< Нәһәмия 12 >

1 Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл вә Йәшуа билән бирликтә [сүргүнлүктин] чиққан каһин вә Лавийлар төвәндикиләр: — [каһинлар] Серая, Йәрәмия, Әзра,
Xealtiyǝlning oƣli Zǝrubbabǝl wǝ Yǝxua bilǝn birliktǝ [sürgünlüktin] qiⱪⱪan kaⱨin wǝ Lawiylar tɵwǝndikilǝr: — [kaⱨinlar] Seraya, Yǝrǝmiya, Əzra,
2 Амария, Маллуқ, Һаттуш,
Amariya, Malluⱪ, Ⱨattux,
3 Шекания, Рәһум, Мәрәмот,
Xekaniya, Rǝⱨum, Mǝrǝmot,
4 Иддо, Гиннитой, Абия,
Iddo, Ginnitoy, Abiya,
5 Миямин, Маадия, Билгаһ,
Miyamin, Maadiya, Bilgaⱨ,
6 Шемая, Йоариб, Йәдая,
Xemaya, Yoarib, Yǝdaya,
7 Салло, Амок, Һилқия вә Йәдая. Булар болса Йәшуаниң күнлиридә каһин болғанлар вә уларниң қериндашлириниң җәмәт башлиқлири еди.
Sallo, Amok, Ⱨilⱪiya wǝ Yǝdaya. Bular bolsa Yǝxuaning künliridǝ kaⱨin bolƣanlar wǝ ularning ⱪerindaxlirining jǝmǝt baxliⱪliri idi.
8 Лавийлардин болса Йәшуа, Биннуий, Кадмийәл, Шәрәбия, Йәһуда, Маттаниялар; Маттания вә униң қериндашлири тәшәккүр-рәхмәтләр ейтишқа мәсъул болди.
Lawiylardin bolsa Yǝxua, Binnuiy, Kadmiyǝl, Xǝrǝbiya, Yǝⱨuda, Mattaniyalar; Mattaniya wǝ uning ⱪerindaxliri tǝxǝkkür-rǝⱨmǝtlǝr eytixⱪa mǝs’ul boldi.
9 Уларниң қериндашлири Бакбукия билән Унни нөвити бойичә улар билән удулму удул хизмәттә туратти.
Ularning ⱪerindaxliri Bakbukiya bilǝn Unni nɵwiti boyiqǝ ular bilǝn udulmu’udul hizmǝttǝ turatti.
10 Йәшуадин Йояким төрәлди, Йоякимдин Әлияшиб төрәлди, Әлияшибтин Йояда төрәлди,
Yǝxuadin Yoyakim tɵrǝldi, Yoyakimdin Əliyaxib tɵrǝldi, Əliyaxibtin Yoyada tɵrǝldi,
11 Йоядадин Йонатан төрәлди, Йонатандин Яддуа төрәлди.
Yoyadadin Yonatan tɵrǝldi, Yonatandin Yaddua tɵrǝldi.
12 Йоякимниң күнлиридә каһинлардин җәмәт башлиғи болғанлар мунулар: — Серая җәмәтигә Мерая; Йәрәмия җәмәтигә Һанания;
Yoyakimning künliridǝ kaⱨinlardin jǝmǝt baxliⱪi bolƣanlar munular: — Seraya jǝmǝtigǝ Meraya; Yǝrǝmiya jǝmǝtigǝ Ⱨananiya;
13 Әзра җәмәтигә Мәшуллам; Амария җәмәтигә Йәһоһанан;
Əzra jǝmǝtigǝ Mǝxullam; Amariya jǝmǝtigǝ Yǝⱨoⱨanan;
14 Мелику җәмәтигә Йонатан; Шәбания җәмәтигә Йүсүп;
Meliku jǝmǝtigǝ Yonatan; Xǝbaniya jǝmǝtigǝ Yüsüp;
15 Һарим җәмәтигә Адна; Мерайот җәмәтигә Һәлкай;
Ⱨarim jǝmǝtigǝ Adna; Merayot jǝmǝtigǝ Ⱨǝlkay;
16 Иддо җәмәтигә Зәкәрия; Гиннитон җәмәтигә Мәшуллам;
Iddo jǝmǝtigǝ Zǝkǝriya; Ginniton jǝmǝtigǝ Mǝxullam;
17 Абия җәмәтигә Зикри; Минямин билән Моадияларниң җәмәтигә Пилтай;
Abiya jǝmǝtigǝ Zikri; Minyamin bilǝn Moadiyalarning jǝmǝtigǝ Piltay;
18 Билгаһ җәмәтигә Шаммуа; Шемая җәмәтигә Йәһонатан;
Bilgaⱨ jǝmǝtigǝ Xammua; Xemaya jǝmǝtigǝ Yǝⱨonatan;
19 Йоариб җәмәтигә Маттинай; Йәдая җәмәтигә Уззи;
Yoarib jǝmǝtigǝ Mattinay; Yǝdaya jǝmǝtigǝ Uzzi;
20 Саллай җәмәтигә Каллай; Амок җәмәтигә Ебәр;
Sallay jǝmǝtigǝ Kallay; Amok jǝmǝtigǝ Ebǝr;
21 Һилқия җәмәтигә Һасабия; Йәдая җәмәтигә Нәтанәл.
