< Чөл-баявандики сәпәр 14 >

1 Шуниң билән барлиқ җамаәт дад-пәряд көтирип жиғлиди; улар кечичә жиға-зерә қилишип чиқти.
Xuning bilǝn barliⱪ jamaǝt dad-pǝryad kɵtürüp yiƣlidi; ular keqiqǝ yiƣa-zar ⱪilixip qiⱪti.
2 Исраиллар Муса билән Һарунға тапа-тәнә қилип: — Биз балдурла Мисирда өлүп кәтсәк боптикән! Мошу чөл-җәзиридә өлүп кәтсәк боптикән!
Israillar Musa bilǝn Ⱨarunƣa tapa-tǝnǝ ⱪilip: — Biz baldurla Misirda ɵlüp kǝtsǝk boptikǝn! Muxu qɵl-jǝziridǝ ɵlüp kǝtsǝk boptikǝn!
3 Пәрвәрдигар немишкә бизни қилич астида өлсун, хотун бала-җақилиримиз булинип, [дүшмәнниң] олҗиси болсун дәп бизни бу йәргә башлап кәлгәнду? Униңдин көрә, Мисирға қайтип кәткинимиз яхши әмәсму? — дәп ғотулдашти.
Pǝrwǝrdigar nemixⱪa bizni ⱪiliq astida ɵlsun, hotun bala-qaⱪilirimiz bulinip, [düxmǝnning] oljisi bolsun dǝp bizni bu yǝrgǝ baxlap kǝlgǝndu? Uningdin kɵrǝ, Misirƣa ⱪaytip kǝtkinimiz yahxi ǝmǝsmu? — dǝp ƣotuldaxti.
4 Шуниң билән улар бир-биригә: — Башқидин бир башлиқ тикләп Мисирға қайтип кетәйли, — дейишти.
Xuning bilǝn ular bir-birigǝ: — Baxⱪidin bir baxliⱪ tiklǝp Misirƣa ⱪaytip ketǝyli, — deyixti.
5 Муса билән Һарун пүтүн Исраил җамаити алдида жиқилип дүм ятти.
Musa bilǝn Ⱨarun pütün Israil jamaiti aldida yiⱪilip düm yatti.
6 Шу йәрни чарлап кәлгәнләр ичидики Нунниң оғли Йәшуа билән Йәфуннәһниң оғли Каләб кийимлирини житип,
Xu yǝrni qarlap kǝlgǝnlǝr iqidiki Nunning oƣli Yǝxua bilǝn Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb kiyimlirini yirtip,
7 пүтүн Исраил җамаәтчилигигә: — Биз чарлап келишкә өтүп барған зимин интайин бәк яхши зимин екән.
pütün Israil jamaǝtqilikigǝ: — Biz qarlap kelixkǝ ɵtüp barƣan zemin intayin bǝk yahxi zemin ikǝn.
8 Әгәр Пәрвәрдигар биздин сөйүнсә, бизни шу зиминға, йәни һәсәл билән сүт еқип туридиған шу зиминға башлап берип, уни бизгә бериду.
Əgǝr Pǝrwǝrdigar bizdin sɵyünsǝ, bizni xu zeminƣa, yǝni ⱨǝsǝl bilǝn süt eⱪip turidiƣan xu zeminƣa baxlap berip, uni bizgǝ beridu.
9 Силәр пәқәт Пәрвәрдигарға асийлиқ қилмаңлар! У зиминидикиләрдин қорқмаңлар, чүнки улар бизгә нисбәтән бир ғизадур; уларниң панаһдарлири улардин кәтти, Пәрвәрдигар болса биз билән биллә; улардин қорқмаңлар, — деди.
Silǝr pǝⱪǝt Pǝrwǝrdigarƣa asiyliⱪ ⱪilmanglar! U zeminidikilǝrdin ⱪorⱪmanglar, qünki ular bizgǝ nisbǝtǝn bir ƣizadur; ularning panaⱨdarliri ulardin kǝtti, Pǝrwǝrdigar bolsa biz bilǝn billǝ; ulardin ⱪorⱪmanglar, — dedi.
10 Һалбуки, пүткүл җамаәт тәрәп-тәрәптин: — У иккисини чалма-кесәк қилип өлтүрүветәйли, дейишти. Лекин Пәрвәрдигарниң җуласи җамаәт чедирида Исраилларға аян болди.
