< Нәһәмия 2 >
1 Вә шундақ болдики, падиша Артахшаштаниң жигирминчи жили Нисан ейи, падишаниң алдиға шарап кәлтүрүлгән еди; мән шарапни елип падишаға сундум. Буниңдин илгири мән падишаниң алдида һеч қачан ғәмкин көрүнгән әмәс едим.
We shundaq boldiki, padishah Artaxshashtaning yigirminchi yili Nisan éyi, padishahning aldigha sharab keltürülgenidi; men sharabni élip padishahqa sundum. Buningdin ilgiri men padishahning aldida héchqachan ghemkin körün’gen emes idim.
2 Шуниң билән падиша мениңдин: — Бирәр кесилиң болмиса, чирайиң немишкә шунчә ғәмкин көрүниду? Көңлүңдә чоқум бир дәрд бар, девиди, мән интайин қорқуп кәттим.
Shuning bilen padishah méningdin: — Birer késiling bolmisa, chiraying némishqa shunche ghemkin körünidu? Könglüngde choqum bir derd bar, déwidi, men intayin qorqup kettim.
3 Мән падишаға: — Падишаһим мәңгү яшиғайла! Ата-бовилиримниң қәбирлири җайлашқан шәһәр харабиликкә айланған, дәрваза-қовуқлири көйдүрүветилгән турса, мән қандақму ғәмкин көрүнмәй? — дедим.
Men padishahqa: — Padishahim menggü yashighayla! Ata-bowilirimning qebriliri jaylashqan sheher xarabilikke aylan’ghan, derwaza-qowuqliri köydürüwétilgen tursa, men qandaqmu ghemkin körünmey? — dédim.
4 Падиша мениңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп соривиди, мән асмандики Худаға дуа қилип,
Padishah méningdin: — Séning néme teliping bar? — dep soriwidi, men asmandiki Xudagha dua qilip,
5 андин падишаға: — Әгәр падишасимниң көңлигә мувапиқ көрүнсә, қуллири өзлириниң алдида илтипатқа еришкән болса, мени Йәһудийәгә әвәткән болсила, ата-бовилиримниң қәбирлири җайлашқан шәһәргә берип, уни яңливаштин қуруп чиқсам, дедим.
andin padishahqa: — Eger padishahimning könglige muwapiq körünse, qulliri özlirining aldida iltipatqa érishken bolsa, méni Yehudiyege ewetken bolsila, ata-bowilirimning qebriliri jaylashqan sheherge bérip, uni yéngiwashtin qurup chiqsam, dédim.
6 Падиша (шу чағда ханиш падишаниң йенида олтиратти) мәндин: — Сәпириңгә қанчилик вақит кетиду? Қачан қайтип келисән? — дәп сориди. Шуниң билән падиша мени әвәтишни мувапиқ көрди; мәнму униңға қайтип келидиған бир вақитни бекиттим.
Padishah (shu chaghda xanish padishahning yénida olturatti) mendin: — Sepiringge qanchilik waqit kétidu? Qachan qaytip kélisen? — dep soridi. Shuning bilen padishah méni ewetishni muwapiq kördi; menmu uninggha qaytip kélidighan bir waqitni békittim.
7 Мән йәнә падишадин: — Алийлириға мувапиқ көрүнсә, маңа [Әфрат] дәриясиниң у қетидики валийларға мени таки Йәһудийәгә барғичә өткили қоюш тоғрилиқ ярлиқ хәтлирини пүтүп бәргән болсила;
Men yene padishahtin: — Aliylirigha muwapiq körünse, manga [Efrat] deryasining u qétidiki waliylargha méni taki Yehudiyege barghuche ötkili qoyush toghruluq yarliq xetlirini pütüp bergen bolsila;
8 Вә йәнә падишалиқ орманлиғиға қарайдиған Асафқа муқәддәс өйгә тәвә болған қәлъәниң дәрвазилири, шуниңдәк шәһәрниң сепили вә өзүм туридиған өйгә кетидиған лимларни ясашқа керәклик яғачларни маңа бериш тоғрилиқму бир ярлиқни пүтүп бәргән болсила, дедим. Худайимниң шәпқәтлик қоли үстүмдә болғачқа, падиша илтипат қилип буларниң һәммисини маңа бәрди.
We yene padishahliq ormanliqigha qaraydighan Asafqa muqeddes öyge tewe bolghan qel’ening derwaziliri, shuningdek sheherning sépili we özüm turidighan öyge kétidighan limlarni yasashqa kéreklik yaghachlarni manga bérish toghruluqmu bir yarliqni pütüp bergen bolsila, dédim. Xudayimning shepqetlik qoli üstümde bolghachqa, padishah iltipat qilip bularning hemmisini manga berdi.
9 Шуниң билән мән дәрияниң у қетидики валийларниң йениға берип падишаниң ярлиқлирини тапшурдум. Падиша йәнә бир нәччә қошун сәрдарлири билән атлиқ ләшкәрләрниму маңа һәмраһ болушқа орунлаштурған еди.
Shuning bilen men deryaning u qétidiki waliylarning yénigha bérip padishahning yarliqlirini tapshurdum. Padishah yene birnechche qoshun serdarliri bilen atliq leshkerlernimu manga hemrah bolushqa orunlashturghanidi.
10 Һоронлуқ Санбаллат билән Аммоний Тобия дегән әмәлдар Исраилларниң мәнпәәтини издәп адәм кәпту, дегән хәвәрни аңлап интайин нарази болди.
