< Нәһәмия 7 >
1 Сепил оңшилип болуп, мән дәрвазиларни орнитип, дәрвазивәнләрни, ғәзәлкәшләрни вә Лавийларни бекитип тайинлиғандин кейин шундақ болдики,
2 Мән иним Һанани билән қәлъә сәрдари Һананияни Йерусалимни башқурушқа қойдум; чүнки Һанания ишәшлик адәм болуп, Худадин қорқушта көп адәмләрдин ешип кетәтти.
3 Мән уларға: — Күн иссиғичә Йерусалимниң қовуқлири ечилмисун; қовуқларниң қанатлири етилгәндә, балдақлар тақалған вақитлиридиму дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун; шуниңдәк Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар күзәт нөвәтлиригә қоюлуп бекитилсун; һәр бир адәм өзиниң бир күзитигә мәсъул болсун, шундақла һәр бириниң күзити өз өйиниң удулида болсун, дәп тапилидим.
4 Шәһәр чоң һәм кәңри болғини билән аһалә аз, өйләр техи селинмиған еди.
5 Худайим көңлүмгә мөтивәрләр, әмәлдарлар вә хәлиқниң һәр бирини нәсәбнамиси бойичә ройхәткә елишқа уларни жиғиш нийитини салди. Мән авал биринчи қетим қайтип кәлгән адәмләрниң нәсәбнамисини таптим, униңда мундақ пүтүлгән еди: —
6 Төвәндикиләр Йәһудийә өлкисидикиләрдин, әсли Бабил падишаси Небоқаднәсар тәрипидин сүргүн қилинғанлардин, Йерусалим вә Йәһудийәгә чиқип, һәр бири өз шәһирлиригә кәтти: —
7 Улар Зәруббабәл, Йәшуа, Нәһәмия, Азария, Раамия, Наһамани, Мордикай, Билшан, Миспәрәт, Бигвай, Нәһум вә Баанаһлар биллә қайтип кәлди. Әнди Исраил хәлқиниң ичидики әркәкләрниң сани төвәндикичә: —
8 Парошниң әвлатлири икки миң бир йүз йәтмиш икки киши;
9 Шәфатияниң әвлатлири үч йүз йәтмиш икки киши;
10 Араһниң әвлатлири алтә йүз йәтмиш бәш киши;
11 Паһат-Моабниң әвлатлири, йәни Йәшуа билән Йоабниң әвлатлири икки миң сәккиз йүз он сәккиз киши;
12 Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши;
13 Заттуниң әвлатлири сәккиз йүз қириқ бәш киши;
14 Заккайниң әвлатлири йәттә йүз атмиш киши;
15 Биннуийниң әвлатлири алтә йүз қириқ сәккиз киши;
16 Бибайниң әвлатлири алтә йүз жигирмә сәккиз киши;
17 Азгадниң әвлатлири икки миң үч йүз жигирмә икки киши;
18 Адоникамниң әвлатлири алтә йүз атмиш йәттә киши;
19 Бигвайниң әвлатлири икки миң атмиш йәттә киши;
20 Адинниң әвлатлири алтә йүз әллик бәш киши;
21 Һәзәкияниң җәмәтидин болған Атерниң әвлатлири тохсән сәккиз киши;
22 Һашумниң әвлатлири үч йүз жигирмә сәккиз киши;
23 Бизайниң әвлатлири үч йүз жигирмә төрт киши;
24 Һарифниң әвлатлири бир йүз он икки киши;
25 Гибеонниң әвлатлири тохсән бәш киши;
26 Бәйт-Ләһәмликләр билән Нитофалиқлар җәмий бир йүз сәксән сәккиз киши;
27 Анатотлуқлар бир йүз жигирмә сәккиз киши;
28 Бәйт-Азмавәтликләр қириқ икки киши.
29 Кириат-йеаримлиқлар, Кәфираһлиқлар вә Бәәротлуқлар болуп җәмий йәттә йүз қириқ үч киши;
30 Рамаһлиқлар билән Гебалиқлар җәмий алтә йүз жигирмә бир киши;
31 Микмашлиқлар бир йүз жигирмә икки киши;
32 Бәйт-Әлликләр билән айилиқлар җәмий бир йүз жигирмә үч киши;
33 иккинчи бир Небодикиләр әллик икки киши;
34 иккинчи бир Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши;
35 Һаримниң әвлатлири үч йүз жигирмә киши;
36 Йерихолуқлар үч йүз қириқ бәш киши;
37 Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири җәмий йәттә йүз жигирмә бир киши;
38 Синааһниң әвлатлири үч миң тоққуз йүз оттуз киши.