Ⱨalbuki, pütkül jamaǝt tǝrǝp-tǝrǝptin: — U ikkisini qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürüwetǝyli, deyixti. Lekin Pǝrwǝrdigarning julasi jamaǝt qedirida Israillarƣa ayan boldi.
11 Пәрвәрдигар Мусаға: — Бу хәлиқ Мени қачанғичә мәнситмәйду? Гәрчә уларниң оттурисида шунчә мөҗизилик аламәтләрни яратқан болсамму, лекин улар Маңа қачанғичә ишинишмәйдикән?
Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Bu hǝlⱪ Meni ⱪaqanƣiqǝ mǝnsitmǝydu? Gǝrqǝ ularning otturisida xunqǝ mɵjizilik alamǝtlǝrni yaratⱪan bolsammu, lekin ular Manga ⱪaqanƣiqǝ ixinixmǝydikǝn?
12 Мән уларни ваба билән уруп йоқитимән, шуниң билән сени улардин техиму чоң вә қудрәтлик бир әл қилимән, — деди.
Mǝn ularni waba bilǝn urup yoⱪitimǝn, xuning bilǝn seni ulardin tehimu qong wǝ ⱪudrǝtlik bir ǝl ⱪilimǝn, — dedi.
13 Муса болса Пәрвәрдигарға мундақ деди: — «Бундақ болидиған болса бу ишни мисирлиқлар аңлап қалиду, чүнки Сән улуқ қудритиң билән бу хәлиқни уларниң арисидин елип чиққан едиң;
Musa bolsa Pǝrwǝrdigarƣa mundaⱪ dedi: — «Bundaⱪ bolidiƣan bolsa bu ixni misirliⱪlar anglap ⱪalidu, qünki Sǝn uluƣ ⱪudriting bilǝn bu hǝlⱪni ularning arisidin elip qiⱪⱪaniding;
14 вә Мисирлиқлар бу ишни шу зиминдики хәлиқләргиму ейтиду. У зиминдики аһалиму Сән Пәрвәрдигарниң бу хәлиқниң арисида екәнлигиңни, Сән Пәрвәрдигарниң уларниң алдида йүзму-йүз көрүнгәнлигиңни, Сениң булутиң дайим уларға сайә чүшүрүп кәлгәнлигини, шундақла Сениң күндүзи булут түврүгидә, кечиси от түврүгидә уларниң алдида маңғанлиғиңни аңлиған еди.
wǝ Misirliⱪlar bu ixni xu zemindiki hǝlⱪlǝrgimu eytidu. U zemindiki aⱨalimu Sǝn Pǝrwǝrdigarning bu hǝlⱪning arisida ikǝnlikingni, Sǝn Pǝrwǝrdigarning ularning aldida yüzmuyüz kɵrüngǝnlikingni, Sening buluting daim ularƣa sayǝ qüxürüp kǝlgǝnlikini, xundaⱪla Sening kündüzi bulut tüwrükidǝ, keqisi ot tüwrükidǝ ularning aldida mangƣanliⱪingni angliƣanidi.
15 Әнди Сән бу хәлиқни худди бир адәмни өлтүргәндәк өлтүрүвәтсәң, Сениң нам-шөһритиңни аңлиған әлләрниң һәммиси:
Əmdi Sǝn bu hǝlⱪni huddi bir adǝmni ɵltürgǝndǝk ɵltürüwǝtsǝng, Sening nam-xɵⱨritingni angliƣan ǝllǝrning ⱨǝmmisi:
16 «Пәрвәрдигар бу хәлиқни Өзи уларға беришкә қәсәм қилған зиминға башлап баралмайдиғанлиғи үчүн, шуңа уларни әшу чөл-җәзиридә өлтүрүветипту» дәп қалиду.
«Pǝrwǝrdigar bu hǝlⱪni Ɵzi ularƣa berixkǝ ⱪǝsǝm ⱪilƣan zeminƣa baxlap baralmaydiƣanliⱪi üqün, xunga ularni ǝxu qɵl-jǝziridǝ ɵltürüwetiptu» dǝp ⱪalidu.
17 Әнди өтүнимәнки, Рәббим қудритиңни җари қилдурғайсән, Өзүңниң:
Əmdi ɵtünimǝnki, Rǝbbim ⱪudritingni jari ⱪildurƣaysǝn, Ɵzüngning:
18 «Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, Униң меһир-муһәббити тешип туриду; У гуна вә итаәтсизликни кәчүриду, лекин гунакарларни һәргиз гунасиз дәп қаримайду, атиларниң қәбиһлигини атисидин балисиғичә, һәтта нәврә-чәврилиригичә уларниң үстигә жүкләйду» дегиниңдәк қилғайсән.
