< Чөл-баявандики сәпәр 10 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
The LORD spoke to Moses, saying,
2 Сән өзүңгә икки канай ясатқин; уларни күмүчтин соқтур. Улар җамаәтни жиғишқа, шундақла җамаәтни баргаһлирини жиғиштуруп йолға чиқишқа чақириш үчүн ишлитилиду.
“Make two shofars of silver. You shall make them of beaten work. You shall use them for the calling of the congregation and for the journeying of the camps.
3 Икки канай челинғанда пүткүл җамаәт сениң йениңға җамаәт чедири дәрвазисиниң алдиға жиғилидиған болсун.
When they blow them, all the congregation shall gather themselves to you at the door of the Tent of Meeting.
4 Әгәр ялғуз бири челинса, әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң миң бешилири сениң йениңға келип жиғилсун.
If they blow just one, then the princes, the heads of the thousands of Israel, shall gather themselves to you.
5 Силәр қаттиқ жуқури аваз билән чалғанда күн чиқиш тәрәптики баргаһлар йолға чиқсун.
When you blow an alarm, the camps that lie on the east side shall go forward.
6 Андин силәр иккинчи қетим қаттиқ, жуқури аваз билән чалғанда җәнуп тәрәптики баргаһлар йолға чиқсун; улар йолға чиққан чағда канай қаттиқ, жуқури аваз билән челиниши керәктур.
When you blow an alarm the second time, the camps that lie on the south side shall go forward. They shall blow an alarm for their journeys.
7 Җамаәтни жиғилишқа чақиридиған чағда, канай челиңлар, амма қаттиқ, жуқури аваз билән чалмаңлар;
But when the assembly is to be gathered together, you shall blow, but you shall not sound an alarm.
8 Һарунниң әвлатлири, каһин болғанлар канайларни чалсун; булар силәргә әвлатму-әвлат бир әбәдий бәлгүлимә болсун.
“The sons of Aaron, the priests, shall blow the shofars. This shall be to you for a statute forever throughout your generations.
9 Әгәр силәр өз зиминиңларда силәргә зулум салған дүшминиңлар билән җәң қилишқа чиқсаңлар, қаттиқ, жуқури аваз билән челиңлар. Шуниң билән өзүңларниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң алдида яд етилип, дүшминиңлардин қутулисиләр.
When you go to war in your land against the adversary who oppresses you, then you shall sound an alarm with the shofars. Then you will be remembered before the LORD your God, and you will be saved from your enemies.
10 Буниңдин башқа, хошал күнлириңларда, бекитилгән һейтлириңларда вә айниң биринчи күнлиридә, силәр көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини сунғиниңларда, қурбанлиқларниң алдида туруп канай челиңлар; шуниң билән [канайлар] силәрни Худайиңларға әсләткүчи болиду; Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
“Also in the day of your gladness, and in your set feasts, and in the beginnings of your months, you shall blow the shofars over your burnt offerings, and over the sacrifices of your peace offerings; and they shall be to you for a memorial before your God. I am the LORD your God.”
11 Иккинчи жили, иккинчи айниң жигирминчи күни булут һөкүм-гувалиқ чедириниң үстидин көтирилди;
In the second year, in the second month, on the twentieth day of the month, the cloud was taken up from over the tabernacle of the covenant.
12 шуниң билән Исраиллар Синай чөлидин чиқип, йол елип сәпәрлирини башлиди; булут Паран чөлидә тохтиди.
The children of Israel went forward on their journeys out of the wilderness of Sinai; and the cloud stayed in the wilderness of Paran.
13 Бу уларниң биринчи қетим Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә йолға чиқиши болди.
They first went forward according to the commandment of the LORD by Moses.
14 Йәһуда баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп алди билән йолға чиқти; қошунниң башлиғи Амминадабниң оғли Наһшон еди.
First, the standard of the camp of the children of Judah went forward according to their armies. Nahshon the son of Amminadab was over his army.
15 Иссакар қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуарниң оғли Нәтанәл еди.
Nethanel the son of Zuar was over the army of the tribe of the children of Issachar.
16 Зәбулун қәбилиси қошуниниң башлиғи Һелонниң оғли Елиаб еди.
Eliab the son of Helon was over the army of the tribe of the children of Zebulun.
17 Андин ибадәт чедири чувулуп, Гәршонниң әвлатлири билән Мәрариниң әвлатлири уни көтирип йолға чиқти.
The tabernacle was taken down; and the sons of Gershon and the sons of Merari, who bore the tabernacle, went forward.
18 Рубән баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Шидөрниң оғли Әлизур еди.
The standard of the camp of Reuben went forward according to their armies. Elizur the son of Shedeur was over his army.
19 Шимеон қәбилиси қошуниниң башлиғи Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл еди.
Shelumiel the son of Zurishaddai was over the army of the tribe of the children of Simeon.
