< Чөл-баявандики сәпәр 12 >
1 Мәрийәм билән Һарун Мусаниң һәбәшлик қизни хотунлуққа алғини үчүн униңға қарши сөз қилди (чүнки у һәбәшлик бир қизни алған еди).
2 Улар: — Пәрвәрдигар пәқәт Муса биләнла сөзлишип, биз билән сөзләшмәптиму? — дейишти. Бу гәпни Пәрвәрдигар аңлиди.
3 Муса дегән бу адәм интайин кәмтәр-мөмин адәм болуп, бу тәрәптә йәр йүзидикиләр арисида униң алдиға өтидиғини йоқ еди.
4 Пәрвәрдигар Муса, Һарун вә Мәрийәмгә туюқсиз: — Силәр үчүңлар җамаәт чедириға келиңлар, — деди. Үчилиси чиқип кәлди.
5 Андин Пәрвәрдигар [әрштин] булут түврүги ичидә чүшүп, җамаәт чедириниң алдида тохтап, Һарун билән Мәрйәмни қичқиривиди, улар алдиға кәлди.
6 У уларға: — Әнди силәр гепимни аңлаңлар, әгәр силәрниң араңларда пәйғәмбәр болса, Мән Пәрвәрдигар аламәт көрүнүштә униңға Өзүмни аян қилимән, чүшидә униң билән сөзлишимән.
7 Лекин қулум Мусаға нисбәтән ундақ әмәс; у барлиқ аиләм ичидә толиму садиқтур;
8 Мән униң билән тепишмақ ейтип олтармай, йүзму йүз туруп беваситә сөзлишимән; у Мән Пәрвәрдигарниң қияпитини көрәләйду. Әнди силәр немишкә қулум Муса тоғрилиқ яман гәп қилиштин қорқмидиңлар? — деди.
9 Пәрвәрдигарниң отлуқ ғәзиви уларға қозғалди вә у кетип қалди.
10 Шуниң билән булут җамаәт чедири үстидин кәтти, вә мана, Мәрйәм худди аппақ қардәк песә-мохо болуп кәтти; Һарун бурулуп Мәрйәмгә қаривиди, мана, у песә-мохо болуп қалған еди.
11 Һарун Мусаға: — Вай ғоҗам! Наданлиқ қилип гуна өткүзүп қойғанлиғимиз сәвәвидин бу гунани бизниң үстимизгә артмиғайсән.
12 У худди анисиниң қосиғидин чиққандила бәдини йерим чирик, өлүк туғулған балидәк болуп қалмиғай! — деди.
13 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға: — И Тәңри, униң кесилини сақайтивәткән болсаң, — дәп нида қилди.
14 Пәрвәрдигар Мусаға: — Әгәр атиси униң йүзигә түкүргән болса, у йәттә күн хиҗилчилиқ ичидә турған болатти әмәсму? Әнди у баргаһниң сиртиға йәттә күн қамап қоюлсун, андин у қайтип кәлсун, — деди.
15 Шуниң билән Мәрйәм баргаһ сиртиға йәттә күн қамап қоюлди, таки Мәрйәм қайтип кәлгичә хәлиқ йолға чиқмай туруп турди.
16 Андин кейин хәлиқ Һазироттин йолға чиқип, Паран чөлидә баргаһ қурди.