39 Каһинларниң сани төвәндикичә: — Йәшуа җәмәтидики Йәдаяниң әвлатлири тоққуз йүз йәтмиш үч киши;
40 Иммәрниң әвлатлири бир миң әллик икки киши;
41 Пашхурниң әвлатлири бир миң икки йүз қириқ йәттә киши;
42 Һаримниң әвлатлири бир миң он йәттә киши.
43 Лавийларниң сани төвәндикичә: — Ходваһниң әвлатлиридин, йәни Йәшуа билән Кадмийәлниң әвлатлири йәтмиш төрт киши.
44 Ғәзәлкәшләрдин: — Асафниң әвлатлири бир йүз қириқ сәккиз киши.
45 Дәрвазивәнләрниң нәслидин: — Шаллумниң әвлатлири, Атерниң әвлатлири, Талмонниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири, Хатитаниң әвлатлири билән Шобайниң әвлатлири җәмий бир йүз оттуз сәккиз киши.
46 Ибадәтхана хизмәткарлири төвәндикичә: — Зиханиң әвлатлири, Хасуфаниң әвлатлири, Таббаотниң әвлатлири.
47 Киросниң әвлатлири, Сияниң әвлатлири, Падонниң әвлатлири,
48 Либанаһниң әвлатлири, Һагабаһниң әвлатлири, Шалмайниң әвлатлири,
49 Һананниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири, Гаһарниң әвлатлири,
50 Реаяһниң әвлатлири, Рәзинниң әвлатлири, Никоданиң әвлатлири,
51 Газзамниң әвлатлири, Уззаниң әвлатлири, Пасияниң әвлатлири,
52 Бисайниң әвлатлири, Мәунимниң әвлатлири, Нәфуссәсимниң әвлатлири,
53 Бакбукниң әвлатлири, Хакуфаниң әвлатлири, Хархурниң әвлатлири,
54 Базлитниң әвлатлири, Мәһиданиң әвлатлири, Харшаниң әвлатлири,
55 Баркосниң әвлатлири, Сисераниң әвлатлири, Темаһниң әвлатлири,
56 Нәзияниң әвлатлири билән Хатифаниң әвлатлиридин ибарәт.
57 Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлириниң сани төвәндикичә: — Сотайниң әвлатлири, Софәрәтниң әвлатлири, Периданиң әвлатлири,
58 Яаланиң әвлатлири, Дарконниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири,
59 Шәфәтияниң әвлатлири, Хаттилниң әвлатлири, Поқәрәт-Һаззибаимниң әвлатлири билән Амонниң әвлатлиридин ибарәт.
60 Ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткари болғанларниң әвлатлири җәмий үч йүз тохсән икки киши.
61 Төвәндики кишиләр Тәл-Мелаһ, Тәл-Харша, Керуб, Аддон, Иммәрдин кәлгән болсиму, лекин улар өзлириниң ата җәмәтиниң яки нәсәбиниң Исраил адими екәнлигини испатлап берәлмиди.
62 Булар Делаяниң әвлатлири, Тобияниң әвлатлири вә Никоданиң әвлатлири болуп, җәмий алтә йүз қириқ икки киши;
63 Каһинлардин Хабаяниң әвлатлири, козниң әвлатлири билән Барзиллайниң әвлатлири бар еди; Барзиллай Гилеадлиқ Барзиллайниң бир қизини алғачқа уларниң ети билән аталған еди.
64 Булар җәмәтиниң нәсәбнамисини издәп тапалмиди; шуңа улар «напак» һесаплинип каһинлиқтин қалдурулди.
65 Валий уларға: — Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә «әң муқәддәс йимәкликләр»гә еғиз тәккүзмәйсиләр, деди.
66 Пүтүн җамаәт җәмий қириқ икки миң үч йүз атмиш киши;
67 Буниңдин башқа уларниң йәнә йәттә миң үч йүз оттуз йәттә қул-дедиги бар еди; йәнә икки йүз қириқ бәш әр-аял ғәзәлчиси бар еди. Уларниң йәттә йүз оттуз алтә ети, икки йүз қириқ бәш қечири,
68
69 төрт йүз оттуз бәш төгиси вә алтә миң йәттә йүз жигирмә ешиги бар еди.
70 Җәмәт каттивашлиридин бәзилири [ибадәтхана] қурулуши үчүн һәдийәлирини тәқдим қилди; валий ғәзнигә миң дарик алтун, әллик дас вә бәш йүз оттуз қур каһин тони тәқдим қилди;
71 җәмәт каттивашлиридин бәзилири қурулуш ғәзнисигә жигирмә миң дарик алтун, икки миң икки йүз мина күмүч;
72 хәлиқниң қалғини жигирмә миң дарик алтун, икки миң икки йүз мина күмүч, атмиш йәттә қур каһин тонини тәқдим қилди.
73 Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр вә бир қисим хәлиқ қошулуп, ибадәтхана хизмәткарлири, шундақла қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти.