< Нәһәмия 6 >

1 Шундақ болдики, Санбаллат, Тобия, әрәб болған Гәшәм вә дүшмәнлиримизниң қалған қисми мениң сепилни яңливаштин оңшап чиққанлиғимни, сепилниң әнди бөсүклириниң қалмиғанлиғини аңлап (лекин у чағда мән техи сепил қовуқлириниң қанатлирини орнатмиған едим),
當桑巴拉特、托彼雅、阿剌伯人革笙和我們其他的仇敵,一聽說我重修了城牆,已沒有破口的地方,──雖然到那時,我還沒有在門上按裝門扇,──
2 Санбаллат билән Гәшәм маңа: — Кәлсила, биз Оно түзләңлигидики Кәфирим кәнтидә көрүшәйли! — дәп адәм әвәтипту. Әмәлийәттә улар маңа қәст қилмақчи екән.
桑巴拉特和革笙,便派人到我這裏說:「請來,我們在敖諾平原的一個村鎮中會晤。」其實他們是企圖謀害我。
3 Шуңлашқа мән әлчиләрни әвәтип: — Мән улуқ бир иш билән шуғуллиниватқанлиғимдин силәр тәрәпкә чүшмәймән. Мән қандақму силәрниң қешиңларға баримән дәп, ишни ташлап уни тохтитип қояй? — дедим.
我遂派使者去答覆他們說:「我作的工程浩大,不能前去。我怎能離開工作,到你們那裡去,而使工程停頓呢﹖」
4 Улар уда төрт қетим мошу тәриқидә адәм әвәтти, мән һәр қетим шундақ җавап бәрдим.
他們如此連續四次,遣使者到我這裏,我也同樣答覆了他們。
5 Андин Санбаллат бәшинчи қетим шу тәриқидә өз хизмәткариға печәтләнмигән хәтни қолиға тутқузуп әвәтипту.
隨後,桑巴拉特第五次,又同樣打發他的臣僕來,手中拿著一封未封的信,
6 Хәттә: «Һәр қайси әлләр арисида мундақ бир гәп тарқилип жүриду, вә Гәшәмму шундақ дәйду: — Сән вә Йәһудалар биргә исян көтәрмәкчи екәнсиләр; шуңа сән сепилниму яңливаштин оңшашқа киришипсән; ейтишларға қариғанда сән өзүңни уларға падиша қилмақчикәнсән.
信上寫著說:「在各民族中傳說,而且革笙也證實此說:你和猶太人圖謀造反,為此你纔重修城牆;據說你還要為王。
7 Сән йәнә Йерусалимда өзүң тоғрилиқ: «Мана, Йәһудийәдә өзимизниң бир падишасимиз бар!» дәп җар селип тәшвиқ қилишқа бир нәччә пәйғәмбәр қоюпсән. Әнди бу гәпләр сөзсиз падишаниң қулиқиға йетип баян қилиниду. Шуңа, кәлгин, биз бирликтә мәслиһәтлишивалайли» дейилгән екән.
並且你派定了先知,在耶路撒冷為你宣傳說:猶大有了王! 現今這些話勢必傳到君王那裏,所以請你來,我們互相商議商議。」
8 Мән униңға: «Сән ейтқан ишлар һеч қачан қилинған әмәс; булар бәлки өз көңлүңдин ойдуруп чиқарғиниң, халас» дәп җавап қайтурдум.
我遂派遣使者向他說:「決沒有像你所說的那些事,是你心中虛構的。」
9 Әмәлийәттә, улар: «Мошундақ қилсақ уларниң қоли мағдурсизлинип, қурулуш иши ада қилинмай қалиду!» дәп ойлап бизни қорқатмақчи еди. — «Әнди мениң қолумни ишта техиму күчләндүргәйсән!».
其實,他們是企圖恐嚇我們,心想:「如此他們必放棄那工程,不在工作下去。」但我的力量更堅強了。
10 Мәһәтабәлниң нәвриси, Делаяниң оғли Шемая өзини өз өйигә қамивалған еди; мән униң өйигә кәлсәм у: — Биз Худаниң өйидә, ибадәтханиниң ичидә көрүшәйли вә ибадәтханиниң дәрваза қанатлирини етип қояйли; чүнки улар сени өлтүргили келиду; шүбһисизки, кечиси келип сени өлтүрмәкчи болди! — деди.
