< Нәһәмия 3 >
1 Шу чағда баш каһин Әлияшиб вә униң каһин қериндашлири қопуп «Қой қовуқи»ни яңливаштин ясап чиқти; улар қовуқниң қанатлирини орнитип, уни [Худаға] атап муқәддәс дәп бекитти; улар «Йүзниң мунари» билән «Һананийәлниң мунари»ғичә болған арилиқтики сепилни оңшап, уни муқәддәс дәп бекитти;
那時,大祭司以利亞實和他的弟兄眾祭司起來建立羊門,分別為聖,安立門扇,又築城牆到哈米亞樓,直到哈楠業樓,分別為聖。
2 Униңға туташ қисмини Йерихолуқлар ясиди; йәнә униңға туташ қисмини Имриниң оғли Заккур ясиди.
其次是耶利哥人建造。其次是音利的兒子撒刻建造。
3 «Белиқ қовуқи»ни Сәнааһниң оғуллири ясиди; улар униң лим-кешәклирини селип, қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти.
哈西拿的子孫建立魚門,架橫樑、安門扇,和閂鎖。
4 Униңға туташ қисмини Һакозниң нәвриси, Урияниң оғли Мәрәмот ясиди; униңға туташ қисмини Мәшәзабәлниң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Мәшуллам ясиди. Униңға туташ қисмини Баанаһниң оғли Задок ясиди.
其次是哈哥斯的孫子、烏利亞的兒子米利末修造。其次是米示薩別的孫子、比利迦的兒子米書蘭修造。其次是巴拿的兒子撒督修造。
5 Униңға туташ қисмини Тәкоалиқлар ясиди; лекин уларниң чоңлири өз ғоҗисиниң ишини зиммисигә илишқа унимиди.
其次是提哥亞人修造;但是他們的貴冑不用肩擔他們主的工作。
6 «Кона қовуқ»ни Пасияниң оғли Йәһода билән Бесодияниң оғли Мәшуллам ясиди; улар униң лим-кешәклирини селип, қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти.
巴西亞的兒子耶何耶大與比所玳的兒子米書蘭修造古門,架橫樑,安門扇和閂鎖。
7 Уларниң йенидики туташ қисмини Гибеонлуқ Мәлатия, Меронотлуқ Ядон һәмдә Дәрияниң бу ғәрбий тәрипидики валийларниң башқуруши астидики Гибеонлуқлар билән Мизпаһлиқлар ясиди.
其次是基遍人米拉提,米倫人雅頓與基遍人,並屬河西總督所管的米斯巴人修造。
8 Уларниң йенидики туташ қисмини зәргәрләрдин болған Харһаяниң оғли Уззийәл ясиди. Униңға туташ қисмини хушбуй буюм ясайдиған әтирчиләрдин Һанания ясиди. Улар Йерусалим [сепилини] таки «Қелин там»ғичә оңшап ясиди.
其次是銀匠哈海雅的兒子烏薛修造。其次是做香的哈拿尼雅修造。這些人修堅耶路撒冷,直到寬牆。
9 Уларниң йенидики туташ қисмини Йерусалимниң йериминиң һакими болған Хурниң оғли Рефая ясиди.
其次是管理耶路撒冷一半、戶珥的兒子利法雅修造。
10 Уларниң йенида, Харумафниң оғли Йәдая өзиниң өйиниң удулидики қисмини ясиди. Уларниң йенидики қисмини Хашабнияниң оғли Һаттуш ясиди.
其次是哈路抹的兒子耶大雅對着自己的房屋修造。其次是哈沙尼的兒子哈突修造。
11 Һаримниң оғли Малкия билән Паһат-Моабниң оғли Һашшуб сепилниң башқа бир бөлиги билән «Хумданлар мунари»ни ясиди.
哈琳的兒子瑪基雅和巴哈‧摩押的兒子哈述修造一段,並修造爐樓。
12 Уларниң йенидики туташ қисмини Йерусалимниң йериминиң һакими Халлоһәшниң оғли Шаллом өзи вә униң қизлири ясиди.
其次是管理耶路撒冷那一半、哈羅黑的兒子沙龍和他的女兒們修造。
13 «Җилға қовуқи»ни Һанун билән Заноаһ шәһириниң аһалиси ясиди. Улар уни ясап, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти вә йәнә «Тезәк қовуқи»ғичә миң гәз сепилниму ясиди.
哈嫩和撒挪亞的居民修造谷門,立門,安門扇和閂鎖,又建築城牆一千肘,直到糞廠門。
14 «Тезәк қовуқи»ни Бәйт-Һаккәрәм жутиниң башлиғи Рәкабниң оғли Малкия ясиди; улар уни ясап, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти.
管理伯‧哈基琳、利甲的兒子瑪基雅修造糞廠門,立門,安門扇和閂鎖。
15 «Булақ қовуқи»ни Мизпаһ жутиниң башлиғи Кол-Һозәһниң оғли Шаллум ясиди. У уни ясап, өгүзини йепип, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти вә йәнә шаһанә бағниң йенидики Силоам көлиниң сепилини «Давутниң шәһири»дин чүшидиған пәләмпәйгичә яңливаштин ясиди.
管理米斯巴、各荷西的兒子沙崙修造泉門,立門,蓋門頂,安門扇和閂鎖,又修造靠近王園西羅亞池的牆垣,直到那從大衛城下來的臺階。
16 Униңдин кейинки туташ қисмини Давутниң қәбирлириниң удулидики вә униңдин кейинки сүний көлгә һәм униң кәйнидики «Палванларниң өйи»гә қәдәр Бәйт-Зур жутиниң йериминиң һакими, Азбукниң оғли Нәһәмия ясиди.
