< Нәһәмия 9 >

1 Шу айниң жигирмә төртинчи күни Исраиллар роза тутуп, боз кийип, үсти-бешиға топа чачқан һалда жиғилди;
Xu ayning yigirmǝ tɵtinqi küni Israillar roza tutup, boz kiyip, üsti-bexiƣa topa qaqⱪan ⱨalda yiƣildi;
2 Исраил нәсли өзлирини барлиқ ят таипиләрдин айрип чиқти, андин өрә туруп өзлириниң гуналирини вә ата-бовилириниң өткүзгән қәбиһликлирини етирап қилди.
Israil nǝsli ɵzlirini barliⱪ yat taipilǝrdin ayrip qiⱪti, andin ɵrǝ turup ɵzlirining gunaⱨlirini wǝ ata-bowilirining ɵtküzgǝn ⱪǝbiⱨliklirini etirap ⱪildi.
3 Улар шу күнниң төрттин биридә өз йеридә туруп өзлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанун китавини оқуди; күнниң йәнә төрттин биридә өзлириниң гуналирини тонуди вә Худаси болған Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
Ular xu künning tɵttin biridǝ ɵz yeridǝ turup ɵzlirining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarning Tǝwrat-ⱪanun kitabini oⱪudi; künning yǝnǝ tɵttin biridǝ ɵzlirining gunaⱨlirini tonudi wǝ Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa sǝjdǝ ⱪildi.
4 Лавийлардин Йәшуа, Бани, Кадмийәл, Шәбания, Бунни, Шәрәбия, Бани вә Кенанилар пәләмпәйләрдә туруп өзлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға үнлүк аваз билән нида қилди.
Lawiylardin Yǝxua, Bani, Kadmiyǝl, Xǝbaniya, Bunni, Xǝrǝbiya, Bani wǝ Kenanilar pǝlǝmpǝylǝrdǝ turup ɵzlirining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ünlük awaz bilǝn nida ⱪildi.
5 Лавий Йәшуа, Кадмийәл, Бани, Һашабиния, Шәрәбия, Ходия, Шәбания вә Питаһиялар: «Орнуңлардин қопуп Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар» — деди вә мундақ [дуа-һәмдусана уқуди]: — «[И Худа], инсанлар Сениң шану-шәвкәтлик намиңни улуқлисун! Бәрһәқ, барлиқ тәшәккүр-мәдһийиләр намиңға йетишмәйду!
Lawiy Yǝxua, Kadmiyǝl, Bani, Ⱨaxabiniya, Xǝrǝbiya, Hodiya, Xǝbaniya wǝ Pitaⱨiyalar: «Ornunglardin ⱪopup Hudayinglar bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturunglar» — dedi wǝ mundaⱪ [dua-ⱨǝmdusana uⱪudi]: — «[I Huda], insanlar Sening xanu-xǝwkǝtlik namingni uluƣlisun! Bǝrⱨǝⱪ, barliⱪ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyilǝr namingƣa yetixmǝydu!
6 Сән, пәқәт Сәнла Пәрвәрдигардурсән; асманларни, асманларниң асминини вә уларниң барлиқ қошунлирини, йәр вә йәр үстидики һәммини, деңизлар вә улар ичидики һәммини яратқучидурсән; Сән буларниң һәммисигә һаятлиқ бәргүчисән, асманларниң барлиқ қошунлири Саңа сәҗдә қилғучидур.
Sǝn, pǝⱪǝt Sǝnla Pǝrwǝrdigardursǝn; asmanlarni, asmanlarning asminini wǝ ularning barliⱪ ⱪoxunlirini, yǝr wǝ yǝr üstidiki ⱨǝmmini, dengizlar wǝ ular iqidiki ⱨǝmmini yaratⱪuqidursǝn; Sǝn bularning ⱨǝmmisigǝ ⱨayatliⱪ bǝrgüqisǝn, asmanlarning barliⱪ ⱪoxunliri Sanga sǝjdǝ ⱪilƣuqidur.
