< Чөл-баявандики сәпәр 13 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Perwerdigar Musagha söz qilip: —
2 Мән Исраилларға мирас қилип бәргән Қанаан зиминини чарлап келишкә адәмләрни әвәткин; һәр бир ата җәмәткә тәвә қәбилидин бирдин адәм чиқирилсун, улар өз қәбилисидики әмир болсун, — деди.
Men Israillargha miras qilip bergen Qanaan zéminini charlap kélishke ademlerni ewetkin; herbir ata jemetke tewe qebilidin birdin adem chiqirilsun, ular öz qebilisidiki emir bolsun, — dédi.
3 Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, уларни Паран чөлидин йолға салди; уларниң һәммиси Исраилларниң башлири еди.
Musa Perwerdigarning emri boyiche, ularni Paran chölidin yolgha saldi; ularning hemmisi Israillarning bashliri idi.
4 Төвәндикиләр уларниң исимлири: — Рубән қәбилисидин Заккурниң оғли Шаммуя,
Töwendikiler ularning isimliri: — Ruben qebilisidin Zakkurning oghli Shammuya,
5 Шимеон қәбилисидин Хориниң оғли Шафат,
Shiméon qebilisidin Xorining oghli Shafat,
6 Йәһуда қәбилисидин Йәфуннәһниң оғли Каләб,
Yehuda qebilisidin Yefunnehning oghli Kaleb,
7 Иссакар қәбилисидин Йүсүпниң оғли Игал,
Issakar qebilisidin Yüsüpning oghli Igal,
8 Әфраим қәбилисидин Нунниң оғли Һошия,
Efraim qebilisidin Nunning oghli Hoshiya,
9 Бинямин қәбилисидин Рафуниң оғли Палти,
Binyamin qebilisidin Rafuning oghli Palti,
10 Зәбулун қәбилисидин Содиниң оғли Гаддийәл,
Zebulun qebilisidin Sodining oghli Gaddiyel,
11 Йүсүп қәбилисидин, йәни Манассәһ қәбилисидин Сусиниң оғли Гадди,
Yüsüp qebilisidin, yeni Manasseh qebilisidin Susining oghli Gaddi,
12 Дан қәбилисидин Гималлиниң оғли Аммийәл,
Dan qebilisidin Gimallining oghli Ammiyel,
13 Ашир қәбилисидин Микаилниң оғли Сәтур,
Ashir qebilisidin Mikailning oghli Setur,
14 Нафтали қәбилисидин Вофсиниң оғли Наһби,
Naftali qebilisidin Wofsining oghli Nahbi,
15 Гад қәбилисидин Макиниң оғли Геуәл.
Gad qebilisidin Makining oghli Géuel.
16 Мана булар Муса чарлап келиңлар дәп Қанаан зиминиға әвәткән адәмләрниң исми. Муса Нунниң оғли Һошияни Йәһошуя дәп атиди.
Mana bular Musa charlap kélinglar dep Qanaan zéminigha ewetken ademlerning ismi. Musa Nunning oghli Hoshiyani Yehoshuya dep atidi.
17 Муса уларни чарлап келишкә Қанаанға сәпәрвәр қилип: — Силәр мошу йәрдин Нәгәв чөли тәрәпкә қарап меңиңлар, андин тағлиқ районға чиқиңлар.
Musa ularni charlap kélishke Qanaan’gha seperwer qilip: — Siler mushu yerdin Negew chöli terepke qarap ménginglar, andin taghliq rayon’gha chiqinglar.
18 У йәрниң қандақ екәнлигини, у йәрдикиләрниң күчлүк-аҗизлиғини, аз яки көплүгини көрүп беқиңлар;
U yerning qandaq ikenlikini, u yerdikilerning küchlük-ajizliqini, az yaki köplükini körüp béqinglar;
19 улар туруватқан йәрниң қандақ екәнлигини, яхши-яманлиғини көрүңлар; улар туруватқан шәһәрләрниң қандақ екәнлигини, баргаһлиқ шәһәр яки сепил-қәлъәлик шәһәр екәнлигини;
ular turuwatqan yerning qandaq ikenlikini, yaxshi-yamanliqini körünglar; ular turuwatqan sheherlerning qandaq ikenlikini, bargahliq sheher yaki sépil-qelelik sheher ikenlikini;
20 у йәрниң мунбәт яки мунбәтсиз екәнлигини, дәл-дәрәқлириниң бар-йоқлуғини көрүп келиңлар. Жүрәкликрәк болуп, мевә-чивилиридин алғач келиңлар, — деди. Бу чағ дәл үзүм пишип қалған вақит еди.
u yerning munbet yaki munbetsiz ikenlikini, del-derexlirining bar-yoqluqini körüp kélinglar. Yüreklikrek bolup, méwe-chiwiliridin alghach kélinglar, — dédi. Bu chagh del üzüm piship qalghan waqit idi.
21 Улар шу тәрәпләргә чиқип, зиминни Зин чөлидин тартип таки Һамат еғизиниң йенидики Рәһобқичә берип чарлашти.
Ular shu tereplerge chiqip, zéminni Zin chölidin tartip taki Hamat éghizining yénidiki Rehobqiche bérip charlashti.
22 Улар җәнуп тәрәптә Һебронға барди, у йәрләрдә Анақийларниң әвлатлиридин Аһиман, Шишай, Талмай дегәнләр олтиришлиқ еди. Әслидә Һеброн шәһири Мисирдики Зоан шәһиридин йәттә жил илгири ясалған еди.
