< Нәһәмия 13 >
1 Шу күндә Мусаниң китави җамаәт алдида оқуп берилди, китапта: Аммонийлар билән Моабийлар мәңгү Худаниң җамаитигә кирмисун,
At that time the Book of Moses was read aloud in the hearing of the people, and in it they found the passage stating that no Ammonite or Moabite should ever enter the assembly of God,
2 Чүнки улар Исраилларни озуқлуқ вә су әкилип қарши алмай, әксичә уларни қарғашқа Балаамни ялливалған; һалбуки, Худайимиз у қарғашларни бәхит-бәрикәткә айландуривәткән, дәп йезилған сөзләр чиқти.
because they had not met the Israelites with food and water, but had hired Balaam to call down a curse against them (although our God had turned the curse into a blessing).
3 Шундақ болдики, җамаәт бу қанун сөзлирини аңлап барлиқ шалғут кишиләрни илғап чиқиривәтти.
As soon as the people heard this law, they excluded from Israel all of foreign descent.
4 Бу иштин авал, Худайимизниң өйиниң ғәзнисини башқурушқа мәсъул каһин Әлияшиб Тобияниң туққини болуп,
Now before this, Eliashib the priest, a relative of Tobiah, had been put in charge of the storerooms of the house of our God
5 униңға кәңри бир өйни тәйярлап бәргән еди. Шу өйдә илгири ашлиқ һәдийәләр, мәстики, қача-қуча, шуниңдәк Лавийлар, ғәзәлкәшләр вә дәрвазивәнләргә беришкә буйрулған ашлиқ өшриләр, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейи, шундақла каһинларға аталған «көтәрмә қурбанлиқ»лар сақлинатти.
and had prepared for Tobiah a large room where they had previously stored the grain offerings, the frankincense, the temple articles, and the tithes of grain, new wine, and oil prescribed for the Levites, singers, and gatekeepers, along with the contributions for the priests.
6 Бу вақитларда мән Йерусалимда әмәс едим; чүнки Бабил падишаси Артахшаштаниң оттуз иккинчи жили мән падишаниң йениға қайтип кәткән едим; бир мәзгилдин кейин мән йәнә падишадин рухсәт елип
While all this was happening, I was not in Jerusalem, because I had returned to Artaxerxes king of Babylon in the thirty-second year of his reign. Some time later I obtained leave from the king
7 Йерусалимға қайтип барсам, Әлияшибниң Худаниң өйидики һойлиларда Тобияға өй һазирлап бәргәнлигидәк рәзил ишни уқтум.
to return to Jerusalem. Then I discovered the evil that Eliashib had done on behalf of Tobiah by providing him a room in the courts of the house of God.
8 Бу иш мени қаттиқ азаплиди, мән Тобияниң өйидики барлиқ өй җаһазлирини қоймай талаға ташлатқузивәттим.
And I was greatly displeased and threw all of Tobiah’s household goods out of the room.
9 Мән йәнә әмир қилип, у өйләрни паклатқузуп, андин Худаниң өйидики қача-қуча, ашлиқ һәдийәләр билән мәстикни у йәргә әкиргүзүп қойдум.
Then I ordered that the rooms be purified, and I had the articles of the house of God restored to them, along with the grain offerings and frankincense.
10 Мән йәнә хәқләрниң Лавийларниң елишқа тегишлик үлүшлирини бәрмигәнлигини, һәтта вәзипигә қоюлған Лавийлар билән ғәзәлкәшләрниң һәр бириниң өз йәр-етизлиғиға қечип кәткәнлигини байқидим;
I also learned that because the portions for the Levites had not been given to them, all the Levites and singers responsible for performing the service had gone back to their own fields.
11 шуңа мән әмәлдарлар билән соқушуп, уларни әйипләп: — Немишкә Худаниң өйи шундақ ташливетилди?! — дәп, [Лавийларни] жиғип уларни илгәрки орниға яңливаштин турғуздум.
So I rebuked the officials and asked, “Why has the house of God been neglected?” Then I gathered the Levites and singers together and stationed them at their posts,
12 Андин барлиқ Йәһудийә хәлқи ашлиқ өшрисини, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейини ғәзнә-амбарлириға елип келип тапшурди.
and all Judah brought a tenth of the grain, new wine, and oil into the storerooms.
