< Чөл-баявандики сәпәр 1 >
1 Вә Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин иккинчи жили иккинчи айниң биринчи күни Пәрвәрдигар Синай чөлидә, җамаәт чедирида туруп Мусаға мундақ деди: —
Wǝ Israillar Misirdin qiⱪⱪandin keyin ikkinqi yili ikkinqi ayning birinqi küni Pǝrwǝrdigar Sinay qɵlidǝ, jamaǝt qedirida turup Musaƣa mundaⱪ dedi: —
2 Силәр пүткүл Исраил җамаитини қәбилиси, ата җәмәти бойичә санини елип чиқиңлар; адәмләрниң исми асас қилинип, барлиқ әркәкләр тизимлансун.
Silǝr pütkül Israil jamaitini ⱪǝbilisi, ata jǝmǝti boyiqǝ sanini elip qiⱪinglar; adǝmlǝrning ismi asas ⱪilinip, barliⱪ ǝrkǝklǝr tizimlansun.
3 Исраиллар ичидә умумән жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларни Һарун билән иккиңлар уларниң қошун-қисмилири бойичә санақтин өткүзүңлар.
Israillar iqidǝ omumǝn yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarni Ⱨarun bilǝn ikkinglar ularning ⱪoxun-ⱪismiliri boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzünglar.
4 Һәр бир қәбилидин силәргә ярдәмлишидиған бирдин киши болсун; уларниң һәр бири уларниң ата җәмәтиниң беши болиду.
Ⱨǝrbir ⱪǝbilidin silǝrgǝ yardǝmlixidiƣan birdin kixi bolsun; ularning ⱨǝrbiri ularning ata jǝmǝtining bexi bolidu.
5 Төвәндикиләр силәргә ярдәмлишидиғанларниң исимлиғи: — Рубән қәбилисидин Шидөрниң оғли Әлизур;
Tɵwǝndikilǝr silǝrgǝ yardǝmlixidiƣanlarning isimliki: — Rubǝn ⱪǝbilisidin Xidɵrning oƣli Əlizur;
6 Шимеон қәбилисидин Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл;
Ximeon ⱪǝbilisidin Zuri-xaddayning oƣli Xelumiyǝl;
7 Йәһуда қәбилисидин Амминадабниң оғли Наһшон;
Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin Amminadabning oƣli Naⱨxon;
8 Иссакар қәбилисидин Зуарниң оғли Нәтанәл;
Issakar ⱪǝbilisidin Zuarning oƣli Nǝtanǝl;
9 Зәбулун қәбилисидин Һелонниң оғли Елиаб;
Zǝbulun ⱪǝbilisidin Ⱨelonning oƣli Eliab;
10 Йүсүп әвлатлири ичидә Әфраим қәбилисидин Аммиһудниң оғли Әлишама; Манассәһ қәбилисидин Пидаһзурниң оғли Гамалийәл;
Yüsüp ǝwladliri iqidǝ Əfraim ⱪǝbilisidin Ammiⱨudning oƣli Əlixama; Manassǝⱨ ⱪǝbilisidin Pidaⱨzurning oƣli Gamaliyǝl;
11 Бинямин қәбилисидин Гидеониниң оғли Абидан;
Binyamin ⱪǝbilisidin Gideonining oƣli Abidan;
12 Дан қәбилисидин Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр;
Dan ⱪǝbilisidin Ammixaddayning oƣli Aⱨiǝzǝr;
13 Ашир қәбилисидин Окранниң оғли Пагийәл;
Axir ⱪǝbilisidin Okranning oƣli Pagiyǝl;
14 Гад қәбилисидин Деуәлниң оғли Әлиасаф;
Gad ⱪǝbilisidin Deuǝlning oƣli Əliasaf;
15 Нафтали қәбилисидин Енанниң оғли Аһира».
Naftali ⱪǝbilisidin Enanning oƣli Aⱨira».
16 Булар җамаәт ичидин чақирилғанлар, йәни ата җәмәт-қәбилилириниң башлиқлири, миңлиған Исраилларниң баш сәрдарлири еди.
Bular jamaǝt iqidin qaⱪirilƣanlar, yǝni ata jǝmǝt-ⱪǝbililirining baxliⱪliri, mingliƣan Israillarning bax sǝrdarliri idi.