Ⱨilⱪiya jǝmǝtigǝ Ⱨasabiya; Yǝdaya jǝmǝtigǝ Nǝtanǝl.
22 Әлияшиб, Йояда, Йоһанан вә Яддуаниң күнлиридә Лавийларниң җәмәт башлиқлири тизимланған вә охшашла, Парс падишаси Дариус тәхттики чағларғичә каһинларму тизимлинип кәлгән.
Əliyaxib, Yoyada, Yoⱨanan wǝ Yadduaning künliridǝ Lawiylarning jǝmǝt baxliⱪliri tizimlanƣan wǝ ohxaxla, Pars padixaⱨi Darius tǝhttiki qaƣlarƣiqǝ kaⱨinlarmu tizimlinip kǝlgǝn.
23 Җәмәт башлиғи болған Лавийлар таки Әлияшибниң нәвриси Йоһананниң вақтиғичә тәзкиринамидә тизимлинип кәлгән.
Jǝmǝt baxliⱪi bolƣan Lawiylar taki Əliyaxibning nǝwrisi Yoⱨananning waⱪtiƣiqǝ tǝzkirinamidǝ tizimlinip kǝlgǝn.
24 Лавийларниң җәмәт башлиғи болған Һасабия, Шәрәбия, Кадмийәлниң оғли Йәшуалар қериндашлири билән удулму удул туруп, Худаниң адими Давутниң әмри бойичә нөвәтлишип мәдһийә-мунаҗат, тәшәккүр-рәхмәтләр ейтип туратти.
Lawiylarning jǝmǝt baxliⱪi bolƣan Ⱨasabiya, Xǝrǝbiya, Kadmiyǝlning oƣli Yǝxualar ⱪerindaxliri bilǝn udulmu’udul turup, Hudaning adimi Dawutning ǝmri boyiqǝ nɵwǝtlixip mǝdⱨiyǝ-munajat, tǝxǝkkür-rǝⱨmǝtlǝr eytip turatti.
25 Маттания, Бакбукия, Обадия, Мәшуллам, Талмон билән Аккублар дәрвазивәнләр болуп, сепил қовуқлириниң амбарлириға қарайтти.
Mattaniya, Bakbukiya, Obadiya, Mǝxullam, Talmon bilǝn Akkublar dǝrwaziwǝnlǝr bolup, sepil ⱪowuⱪlirining ambarliriƣa ⱪaraytti.
26 Бу кишиләр Йозадакниң нәвриси, Йәшуаниң оғли Йоякимниң күнлиридә, шуниңдәк валий Нәһәмия билән тәвратшунас каһин Әзраниң күнлиридә вәзипигә тайинланған.
Bu kixilǝr Yozadakning nǝwrisi, Yǝxuaning oƣli Yoyakimning künliridǝ, xuningdǝk waliy Nǝⱨǝmiya bilǝn tǝwratxunas kaⱨin Əzraning künliridǝ wǝzipigǝ tǝyinlǝngǝn.
