< Нәһәмия 10 >

1 Буниңға биринчи болуп мөһүр басқанлар Һақалияниң оғли, валий Нәһәмия билән Зәдәкия еди;
Buninggha birinchi bolup möhür basqanlar Haqaliyaning oghli, waliy Nehemiya bilen Zedekiya idi;
2 Андин [каһинлардин] Серая, Азария, Йәрәмия,
Andin [kahinlardin] Séraya, Azariya, Yeremiya,
3 Пашхур, Амария, Малкия,
Pashxur, Amariya, Malkiya,
4 Һаттуш, Шәбания, Маллуқ,
Hattush, Shebaniya, Malluq,
5 Һарим, Мәрәмот, Обадия,
Harim, Meremot, Obadiya,
6 Даниял, Гиннитон, Баруқ,
Daniyal, Ginniton, Baruq,
7 Мәшуллам, Абия, Миямин,
Meshullam, Abiya, Miyamin,
8 Маазияһ, Билгай, Шемаялар; улар каһинлар еди.
Maaziyah, Bilgay, Shémayalar; ular kahinlar idi.
9 Лавийлардин: — Азанияниң оғли Йәшуа, Һенададниң әвлатлиридин Биннуи билән Кадмийәл
Lawiylardin: — Azaniyaning oghli Yeshua, Hénadadning ewladliridin Binnui bilen Kadmiyel
10 вә уларниң қериндашлиридин Шәбания, Ходия, Келита, Пелая, Һанан,
we ularning qérindashliridin Shebaniya, Xodiya, Kélita, Pélaya, Hanan,
11 Мика, Рәхоб, Һашабия,
Mika, Rexob, Hashabiya,
12 Заккор, Шәрәбия, Шәбания,
Zakkor, Sherebiya, Shebaniya,
13 Ходия, Бани, Бенину еди.
Xodiya, Bani, Béninu idi.
14 Җамаәт башлиқлиридин: Парош, Паһат-Моаб, Елам, Затту, Бани,
Jamaet bashliqliridin: Parosh, Pahat-Moab, Élam, Zattu, Bani,
15 Бунни, Азгад, Бибай,
Bunni, Azgad, Bibay,
16 Адония, Бигвай, Адин,
Adoniya, Bigway, Adin,
17 Атер, Һәзәкия, Аззур,
Atér, Hezekiya, Azzur,
18 Ходия, Һашум, Бизай,
Xodiya, Hashum, Bizay,
19 Һариф, Анатот, Небай,
Harif, Anatot, Nébay,
20 Магпияш, Мәшуллам, Һезир,
Magpiyash, Meshullam, Hézir,
21 Мәшәзабәл, Задок, Яддуа,
Meshezabel, Zadok, Yaddua,
22 Пилатия, Һанан, Аная,
Pilatiya, Hanan, Anaya,
23 Һошия, Һанания, Һашшуб,
Hoshiya, Hananiya, Hashshub,
24 Һаллохәш, Пилха, Шобәк,
Halloxesh, Pilxa, Shobek,
25 Рәһум, Һашабнаһ, Маасеяһ,
Rehum, Hashabnah, Maaséyah,
26 Ахияһ, Һанан, Анан,
Axiyah, Hanan, Anan,
27 Маллуқ, Һарим, Баанаһлар еди.
Malluq, Harim, Baanahlar idi.