17 Шуниң билән Муса билән Һарун исми аталған бу кишиләрни башлап,
Xuning bilǝn Musa bilǝn Ⱨarun ismi atalƣan bu kixilǝrni baxlap,
18 иккинчи айниң биринчи күни пүткүл җамаәтни жиғди; улар хәлиқниң һәр бириниң қәбилә-нәсәби, ата җәмәти бойичә исмини асас қилип, жигирмә яштин жуқуриларниң һәммисини бир-бирләп тизимлиди.
ikkinqi ayning birinqi küni pütkül jamaǝtni yiƣdi; ular hǝlⱪning ⱨǝrbirining ⱪǝbilǝ-nǝsǝbi, ata jǝmǝti boyiqǝ ismini asas ⱪilip, yigirmǝ yaxtin yuⱪirilarning ⱨǝmmisini bir-birlǝp tizimlidi.
19 Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Муса Синай чөлидә уларни шундақ санақтин өткүзди.
Pǝrwǝrdigar Musaƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, Musa Sinay qɵlidǝ ularni xundaⱪ sanaⱪtin ɵtküzdi.
20 Исраилниң тунҗа оғли Рубәнниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиған әркәкләрниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Israilning tunji oƣli Rubǝnning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣan ǝrkǝklǝrning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
21 Рубән қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ алтә миң бәш йүз киши болди.
Rubǝn ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ⱪiriⱪ altǝ ming bǝx yüz kixi boldi.
22 Шимеонниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиған әркәкләрниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Ximeonning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣan ǝrkǝklǝrning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
23 Шимеон қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик тоққуз миң үч йүз киши болди.
Ximeon ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ǝllik toⱪⱪuz ming üq yüz kixi boldi.
24 Гадниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Gadning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
25 Гад қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бәш миң алтә йүз әллик киши болди.
Gad ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx ming altǝ yüz ǝllik kixi boldi.
26 Йәһуданиң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Yǝⱨudaning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
27 Йәһуда қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий йәтмиш төрт миң алтә йүз киши болди.
Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy yǝtmix tɵt ming altǝ yüz kixi boldi.
28 Иссакарниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Issakarning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
29 Иссакар қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик төрт миң төрт йүз киши болди.
Issakar ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ǝllik tɵt ming tɵt yüz kixi boldi.
30 Зәбулунниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Zǝbulunning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
31 Зәбулун қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик йәттә миң төрт йүз киши болди.
Zǝbulun ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ǝllik yǝttǝ ming tɵt yüz kixi boldi.
32 Йүсүпниң әвлатлири: — униң оғли Әфраимниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Yüsüpning ǝwladliri: — uning oƣli Əfraimning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
33 Әфраим қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ миң бәш йүз киши болди.
Əfraim ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ⱪiriⱪ ming bǝx yüz kixi boldi.
34 [Йүсүпниң иккинчи оғли] Манассәһниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
[Yüsüpning ikkinqi oƣli] Manassǝⱨning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
35 Манассәһ қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз икки миң икки йүз киши болди.
Manassǝⱨ ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ottuz ikki ming ikki yüz kixi boldi.
36 Биняминниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Binyaminning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
37 Бинямин қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз бәш миң төрт йүз киши болди.
Binyamin ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ottuz bǝx ming tɵt yüz kixi boldi.
38 Данниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Danning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
39 Дан қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий атмиш икки миң йәттә йүз киши болди.
Dan ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy atmix ikki ming yǝttǝ yüz kixi boldi.
40 Аширниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Axirning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
41 Ашир қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бир миң бәш йүз киши болди.
Axir ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ⱪiriⱪ bir ming bǝx yüz kixi boldi.
42 Нафталиниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
Naftalining ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
43 Нафтали қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик үч миң төрт йүз киши болди.
Naftali ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ǝllik üq ming tɵt yüz kixi boldi.
44 Жуқириқилар болса санақтин өткүзүлгәнләр болуп, Муса билән Һарун һәм Исраилларниң он икки әмри (һәр бири өз ата җәмәтигә вәкил болди) уларни санақтин өткәзгән.
Yuⱪiriⱪilar bolsa sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr bolup, Musa bilǝn Ⱨarun ⱨǝm Israillarning on ikki ǝmiri (ⱨǝrbiri ɵz ata jǝmǝtigǝ wǝkil boldi) ularni sanaⱪtin ɵtkǝzgǝn.