27 Йерусалим сепилини [Худаға] атап тапшуруш мурасими өткүзүлидиған чағда, җамаәт Лавийларни турған һәр қайси җайлардин издәп тепип, уларни тәшәккүр-рәхмәтләр ейтиш, ғәзәл оқуш, чаң, тәмбур вә чилтарларни челишқа, хошал-хурамлиқ билән атап тапшурулуш мурасими өткүзүшкә Йерусалимға елип кәлди.
Yerusalem sepilini [Hudaƣa] atap tapxurux murasimi ɵtküzülidiƣan qaƣda, jamaǝt Lawiylarni turƣan ⱨǝrⱪaysi jaylardin izdǝp tepip, ularni tǝxǝkkür-rǝⱨmǝtlǝr eytix, ƣǝzǝl oⱪux, qang, tǝmbur wǝ qiltarlarni qelixⱪa, huxal-huramliⱪ bilǝn atap tapxurulux murasimi ɵtküzüxkǝ Yerusalemƣa elip kǝldi.
28 Ғәзәлкәшлар Йерусалимниң әтрапидики түзләңликтин, Нитофатлиқларниң йеза-кәнтлиридин,
Ƣǝzǝlkǝxlar Yerusalemning ǝtrapidiki tüzlǝngliktin, Nitofatliⱪlarning yeza-kǝntliridin,
29 Бәйт-Гилгалдин, Геба билән Азмавәт етизлиқлиридин жиғилған еди; чүнки ғәзәлкәшлар Йерусалимниң төрт әтрапиға өзлиригә мәһәллә-қишлақлар қурувалған еди.
Bǝyt-Gilgaldin, Geba bilǝn Azmawǝt etizliⱪliridin yiƣilƣanidi; qünki ƣǝzǝlkǝxlar Yerusalemning tɵt ǝtrapiƣa ɵzlirigǝ mǝⱨǝllǝ-ⱪixlaⱪlar ⱪuruwalƣanidi.
30 Каһинлар билән Лавийлар өзлирини паклиди, андин хәлиқни вә сепил дәрвазилирини һәм сепилниң өзиниму паклиди.
Kaⱨinlar bilǝn Lawiylar ɵzlirini paklidi, andin hǝlⱪni wǝ sepil dǝrwazilirini ⱨǝm sepilning ɵzinimu paklidi.
31 Мән [Нәһәмия] Йәһуданиң әмирлирини башлап сепилға чиқип, тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған икки чоң әтрәт адәмни уюштурдум, бир әтрәт сепилниң оң тәрипидә «Тезәк қовуқи»ға қарап маңди,
Mǝn [Nǝⱨǝmiya] Yǝⱨudaning ǝmirlirini baxlap sepilƣa qiⱪip, tǝxǝkkür-ⱨǝmdusana oⱪuydiƣan ikki qong ǝtrǝt adǝmni uyuxturdum, bir ǝtrǝt sepilning ong tǝripidǝ «Tezǝk ⱪowuⱪi»ƣa ⱪarap mangdi,
32 уларниң арқисидин Һошая билән Йәһуданиң әмирлириниң йерими маңди;
ularning arⱪisidin Ⱨoxaya bilǝn Yǝⱨudaning ǝmirlirining yerimi mangdi;
33 йәнә Азария, Әзра, Мәшуллам,
yǝnǝ Azariya, Əzra, Mǝxullam,
34 Йәһуда, Бинямин, Шемая, Йәрәмияму маңди;
Yǝⱨuda, Binyamin, Xemaya, Yǝrǝmiyamu mangdi;
35 шуниңдәк каһинларниң оғуллиридин бәзилири қоллириға канай алған һалда маңди: — Улардин Йонатанниң оғли Зәкәрия бар еди (Йонатан Шемаяниң оғли, Шемая Маттанияниң оғли, Маттания Микаяниң оғли, Микая Заккурниң оғли, Заккур Асафниң оғли еди).
xuningdǝk kaⱨinlarning oƣulliridin bǝziliri ⱪolliriƣa kanay alƣan ⱨalda mangdi: — Ulardin Yonatanning oƣli Zǝkǝriya bar idi (Yonatan Xemayaning oƣli, Xemaya Mattaniyaning oƣli, Mattaniya Mikayaning oƣli, Mikaya Zakkurning oƣli, Zakkur Asafning oƣli idi).