13 Мән ғәзнә-амбарларға мәсъул болушқа ғәзничи-амбарчиларни тайинлидим; улар каһин Шәләмия, тәвратшунас Задок билән Лавийлардин болған Пидая еди; уларниң қол астида Маттанияниң нәвриси, Заккурниң оғли Һанан бар еди; чүнки буларниң һәммиси садиқ, ишәшлик дәп һесаплинатти; уларниң вәзиписи қериндашлириға тегишлик үлүшләрни үләштүрүп бериш еди.
I appointed as treasurers over the storerooms Shelemiah the priest, Zadok the scribe, and Pedaiah of the Levites, with Hanan son of Zaccur, the son of Mattaniah, to assist them, because they were considered trustworthy. They were responsible for distributing the supplies to their fellow Levites.
14 — «Аһ Худайим, мошу иш йүзисидин мени яд әйлигәйсән, Худайимниң өйи вә униңға аит хизмәтләр үчүн көрсәткән меһримни өчүрүвәтмигәйсән!»
Remember me for this, O my God, and do not blot out my deeds of loving devotion for the house of my God and for its services.
15 Шу күнләрдиму мән Йәһудийәдә бәзиләрниң шабат күнлиридә шарап көлчәклирини чәйләватқинини, өнчиләрни бағлап, буларни вә шуниңдәк шарап, үзүм, әнҗир вә һәр хил жүкләрни ешәкләргә артип, тошуп жүргәнлигини көрдүм; улар буларни Йерусалимға шабат күнидә елип кирди; уларниң мошу аш-түлүкләрни сетип жүргән күни мән уларни гувалиқ берип агаһландуруп қойдум.
In those days I saw people in Judah treading winepresses on the Sabbath and bringing in grain and loading it on donkeys, along with wine, grapes, and figs. All kinds of goods were being brought into Jerusalem on the Sabbath day. So I warned them against selling food on that day.
16 Йәнә Йәһудийәдә туруватқан бәзи Турлуқлар белиқ вә һәр хил мал-таварларни тошуп келип шабат күни Йәһудийәликләргә сатидикән, йәнә келип буларни Йерусалимда сатидикән!
Additionally, men of Tyre who lived there were importing fish and all kinds of merchandise and selling them on the Sabbath to the people of Judah in Jerusalem.
17 Шу сәвәптин мән Йәһудийә әмирлири билән соқушуп, уларни әйипләп: — Силәрниң шабат күнини булғап, рәзил иш қилғиниңлар немиси?
Then I rebuked the nobles of Judah and asked, “What is this evil you are doing—profaning the Sabbath day?
18 Илгири ата-боваңлар охшаш ишни қилған әмәсму, шуниң билән Худайимиз бизниң бешимизға вә бу шәһәргә һазирқи бу балаю-апәтни яғдурған әмәсму? Әнди силәр шабат күнини булғап, Исраилниң бешиға Худаниң ғәзивини техиму яғдуридиған болдуңлар, дедим.
Did not your forefathers do the same things, so that our God brought all this disaster on us and on this city? And now you are rekindling His wrath against Israel by profaning the Sabbath!”
19 Шуңа, шундақ болдики, шабат күнидин илгири, гугум сайиси Йерусалим қовуқлириға чүшкән вақтида, мән шәһәр қовуқлирини етишни буйрудум вә шуниңдәк шабат күни өтүп кәткичә қовуқларни ачмаслиқ тоғрисида буйруқ чүшүрдум. Мән йәнә һеч қандақ жүкниң тошулуп қовуқлардин киргүзүлмәслиги үчүн хизмәткарлиримниң бәзилирини шәһәр қовуқлириға күзәтчи қилип турғузуп қойдум.
When the evening shadows began to fall on the gates of Jerusalem, just before the Sabbath, I ordered that the gates be shut and not opened until after the Sabbath. I posted some of my servants at the gates so that no load could enter on the Sabbath day.
20 Шундақ болсиму содигәрләр вә һәр хил мал-тавар сатидиғанлар бир-икки қетим Йерусалимниң сиртида түниди.
