< Нәһәмия 11 >

1 У чағда хәлиқ ичидики әмирләр Йерусалимда туратти; қалған пухралар чәк ташлиниш билән ондин бири муқәддәс шәһәр Йерусалимда олтирақлишип, қалған ондин тоққузи башқа шәһәрләрдә олтирақлашти.
U qaƣda hǝlⱪ iqidiki ǝmirlǝr Yerusalemda turatti; ⱪalƣan puⱪralar qǝk taxlinix bilǝn ondin biri muⱪǝddǝs xǝⱨǝr Yerusalemda olturaⱪlixip, ⱪalƣan ondin toⱪⱪuzi baxⱪa xǝⱨǝrlǝrdǝ olturaⱪlaxti.
2 Өз ихтияри билән Йерусалимда олтирақлишишқа оттуриға чиққанларға болса, җамаәт уларға бәхит-бәрикәт тилиди.
Ɵz ihtiyari bilǝn Yerusalemda olturaⱪlixixⱪa otturiƣa qiⱪⱪanlarƣa bolsa, jamaǝt ularƣa bǝht-bǝrikǝt tilidi.
3 Йәһудийә өлкисидин, Йерусалимға маканлишип қалған бәг-әмирләр төвәндикидәк (Исраиллар, каһинлар, Лавийлар, ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлири Йәһудийә шәһәрлиридә, һәр бири өз тәвәлигидә маканлашқан болсиму, Йәһудалардин вә Биняминлардин бәзилири Йерусалимда маканлашти): — Буларниң ичидә, Йәһудалардин: — Пәрәзниң әвладидин болған Уззияниң оғли Атая; Уззия Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Амарияниң оғли, Амария Шәфатияниң оғли, Шәфатия Маһалалелниң оғли еди.
Yǝⱨudiyǝ ɵlkisidin, Yerusalemƣa makanlixip ⱪalƣan bǝg-ǝmirlǝr tɵwǝndikidǝk (Israillar, kaⱨinlar, Lawiylar, ibadǝthana hizmǝtkarliri wǝ Sulaymanning hizmǝtkarlirining ǝwladliri Yǝⱨudiyǝ xǝⱨǝrliridǝ, ⱨǝrbiri ɵz tǝwǝlikidǝ makanlaxⱪan bolsimu, Yǝⱨudalardin wǝ Binyaminlardin bǝziliri Yerusalemda makanlaxti): — Bularning iqidǝ, Yǝⱨudalardin: — Pǝrǝzning ǝwladidin bolƣan Uzziyaning oƣli Ataya; Uzziya Zǝkǝriyaning oƣli, Zǝkǝriya Amariyaning oƣli, Amariya Xǝfatiyaning oƣli, Xǝfatiya Maⱨalalelning oƣli idi.
4
5 Йәнә Баруқниң оғли Маасеяһ; Баруқ Кол-Һозәһниң оғли, Кол-Һозәһ Һазаяниң оғли, Һазая Адаяниң оғли, Адая Йоарибниң оғли, Йоариб Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Шилониниң оғли.
Yǝnǝ Baruⱪning oƣli Maaseyaⱨ; Baruⱪ Kol-Ⱨozǝⱨning oƣli, Kol-Ⱨozǝⱨ Ⱨazayaning oƣli, Ⱨazaya Adayaning oƣli, Adaya Yoaribning oƣli, Yoarib Zǝkǝriyaning oƣli, Zǝkǝriya Xilonining oƣli.
6 Йерусалимға маканлашқан барлиқ Пәрәз җәмәтидикиләр җәмий төрт йүз атмиш сәккиз киши болуп, һәммиси әзимәтләр еди.
Yerusalemƣa makanlaxⱪan barliⱪ Pǝrǝz jǝmǝtidikilǝr jǝmiy tɵt yüz atmix sǝkkiz kixi bolup, ⱨǝmmisi ǝzimǝtlǝr idi.
7 Биняминниң әвлатлиридин: — Мәшулламниң оғли Саллу; Мәшуллам Йоәдниң оғли, Йоәд Пидаяниң оғли, Пидая Колаяниң оғли, Колая Маасеяһниң оғли, Маасеяһ Итийәлниң оғли, Итийәл Йәшаяниң оғли.
