< Нәһәмия 5 >
1 У чағда халайиқ вә уларниң хотунлири өз қериндашлири болған Йәһудалар үстидин шикайәт қилип қаттиқ дад-пәряд көтиришти.
U qaƣda halayiⱪ wǝ ularning hotunliri ɵz ⱪerindaxliri bolƣan Yǝⱨudalar üstidin xikayǝt ⱪilip ⱪattiⱪ dad-pǝryad kɵtürüxti.
2 Бәзиләр: — Биз вә оғул-қизлиримизниң җан санимиз көп, күн кәчүришимиз үчүн тойғидәк ашлиқ алмисақ болмайду, дейишти.
Bǝzilǝr: — Biz wǝ oƣul-ⱪizlirimizning jan sanimiz kɵp, kün kǝqüriximiz üqün toyƣudǝk axliⱪ almisaⱪ bolmaydu, deyixti.
3 Йәнә бәзиләр: — Биз ачарчилиқта қалған вақтимизда ашлиқ елип йәймиз дәп етизлиримиз, үзүмзарлиқлиримизни вә өйлиримизни рәнигә беришкә мәҗбур болдуқ, дейишти.
Yǝnǝ bǝzilǝr: — Biz aqarqiliⱪta ⱪalƣan waⱪtimizda axliⱪ elip yǝymiz dǝp etizlirimiz, üzümzarliⱪlirimizni wǝ ɵylirimizni rǝnigǝ berixkǝ mǝjbur bolduⱪ, deyixti.
4 Вә йәнә бәзиләр: — Падишаһниң етизлиримиз вә үзүмзарлиқлиримиз үстигә салған баҗ-селиқни тапшурушқа пул қәриз алдуқ.
Wǝ yǝnǝ bǝzilǝr: — Padixaⱨning etizlirimiz wǝ üzümzarliⱪlirimiz üstigǝ salƣan baj-seliⱪni tapxuruxⱪa pul ⱪǝrz alduⱪ.
5 Гәрчә бәдәнлиримиз қериндашлиримизниң бәдәнлиригә, пәрзәнтлиримиз уларниң пәрзәнтлиригә охшаш болсиму, лекин оғул-қизлиримизни қул-дедәк болушқа тапшурмай амалимиз болмиди; әмәлийәттә қизлиримиздин бәзилири аллиқачан дедәк болупму кәтти; уларни бәдәл төләп һөрлүккә чиқиришқа қурбимиз йәтмиди, чүнки бизниң етизлар вә үзүмзарлиқлиримиз һазир башқиларниң қолидидур, — дейишти.
Gǝrqǝ bǝdǝnlirimiz ⱪerindaxlirimizning bǝdǝnlirigǝ, pǝrzǝntlirimiz ularning pǝrzǝntlirigǝ ohxax bolsimu, lekin oƣul-ⱪizlirimizni ⱪul-dedǝk boluxⱪa tapxurmay amalimiz bolmidi; ǝmǝliyǝttǝ ⱪizlirimizdin bǝziliri alliⱪaqan dedǝk bolupmu kǝtti; ularni bǝdǝl tɵlǝp ⱨɵrlükkǝ qiⱪirixⱪa ⱪurbimiz yǝtmidi, qünki bizning etizlar wǝ üzümzarliⱪlirimiz ⱨazir baxⱪilarning ⱪolididur, — deyixti.
6 Мән уларниң дад-пәрядлирини вә ейтқан бу гәплирини аңлиғандин кейин қаттиқ ғәзәпләндим.
Mǝn ularning dad-pǝryadlirini wǝ eytⱪan bu gǝplirini angliƣandin keyin ⱪattiⱪ ƣǝzǝplǝndim.
7 Көңлүмдә бирәр қур ойлинивалғандин кейин, мөтивәрләр билән әмәлдарларни әйипләп: — Силәр өз қериндашлириңларға қәриз берип улардин өсүм алидикәнсиләр-һә! — дәп тәнбиһ бәрдим. Андин уларниң сәвәвидин чоң бир жиғин ечип
Kɵnglümdǝ birǝr ⱪur oyliniwalƣandin keyin, mɵtiwǝrlǝr bilǝn ǝmǝldarlarni ǝyiblǝp: — Silǝr ɵz ⱪerindaxliringlarƣa ⱪǝrz berip ulardin ɵsüm alidikǝnsilǝr-ⱨǝ! — dǝp tǝnbiⱨ bǝrdim. Andin ularning sǝwǝbidin qong bir yiƣin eqip
8 уларни: — Биз күчимизниң йетишичә ят таипиләргә сетиветилгән қериндишимиз Йәһудаларни қайтуруп сетивалдуқ, лекин силәр бизни уларни қайтуруп сетивалсун дәп қериндашлириңларни йәнә сетивәтмәкчи болуватамсиләр? — дәп әйипливидим, улар дәйдиған гәп тапалмай, шүк туруп қалди.