7 Сән бәрһәқ Пәрвәрдигар Худадурсән, Сән Абрамни таллидиң, уни Калдийәниң Ур шәһиридин елип чиқтиң, униңға Ибраһим дегән намни ата қилдиң.
Sǝn bǝrⱨǝⱪ Pǝrwǝrdigar Hudadursǝn, Sǝn Abramni talliding, uni Kaldiyǝning Ur xǝⱨiridin elip qiⱪting, uningƣa Ibraⱨim degǝn namni ata ⱪilding.
8 Сән униң қәлбиниң Өзүңгә садиқ-ишәшилик екәнлигини көрүп, униң билән әһдә түзүп Ⱪананийларниң, Һиттийларниң, Аморийларниң, Пәриззийләрниң, Йәбусийларниң вә Гиргашийларниң зиминини униң әвлатлириға тәқдим қилип беришни вәдә қилдиң; Сән һәққаний болғанлиғиңдин, сөзлириңни ишқа ашурдуң.
Sǝn uning ⱪǝlbining Ɵzünggǝ sadiⱪ-ixǝnqilik ikǝnlikini kɵrüp, uning bilǝn ǝⱨdǝ tüzüp Ⱪanaaniylarning, Ⱨittiylarning, Amoriylarning, Pǝrizziylǝrning, Yǝbusiylarning wǝ Girgaxiylarning zeminini uning ǝwladliriƣa tǝⱪdim ⱪilip berixni wǝdǝ ⱪilding; Sǝn ⱨǝⱪⱪaniy bolƣanliⱪingdin, sɵzliringni ixⱪa axurdung.
9 Сән ата-бовилиримизниң Мисирда җәбир-зулум чекиватқанлиғини көрүп, уларниң Қизил деңиз бойидики налисиға қулақ салдиң.
Sǝn ata-bowilirimizning Misirda jǝbir-zulum qekiwatⱪanliⱪini kɵrüp, ularning Ⱪizil dengiz boyidiki nalisiƣa ⱪulaⱪ salding.
10 Сән Мисирлиқларниң уларға қандақ йоғанчилиқ билән муамилә қилғанлиғини билгиниңдин кейин Пирәвн, униң барлиқ хизмәтчилири вә униң зиминидики барлиқ хәлиққә мөҗизилик аламәт вә карамәтләрни көрситип, Өзүң үчүн бүгүнгә қәдәр сақлинип келиватқан улуқ бир нам-шөһрәтни тиклидиң.
Sǝn Misirliⱪlarning ularƣa ⱪandaⱪ yoƣanqiliⱪ bilǝn muamilǝ ⱪilƣanliⱪini bilginingdin keyin Pirǝwn, uning barliⱪ hizmǝtqiliri wǝ uning zeminidiki barliⱪ hǝlⱪⱪǝ mɵjizilik alamǝt wǝ karamǝtlǝrni kɵrsitip, Ɵzüng üqün bügüngǝ ⱪǝdǝr saⱪlinip keliwatⱪan uluƣ bir nam-xɵⱨrǝtni tikliding.
11 Сән йәнә [ата-бовилиримиз] алдида деңизни бөлүп, улар деңизниң оттурисидин қуруқ йәр үстидин меңип өтти; уларни қоғлап кәлгәнләрни чоңқур деңиз тегигә ташлап ғәриқ қиливәттиң, худди җушқунлуқ деңизға ташланған таштәк ғәриқ қилдиң.
Sǝn yǝnǝ [ata-bowilirimiz] aldida dengizni bɵlüp, ular dengizning otturisidin ⱪuruⱪ yǝr üstidin mengip ɵtti; ularni ⱪoƣlap kǝlgǝnlǝrni qongⱪur dengiz tegigǝ taxlap ƣǝrⱪ ⱪiliwǝtting, huddi juxⱪunluⱪ dengizƣa taxlanƣan taxtǝk ƣǝrⱪ ⱪilding.