«Pǝrwǝrdigar asanliⱪqǝ aqqiⱪlanmaydu, Uning meⱨir-muⱨǝbbiti texip turidu; U gunaⱨ wǝ itaǝtsizlikni kǝqüridu, lekin gunaⱨkarlarni ⱨǝrgiz gunaⱨsiz dǝp ⱪarimaydu, atilarning ⱪǝbiⱨlikini atisidin balisiƣiqǝ, ⱨǝtta nǝwrǝ-qǝwrilirigiqǝ ularning üstigǝ yüklǝydu» deginingdǝk ⱪilƣaysǝn.
19 Меһрий-шәпқитиңниң кәңрилиги бойичә, Мисирдики чағдин таки һазирғичә дайим кәчүрүп кәлгиниңдәк, бу хәлиқниң қәбиһлигини кәчүргәйсән!».
Meⱨriy-xǝpⱪitingning kǝngriliki boyiqǝ, Misirdiki qaƣdin taki ⱨazirƣiqǝ daim kǝqürüp kǝlginingdǝk, bu hǝlⱪning ⱪǝbiⱨlikini kǝqürgǝysǝn!».
20 Пәрвәрдигар: — «Бопту, сән дегәндәк уларни кәчүрдүм.
Pǝrwǝrdigar: — «Boptu, sǝn degǝndǝk ularni kǝqürdüm.
21 Лекин Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, пүткүл йәр йүзи Мән Пәрвәрдигарниң шан-шәриви билән толиду.
Lekin Ɵz ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, pütkül yǝr yüzi Mǝn Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi bilǝn tolidu.
22 Һалбуки, Мениң җулайимни, Мисирда вә чөл-җәзиридә көрсәткән мөҗизилик аламәтлиримни көрүп турупму Мени мошундақ он қетимлап синап йәнә авазимға қулақ салмиғанлар,
Ⱨalbuki, Mening julayimni, Misirda wǝ qɵl-jǝziridǝ kɵrsǝtkǝn mɵjizilik alamǝtlirimni kɵrüp turupmu Meni muxundaⱪ on ⱪetimlap sinap yǝnǝ awazimƣa ⱪulaⱪ salmiƣanlar,
23 Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилип беримән дегән у зиминни һәргиз көрәлмәйду; Мени мәнситмигәнләрдин бириму у жутни көрәлмәйду.
Mǝn ⱪǝsǝm iqip ularning ata-bowiliriƣa miras ⱪilip berimǝn degǝn u zeminni ⱨǝrgiz kɵrǝlmǝydu; Meni mǝnsitmigǝnlǝrdin birimu u yurtni kɵrǝlmǝydu.
24 Лекин өзидә башқичә бир роһниң болғини, пүтүн қәлби билән Маңа әгәшкини үчүн қулум Каләбни у киргән йәргә башлап киримән; униң әвлатлириму у йәргә мирасхор болиду.
Lekin ɵzidǝ baxⱪiqǝ bir roⱨning bolƣini, pütün ⱪǝlbi bilǝn Manga ǝgǝxkini üqün ⱪulum Kalǝbni u kirgǝn yǝrgǝ baxlap kirimǝn; uning ǝwladlirimu u yǝrgǝ mirashor bolidu.
25 (шу чағда Амаләкләр билән Ⱪананийлар [тағлиқ] җилғиларда турувататти) — Әтә силәр йолуңлардин бурулуп, Қизил Деңизға баридиған йол билән меңип чөлгә сәпәр қилиңлар» — деди.
(xu qaƣda Amalǝklǝr bilǝn Ⱪanaaniylar [taƣliⱪ] jilƣilarda turuwatatti) — Ətǝ silǝr yolunglardin burulup, Ⱪizil Dengizƣa baridiƣan yol bilǝn mengip qɵlgǝ sǝpǝr ⱪilinglar» — dedi.
26 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди:
Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi:
27 — Мән Мениң яман гепимни қилип ғотулдишидиған бу рәзил җамаәткә қачанғичә чидишим керәк? Исраилларниң Мениң яман гепимни қилғанлири, шу [тохтавсиз] ғотулдашлириниң һәммисини аңлидим.
— Mǝn Mening yaman gepimni ⱪilip ƣotuldixidiƣan bu rǝzil jamaǝtkǝ ⱪaqanƣiqǝ qidixim kerǝk? Israillarning Mening yaman gepimni ⱪilƣanliri, xu [tohtawsiz] ƣotuldaxlirining ⱨǝmmisini anglidim.