28 Қалған хәлиқ: — Каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр, ибадәтханиниң хизмәткарлири вә шуниңдәк өзлирини зиминлардики таипиләрдин айрип чиқип, Худаниң Тәврат қануниға қайтқанларниң һәр бири вә уларниң аяллири вә оғул-қиз пәрзәнтлири қатарлиқ һидайәт тепип йорутулғанларниң һәммиси
Qalghan xelq: — Kahinlar, Lawiylar, derwaziwenler, ghezelkeshler, ibadetxanining xizmetkarliri we shuningdek özlirini zéminlardiki taipilerdin ayrip chiqip, Xudaning Tewrat qanunigha qaytqanlarning herbiri we ularning ayalliri we oghul-qiz perzentliri qatarliq hidayet tépip yorutulghanlarning hemmisi
29 өз қериндашлири болған мөтивәрләр билән қошулуп: «Өзимизни қарғиш қәсими билән әһдигә бағлап, Худаниң қули Муса арқилиқ җакалиған Тәврат қанунида меңип, Рәббимиз Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлири, һөкүм-бәлгүлимилирини тутуп әмәл қилимиз;
öz qérindashliri bolghan mötiwerler bilen qoshulup: «Özimizni qarghish qesimi bilen ehdige baghlap, Xudaning quli Musa arqiliq jakarlighan Tewrat qanunida méngip, Rebbimiz Perwerdigarning barliq emirliri, höküm-belgilimilirini tutup emel qilimiz;
30 қизлиримизни бу жуттики ят әлликләргә ятлиқ қилмаймиз һәм оғуллиримизғиму уларниң қизлирини елип бәрмәймиз;
qizlirimizni bu yurttiki yat elliklerge yatliq qilmaymiz hem oghullirimizghimu ularning qizlirini élip bermeymiz;
31 бу жуттики ят әлликләр шабат күнидә мал-тавар вә ашлиқлирини әкилип сатмақчи болса, шабат күнлири яки һәр қайси башқа муқәддәс күнләрдиму улардин қәтъий һеч немә сетивалмаймиз; һәр йәттинчи жили йәрни териқсиз ақ қалдуримиз һәм барлиқ қәризләрни кәчүрүм қилимиз» — дейишти.
bu yurttiki yat ellikler shabat künide mal-tawar we ashliqlirini ekilip satmaqchi bolsa, shabat künliri yaki herqaysi bashqa muqeddes künlerdimu ulardin qet’iy héchnéme sétiwalmaymiz; her yettinchi yili yerni tériqsiz aq qaldurimiz hem barliq qerzlerni kechürüm qilimiz» — déyishti.
32 Биз йәнә өзимизгә һәр бир адәм һәр жили Худайимизниң өйиниң хизмәт хираҗити үчүн үчтин бир шәкәл күмүч беришкә бәлгүлимиләрни бекиттуқ;
Biz yene özimizge herbir adem her yili Xudayimizning öyining xizmet xirajiti üchün üchtin bir shekel kümüsh bérishke belgilimilerni békittuq;
33 бу пул «тизилидиған тәқдим нан»лар, дайимий ашлиқ һәдийәләр, дайимий көйдүрмә қурбанлиқлар, шабат күни билән йеңи айлардики көйдүрмә қурбанлиқлар, қәрәли бекитилгән һейтларда қилинидиған көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн, һәр хил муқәддәс буюмлар үчүн, Исраилға кафарәт кәлтүридиған гуна қурбанлиқлири үчүн, шуниңдәк Худайимизниң өйидики барлиқ хизмәтләрниң хираҗити үчүн ишлитилсун дәп бәлгүләнди.
bu pul «tizilidighan teqdim nan»lar, daimiy ashliq hediyeler, daimiy köydürme qurbanliqlar, shabat küni bilen yéngi aylardiki köydürme qurbanliqlar, qereli békitilgen héytlarda qilinidighan köydürme qurbanliqlar üchün, herxil muqeddes buyumlar üchün, Israilgha kafaret keltüridighan gunah qurbanliqliri üchün, shuningdek Xudayimizning öyidiki barliq xizmetlerning xirajiti üchün ishlitilsun dep belgilendi.