12 Сән уларни күндүзи булут түврүги билән, кечиси от түврүги билән йетәклидиң, булар арқилиқ уларниң маңидиған йолини йорутуп бәрдиң.
Sǝn ularni kündüzi bulut tüwrüki bilǝn, keqisi ot tüwrüki bilǝn yetǝkliding, bular arⱪiliⱪ ularning mangidiƣan yolini yorutup bǝrding.
13 Сән Синай теғиға чүшүп, асманда туруп улар билән сөзлишип, уларға тоғра һөкүм, һәқиқий ишәшлик қанунлар, яхши бәлгүлимиләр вә әмирләрни ата қилдиң.
Sǝn Sinay teƣiƣa qüxüp, asmanda turup ular bilǝn sɵzlixip, ularƣa toƣra ⱨɵküm, ⱨǝⱪiⱪiy ixǝnqlik ⱪanunlar, yahxi bǝlgilimilǝr wǝ ǝmrlǝrni ata ⱪilding.
14 Сән уларға Өзүңниң муқәддәс шабат күнүңни тонуттуң, қулуң Мусаниң вастиси билән уларға әмирләр, бәлгүлимиләр вә Тәврат қанунини тапилидиң.
Sǝn ularƣa Ɵzüngning muⱪǝddǝs xabat kününgni tonuttung, ⱪulung Musaning wastisi bilǝn ularƣa ǝmrlǝr, bǝlgilimilǝr wǝ Tǝwrat ⱪanunini tapiliding.
15 Сән уларға ач қалғанда йесун дәп асмандин нан, уссиғанда ичсун дәп қорам таштин су чиқирип бәрдиң; Сән уларға беришкә қолуңни көтирип қәсәм қилған әшу зиминни кирип егиләңлар, дедиң.
Sǝn ularƣa aq ⱪalƣanda yesun dǝp asmandin nan, ussiƣanda iqsun dǝp ⱪoram taxtin su qiⱪirip bǝrding; Sǝn ularƣa berixkǝ ⱪolungni kɵtürüp ⱪǝsǝm ⱪilƣan ǝxu zeminni kirip igilǝnglar, deding.
16 Лекин улар, йәни ата-бовилиримиз мәғрулинип, бойни қаттиқлиқ қилип әмирлириңгә қулақ салмиди.
Lekin ular, yǝni ata-bowilirimiz mǝƣrulinip, boyni ⱪattiⱪliⱪ ⱪilip ǝmrliringgǝ ⱪulaⱪ salmidi.
17 Улар итаәт қилишни рәт қилди, Сениң уларниң оттурисида яратқан карамәт мөҗизилириңни яд әтмиди, бәлки бойни қаттиқлиқ қилди, асийлиқ қилип, қул қилинған җайға кәтмәкчи болуп, өз алдиға йолбашчи тиклиди. Лекин Сән әпучан, меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил, асан ғәзәпләнмәйдиған, зор меһир-муһәббәтлик Тәңридурсән; шуңа Сән уларни ташливәтмидиң.
Ular itaǝt ⱪilixni rǝt ⱪildi, Sening ularning otturisida yaratⱪan karamǝt mɵjiziliringni yad ǝtmidi, bǝlki boyni ⱪattiⱪliⱪ ⱪildi, asiyliⱪ ⱪilip, ⱪul ⱪilinƣan jayƣa kǝtmǝkqi bolup, ɵz aldiƣa yolbaxqi tiklidi. Lekin Sǝn ǝpuqan, meⱨir-xǝpⱪǝtlik ⱨǝm rǝⱨimdil, asan ƣǝzǝplǝnmǝydiƣan, zor meⱨir-muⱨǝbbǝtlik Tǝngridursǝn; xunga Sǝn ularni taxliwǝtmiding.