20 Гад қәбилиси қошуниниң башлиғи Деуәлниң оғли Әлиасаф еди.
Eliasaph the son of Deuel was over the army of the tribe of the children of Gad.
21 Андин Коһатлар муқәддәс буюмларни көтирип йолға чиқти; улар йетип келиштин бурун ибадәт чедирини [көтәргүчиләр] келип уни тикләп қоюшқан еди.
The Kohathites set forward, bearing the sanctuary. The others set up the tabernacle before they arrived.
22 Әфраим баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммиһудниң оғли Әлишама еди.
The standard of the camp of the children of Ephraim set forward according to their armies. Elishama the son of Ammihud was over his army.
23 Манассәһ қәбилиси қошуниниң башлиғи Пидаһзурниң оғли Гамалийәл еди.
Gamaliel the son of Pedahzur was over the army of the tribe of the children of Manasseh.
24 Бинямин қәбилиси қошуниниң башлиғи Гидеониниң оғли Абидан еди.
Abidan the son of Gideoni was over the army of the tribe of the children of Benjamin.
25 Дан баргаһи һәммә баргаһларниң арқа муһапизәтчиси болуп, өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр еди.
The standard of the camp of the children of Dan, which was the rear guard of all the camps, set forward according to their armies. Ahiezer the son of Ammishaddai was over his army.
26 Ашир қәбилиси қошуниниң башлиғи Окранниң оғли Пагийәл еди.
Pagiel the son of Ochran was over the army of the tribe of the children of Asher.
27 Нафтали қәбилиси қошуниниң башлиғи Енанниң оғли Аһира еди.
Ahira the son of Enan was over the army of the tribe of the children of Naphtali.
28 Булар Исраиллар йолға чиққанда қошун-қошун болуп меңиш тәртиви еди; улар шу тәриқидә йолға чиқти.
Thus were the travels of the children of Israel according to their armies; and they went forward.
29 Муса өзиниң қейинатиси, Мидиянлиқ Реуәлниң оғли Һобабқа: — Биз Пәрвәрдигар вәдә қилған йәргә қарап сәпәр қиливатимиз, У: «Мән у йәрни силәргә мирас қилип беримән» дегән; өзлириниң биз билән биллә меңишлирини өтүнимән, биз силигә яхши қараймиз, чүнки Пәрвәрдигар Исраил тоғрилиқ бәхит-саадәт ата қилимән дәп вәдә бәргән, — деди.
Moses said to Hobab, the son of Reuel the Midianite, Moses’ father-in-law, “We are journeying to the place of which the LORD said, ‘I will give it to you.’ Come with us, and we will treat you well; for the LORD has spoken good concerning Israel.”
30 Лекин Һобаб Мусаға: — Яқ, мән өз жутум, өз уруқ-туққанлиримға кетимән, — деди.
He said to him, “I will not go; but I will depart to my own land, and to my relatives.”
31 Муса униңға: Биздин айрилип кәтмисилә; чүнки сили чөлдә қандақ баргаһ қуришимиз керәклигини билила, сили бизгә көз болуп бәрсилә.
Moses said, “Don’t leave us, please; because you know how we are to encamp in the wilderness, and you can be our eyes.
32 Шундақ болидуки, биз билән биллә барсила, кәлгүсидә Пәрвәрдигар бизгә қандақ яхшилиқ қилса, бизму силигә шундақ қилимиз! — деди.
It shall be, if you go with us—yes, it shall be—that whatever good the LORD does to us, we will do the same to you.”
33 Исраиллар Пәрвәрдигар теғидин йолға чиқип үч күн йол маңди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи уларға арам алидиған йәр издәп уларниң алдида үч күн йол башлап маңди.
They set forward from the Mount of the LORD three days’ journey. The ark of the LORD’s covenant went before them three days’ journey, to seek out a resting place for them.
34 Улар чедирлирини жиғиштуруп йолға чиқидиған чағларда, Пәрвәрдигарниң булути һаман уларниң үстидә болатти.
The cloud of the LORD was over them by day, when they set forward from the camp.
35 Әһдә сандуғи йолға чиқидиған чағда Муса: «Орнуңдин турғайсән, и Пәрвәрдигар; дүшмәнлириң тирипирән болсун; Саңа өчләр йүзүңниң алдидин қачсун!» — дәйтти.
When the ark went forward, Moses said, “Rise up, LORD, and let your enemies be scattered! Let those who hate you flee before you!”
36 Әһдә сандуғи тохтиған чағда у: «Қайтип кәлгәйсән, и Пәрвәрдигар, миңлиған-түмәнлигән Исраил хәлқи арисиға қайтип кәлгәйсән!» — дәйтти.
When it rested, he said, “Return, LORD, to the ten thousands of the thousands of Israel.”

< Чөл-баявандики сәпәр 10 >