Horonluq Sanballat bilen Ammoniy Tobiya dégen emeldar Israillarning menpeetini izdep adem keptu, dégen xewerni anglap intayin narazi boldi.
11 Мән Йерусалимға келип үч күн турдум.
Men Yérusalémgha kélip üch kün turdum.
12 Андин кечиси мән вә маңа һәмраһ болған бир нәччә адәм орнимиздин турдуқ (мән Худайимниң көңлүмгә Йерусалим үчүн немә ишларни қилишни салғанлиғи тоғрисида һеч кимгә бирәр немә демигән едим). Өзүм мингән улақдин башқа һеч қандақ улақму алмай,
Andin kéchisi men we manga hemrah bolghan birnechche adem ornimizdin turduq (men Xudayimning könglümge Yérusalém üchün néme ishlarni qilishni salghanliqi toghrisida héchkimge birer néme démigenidim). Özüm min’gen ulaghdin bashqa héchqandaq ulaghmu almay,
13 кечиси «Җилға қовуқи»дин чиқип «Әҗдиһа булиқи»ға қарап меңип, «Тезәк қовуқи»ға келип, Йерусалимниң бузуветилгән сепиллирини вә көйдүрүветилгән қовуқ-дәрвазилирини көздин кәчүрдум.
kéchisi «Jilgha qowuqi»din chiqip «Ejdiha buliqi»gha qarap méngip, «Tézek qowuqi»gha kélip, Yérusalémning buzuwétilgen sépillirini we köydürüwétilgen qowuq-derwazilirini közdin kechürdum.
14 Йәнә алдиға меңип «Булақ қовуқи» билән «Шаһанә көл»гә кәлдим; лекин шу йәрдә мән мингән улақниң өтүшикә йол бәк тар кәлгәчкә,
Yene aldigha méngip «Bulaq qowuqi» bilen «Shahane köl»ge keldim; lékin shu yerde men min’gen ulaghning ötüshike yol bek tar kelgechke,
15 кечидә мән җилға билән чиқип сепилни көздин кәчүрүп чиқтим. Андин йенип «Җилға қовуқи»дин шәһәргә кирип, өйгә қайттим.
kéchide men jilgha bilen chiqip sépilni közdin kechürüp chiqtim. Andin yénip «Jilgha qowuqi»din sheherge kirip, öyge qayttim.
16 Әмәлдарларниң һеч қайсиси мениң нәгә барғанлиғимни вә немә қилғанлиғимни билмәй қелишти, чүнки мән я Йәһудийларға, каһинларға, я әмир-һакимларға вә яки башқа хизмәт қилидиғанларға һеч немә ейтмиған едим.
Emeldarlarning héchqaysisi méning nege barghanliqimni we néme qilghanliqimni bilmey qélishti, chünki men ya Yehudiylargha, kahinlargha, ya emir-hakimlargha we yaki bashqa xizmet qilidighanlargha héchnéme éytmighanidim.
17 Кейин мән уларға: — Силәр бешимизға кәлгән балаю-апәтни, Йерусалимниң харабигә айланғанлиғини, сепил қовуқлириниң көйдүрүветилгәнлигини көрдүңлар; келиңлар, һәммимиз һақарәткә қеливәрмәслигимиз үчүн Йерусалимниң сепилини қайтидин ясап чиқайли, — дедим.
Kéyin men ulargha: — Siler béshimizgha kelgen balayi’apetni, Yérusalémning xarabige aylan’ghanliqini, sépil qowuqlirining köydürüwétilgenlikini kördünglar; kélinglar, hemmimiz haqaretke qéliwermeslikimiz üchün Yérusalémning sépilini qaytidin yasap chiqayli, — dédim.
18 Мән йәнә уларға Худайимниң шәпқәтлик қолиниң мениң үстүмдә болғанлиғини вә падишаниң маңа қилған гәплирини ейтивидим, улар: — Орнумиздин туруп уни ясайли! — дейишип, бу яхши ишни қилишқа өз қоллирини қувәтләндүрди.
Men yene ulargha Xudayimning shepqetlik qolining méning üstümde bolghanliqini we padishahning manga qilghan geplirini éytiwidim, ular: — Ornumizdin turup uni yasayli! — déyiship, bu yaxshi ishni qilishqa öz qollirini quwwetlendürdi.
19 Лекин Һоронлуқ Санбаллат, хизмәткар Аммоний Тобия һәм әрәб болған Гәшәм бу ишни аңлап бизни заңлиқ қилип мәнситмәй: — Силәрниң бу қилғиниңлар немә иш? Силәр падишаға асийлиқ қилмақчимусиләр? — дейишти.
Lékin Horonluq Sanballat, xizmetkar Ammoniy Tobiya hem ereb bolghan Geshem bu ishni anglap bizni zangliq qilip mensitmey: — Silerning bu qilghininglar néme ish? Siler padishahqa asiyliq qilmaqchimusiler? — déyishti.
20 Мән уларға җавап берип: — Асманлардики Худа болса бизни ғәлибигә ериштүриду вә Униң қуллири болған бизләр қопуп қуримиз. Лекин силәрниң Йерусалимда һеч қандақ несивәңлар, һоқуқуңлар яки яднамәңлар йоқ, — дедим.
Men ulargha jawab bérip: — Asmanlardiki Xuda bolsa bizni ghelibige érishtüridu we Uning qulliri bolghan bizler qopup qurimiz. Lékin silerning Yérusalémda héchqandaq nésiwenglar, hoququnglar yaki yadnamenglar yoq, — dédim.