18 Улар һәтта техи өзлиригә бир қуйма мозайни ясап: «Мана бу силәрни Мисирдин елип чиққан илаһ!» дегән вақтида һәм қаттиқ күпүрлүк қилғинида,
Ular ⱨǝtta tehi ɵzlirigǝ bir ⱪuyma mozayni yasap: «Mana bu silǝrni Misirdin elip qiⱪⱪan ilaⱨ!» degǝn waⱪtida ⱨǝm ⱪattiⱪ kupurluⱪ ⱪilƣinida,
19 Сән толиму рәһимдил болғанлиғиң үчүн уларни йәнила баяванда ташлап қоймидиң; күндүзи булут түврүги уларниң үстидин нери кәтмәй, уларға йол башлиди; кечиси от түврүгиму улардин нери кәтмәй, уларға нур берип, маңидиған йолини көрсәтти.
Sǝn tolimu rǝⱨimdil bolƣanliⱪing üqün ularni yǝnila bayawanda taxlap ⱪoymiding; kündüzi bulut tüwrüki ularning üstidin neri kǝtmǝy, ularƣa yol baxlidi; keqisi ot tüwrükimu ulardin neri kǝtmǝy, ularƣa nur berip, mangidiƣan yolini kɵrsǝtti.
20 Сән Өзүңниң меһриванә Роһуңни чүшүрүп уларға тәлим бәрдиң; Сән уларниң йейиши үчүн «манна»ни айимидиң, уссузлуғини қандуруш үчүн суни бәрдиң.
Sǝn Ɵzüngning meⱨribanǝ Roⱨingni qüxürüp ularƣa tǝlim bǝrding; Sǝn ularning yeyixi üqün «manna»ni ayimiding, ussuzluⱪini ⱪandurux üqün suni bǝrding.
21 Сән уларни баяванда қириқ жил қамдап кәлдиң; һеч немиси кам болмиди, кийимлири кониримиди, путлириму ишшимиди.
Sǝn ularni bayawanda ⱪiriⱪ yil ⱪamdap kǝlding; ⱨeqnemisi kǝm bolmidi, kiyimliri konirimidi, putlirimu ixximidi.
22 Сән падишалиқлар вә таипиләрни уларниң қолиға бәрдиң, буларни уларниң зиминиға чегаралар қилип бәрдиң. Шуниң билән улар Сиһон падишаниң зиминини, Һәшбонниң падишасиниң зиминини вә Башан падишаси Огниң зиминини егилиди.
Sǝn padixaⱨliⱪlar wǝ taipilǝrni ularning ⱪoliƣa bǝrding, bularni ularning zeminiƣa qegralar ⱪilip bǝrding. Xuning bilǝn ular Siⱨon padixaⱨning zeminini, Ⱨǝxbonning padixaⱨining zeminini wǝ Baxan padixaⱨi Ogning zeminini igilidi.
23 Сән уларниң пәрзәнт-әвлатлирини асмандики юлтузлардәк авуттуң; Сән уларни ата-бовилириға: «Силәр бу зиминни егиләшкә униңға кириңлар» дәп тәқдим қилған зиминға башлап кирдиң.
Sǝn ularning pǝrzǝnt-ǝwladlirini asmandiki yultuzlardǝk awuttung; Sǝn ularni ata-bowiliriƣa: «Silǝr bu zeminni igilǝxkǝ uningƣa kiringlar» dǝp tǝⱪdim ⱪilƣan zeminƣa baxlap kirding.
24 Уларниң әвлатлири кирип у зиминни егилиди; Сән у зиминда туруватқан Қанаан аһалисини уларға беқиндурдуң һәм зиминдики падишаларни вә уларниң қәбилә-қовмлирини: «Силәр уларға халиғанчә муамилә қилиңлар» дәп уларниң қолиға тапшурдуң.
Ularning ǝwladliri kirip u zeminni igilidi; Sǝn u zeminda turuwatⱪan Ⱪanaan aⱨalisini ularƣa beⱪindurdung ⱨǝm zemindiki padixaⱨlarni wǝ ularning ⱪǝbilǝ-ⱪowmlirini: «Silǝr ularƣa haliƣanqǝ muamilǝ ⱪilinglar» dǝp ularning ⱪoliƣa tapxurdung.