其次是管理伯‧夙一半、押卜的兒子尼希米修造,直到大衛墳地的對面,又到挖成的池子,並勇士的房屋。
17 Униңдин кейинки туташ қисмини Лавийлар — Йәни Баниниң оғли Рәһум ясиди, униң йенидики туташ қисмини Кеилаһниң йерим жутиниң һакими Һашабия өз жутиға вакалитән ясап чиқти.
其次是利未人巴尼的兒子利宏修造。其次是管理基伊拉一半、哈沙比雅為他所管的本境修造。
18 Униң йенидики туташ қисмини уларниң қериндашлири — Кеилаһниң иккинчи йериминиң һакими, Һенададниң оғли Бавай ясиди.
其次是利未人弟兄中管理基伊拉那一半、希拿達的兒子巴瓦伊修造。
19 Униң йенида, Мизпаһниң һакими Йәшуяниң оғли Езәр қурал-ярақ амбириға чиқиш йолиниң удулида, сепилниң доқмушидики йәнә бир бөлигини ясиди.
其次是管理米斯巴、耶書亞的兒子以謝修造一段,對着武庫的上坡、城牆轉彎之處。
20 Заббайниң оғли Баруқ униңдин кейинки йәнә бир бөлигини, йәни сепилниң доқмушидин таки баш каһин Әлияшибниң өйиниң дәрвазисиғичә болған бөлигини көңүл қоюп ясиди.
其次是薩拜的兒子巴錄竭力修造一段,從城牆轉彎,直到大祭司以利亞實的府門。
21 Униң йенида Һакозниң нәвриси, Урияниң оғли Мәрәмот сепилниң Әлияшибниң өйиниң дәрвазисидин таки Әлияшибниң һойлисиниң ахириғичә болған йәнә бир бөлигини ясиди.
其次是哈哥斯的孫子、烏利亞的兒子米利末修造一段,從以利亞實的府門,直到以利亞實府的盡頭。
22 Булардин кейинки бир қисмини Иордан түзләңлигидикиләр, каһинлар ясиди.
其次是住平原的祭司修造。
23 Буларниң йенида, Бинямин билән Һашшуб өз өйиниң удулидики бөлигини ясиди. Улардин кейин Ананияниң нәвриси, Маасеяһниң оғли Азария өз өйиниң йенидики қисимни ясиди.
其次是便雅憫與哈述對着自己的房屋修造。其次是亞難尼的孫子、瑪西雅的兒子亞撒利雅在靠近自己的房屋修造。
24 Униң йенида, Азарияниң өйидин таки сепилниң доқмушиғичә болған йәнә бир бөлигини Һенададниң оғли Биннуий ясиди.
其次是希拿達的兒子賓內修造一段,從亞撒利雅的房屋直到城牆轉彎,又到城角。
25 [Униң йенида], Узайниң оғли Палал падиша ордисиниң доқмуши, шуниңдәк ордидики чоқчийип турған, зиндан һойлисиниң йенидики егиз мунарниң удулидики бөлигини ясиди. Униңдин кейинки бир бөлигини Парошниң оғли Пидая ясиди.
烏賽的兒子巴拉修造對着城牆的轉彎和王上宮凸出來的城樓,靠近護衛院的那一段。其次是巴錄的兒子毗大雅修造。(
26 Әнди Офәлдә туридиған ибадәтхана хизмәткарлири күнчиқиш тәрәптики «Су қовуқи»ниң удулидики вә чоқчийип турған мунарниң удулидики сепилни ясиди.
尼提寧住在俄斐勒,直到朝東水門的對面和凸出來的城樓。)
27 Чоқчийип турған чоң мунарниң удулида Тәкоалиқлар таки Офәл сепилиғичә болған иккинчи бир бөлигини ясиди.
其次是提哥亞人又修一段,對着那凸出來的大樓,直到俄斐勒的牆。
28 «Ат қовуқи»ниң жуқури бир бөлигини каһинлар һәр бири өз өйиниң удулидики қисмини ясиди.
從馬門往上,眾祭司各對自己的房屋修造。
29 Иммәрниң оғли Задок уларниң йенида, кейинки қисмини, өз өйиниң удулидики бир бөлигини ясиди. Униң йенидики туташ қисмини «шәрқий дәрваза»ниң дәрвазивәни Шеканияниң оғли Шемая ясиди.
其次是音麥的兒子撒督對着自己的房屋修造。其次是守東門、示迦尼的兒子示瑪雅修造。
30 Униң йенида, Шәләмияниң оғли Һанания билән Залафниң алтинчи оғли Һанун иккинчи бир бөлигини ясиди; уларниң йенида, Бәрәкияниң оғли Мәшуллам өз қорусиниң удулидики бир бөләкни ясиди.
其次是示利米雅的兒子哈拿尼雅和薩拉的第六子哈嫩又修一段。其次是比利迦的兒子米書蘭對着自己的房屋修造。
31 Униң йенида, шу йәрдин тартип ибадәтхана хизмәткарлири билән содигәрләрниң қорулиридин өтүп, «Тәкшүрүш қовуқи»ниң удулидики сепил доқмушиниң балиханисиғичә болған бөлигини зәргәрләрдин болған Малкия ясиди.
其次是銀匠瑪基雅修造到尼提寧和商人的房屋,對着哈米弗甲門,直到城的角樓。
32 Доқмушниң балиханиси билән «Қой қовуқи»ниң арилиғидики бөләкни зәргәрләр билән содигәрләр ясиди.
銀匠與商人在城的角樓和羊門中間修造。