Ular jenub terepte Hébron’gha bardi, u yerlerde Anaqiylarning ewladliridin Ahiman, Shishay, Talmay dégenler olturushluq idi. Eslide Hébron shehiri Misirdiki Zoan shehiridin yette yil ilgiri yasalghanidi.
23 Улар «Әшкол җилғиси»ға кәлди, у йәрдә бир сап үзүми бар бир үзүм шехини кесип, бир балдаққа есип икки адәмгә көтәргүзүп маңди; улар азрақ анар билән әнҗирму елип қайтип кәлди.
Ular «Eshkol jilghisi»gha keldi, u yerde bir sap üzümi bar bir üzüm shéxini késip, bir baldaqqa ésip ikki ademge kötürgüzüp mangdi; ular azraq anar bilen enjürmu élip qaytip keldi.
24 Исраиллар шу йәрдә кесивалған әшу үзүм сәвәвидин у йәр «Әшкол җилғиси» («[үзүм сапиғи җилғиси]») дәп аталди.
Israillar shu yerde késiwalghan eshu üzüm sewebidin u yer «Eshkol jilghisi» («[üzüm sapiqi jilghisi]») dep ataldi.
25 Улар қириқ күндин кейин у йәрләрни чарлап түгитип, қайтип кәлди.
Ular qiriq kündin kéyin u yerlerni charlap tügitip, qaytip keldi.
26 Улар келип, Паран чөллүгидики Қадәштә Муса, Һарун вә пүтүн Исраил җамаити билән көрүшти. Улар иккиләнгә һәм пүткүл Исраил җамаитигә мәлумат бәрди һәм зиминниң мевилирини уларға көрсәтти.
Ular kélip, Paran chöllükidiki Qadeshte Musa, Harun we pütün Israil jamaiti bilen körüshti. Ular ikkiylen’ge hem pütkül Israil jamaitige melumat berdi hem zéminning méwilirini ulargha körsetti.
27 Улар Мусаға мәлумат берип: — Биз өзлири бериңлар дегән йәрләргә бардуқ, растинла сүт билән һәсәл еқип туридиған йәр екән, мана булар шу йәрниң мевилири.
Ular Musagha melumat bérip: — Biz özliri béringlar dégen yerlerge barduq, rasttinla süt bilen hesel éqip turidighan yer iken, mana bular shu yerning méwiliri.
28 Бирақ у йәрдикиләр бәк күчтүңгүр екән, шәһәрләр сепиллиқ болуп һәм пухта-һәйвәтлик екән. Униң үстигә, биз у йәрдә Анақийларниң әвлатлириниму көрдуқ.
Biraq u yerdikiler bek küchtünggür iken, sheherler sépilliq bolup hem puxta-heywetlik iken. Uning üstige, biz u yerde Anaqiylarning ewladlirinimu körduq.
29 Амаләкләр җәнуп тәрәптә туридикән; Һиттийлар, Йәбусийлар, Аморийлар тағларда туридикән; Ⱪананийлар деңиз бойлирида вә Иордан дәрияси бойлирида туридикән, — деди.
Amalekler jenub terepte turidiken; Hittiylar, Yebusiylar, Amoriylar taghlarda turidiken; Qanaaniylar déngiz boylirida we Iordan deryasi boylirida turidiken, — dédi.
30 Каләб Мусаниң алдида көпчиликни тиничлитип: — Биз дәрһал атлинип берип у йәрни егиләйли! Чүнки биз чоқум ғалип келимиз — деди.
Kaleb Musaning aldida köpchilikni tinchitip: — Biz derhal atlinip bérip u yerni igileyli! Chünki biz choqum ghalip kélimiz — dédi.
31 Лекин униң билән биллә чиққан башқилар болса: — Улар биздин күчлүк екән, шуңа уларға һуҗум қилсақ болмайду, — дейишти.
Lékin uning bilen bille chiqqan bashqilar bolsa: — Ular bizdin küchlük iken, shunga ulargha hujum qilsaq bolmaydu, — déyishti.
32 Андин чарлиғучилар өзлири чарлап кәлгән зиминниң әһвалидин Исраилларға яман мәлумат берип: — Биз кирип чарлап өткән зимин болса өз аһалисини йәйдиған зимин екән; биз у йәрдә көргәнләрниң һәммиси йоған адәмләр екән.
Andin charlighuchilar özliri charlap kelgen zéminning ehwalidin Israillargha yaman melumat bérip: — Biz kirip charlap ötken zémin bolsa öz ahalisini yeydighan zémin iken; biz u yerde körgenlerning hemmisi yoghan ademler iken.
33 Биз у йәрләрдә «Нәфилийләр» дегән [гигант] адәмләрни көрдуқ (дәрвәқә Анақийларниң әвлатлири Нәфилийләрдин чиққандур); биз өзимизгә қарисақ чекәткидәк туридикәнмиз, биз уларғиму шундақ көринидикәнмиз, — деди.
Biz u yerlerde «Nefiliyler» dégen [gigant] ademlerni körduq (derweqe Anaqiylarning ewladliri Nefiliylerdin chiqqandur); biz özimizge qarisaq chéketkidek turidikenmiz, biz ularghimu shundaq körinidikenmiz, — dédi.

< Чөл-баявандики сәпәр 13 >