36 Униң қериндашлиридин Шемая, Азарәл, Милалай, Җилалай, Маайи, Нәтанәл, Йәһуда, Һананиялар бар еди; улар қоллириға Худаниң адими Давутниң сазлирини елишқан еди; тәвратшунас Әзра уларниң бешида маңған еди.
Uning ⱪerindaxliridin Xemaya, Azarǝl, Milalay, Jilalay, Maayi, Nǝtanǝl, Yǝⱨuda, Ⱨananiyalar bar idi; ular ⱪolliriƣa Hudaning adimi Dawutning sazlirini elixⱪanidi; tǝwratxunas Əzra ularning bexida mangƣanidi.
37 Улар «Булақ қовуқи»ға келип «Давутниң шәһири»ниң пәләмпийигә чиқип, «Давутниң ордиси»дин өтүп, күнчиқиш тәрәптики «Су қовуқи»ға кәлди.
Ular «Bulaⱪ ⱪowuⱪi»ƣa kelip «Dawutning xǝⱨiri»ning pǝlǝmpiyigǝ qiⱪip, «Dawutning ordisi»din ɵtüp, künqiⱪix tǝrǝptiki «Su ⱪowuⱪi»ƣa kǝldi.
38 Тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған иккинчи әтрәт сол тәрәп билән маңди, мән вә җамаәтниң йерими уларниң арқидин меңип, сепил үстидә «Хумданлар мунари»дин өтүп, удул «Кәң сепил»ғичә меңип,
Tǝxǝkkür-ⱨǝmdusana oⱪuydiƣan ikkinqi ǝtrǝt sol tǝrǝp bilǝn mangdi, mǝn wǝ jamaǝtning yerimi ularning arⱪidin mengip, sepil üstidǝ «Humdanlar munari»din ɵtüp, udul «Kǝng sepil»ƣiqǝ mengip,
39 «Әфраим қовуқи», «Кона қовуқ», «Белиқ қовуқи» үстидин өтүп, «Һананийәл мунари» вә «Йүзниң мунари»дин өтүп, удул «Қой қовуқи»ға келип, андин «Қаравуллар қовуқи»да тохтидуқ.
«Əfraim ⱪowuⱪi», «Kona ⱪowuⱪ», «Beliⱪ ⱪowuⱪi» üstidin ɵtüp, «Ⱨananiyǝl munari» wǝ «Yüzning munari»din ɵtüp, udul «Ⱪoy ⱪowuⱪi»ƣa kelip, andin «Ⱪarawullar ⱪowuⱪi»da tohtiduⱪ.
40 Андин тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған икки әтрәт адәм Худаниң өйидә өз орунлирида турди; мән билән әмәлдарларниң йеримиму шу йәрдә турдуқ;
Andin tǝxǝkkür-ⱨǝmdusana oⱪuydiƣan ikki ǝtrǝt adǝm Hudaning ɵyidǝ ɵz orunlirida turdi; mǝn bilǝn ǝmǝldarlarning yerimimu xu yǝrdǝ turduⱪ;
41 каһинлардин Елиаким, Маасеяһ, Минямин, Мигая, Әлйойинай, Зәкәрия билән Һананиялар карнайлирини елип турушти;
kaⱨinlardin Eliakim, Maaseyaⱨ, Minyamin, Migaya, Əlyoyinay, Zǝkǝriya bilǝn Ⱨananiyalar karnaylirini elip turuxti;
42 йәнә Маасеяһ, Шемая, Әлиазар, Уззи, Йәһоһанан, Малкия, Елам билән Езәрму турушти; ғәзәлкәшләр Йизрақияниң йетәкчилигидә җараңлиқ ғәзәл оқушти.
yǝnǝ Maaseyaⱨ, Xemaya, Əliazar, Uzzi, Yǝⱨoⱨanan, Malkiya, Elam bilǝn Ezǝrmu turuxti; ƣǝzǝlkǝxlǝr Yizraⱪiyaning yetǝkqilikidǝ jarangliⱪ ƣǝzǝl oⱪuxti.
43 Шу күни җамаәт наһайити чоң көләмлик қурбанлиқларни сунди һәм бәк хошал болуп кетишти, чүнки Худа уларни зор шатлиқ билән шатландурған еди; аяллар билән балиларму шундақ шатланди; Йерусалимдики бу хошаллиқ садалири жирақ-жирақларға аңланди.