34 Биз йәнә ата җәмәтлиримиз бойичә каһинлар, Лавийлар вә хәлиқ арисида чәк ташлап, һәр жили бәлгүләнгән қәрәлдә Худайимизниң өйигә Тәврат қанунида пүтүлгинидәк Пәрвәрдигар Худайимизниң қурбангаһида қалаш үчүн отун йәткүзүп бериш нөвәтлирини бекиттуқ;
Biz yene ata jemetlirimiz boyiche kahinlar, Lawiylar we xelq arisida chek tashlap, her yili belgilen’gen qerelde Xudayimizning öyige Tewrat qanunida pütülginidek Perwerdigar Xudayimizning qurban’gahida qalash üchün otun yetküzüp bérish nöwetlirini békittuq;
35 йәнә һәр жили етизимиздики тунҗа пишқан һосулни, һәммә мевилик дәрәқләрниң тунҗа пишқан мевилирини Пәрвәрдигарниң өйигә йәткүзүп беришни,
yene her yili étizimizdiki tunji pishqan hosulni, hemme méwilik derexlerning tunji pishqan méwilirini Perwerdigarning öyige yetküzüp bérishni,
36 шундақла Тәврат қанунида пүтүлгинидәк, тунҗа оғлимизни вә кала, қой-оғлақ падилиридин тунҗа чарпийимизни Худаниң өйигә апирип, у өйдә вәзипә өтәватқан каһинларға әпкелишни,
shundaqla Tewrat qanunida pütülginidek, tunji oghlimizni we kala, qoy-oghlaq padiliridin tunji charpiyimizni Xudaning öyige apirip, u öyde wezipe ötewatqan kahinlargha epkélishni,
37 һәр бир йеңи хемирниң дәсләп пишқан нанлиридин бирни, шундақла барлиқ «көтәрмә һәдийә»лиримизни тәқдим қилишни, һәр хил дәрәқләрдин дәсләпки пишқан мевиләрни, йеңи шарап, йеңи зәйтун мейини Худайимизниң өйиниң ғәзнә-амбарлириға апирип беришни, йәни каһинларға йәткүзүп беришни, шуниңдәк етизлиримиздин чиққан һосулниң ондин бири болған өшрини Лавийларға беришни бекиттуқ; Лавийлар бизниң териқчилиққа тайинидиған шәһәрлиримиздин чиққан һосулниң ондин бири болған өшрини тапшурувалсун дәп бекиттуқ;
herbir yéngi xémirning deslep pishqan nanliridin birni, shundaqla barliq «kötürme hediye»lirimizni teqdim qilishni, herxil derexlerdin deslepki pishqan méwilerni, yéngi sharab, yéngi zeytun méyini Xudayimizning öyining xezine-ambarlirigha apirip bérishni, yeni kahinlargha yetküzüp bérishni, shuningdek étizlirimizdin chiqqan hosulning ondin biri bolghan öshrini Lawiylargha bérishni békittuq; Lawiylar bizning tériqchiliqqa tayinidighan sheherlirimizdin chiqqan hosulning ondin biri bolghan öshrini tapshuruwalsun dep békittuq;
38 шуниңдәк, Лавийлар чиққан һосулниң ондин бирини тапшурувалған чағда Һарунниң әвлатлиридин каһин болған бириси улар билән биллә болсун, Лавийлар әшу ондин бир үлүшниң йәнә ондин бир үлүшини айрип Худаниң өйигә, униң ғәзнә-амбарлириға сақлашқа тапшурсун дәп бәлгүлидуқ.
shuningdek, Lawiylar chiqqan hosulning ondin birini tapshuruwalghan chaghda Harunning ewladliridin kahin bolghan birsi ular bilen bille bolsun, Lawiylar eshu ondin bir ülüshning yene ondin bir ülüshini ayrip Xudaning öyige, uning xezine-ambarlirigha saqlashqa tapshursun dep belgiliduq.
39 Исраиллар билән Лавийлар ашлиқтин, йеңи шараптин, йеңи зәйтун мейидин «көтәрмә һәдийә» қилип муқәддәс җайдики әсвап-үскүниләр сақлинидиған ғәзнә-амбарларға, йәни вәзипә өтәйдиған каһин, дәрвазивән вә ғәзәлкәшләр туридиған җайға тапшуруши керәк. Биз Худайминизниң өйиниң һаҗәтлиридин һәргиз өзимизни тартмаймиз!
Israillar bilen Lawiylar ashliqtin, yéngi sharabtin, yéngi zeytun méyidin «kötürme hediye» qilip muqeddes jaydiki eswab-üsküniler saqlinidighan xezine-ambarlargha, yeni wezipe öteydighan kahin, derwaziwen we ghezelkeshler turidighan jaygha tapshurushi kérek. Biz Xudayminizning öyining hajetliridin hergiz özimizni tartmaymiz!

< Нәһәмия 10 >