ularni: — Biz küqimizning yetixiqǝ yat taipilǝrgǝ setiwetilgǝn ⱪerindiximiz Yǝⱨudalarni ⱪayturup setiwalduⱪ, lekin silǝr bizni ularni ⱪayturup setiwalsun dǝp ⱪerindaxliringlarni yǝnǝ setiwǝtmǝkqi boluwatamsilǝr? — dǝp ǝyibliwidim, ular dǝydiƣan gǝp tapalmay, xük turup ⱪaldi.
9 Андин мән уларға йәнә: — Силәрниң бу қилғиниңлар қамлашмапту. Силәр дүшмәнлиримиз болған таипиләр алдида бизни аһанәткә қалдурмай, Худайимизниң қорқунучида маңсаңлар болмасмиди?
Andin mǝn ularƣa yǝnǝ: — Silǝrning bu ⱪilƣininglar ⱪamlaxmaptu. Silǝr düxmǝnlirimiz bolƣan taipilǝr aldida bizni aⱨanǝtkǝ ⱪaldurmay, Hudayimizning ⱪorⱪunqida mangsanglar bolmasmidi?
10 Мәнму, қериндашлирим вә хизмәткарлирим уларға пул вә ашлиқ өтнә берип туруп өсүм алсақ алаттуқ! Силәрдин өтүнимән, мундақ өсүм елиштин ваз кечәйли!
Mǝnmu, ⱪerindaxlirim wǝ hizmǝtkarlirim ularƣa pul wǝ axliⱪ ɵtnǝ berip turup ɵsüm alsaⱪ alattuⱪ! Silǝrdin ɵtünimǝn, mundaⱪ ɵsüm elixtin waz keqǝyli!
11 Өтүнүп қалай, силәр дәл бүгүн уларниң етизлирини, үзүмзарлиқ, зәйтунзарлиқ вә өйлирини қайтуруп бериңлар, вә шуниңдәк силәр улардин үндүрүвалған пул, ашлиқ, йеңи мәй-шарап вә йеңи зәйтун майлириниң өсүмини уларға қайтуруп бериңлар, дедим.
Ɵtünüp ⱪalay, silǝr dǝl bügün ularning etizlirini, üzümzarliⱪ, zǝytunzarliⱪ wǝ ɵylirini ⱪayturup beringlar, wǝ xuningdǝk silǝr ulardin ündürüwalƣan pul, axliⱪ, yengi mǝy-xarab wǝ yengi zǝytun maylirining ɵsümini ularƣa ⱪayturup beringlar, dedim.
12 Улар: — Қайтуруп беримиз, әнди улардин һеч өсүм алмаймиз; сили немә десилә, биз шундақ қилимиз, дейишти. Мән каһинларни чақиртип келип, уларни бу вәдә бойичә шундақ иҗра қилишқа қәсәм ичкүздүм.
Ular: — Ⱪayturup berimiz, ǝmdi ulardin ⱨeq ɵsüm almaymiz; sili nemǝ desilǝ, biz xundaⱪ ⱪilimiz, deyixti. Mǝn kaⱨinlarni qaⱪirtip kelip, ularni bu wǝdǝ boyiqǝ xundaⱪ ijra ⱪilixⱪa ⱪǝsǝm iqküzdüm.
13 Мән тонумниң пешини қеқип туруп: — Ким мошу вәдини ада қилмиса, Худа шу йол билән униң өзини өз өйидин вә мал-мүлкидин мәһрум қилип қеқивәтсун! Шу йол билән униң һәммә немиси қуруқдилип қалғичә қеқиветилсун! — дедим. Пүткүл җамаәт бирдәк: «Амин!» дейишти һәм Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушти. Андин көпчилик шу вәдиси бойичә дегинидәк қилишти.
Mǝn tonumning pexini ⱪeⱪip turup: — Kim muxu wǝdini ada ⱪilmisa, Huda xu yol bilǝn uning ɵzini ɵz ɵyidin wǝ mal-mülkidin mǝⱨrum ⱪilip ⱪeⱪiwǝtsun! Xu yol bilǝn uning ⱨǝmmǝ nemisi ⱪuruⱪdilip ⱪalƣuqǝ ⱪeⱪiwetilsun! — dedim. Pütkül jamaǝt birdǝk: «Amin!» deyixti ⱨǝm Pǝrwǝrdigarƣa Ⱨǝmdusana oⱪuxti. Andin kɵpqilik xu wǝdisi boyiqǝ deginidǝk ⱪilixti.