28 Сән уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, хәп, Мән силәргә қулиқимға киргән сөзлириңлар бойичә муамилә қилмайдиған болсам!
Sǝn ularƣa: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝn ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, hǝp, Mǝn silǝrgǝ ⱪuliⱪimƣa kirgǝn sɵzliringlar boyiqǝ muamilǝ ⱪilmaydiƣan bolsam!
29 Силәрниң өлүгүңлар мошу чөлдә ятиду; силәрниң ичиңларда санақтин өткүзүлгәнләр, йәни йеши жигирмидин ашқан, Мениң яман гепимни қилип ғотулдиғанларниң һәммиси пүтүн сани бойичә
Silǝrning ɵlükünglar muxu qɵldǝ yatidu; silǝrning iqinglarda sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr, yǝni yexi yigirmidin axⱪan, Mening yaman gepimni ⱪilip ƣotuldiƣanlarning ⱨǝmmisi pütün sani boyiqǝ
30 Силәргә қол көтирип [қәсәм қилип], туралғуңлар қилип беримән дегән зиминға һеч кирәлмәйду; пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала кириду.
Silǝrgǝ ⱪol kɵtürüp [ⱪǝsǝm ⱪilip], turalƣunglar ⱪilip berimǝn degǝn zeminƣa ⱨeq kirǝlmǝydu; pǝⱪǝt Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb bilǝn Nunning oƣli Yǝxuala kiridu.
31 Силәрниң кичик балилириңлар, йәни «Булинип, дүшмәнниң олҗиси болуп қалиду» дейилгәнләрни Мән башлап киримән, улар силәр кәмситкән у зиминдин бәһримән болиду.
Silǝrning kiqik baliliringlar, yǝni «Bulinip, düxmǝnning oljisi bolup ⱪalidu» deyilgǝnlǝrni Mǝn baxlap kirimǝn, ular silǝr kǝmsitkǝn u zemindin bǝⱨrimǝn bolidu.
32 Бирақ силәр болсаңлар, силәр жиқилип, өлүгүңлар бу чөлдә қалиду.
Biraⱪ silǝr bolsanglar, silǝr yiⱪilip, ɵlükünglar bu qɵldǝ ⱪalidu.
33 Силәрниң балилириңлар бузуқлуқ-вапасизлиғиңларниң әлимини тартип, өлүгүңлар чөлдә йоқалғичә, бу чөлдә қириқ жил сәргәрдан болуп жүриду.
Silǝrning baliliringlar buzuⱪluⱪ-wapasizliⱪinglarning ǝlimini tartip, ɵlükünglar qɵldǝ yoⱪalƣuqǝ, bu qɵldǝ ⱪiriⱪ yil sǝrgǝrdan bolup yüridu.
34 Силәрниң шу зиминни чарлиған күнлириңларниң сани бойичә, қириқ күнниң һәр бир күнини бир жил һесаплап, қәбиһликлириңларни қириқ жил өз үстүңларға елип жүрисиләр; шу чағда Мениң өзүңлардин ятлашқинимниң немә екәнлигини билип йетисиләр» — дегин.
Silǝrning xu zeminni qarliƣan künliringlarning sani boyiqǝ, ⱪiriⱪ künning ⱨǝrbir künini bir yil ⱨesablap, ⱪǝbiⱨlikliringlarni ⱪiriⱪ yil ɵz üstünglarƣa elip yürisilǝr; xu qaƣda Mening ɵzünglardin yatlaxⱪinimning nemǝ ikǝnlikini bilip yetisilǝr» — degin.
35 Мән Пәрвәрдигар шундақ дегән екәнмән, жиғилип Маңа қарши чиққан бу рәзил хәлиқ җамаитигә Мән чоқум шундақ қилимән; улар мошу чөл-җәзиридә йәветилиду, шу йәрдә өлиду.
Mǝn Pǝrwǝrdigar xundaⱪ degǝnikǝnmǝn, yiƣilip Manga ⱪarxi qiⱪⱪan bu rǝzil hǝlⱪ jamaitigǝ Mǝn qoⱪum xundaⱪ ⱪilimǝn; ular muxu qɵl-jǝziridǝ yǝwetilidu, xu yǝrdǝ ɵlidu.