Binyaminning ǝwladliridin: — Mǝxullamning oƣli Sallu; Mǝxullam Yoǝdning oƣli, Yoǝd Pidayaning oƣli, Pidaya Kolayaning oƣli, Kolaya Maaseyaⱨning oƣli, Maaseyaⱨ Itiyǝlning oƣli, Itiyǝl Yǝxayaning oƣli.
8 Униңға әгәшкәнләр, Габбай вә Саллай еди; шуларға мунасивәтлик җәмий тоққуз йүз жигирмә сәккиз киши еди.
Uningƣa ǝgǝxkǝnlǝr, Gabbay wǝ Sallay idi; xularƣa munasiwǝtlik jǝmiy toⱪⱪuz yüz yigirmǝ sǝkkiz kixi idi.
9 Зикриниң оғли Йоел уларни башқуридиған әмәлдар еди; Синуаһниң оғли Йәһуда шәһәрниң муавин һакими еди.
Zikrining oƣli Yoel ularni baxⱪuridiƣan ǝmǝldar idi; Sinuaⱨning oƣli Yǝⱨuda xǝⱨǝrning muawin ⱨakimi idi.
10 Каһинлардин: — Йоарибниң оғли Йәдая билән Яқин,
Kaⱨinlardin: — Yoaribning oƣli Yǝdaya bilǝn Yaⱪin,
11 шундақла Худаниң өйиниң баш ғоҗидари Серая; Серая Һилқияниң оғли, Һилқия Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Задокниң оғли, Задок Мерайотниң оғли, Мерайот Ахитубниң оғли еди;
xundaⱪla Hudaning ɵyining bax ƣojidari Seraya; Seraya Ⱨilⱪiyaning oƣli, Ⱨilⱪiya Mǝxullamning oƣli, Mǝxullam Zadokning oƣli, Zadok Merayotning oƣli, Merayot Ahitubning oƣli idi;
12 йәнә униң қериндашлиридин ибадәтханидики хизмәттә болғанлардин җәмий сәккиз йүз жигирмә икки киши бар еди; йәнә Йәроһамниң оғли Адая бар еди; Йәроһам Пелалияниң оғли, Пелалия Амзиниң оғли, Амзи Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Пашхурниң оғли, Пашхур Малкияниң оғли еди;
yǝnǝ uning ⱪerindaxliridin ibadǝthanidiki hizmǝttǝ bolƣanlardin jǝmiy sǝkkiz yüz yigirmǝ ikki kixi bar idi; yǝnǝ Yǝroⱨamning oƣli Adaya bar idi; Yǝroⱨam Pelaliyaning oƣli, Pelaliya Amzining oƣli, Amzi Zǝkǝriyaning oƣli, Zǝkǝriya Paxhurning oƣli, Paxhur Malkiyaning oƣli idi;
13 униң қериндашлириниң һәммиси җәмәт башлиғи болуп, җәмий икки йүз қириқ икки киши еди; йәнә Азарәлниң оғли Амашсай бар еди; Азарәл Ахзайниң оғли, Ахзай Мәшиллимотниң оғли, Мәшиллимот Иммәрниң оғли еди;
uning ⱪerindaxlirining ⱨǝmmisi jǝmǝt baxliⱪi bolup, jǝmiy ikki yüz ⱪiriⱪ ikki kixi idi; yǝnǝ Azarǝlning oƣli Amaxsay bar idi; Azarǝl Ahzayning oƣli, Ahzay Mǝxillimotning oƣli, Mǝxillimot Immǝrning oƣli idi;
14 йәнә уларниң қериндашлиридин, палван-әзимәтләрдин, җәмий бир йүз жигирмә сәккиз киши бар еди; Гедолимниң оғли Забдийәл уларни башқуридиған әмәлдар еди.
yǝnǝ ularning ⱪerindaxliridin, palwan-ǝzimǝtlǝrdin, jǝmiy bir yüz yigirmǝ sǝkkiz kixi bar idi; Gedolimning oƣli Zabdiyǝl ularni baxⱪuridiƣan ǝmǝldar idi.