14 Шуниңдәк, Йәһудийә зиминида уларға валий болушқа тикләнгән күндин буян, йәни падиша Артахшаштаниң жигирминчи жилидин оттуз иккинчи жилиғичә болған он икки жил ичидә нә мән, нә мениң уруқ-туққанлирим валийлиқ ненини һеч йемидуқ.
Xuningdǝk, Yǝⱨudiyǝ zeminida ularƣa waliy boluxⱪa tiklǝngǝn kündin buyan, yǝni padixaⱨ Artahxaxtaning yigirminqi yilidin ottuz ikkinqi yiliƣiqǝ bolƣan on ikki yil iqidǝ nǝ mǝn, nǝ mening uruⱪ-tuƣⱪanlirim waliyliⱪ nenini ⱨeq yemiduⱪ.
15 Мәндин илгири валий болғанлар хәлиққә еғирчилик селип, улардин [күндилик] ашлиқ, мәй-шарап вә шуниңдәк қириқ шәкәл күмүч елип кәлгән екән; һәтта уларниң хизмәткарлириму хәлиқниң үстидин һоқуқвазлиқ қилип кәлгән екән. Лекин мән Худадин қорқидиғиним үчүн ундақ қилмидим.
Mǝndin ilgiri waliy bolƣanlar hǝlⱪⱪǝ eƣirqilik selip, ulardin [kündilik] axliⱪ, mǝy-xarab wǝ xuningdǝk ⱪiriⱪ xǝkǝl kümüx elip kǝlgǝnikǝn; ⱨǝtta ularning hizmǝtkarlirimu hǝlⱪning üstidin ⱨoⱪuⱪwazliⱪ ⱪilip kǝlgǝnikǝn. Lekin mǝn Hudadin ⱪorⱪidiƣinim üqün undaⱪ ⱪilmidim.
16 Мән дәрвәқә сепилниң қурулушиғила берилгәчкә, биз һәтта бирәр етизниму сетивалмидуқ; мениң барлиқ хизмәткарлиримму қурулушта ишләшкә шу йәргә жиғилатти.
Mǝn dǝrwǝⱪǝ sepilning ⱪuruluxiƣila berilgǝqkǝ, biz ⱨǝtta birǝr etiznimu setiwalmiduⱪ; mening barliⱪ hizmǝtkarlirimmu ⱪuruluxta ixlǝxkǝ xu yǝrgǝ yiƣilatti.
17 Әтрапимиздики ят әлләрдин бизниң йенимизға кәлгәнләрдин бөләк, мениң билән бир дәстиханда ғиза йәйдиғанлар Йәһудийлар вә әмәлдарлардин бир йүз әллик киши еди.
Ətrapimizdiki yat ǝllǝrdin bizning yenimizƣa kǝlgǝnlǝrdin bɵlǝk, mening bilǝn bir dastihanda ƣiza yǝydiƣanlar Yǝⱨudiylar wǝ ǝmǝldarlardin bir yüz ǝllik kixi idi.
18 Һәркүни бир кала, хилланған алтә қой тәйярлинатти, йәнә маңа бәзи учар қушлар тәйярлинатти; һәр он күндә бир қетим һәр хил мол мәй-шарап билән тәминлинәтти. Шундақ болсиму мән йәнила «валий нени»ни тәләп қилмидим; чүнки қурулуш Иши хәлиқниң үстидики еғир жүк еди.
Ⱨǝrküni bir kala, hillanƣan altǝ ⱪoy tǝyyarlinatti, yǝnǝ manga bǝzi uqar ⱪuxlar tǝyyarlinatti; ⱨǝr on kündǝ bir ⱪetim ⱨǝrhil mol mǝy-xarab bilǝn tǝminlinǝtti. Xundaⱪ bolsimu mǝn yǝnila «waliy neni»ni tǝlǝp ⱪilmidim; qünki ⱪurulux Ixi hǝlⱪning üstidiki eƣir yük idi.
19 — Аһ Худайим, мән мошу хәлиқ үчүн қилған барлиқ ишимни яд әткәйсән, маңа шапаәт көрсәткәйсән!
— Aⱨ Hudayim, mǝn muxu hǝlⱪ üqün ⱪilƣan barliⱪ iximni yad ǝtkǝysǝn, manga xapaǝt kɵrsǝtkǝysǝn!