45 Шундақ қилип, Исраилларниң һәммиси, йәни Исраилда жигирмә яштин ашқанлардин, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси ата җәмәтлири бойичә тизимланди;
Xundaⱪ ⱪilip, Israillarning ⱨǝmmisi, yǝni Israilda yigirmǝ yaxtin axⱪanlardin, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi ata jǝmǝtliri boyiqǝ tizimlandi;
46 Санақтин өткүзүлгәнләр җәмий алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши болди.
Sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy altǝ yüz üq ming bǝx yüz ǝllik kixi boldi.
47 Бирақ Лавийлар ата җәмәт-қәбилиси бойичә санақниң ичигә киргүзүлмиди.
Biraⱪ Lawiylar ata jǝmǝt-ⱪǝbilisi boyiqǝ sanaⱪning iqigǝ kirgüzülmidi.
48 Чүнки Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Qünki Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip: —
49 «Сән пәқәт Лавий қәбилисинила шу һесапқа киргүзмигин, уларниң умумий саниниму Исраилларниң қатариға киргүзмигин.
«Sǝn pǝⱪǝt Lawiy ⱪǝbilisinila xu ⱨesabⱪa kirgüzmigin, ularning omumiy saninimu Israillarning ⱪatariƣa kirgüzmigin.
50 Лекин сән Лавийларни [Худаниң] һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедир вә униң ичидики барлиқ қача-қуча әсвапларни һәм униңға даир барлиқ нәрсиләрни башқурушқа тайинлиғин; улар [ибадәт] чедирини вә униң ичидики барлиқ қача-қуча әсвапларни көтириду; ибадәт чедириниң хизмитини қилғучилар шулар болсун, улар чедирниң төрт әтрапида өз чедирлирини тиксун.
Lekin sǝn Lawiylarni [Hudaning] ⱨɵküm-guwaⱨliⱪi saⱪlaⱪliⱪ qedir wǝ uning iqidiki barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni ⱨǝm uningƣa dair barliⱪ nǝrsilǝrni baxⱪuruxⱪa tǝyinligin; ular [ibadǝt] qedirini wǝ uning iqidiki barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni kɵtüridu; ibadǝt qedirining hizmitini ⱪilƣuqilar xular bolsun, ular qedirning tɵt ǝtrapida ɵz qedirlirini tiksun.
51 Чедирни көчүридиған чағда уни Лавийлар сөксун; чедирни тикидиған чағда уни Лавийлар тиксун; [Лавийларға] ят болған һәр қандақ адәм униңға йеқинлашса өлүмгә мәһкүм қилинсун.
Qedirni kɵqüridiƣan qaƣda uni Lawiylar sɵksun; qedirni tikidiƣan qaƣda uni Lawiylar tiksun; [Lawiylarƣa] yat bolƣan ⱨǝrⱪandaⱪ adǝm uningƣa yeⱪinlaxsa ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun.
52 Исраиллар баргаһ қурғанда һәр адәм өз қисмида, өзигә хас туғ астиға чедир тиксун.
Israillar bargaⱨ ⱪurƣanda ⱨǝr adǝm ɵz ⱪismida, ɵzigǝ has tuƣ astiƣa qedir tiksun.
53 Бирақ [Худаниң] ғәзиви Исраил җамаитиниң үстигә чүшмәслиги үчүн, Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирниң төрт әтрапиға баргаһ қурсун; Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирни муһапизәт қилишқа мәсъул болиду» — дегән еди.
Biraⱪ [Hudaning] ƣǝzipi Israil jamaitining üstigǝ qüxmǝsliki üqün, Lawiylar Hudaning ⱨɵküm-guwaⱨliⱪi saⱪlaⱪliⱪ qedirning tɵt ǝtrapiƣa bargaⱨ ⱪursun; Lawiylar Hudaning ⱨɵküm-guwaⱨliⱪi saⱪlaⱪliⱪ qedirni muⱨapizǝt ⱪilixⱪa mǝs’ul bolidu» — degǝnidi.
54 Исраиллар әнә шундақ қилди; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, улар шундақ қилди.
Israillar ǝnǝ xundaⱪ ⱪildi; Pǝrwǝrdigar Musaƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, ular xundaⱪ ⱪildi.