Once or twice, the merchants and those who sell all kinds of goods camped outside Jerusalem,
21 Мән уларни агаһландуруп: — Силәр немишкә сепилниң алдида түнәйсиләр? Йәнә шундақ қилидиған болсаңлар, мән үстүңларға қол салимән, девидим, улар шуниңдин башлап шабат күнидә кәлмиди.
but I warned them, “Why are you camping in front of the wall? If you do it again, I will lay hands on you.” From that time on, they did not return on the Sabbath.
22 Андин шабат күниниң муқәддәслигини сақлаш үчүн, мән Лавийларға: — Өзүңларни паклаңлар; андин келип сепил дәрвазилирини беқиңлар, дедим. — «И Худайим, мошу иш йүзисидинму мени яд әйлигәйсән, Өзүңниң зор өзгәрмәс муһәббитиң билән мени айиғайсән!»
Then I instructed the Levites to purify themselves and guard the gates in order to keep the Sabbath day holy. Remember me for this as well, O my God, and show me mercy according to Your abundant loving devotion.
23 Шу күнләрдә мән йәнә Ашдод, Аммон вә Моаб қизлирини хотунлуққа алған бәзи Йәһудаларни байқидим.
In those days I also saw Jews who had married women from Ashdod, Ammon, and Moab.
24 Уларниң пәрзәнтлириниң йерими Ашдодчә сөзләйдикән (вә яки жуқуриқи әлләрниң бириниң тилида сөзләйдиған) вә Йәһудий тилида шөзләлмәйдикән.
Half of their children spoke the language of Ashdod or of the other peoples, but could not speak the language of Judah.
25 Мән уларни [соқушуп] әйиплидим, уларни қарғидим, бир нәччисини уруп чач-сақаллирини юлдум, Худаниң нами билән қәсәм ичкүзүп: — Силәрниң қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәйсиләр, оғуллириңларғиму, өзүңларғиму улардин қиз алмайсиләр!
I rebuked them and called down curses on them. I beat some of these men and pulled out their hair. Then I made them take an oath before God and said, “You must not give your daughters in marriage to their sons or take their daughters as wives for your sons or for yourselves!
26 Исраил падишаси Сулайман мошундақ ишларда гуна садир қилған әмәсму? Нурғун әлләр арисида униңға охшаш һеч қандақ падиша йоқ еди; у өз Худаси тәрипидин сөйүлгән, Худа уни пүткүл Исраил үстигә падиша қилип тиклигән болсиму, лекин һәтта униму ят әллик аяллар аздуруп гунаға патқузған.
Did not King Solomon of Israel sin in matters like this? There was not a king like him among many nations, and he was loved by his God, who made him king over all Israel—yet foreign women drew him into sin.
27 Әнди силәрниң гепиңларға кирип бундақ чоң рәзиллик қилип, ят әллик қизларни елип Худайимизға вапасизлиқ қилимизму? — дедим.
Must we now hear that you too are doing all this terrible evil and acting unfaithfully against our God by marrying foreign women?”
28 Баш каһин Әлияшибниң нәвриси, Йояданиң оғуллиридин бири Һоронлуқ Санбаллатниң күйоғли еди; мән уни йенимдин қоғливәттим.
Even one of the sons of Jehoiada son of Eliashib the high priest had become a son-in-law to Sanballat the Horonite. Therefore I drove him away from me.
29 — «И Худайим, Сән уларни ядиңда тутқайсән, чүнки улар каһинлиққа дағ тәккүгүчиләр, каһинлиқ һәм Лавийларға тәвә әһдиниму булғиғучилардур!».
Remember them, O my God, because they have defiled the priesthood and the covenant of the priesthood and of the Levites.
30 Шуниң билән мән уларни ят әлликләрниң булғашлиридин нери қилип пакландурдум вә каһинлар билән Лавийларниң вәзипилириниму [яңливаштин] бәлгүләп, һәр кимни өзиниң ишиға егә қилдим.
Thus I purified the priests and Levites from everything foreign, and I assigned specific duties to each of the priests and Levites.
31 Мән йәнә өз вақтида отун-яғач елип келиниши вә дәсләпки һосулни йәткүзүп турушқиму адәм орунлаштурдум. «Аһ Худайим, мени ядиңда тутуп, маңа шапаәт көрсәткәйсән!».
I also arranged for contributions of wood at the appointed times, and for the firstfruits. Remember me, O my God, with favor.