15 Лавийлардин: — Һашшубниң оғли Шемая бар еди; Һашшуб Азрикамниң оғли, Азрикам Һашабияниң оғли, Һашабия Бунниниң оғли еди;
Lawiylardin: — Ⱨaxxubning oƣli Xemaya bar idi; Ⱨaxxub Azrikamning oƣli, Azrikam Ⱨaxabiyaning oƣli, Ⱨaxabiya Bunnining oƣli idi;
16 йәнә Лавийларниң қәбилә башлиқлири болған Шаббитай билән Йозабад болуп, Худаниң өйиниң тешидики ишларға мәсъул еди.
yǝnǝ Lawiylarning ⱪǝbilǝ baxliⱪliri bolƣan Xabbitay bilǝn Yozabad bolup, Hudaning ɵyining texidiki ixlarƣa mǝs’ul idi.
17 Йәнә Миканиң оғли Маттания дуа вақитлирида тәшәккүр-рәхмәтләр ейтишқа йетәкчилик қилатти; Мика Забдиниң оғли, Забди Асафниң оғли еди; Бакбукия қериндашлири ичидә муавинлиқ вәзиписини өтәйтти; йәнә Шаммуаниң оғли Абда бар еди; Шаммуа Галалниң оғли, Галал Йәдутунниң оғли еди.
Yǝnǝ Mikaning oƣli Mattaniya dua waⱪitlirida tǝxǝkkür-rǝⱨmǝtlǝr eytixⱪa yetǝkqilik ⱪilatti; Mika Zabdining oƣli, Zabdi Asafning oƣli idi; Bakbukiya ⱪerindaxliri iqidǝ muawinliⱪ wǝzipisini ɵtǝytti; yǝnǝ Xammuaning oƣli Abda bar idi; Xammua Galalning oƣli, Galal Yǝdutunning oƣli idi.
18 Муқәддәс шәһәрдә туруватқан Лавийларниң һәммиси икки йүз сәксән төрт киши еди.
Muⱪǝddǝs xǝⱨǝrdǝ turuwatⱪan Lawiylarning ⱨǝmmisi ikki yüz sǝksǝn tɵt kixi idi.
19 Дәрвазивәнләрдин: — дәрвазиларда күзәттә туридиған Аккуб билән Талмон вә уларниң қериндашлири бар еди; улар җәмий бир йүз йәтмиш икки киши еди.
Dǝrwaziwǝnlǝrdin: — dǝrwazilarda kɵzǝttǝ turidiƣan Akkub bilǝn Talmon wǝ ularning ⱪerindaxliri bar idi; ular jǝmiy bir yüz yǝtmix ikki kixi idi.
20 Қалған Исраиллар, каһинлар, Лавийлар Йәһудийә шәһәрлиридә, һәр бири өз мирасида маканлашти.
Ⱪalƣan Israillar, kaⱨinlar, Lawiylar Yǝⱨudiyǝ xǝⱨǝrliridǝ, ⱨǝrbiri ɵz mirasida makanlaxti.
21 Ибадәтханиниң хизмәткарлири болса Офәл дөңигә маканлашти; ибадәтханиниң хизмәткарлирини Зиха билән Гишпа башқурди.
Ibadǝthanining hizmǝtkarliri bolsa Ofǝl dɵngigǝ makanlaxti; ibadǝthanining hizmǝtkarlirini Ziha bilǝn Gixpa baxⱪurdi.
22 Йерусалимда Лавийларни башқурғучи Баниниң оғли Уззи еди; Бани Һашабияниң оғли, Һашабия Маттанияниң оғли, Маттания Миканиң оғли еди — демәк, Узза Асафниң әвлатлиридин, йәни Худаниң өйидики хизмәткә мәсъул болған ғәзәлкәшләрдин еди.
Yerusalemda Lawiylarni baxⱪurƣuqi Banining oƣli Uzzi idi; Bani Ⱨaxabiyaning oƣli, Ⱨaxabiya Mattaniyaning oƣli, Mattaniya Mikaning oƣli idi — demǝk, Uzza Asafning ǝwladliridin, yǝni Hudaning ɵyidiki hizmǝtkǝ mǝs’ul bolƣan ƣǝzǝlkǝxlǝrdin idi.
23 Чүнки падиша улар тоғрилиқ ярлиқ чүшүргән болуп, ғәзәлкәшләрниң һәр күнлүк озуқ-түлүгини, шундақла өтәйдиған вәзиписини бекиткән еди.