有一天,我來到默塔貝耳的孫子,德拉雅的兒子舍瑪雅的家裏,他正閉門在家,對我說:「我們上天主的殿,到聖所裏去會晤,關好聖所的門戶,因為他們要來殺你,且今夜要來殺你。」
11 Мән: — Маңа охшаш бир адәм қандақму қечип кәтсун? Мәндәк бир адәм җенимни қутқузимән дәп қандақму ибадәтханиға киривалғидәкмән? Мән һәргиз у йәргә киривалмаймән! — дәп җавап бәрдим.
我答說:「像我這樣的人,能逃避到聖所中,保全生命嗎﹖我決不進去! 」
12 Чүнки мән қарисам, униң Худа тәрипидин әвәтилгән әмәс, бәлки Тобия билән Санбаллат тәрипидин сетивелинип, маңа зеян йәткүзмәкчи болуп бу бешарәт бәргәнлигигә көзүм йәтти.
我覺察出來,不是天主打發他向我講這預言,而是托彼雅和桑巴拉特賄賂了他,
13 Уни сетивелишидики мәхсәт, мени қорқутуп, шуларниң дегинидәк қилғузуп гуна қилдуруштин ибарәт еди. Шундақ қилған болсам, намимни булғап мени қарилашқа шикайәт қилалайдиған болатти.
要他恐嚇我,使我那樣去作犯罪的事,如此給他們留下一種壞名譽,好藉以辱罵我。
14 — «Аһ Худа, Тобия билән Санбаллатни есиңда тутуп, уларниң қилғанлириға яриша өз бешиға яндурғайсән, шундақла мени қорқатмақчи болған аял пәйғәмбәр Ноадия билән башқа пәйғәмбәрләрниңму қилғанлирини өз бешиға яндурғайсән!».
我的天主! 請你按照托彼雅和桑巴拉特之所行,記憶他們! 也不要忘卻諾阿狄雅女先知和其餘的先知,因為他們企圖使我恐懼。
15 Елул ейиниң жигирмә бәшинчи күни сепил пүтти, пүтүн қурулушқа әллик икки күн вақит кәтти.
「厄路耳」月二十五日,城垣完成,共計為時五十二日。
16 Шундақ болдики, дүшмәнлиримиз буниңдин хәвәр тапти вә әтрапимиздики барлиқ әлләр қорқуп кетишти; өз нәзиридә һәйвити бәк чүшүп кәтти вә бу [қурулушни] Худайимизниң Өзи елип барған иш екәнлигини билип йәтти.
我們所有的仇敵一聽說這事,我們四周的人民一看見這事,都十分驚異,並承認這工程,是賴我們的天主而完成的。
17 Шу күнләрдә Йәһудийәдики мөтивәрләр Тобияға нурғун хәт язди, Тобияму уларға җававән дайим хәт йезип турди.
在此期間,猶大有些有權勢的人,給托彼雅寄了許多函件,托彼雅也有覆函寄回。
18 Чүнки Йәһудийәдә Тобияға бағлинип қелип, қәсәм ичкән нурғун кишиләр бар еди; чүнки у Араһниң оғли, Шеканияниң күйоғли еди, һәмдә униң оғли Йоһанан Бәрәкияниң оғли Мәшулламниң қизини хотунлуққа алған еди.
因為猶大有許多人,與他宣示為盟,因他原是阿辣黑的兒子,舍加尼亞的女婿,他的兒子約哈南,又取了貝勒革雅的兒子默叔藍的女而為妻。
19 Шуниңдәк улар йәнә мениң алдимда пат-пат Тобияниң яхши ишлирини тилға елип қоюшатти һәм мениң гәплиримниму униңға йәткүзүп турушатти; Тобия болса маңа пат-пат тәһдит селип хәт йезип туратти.
他們常在我面前稱道他的善行,也將我的事向他報告,托彼雅遂來信恐嚇我。

< Нәһәмия 6 >