< Нәһәмия 4 >
1 Шундақ болдики, Санбаллат бизниң сепилни яңливаштин оңшаватқанлиғимизни аңлап ғәзәплинип, қәһри билән Йәһудаларни мәсқирә қилди.
Shundaq boldiki, Sanballat bizning sépilni yéngiwashtin ongshawatqanliqimizni anglap ghezeplinip, qehri bilen Yehudalarni mesxire qildi.
2 У өз қериндашлири вә Самарийә қошуни алдида: — Бу зәип Йәһудалар немә қиливатиду? Улар өзлирини шундақ мустәһкәмлимәкчиму? Улар қурбанлиқларни сунмақчиму? Улар бир күн ичидә пүттүрүшмәкчиму? Топа догилири ичидин көйүп кәткән ташларни колап чиқирип уларға җан киргүзәмдикән? — деди.
U öz qérindashliri we Samariye qoshuni aldida: — Bu zeip Yehudalar néme qiliwatidu? Ular özlirini shundaq mustehkemlimekchimu? Ular qurbanliqlarni sunmaqchimu? Ular bir kün ichide püttürüshmekchimu? Topa döwiliri ichidin köyüp ketken tashlarni kolap chiqirip ulargha jan kirgüzemdiken? — dédi.
3 Униң йенида туруватқан Аммоний Тобия: — Улар һәр қанчә ясисиму, бир түлкә сепилниң үстигә ямишип чиқса, уларниң таш темини өрүветиду! — деди.
Uning yénida turuwatqan Ammoniy Tobiya: — Ular herqanche yasisimu, bir tülke sépilning üstige yamiship chiqsa, ularning tash témini örüwétidu! — dédi.
4 — И Худайимиз, қулақ селип аңлиғайсән, кәмситилмәктимиз, уларниң қилған һақарәтлирини өз бешиға яндурғайсун; уларни тутқун қилип елип берилған яқа жутта хәқниң олҗисиға айландурғайсун!
— I Xudayimiz, qulaq sélip anglighaysen, kemsitilmektimiz, ularning qilghan haqaretlirini öz béshigha yandurghaysun; ularni tutqun qilip élip bérilghan yaqa yurtta xeqning oljisigha aylandurghaysun!
5 Уларниң қәбиһлигини япмиғайсән, гуналири алдиңдинму өчүрүветилмисун; чүнки улар сепилни оңшаватқанларниң көңлигә азар бәрди!
Ularning qebihlikini yapmighaysen, gunahliri aldingdinmu öchürüwétilmisun; chünki ular sépilni ongshawatqanlarning könglige azar berdi!
6 Шундақтиму сепилни яңливаштин оңшавәрдуқ; уни улап, егизлигини йеримиға йәткүздуқ; чүнки көпчилик көңүл қоюп ишлиди.
Shundaqtimu sépilni yéngiwashtin ongshawerduq; uni ulap, égizlikini yérimigha yetküzduq; chünki köpchilik köngül qoyup ishlidi.
7 Шундақ болдики, Санбаллат, Тобия, Әрәбләр, Аммонийлар, Ашдодлуқлар Йерусалим сепиллирини яңливаштин оңшаш қурулушиниң йәнила елип бериливатқанлиғини, сепил бөсүклириниң етиветилгәнлигини аңлап қаттиқ ғәзәпкә келишти-дә,
Shundaq boldiki, Sanballat, Tobiya, Erebler, Ammoniylar, Ashdodluqlar Yérusalém sépillirini yéngiwashtin ongshash qurulushining yenila élip bériliwatqanliqini, sépil bösüklirining étiwétilgenlikini anglap qattiq ghezepke kélishti-de,
8 бирликтә Йерусалимға һуҗум қилип униңда қалаймиқанчилиқ туғдурушни қәстләшти.
birlikte Yérusalémgha hujum qilip uningda qalaymiqanchiliq tughdurushni qestleshti.
9 Шуңа биз Худайимизға илтиҗа қилдуқ һәм уларниң сәвәвидин кечә-күндүз күзәтчи қоюп, өзлиримиз улардин мудапиәләндуқ.
Shunga biz Xudayimizgha iltija qilduq hem ularning sewebidin kéche-kündüz közetchi qoyup, özlirimiz ulardin mudapielenduq.
10 Бу чағда Йәһудийәдикиләр: — Ишчи-һаммаллар һалидин кәтти, шуниңдәк чалма-кесәк әхләтләр йәнила наһайити көп, биз сепилни оңшашқа һәтта сепилғиму йеқинлишалмидуқ! — дейишти.
Bu chaghda Yehudiyedikiler: — Ishchi-hammallar halidin ketti, shuningdek chalma-kések exletler yenila nahayiti köp, biz sépilni ongshashqa hetta sépilghimu yéqinlishalmiduq! — déyishti.
11 Шуниң билән бир вақитта дүшмәнлиримиз: — Улар сәзмәстә, улар көрмәстә, уларниң арисиға киривелип уларни өлтүрүп, қурулушни тохтитиветимиз! — дейишти.
Shuning bilen bir waqitta düshmenlirimiz: — Ular sezmeste, ular körmeste, ularning arisigha kiriwélip ularni öltürüp, qurulushni toxtitiwétimiz! — déyishti.
12 Вә шундақ болдики, уларниң әтрапида туруватқан Йәһудаларму йенимизға он қетим келип: — Қайси тәрәпкә қарисаңлар, улар шу тәрәптин келип силәргә һуҗум қилмақчи! — дәп хәвәр йәткүзүшти.
We shundaq boldiki, ularning etrapida turuwatqan Yehudalarmu yénimizgha on qétim kélip: — Qaysi terepke qarisanglar, ular shu tereptin kélip silerge hujum qilmaqchi! — dep xewer yetküzüshti.