36 Муса у зиминни чарлап келишкә әвәткәнләр қайтип кәлгәндә, у зимин тоғрилиқ яман хәвәр елип келиш билән пүтүн җамаәтни ғотулдитип, Мусаниң яман гепини қилғузғанлар,
Musa u zeminni qarlap kelixkǝ ǝwǝtkǝnlǝr ⱪaytip kǝlgǝndǝ, u zemin toƣruluⱪ yaman hǝwǝr elip kelix bilǝn pütün jamaǝtni ƣotulditip, Musaning yaman gepini ⱪilƣuzƣanlar,
37 йәни у зимин тоғрилиқ яман хәвәр әкәлгән бу кишиләрниң һәммиси ваба кесили тегип Пәрвәрдигарниң алдида өлди.
yǝni u zemin toƣruluⱪ yaman hǝwǝr ǝkǝlgǝn bu kixilǝrning ⱨǝmmisi waba kesili tegip Pǝrwǝrdigarning aldida ɵldi.
38 Зиминни чарлап келишкә барған адәмләр ичидин пәқәт Нунниң оғли Йәшуа билән Йәфуннәһниң оғли Каләбла һаят қалди.
Zeminni qarlap kelixkǝ barƣan adǝmlǝr iqidin pǝⱪǝt Nunning oƣli Yǝxua bilǝn Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝbla ⱨayat ⱪaldi.
39 Муса бу гәпләрни пүткүл Исраил җамаитигә ейтивиди, һәммиси бәк һәсрәт чәкти.
Musa bu gǝplǝrni pütkül Israil jamaitigǝ eytiwidi, ⱨǝmmisi bǝk ⱨǝsrǝt qǝkti.
40 Улар әтигән таң атқанда туруп таққа чиқип: — Мана биз кәлдуқ! Пәрвәрдигар ейтқан жутқа чиқип һуҗум қилайли; чүнки биз гуна қилдуқ, — дейишти.
Ular ǝtigǝn tang atⱪanda turup taƣⱪa qiⱪip: — Mana biz kǝlduⱪ! Pǝrwǝrdigar eytⱪan yurtⱪa qiⱪip ⱨujum ⱪilayli; qünki biz gunaⱨ ⱪilduⱪ, — deyixti.
41 — Силәр йәнә немишкә Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилисиләр? — деди Муса, — Бу иш ғәлибилик болмайду!
— Silǝr yǝnǝ nemixⱪa Pǝrwǝrdigarning ǝmrigǝ hilapliⱪ ⱪilisilǝr? — dedi Musa, — Bu ix ƣǝlibilik bolmaydu!
42 Пәрвәрдигар араңларда болмиғачқа, дүшмәнниң қиличи астида өлүп, мәғлуп болмаслиғиңлар үчүн һуҗумға чиқмаңлар.
Pǝrwǝrdigar aranglarda bolmiƣaqⱪa, düxmǝnning ⱪiliqi astida ɵlüp, mǝƣlup bolmasliⱪinglar üqün ⱨujumƣa qiⱪmanglar.
43 Чүнки Амаләкләр билән Ⱪананийлар у жутта, силәрниң алдиңларда туриду; силәр қилич астида өлүп кетисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигардин тенип кәттиңлар, Пәрвәрдигар силәр билән биллә болмайду.
Qünki Amalǝklǝr bilǝn Ⱪanaaniylar u yurtta, silǝrning aldinglarda turidu; silǝr ⱪiliq astida ɵlüp ketisilǝr; qünki silǝr Pǝrwǝrdigardin tenip kǝttinglar, Pǝrwǝrdigar silǝr bilǝn billǝ bolmaydu.
44 Лекин, гәрчә Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи вә Муса баргаһтин қозғалмиған болсиму, улар йәнила өз мәйличә таққа чиқип һуҗумға өтти.
Lekin, gǝrqǝ Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi wǝ Musa bargaⱨtin ⱪozƣalmiƣan bolsimu, ular yǝnila ɵz mǝyliqǝ taƣⱪa qiⱪip ⱨujumƣa ɵtti.
45 Шуниң билән Амаләкләр билән шу тағда турушлуқ Ⱪананийлар чүшүп уларни таки Хормаһғичә қоғлап, битчит қилип қирғин қилди.
Xuning bilǝn Amalǝklǝr bilǝn xu taƣda turuxluⱪ Ⱪanaaniylar qüxüp ularni taki Hormaⱨƣiqǝ ⱪoƣlap, bitqit ⱪilip ⱪirƣin ⱪildi.

< Чөл-баявандики сәпәр 14 >