25 Улар мустәһкәм шәһәрләрни, мунбәт йәрләрни ишғал қилип, һәр хил есил буюмларға толған өйләргә, колап қоюлған қудуқларға, үзүмзарлиқлар, зәйтунлуқлар вә интайин көп мевилик дәрәқләргә егә болди; йәп-ичип сәмрип, Сениң зор меһриванлиғиңдин сөйүнүшти!
Ular mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝrni, munbǝt yǝrlǝrni ixƣal ⱪilip, ⱨǝrhil esil buyumlarƣa tolƣan ɵylǝrgǝ, kolap ⱪoyulƣan ⱪuduⱪlarƣa, üzümzarliⱪlar, zǝytunluⱪlar wǝ intayin kɵp mewilik dǝrǝhlǝrgǝ igǝ boldi; yǝp-iqip sǝmrip, Sening zor meⱨribanliⱪingdin sɵyünüxti!
26 Лекин улар гәдәнкәшлик қилип Сениңдин йүз өрүп, Тәврат қанунуңни арқисиға ташлиди, уларни йениңға яндурмақ үчүн агаһ-гувалиқ йәткүзгән пәйғәмбәрлириңни өлтүрүп әшәддий күпүрлүк қилди.
Lekin ular gǝdǝnkǝxlik ⱪilip Seningdin yüz ɵrüp, Tǝwrat ⱪanunungni arⱪisiƣa taxlidi, ularni yeningƣa yandurmaⱪ üqün agaⱨ-guwaⱨliⱪ yǝtküzgǝn pǝyƣǝmbǝrliringni ɵltürüp ǝxǝddiy kupurluⱪ ⱪildi.
27 Шуңа Сән уларни җәбир-зулум салғучиларниң қолиға тапшурдуң, дәрвәқә улар уларни қийниди; улар қийналған вақитлирида Саңа ялвурушқан еди, Сән асманларда туруп уларға қулақ салдиң, зор рәһимдиллиғиң бойичә уларға қутқузғучиларни әвәтәттиң, улар буларни әзгүчиләрниң қолидин қутқузатти.
Xunga Sǝn ularni jǝbir-zulum salƣuqilarning ⱪoliƣa tapxurdung, dǝrwǝⱪǝ ular ularni ⱪiynidi; ular ⱪiynalƣan waⱪitlirida Sanga yalwuruxⱪanidi, Sǝn asmanlarda turup ularƣa ⱪulaⱪ salding, zor rǝⱨimdilliⱪing boyiqǝ ularƣa ⱪutⱪuzƣuqilarni ǝwǝtǝtting, ular bularni ǝzgüqilǝrning ⱪolidin ⱪutⱪuzatti.
28 Лекин улар арамлиққа еришкәндин кейин йәнә Сениң алдиңда рәзиллик қилишқа башливиди, Сән уларни йәнә дүшмәнлириниң қолиға тапшурдуң, улар уларниң үстидин һөкүмранлиқ қилди; улар йәнә Сениң алдиңда налә-пәрят қилишивиди, Сән асманларда туруп қулақ селип, рәһимдиллиқлириң бойичә уларни йениш-йенишлап қутқуздуң.
Lekin ular aramliⱪⱪa erixkǝndin keyin yǝnǝ Sening aldingda rǝzillik ⱪilixⱪa baxliwidi, Sǝn ularni yǝnǝ düxmǝnlirining ⱪoliƣa tapxurdung, ular ularning üstidin ⱨɵkümranliⱪ ⱪildi; ular yǝnǝ Sening aldingda nalǝ-pǝryat ⱪilixiwidi, Sǝn asmanlarda turup ⱪulaⱪ selip, rǝⱨimdilliⱪliring boyiqǝ ularni yenix-yenixlap ⱪutⱪuzdung.