13 Шуңа мән хәлиқни җәмәт-җәмәт бойичә, қолиға қилич, нәйзә вә оқялирини елип, сепили пәс болған яки һуҗумға очуқ турған йәрләрдә сепилниң арқисида қаравуллуқта турушқа қойдум.
Shunga men xelqni jemet-jemet boyiche, qoligha qilich, neyze we oqyalirini élip, sépili pes bolghan yaki hujumgha ochuq turghan yerlerde sépilning arqisida qarawulluqta turushqa qoydum.
14 Көздин кәчүрүп чиққандин кейин орнумдин қопуп мөтивәрләр билән әмәлдарлар вә башқа хәлиққә: — Улардин қорқмаңлар; улуқ вә дәһшәтлик Рәбни есиңларда тутуңлар, өз қериндашлириңлар, оғул-қизлириңлар, аяллириңлар вә өй-маканиңлар үчүн җәң қилиңлар, дедим.
Közdin kechürüp chiqqandin kéyin ornumdin qopup mötiwerler bilen emeldarlar we bashqa xelqqe: — Ulardin qorqmanglar; ulugh we dehshetlik Rebni ésinglarda tutunglar, öz qérindashliringlar, oghul-qizliringlar, ayalliringlar we öy-makaninglar üchün jeng qilinglar, dédim.
15 Шундақ болдики, өзлириниң сүйқәстини билип қалғанлиғимиз дүшмәнләрниң қулиқиға йетип барғач, шуниңдәк Худа уларниң сүйқәстини битчит қилғач, биз һәммимиз сепилға қайтип, һәр биримиз әсли иш орнимизда ишни давамлаштуривәрдуқ.
Shundaq boldiki, özlirining suyiqestini bilip qalghanliqimiz düshmenlerning quliqigha yétip barghach, shuningdek Xuda ularning suyiqestini bitchit qilghach, biz hemmimiz sépilgha qaytip, herbirimiz esli ish ornimizda ishni dawamlashturiwerduq.
16 Әнә шу чағдин башлап хизмәткарлиримниң йерими иш билән болди, йерими қолиға нәйзә, қалқан, оқя тутқан, добулға-савут кийгән һалда жүрүшти. Сәрдар-әмәлдарлар сепилни оңшаватқан барлиқ Йәһуда җәмәтидикиләрниң арқисида турди. Һәм жүкләрни тошуватқанлар һәм уларға жүк артиватқанларму бир қолида ишләп, бир қолида ярақлирини чиң тутушқан еди.
Ene shu chaghdin bashlap xizmetkarlirimning yérimi ish bilen boldi, yérimi qoligha neyze, qalqan, oqya tutqan, dobulgha-sawut kiygen halda yürüshti. Serdar-emeldarlar sépilni ongshawatqan barliq Yehuda jemetidikilerning arqisida turdi. Hem yüklerni toshuwatqanlar hem ulargha yük artiwatqanlarmu bir qolida ishlep, bir qolida yaraghlirini ching tutushqanidi.
18 Тамчиларниң һәр бири бәллиригә қилич-хәнҗәрлирини асқан һалда [сепилни] ясавататти; канайчи болса йенимда туратти.
Tamchilarning herbiri bellirige qilich-xenjerlirini asqan halda [sépilni] yasawatatti; kanaychi bolsa yénimda turatti.
19 Мән мөтивәрләр, әмәлдарлар вә башқа хәлиққә: — Бу қурулуш наһайити чоң, даириси кәң; биз һәммимиз сепилда бөләк-бөләкләр бойичә тарқилип ишләп, бир-биримиздин жирақ туруватимиз.
Men mötiwerler, emeldarlar we bashqa xelqqe: — Bu qurulush nahayiti chong, dairisi keng; biz hemmimiz sépilda bölek-bölekler boyiche tarqilip ishlep, bir-birimizdin yiraq turuwatimiz.
20 Шуңа мәйли қәйәрдә болуңлар, канай авазини аңлисаңларла, биз бар шу йәргә келип жиғилиңлар; Худайимиз биз үчүн җәң қилиду, — дедим.
Shunga meyli qeyerde bolunglar, kanay awazini anglisanglarla, biz bar shu yerge kélip yighilinglar; Xudayimiz biz üchün jeng qilidu, — dédim.
21 Биз әнә шу тәриқидә ишлидуқ; хәлиқниң йерими таң атқандин тартип юлтуз чиққичә нәйзилирини чиң тутуп турушти.
Biz ene shu teriqide ishliduq; xelqning yérimi tang atqandin tartip yultuz chiqquche neyzilirini ching tutup turushti.
22 У чағда мән йәнә хәлиққә: — Һәммәйлән өз хизмәткари билән кечини Йерусалимға кирип өткүзсун, шундақ болса улар кечиси бизниң муһапизәтчилигимизни қилиду, күндүзи ишләйду, дедим.
U chaghda men yene xelqqe: — Hemmeylen öz xizmetkari bilen kéchini Yérusalémgha kirip ötküzsun, shundaq bolsa ular kéchisi bizning muhapizetchilikimizni qilidu, kündüzi ishleydu, dédim.
23 Шундақ қилип я мән, нә қериндашлирим, я хизмәткарлирим яки маңа әгәшкән муһапизәтчиләрниң һеч қайсиси кийимлирини селишмиди; һәр бири һәтта суға барғандиму өзиниң ярақлирини еливалатти.
Shundaq qilip ya men, ne qérindashlirim, ya xizmetkarlirim yaki manga egeshken muhapizetchilerning héchqaysisi kiyimlirini sélishmidi; herbiri hetta sugha barghandimu özining yaraghlirini éliwalatti.