Xu küni jamaǝt naⱨayiti qong kɵlǝmlik ⱪurbanliⱪlarni sundi ⱨǝm bǝk huxal bolup ketixti, qünki Huda ularni zor xadliⱪ bilǝn xadlandurƣanidi; ayallar bilǝn balilarmu xundaⱪ xadlandi; Yerusalemdiki bu huxalliⱪ sadaliri yiraⱪ-yiraⱪlarƣa anglandi.
44 У чағда бир қисим кишиләр көтәрмә қурбанлиқлар, дәсләпки пишқан һосуллар вә өшриләрни сақлайдиған ғәзнә-амбарларға мәсъул болушқа тайинланди; һәр қайси шәһәрләрдики етизлиқлардин, Тәврат қанунида каһинларға вә Лавийларға беришкә бәлгүләнгән үлүшләр шу йәрдә сақлинатти. Чүнки Йәһуда хәлқи өз хизмитидә туруватқан каһинлар билән Лавийлардин хошал еди.
U qaƣda bir ⱪisim kixilǝr kɵtürmǝ ⱪurbanliⱪlar, dǝslǝpki pixⱪan ⱨosullar wǝ ɵxrilǝrni saⱪlaydiƣan hǝzinǝ-ambarlarƣa mǝs’ul boluxⱪa tǝyinlǝndi; ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrdiki etizliⱪlardin, Tǝwrat ⱪanunida kaⱨinlarƣa wǝ Lawiylarƣa berixkǝ bǝlgilǝngǝn ülüxlǝr xu yǝrdǝ saⱪlinatti. Qünki Yǝⱨuda hǝlⱪi ɵz hizmitidǝ turuwatⱪan kaⱨinlar bilǝn Lawiylardin huxal idi.
45 [Каһинлар билән Лавийлар], ғәзәлкәшләр билән дәрвазивәнләрму, өз Худасиниң тапилиған вәзиписини вә шуниңдәк паклаш вәзиписиниң һәммисини Давутниң вә униң оғли Сулайманниң әмри бойичә өтәйтти.
[Kaⱨinlar bilǝn Lawiylar], ƣǝzǝlkǝxlǝr bilǝn dǝrwaziwǝnlǝrmu, ɵz Hudasining tapiliƣan wǝzipisini wǝ xuningdǝk paklax wǝzipisining ⱨǝmmisini Dawutning wǝ uning oƣli Sulaymanning ǝmri boyiqǝ ɵtǝytti.
46 Чүнки қедимдә, Давутниң вә Асафниң күнлиридә, ғәзәлкәшләргә йетәкчилик қилишқа һәм Худаға тәшәккүр-һәмдусана күйлирини оқушқа йетәкчиләр болған еди.
Qünki ⱪǝdimdǝ, Dawutning wǝ Asafning künliridǝ, ƣǝzǝlkǝxlǝrgǝ yetǝkqilik ⱪilixⱪa ⱨǝm Hudaƣa tǝxǝkkür-ⱨǝmdusana küylirini oⱪuxⱪa yetǝkqilǝr bolƣanidi.
47 Зәруббабәлниң күнлиридә вә Нәһәмияниң күнлиридә ғәзәлкәшләрниң вә дәрвазивәнләрниң үлүшлирини, һәр күнлүк тәминатини пүткүл Исраил хәлқи берәтти; улар йәнә Лавийлар үчүн муқәддәс һесапланған нәрсиләрни үләштүрүп берәтти; Лавийларму муқәддәс һисабланған нәрсиләрдин Һарунниң әвлатлириға берип туратти.
Zǝrubbabǝlning künliridǝ wǝ Nǝⱨǝmiyaning künliridǝ ƣǝzǝlkǝxlǝrning wǝ dǝrwaziwǝnlǝrning ülüxlirini, ⱨǝr künlük tǝminatini pütkül Israil hǝlⱪi berǝtti; ular yǝnǝ Lawiylar üqün muⱪǝddǝs ⱨesablanƣan nǝrsilǝrni ülǝxtürüp berǝtti; Lawiylarmu muⱪǝddǝs ⱨisablanƣan nǝrsilǝrdin Ⱨarunning ǝwladliriƣa berip turatti.

< Нәһәмия 12 >