Qünki padixaⱨ ular toƣruluⱪ yarliⱪ qüxürgǝn bolup, ƣǝzǝlkǝxlǝrning ⱨǝr künlük ozuⱪ-tülükini, xundaⱪla ɵtǝydiƣan wǝzipisini bekitkǝnidi.
24 Йәһуданиң оғли Зәраһниң әвлатлиридин Мәшәзабәлниң оғли Питаһия пухраларниң барлиқ ишлирида падишаниң мәслиһәтчиси еди.
Yǝⱨudaning oƣli Zǝraⱨning ǝwladliridin Mǝxǝzabǝlning oƣli Pitaⱨiya puⱪralarning barliⱪ ixlirida padixaⱨning mǝsliⱨǝtqisi idi.
25 Йеза-қишларқлар вә уларға тәвә әтрапидики җайларда Йәһудалардин бәзилири туратти; Кириат-Арба вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, Дибон вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, Йәкабзийәл вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,
Yeza-ⱪixlarⱪlar wǝ ularƣa tǝwǝ ǝtrapidiki jaylarda Yǝⱨudalardin bǝziliri turatti; Kiriat-Arba wǝ uning tǝwǝsidiki yeza-kǝntlǝrdǝ, Dibon wǝ uning tǝwǝsidiki yeza-kǝntlǝrdǝ, Yǝkabziyǝl wǝ uning tǝwǝsidiki yeza-kǝntlǝrdǝ,
26 шундақла Йәшуа, Моладаһ, Бәйт-Пәләт,
xundaⱪla Yǝxua, Moladaⱨ, Bǝyt-Pǝlǝt,
27 Һазар-Шуал, Бәәр-Шеба вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,
Ⱨazar-Xual, Bǝǝr-Xeba wǝ uning tǝwǝsidiki yeza-kǝntlǝrdǝ,
28 Зиклаг, Микона вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,
Ziklag, Mikona wǝ uning tǝwǝsidiki yeza-kǝntlǝrdǝ,
29 Ән-Риммон, Зораһ, Ярмут,
Ən-Rimmon, Zoraⱨ, Yarmut,
30 Заноаһ, Адуллам вә бу икки йәргә тәвә қишлақларда, Лақиш вә униңға тәвә йәрләрдә, Азикаһ вә униңға тәвә йеза-кәнтләрдә маканлашти; улар маканлашқан йәрләр Бәәр-Шебадин таки Һинном җилғисиға қәдәр созулди.
Zanoaⱨ, Adullam wǝ bu ikki yǝrgǝ tǝwǝ ⱪixlaⱪlarda, Laⱪix wǝ uningƣa tǝwǝ yǝrlǝrdǝ, Azikaⱨ wǝ uningƣa tǝwǝ yeza-kǝntlǝrdǝ makanlaxti; ular makanlaxⱪan yǝrlǝr Bǝǝr-Xebadin taki Ⱨinnom jilƣisiƣa ⱪǝdǝr sozuldi.
31 Биняминлар болса Геба, Микмаш, Айҗа, Бәйт-Әл вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,
Binyaminlar bolsa Geba, Mikmax, Ayja, Bǝyt-Əl wǝ uning tǝwǝsidiki yeza-kǝntlǝrdǝ,
32 бәзилири Анатот, Ноб, Анания,
bǝziliri Anatot, Nob, Ananiya,
33 Һазор, Рамаһ, Гиттаим,
Ⱨazor, Ramaⱨ, Gittaim,
34 Һадид, Зәбоим, Нибаллат,
Ⱨadid, Zǝboim, Niballat,
35 Лод, Оно, шундақла Һүнәрвәнләр җилғисида маканлашқан еди.
Lod, Ono, xundaⱪla Ⱨünǝrwǝnlǝr jilƣisida makanlaxⱪanidi.
36 Әслидә Йәһудийәгә тайинланған Лавийлар қисимлиридин бәзилири Бинямин қәбилисиниң зиминиға маканлашти.
Əslidǝ Yǝⱨudiyǝgǝ tǝyinlǝngǝn Lawiylar ⱪisimliridin bǝziliri Binyamin ⱪǝbilisining zeminiƣa makanlaxti.

< Нәһәмия 11 >