29 Сән уларни Өзүңниң Тәврат-қанунуңға қайтишқа агаһландурдуң; лекин улар мәғрурлинип, әмирлириңгә қулақ салмиди, һөкүмлириң алдида гуна қилди (инсан һөкүмлириңгә әмәл қилса, улар шу сәвәптин һаятта болиду). Улар җаһиллиқ билән бойнини толғап, гәдәнкәшлик қилип саңа қулақ селишни рәт қилди.
Sǝn ularni Ɵzüngning Tǝwrat-ⱪanunungƣa ⱪaytixⱪa agaⱨlandurdung; lekin ular mǝƣrurlinip, ǝmrliringgǝ ⱪulaⱪ salmidi, ⱨɵkümliring aldida gunaⱨ ⱪildi (insan ⱨɵkümliringgǝ ǝmǝl ⱪilsa, ular xu sǝwǝbtin ⱨayatta bolidu). Ular jaⱨilliⱪ bilǝn boynini tolƣap, gǝdǝnkǝxlik ⱪilip sanga ⱪulaⱪ selixni rǝt ⱪildi.
30 Уларға узун жил сәвир-тақәт қилдиң, Роһуң пәйғәмбәрлириңниң вастиси билән агаһ-гувалиқ бәргән болсиму, улар йәнила қулақ салмиди; шуңа Сән уларни һәр қайси әл-жутлардики таипиләрниң қолиға тапшурдуң.
Ularƣa uzun yil sǝwr-taⱪǝt ⱪilding, Roⱨing pǝyƣǝmbǝrliringning wastisi bilǝn agaⱨ-guwaⱨliⱪ bǝrgǝn bolsimu, ular yǝnila ⱪulaⱪ salmidi; xunga Sǝn ularni ⱨǝrⱪaysi ǝl-yurtlardiki taipilǝrning ⱪoliƣa tapxurdung.
31 Һалбуки, Сән зор рәһимдиллиқлириң түпәйлидин уларниң нәслини пүтүнләй қурутувәтмидиң һәм уларни ташливәтмидиң; чүнки Сән меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил Тәңридурсән.
Ⱨalbuki, Sǝn zor rǝⱨimdilliⱪliring tüpǝylidin ularning nǝslini pütünlǝy ⱪurutuwǝtmiding ⱨǝm ularni taxliwǝtmiding; qünki Sǝn meⱨir-xǝpⱪǝtlik ⱨǝm rǝⱨimdil Tǝngridursǝn.
32 Әнди аһ Худайимиз, әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрситидиған улуқ, қудрәтлик вә дәһшәтлик Тәңри, әнди Сениңдин бизниң, падишалиримизниң вә әмирлиримизниң, каһинлиримизниң, пәйғәмбәрлиримизниң, ата-бовилиримизниң шундақла Өзүңниң барлиқ хәлқиңниң Асурийә падишасиниң заманидин буян бүгүнгичә бешимизға чүшкән барлиқ азап-оқубәтләрни кичик иш дәп қаримаслиғиңни өтүнимиз.
Əmdi aⱨ Hudayimiz, ǝⱨdǝngdǝ turup ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitingni kɵrsitidiƣan uluƣ, ⱪudrǝtlik wǝ dǝⱨxǝtlik Tǝngri, ǝmdi Seningdin bizning, padixaⱨlirimizning wǝ ǝmirlirimizning, kaⱨinlirimizning, pǝyƣǝmbǝrlirimizning, ata-bowilirimizning xundaⱪla Ɵzüngning barliⱪ hǝlⱪingning Asuriyǝ padixaⱨining zamanidin buyan bügüngiqǝ beximizƣa qüxkǝn barliⱪ azab-oⱪubǝtlǝrni kiqik ix dǝp ⱪarimasliⱪingni ɵtünimiz.
