән екән, Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилған екән; шуниң үчүн у чоқум үзүп ташлиниду; гунайи өзиниң бешиға чүшиду.
因他藐視耶和華的言語,違背耶和華的命令,那人總要剪除;他的罪孽要歸到他身上。」
32 Исраиллар чөл-җәзиридики вақитлирида, бир кишиниң шабат күнидә отун тәргәнлиги байқалди.
以色列人在曠野的時候,遇見一個人在安息日撿柴。
33 Отун териватқанлиғини байқап қалғанлар уни Муса, Һарун вә пүткүл җамаәтниң алдиға елип кәлди.
遇見他撿柴的人,就把他帶到摩西、亞倫並全會眾那裏,
34 Уни қандақ бир тәрәп қилиш керәклиги техи көрситилмигәчкә, улар уни қамап қойди.
將他收在監內;因為當怎樣辦他,還沒有指明。
35 Пәрвәрдигар Мусаға: — У адәм өлтүрүлмисә болмайду; пүтүн җамаәт уни баргаһниң тешиға әпчиқип чалма-кесәк қилип өлтүрсун, — деди.
耶和華吩咐摩西說:「總要把那人治死;全會眾要在營外用石頭把他打死。」
36 Андин пүтүн җамаәт у адәмни баргаһ сиртиға әпчиқип, худди Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк, чалма-кесәк қилип өлтүрди.
於是全會眾將他帶到營外,用石頭打死他,是照耶和華所吩咐摩西的。
37 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和華曉諭摩西說:
38 Сән Исраилларға мундақ дегин, улар әвлатму-әвлат кийим-кечәклириниң чөрисигә чучиларни тутсун һәм бүҗигидики чучилириниң һәр биригә көк шойна тикип қойсун;
「你吩咐以色列人,叫他們世世代代在衣服邊上做繸子,又在底邊的繸子上釘一根藍細帶子。
39 бу хил чучилар силәрниң уни тикип турушуңлар үчүн болиду; уни көргәндә Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини есиңларда тутуп, уларға әмәл қилишиңлар үчүн бу силәргә бир әсләтмә болиду; шуниңдәк силәрниң һазирқидәк өзүңларниң көңлүңлар вә көзүңларниң кәйнигә кирип, қатирап бузуқлуқ қилип кәтмәслигиңлар,
你們佩帶這繸子,好叫你們看見就記念遵行耶和華一切的命令,不隨從自己的心意、眼目行邪淫,像你們素常一樣;
40 Мениң барлиқ әмирлиримни әстә тутушуңлар һәм униңға әмәл қилип, Худайиңларға атап пак-муқәддәс болушуңлар үчүн болсун.
使你們記念遵行我一切的命令,成為聖潔,歸與你們的上帝。
41 Мән Худайиңлар болуш үчүн силәрни Мисир зиминидин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән; Мән Пәрвәрдигар Худайиңлардурмән.
「我是耶和華-你們的上帝,曾把你們從埃及地領出來,要作你們的上帝。我是耶和華-你們的上帝。」