33 Бешимизға кәлгән барлиқ ишта Сән адилсән; чүнки Сениң қилғиниң һәқиқәт бойичә болди, бизниң қилғинимиз рәзилликтур.
Beximizƣa kǝlgǝn barliⱪ ixta Sǝn adilsǝn; qünki Sening ⱪilƣining ⱨǝⱪiⱪǝt boyiqǝ boldi, bizning ⱪilƣinimiz rǝzilliktur.
34 Падишаһлиримиз, әмирлиримиз, каһинлиримиз билән ата-бовилиримизниң һәммиси Сениң Тәврат қанунуңға әмәл қилмай, әмирлириңгә вә Сениң уларға испатлап бәргән агаһ-гувалиқлириңға һеч қулақ салмиди.
Padixaⱨlirimiz, ǝmirlirimiz, kaⱨinlirimiz bilǝn ata-bowilirimizning ⱨǝmmisi Sening Tǝwrat ⱪanunungƣa ǝmǝl ⱪilmay, ǝmrliringgǝ wǝ Sening ularƣa ispatlap bǝrgǝn agaⱨ-guwaⱨliⱪliringƣa ⱨeq ⱪulaⱪ salmidi.
35 Улар Сән уларға муйәссәр қилған падишалиқта туруштин, уларға ата қилған зор мәмурчилиқтин вә шуниңдәк уларниң алдиға яйған бу кәң мунбәт зиминдики турмуштин бәһримән болуватқан болсиму, лекин улар Сениң ибадәт-хизмитиңдә болмиди яки өзлириниң рәзил қилмишлиридин янмиди.
Ular Sǝn ularƣa muyǝssǝr ⱪilƣan padixaⱨliⱪta turuxtin, ularƣa ata ⱪilƣan zor mǝmurqiliⱪtin wǝ xuningdǝk ularning aldiƣa yayƣan bu kǝng munbǝt zemindiki turmuxtin bǝⱨrimǝn boluwatⱪan bolsimu, lekin ular Sening ibadǝt-hizmitingdǝ bolmidi yaki ɵzlirining rǝzil ⱪilmixliridin yanmidi.
36 Мана, биз бүгүн қуллармиз! Сән мевиси билән назу-немәтлиридин йейишкә ата-бовилиримизға тәқдим қилип бәргән зиминда турсақму, биз мана униңда қул болуп қалдуқ!
Mana, biz bügün ⱪullarmiz! Sǝn mewisi bilǝn nazu-nemǝtliridin yeyixkǝ ata-bowilirimizƣa tǝⱪdim ⱪilip bǝrgǝn zeminda tursaⱪmu, biz mana uningda ⱪul bolup ⱪalduⱪ!
37 [Зимин] Сән бизниң гуналиримиз үчүн бизни идарә қилишқа бекиткән падишаларға мол мәһсулатлирини берип туриду; улар бәдәнлиримизни һәм чарва маллиримизни өз мәйличә башқуруп келиватиду; биз зор дәрд-әләмдә болдуқ».
[Zemin] Sǝn bizning gunaⱨlirimiz üqün bizni idarǝ ⱪilixⱪa bekitkǝn padixaⱨlarƣa mol mǝⱨsulatlirini berip turidu; ular bǝdǝnlirimizni ⱨǝm qarwa mallirimizni ɵz mǝyliqǝ baxⱪurup keliwatidu; biz zor dǝrd-ǝlǝmdǝ bolduⱪ».
38 «— Биз мана мошу барлиқ ишлар түпәйли муқим бир әһдини түзүп йезип чиқтуқ; әмирлиримиз, Лавийлиримиз билән каһинлиримиз буниңға өз мөһүрлирини басти».
«— Biz mana muxu barliⱪ ixlar tüpǝyli muⱪim bir ǝⱨdini tüzüp yezip qiⱪtuⱪ; ǝmirlirimiz, Lawiylirimiz bilǝn kaⱨinlirimiz buningƣa ɵz mɵⱨürlirini basti».

< Нәһәмия 9 >