< Нәһәмия 1 >

1 Һақалияниң оғли Нәһәмия шундақ баян қилдики: — Жигирминчи жили Кисләв ейида, мән Шушан қәлъәсидә тураттим,
Ⱨaⱪaliyaning oƣli Nǝⱨǝmiya xundaⱪ bayan ⱪildiki: — Yigirminqi yili Kislǝw eyida, mǝn Xuxan ⱪǝl’ǝsidǝ turattim,
2 Өз қериндашлиримдин бири болған Һанани билән бир нәччә киши Йәһудийәдин чиқип кәлди; мән улардин сүргүнлүктин қутулуп қалған Йәһудалар вә Йерусалим тоғрисида соридим.
Ɵz ⱪerindaxlirimdin biri bolƣan Ⱨanani bilǝn birnǝqqǝ kixi Yǝⱨudiyǝdin qiⱪip kǝldi; mǝn ulardin sürgünlüktin ⱪutulup ⱪalƣan Yǝⱨudalar wǝ Yerusalem toƣrisida soridim.
3 Улар маңа: — Сүргүнлүктин қутулған хәлиқниң қалдиси [Йәһудийә] өлкисидә қаттиқ җапа-мушәққәт астида вә аһанәт ичидә қалди. Йерусалимниң сепили болса өрүветилди, қовуқлириму көйдүрүветилди, дәп ейтип бәрди.
Ular manga: — Sürgünlüktin ⱪutulƣan hǝlⱪning ⱪaldisi [Yǝⱨudiyǝ] ɵlkisidǝ ⱪattiⱪ japa-muxǝⱪⱪǝt astida wǝ aⱨanǝt iqidǝ ⱪaldi. Yerusalemning sepili bolsa ɵrüwetildi, ⱪowuⱪlirimu kɵydürüwetildi, dǝp eytip bǝrdi.
4 Мән бу гәпләрни аңлап олтирип жиғлап кәттим, бир нәччә күнгичә налә-пәряд көтирип, асманлардики Худа алдида роза тутуп, дуа қилип
Mǝn bu gǝplǝrni anglap olturup yiƣlap kǝttim, birnǝqqǝ küngiqǝ nalǝ-pǝryad kɵtürüp, asmanlardiki Huda aldida roza tutup, dua ⱪilip
5 мундақ дедим: — «И асмандики Худа Пәрвәрдигар, Өзини сөйүп, әмирлирини тутқанларға өзгәрмәс меһир көрситип әһдисидә турғучи улуқ вә дәһшәтлик Тәңри,
mundaⱪ dedim: — «I asmandiki Huda Pǝrwǝrdigar, Ɵzini sɵyüp, ǝmrlirini tutⱪanlarƣa ɵzgǝrmǝs meⱨir kɵrsitip ǝⱨdisidǝ turƣuqi uluƣ wǝ dǝⱨxǝtlik Tǝngri,
6 әнди Сениң алдиңда мошу пәйттә қуллириң Исраиллар үчүн пеқир қулуңниң кечә-күндүз қиливатқан бу дуасиға қулиқиң селинғай, көзүң очуқ болғай! Мән биз Исраилларниң Сениң алдиңда садир қилған гуналиримизни етирап қилимән; мәнму, атамниң җәмәтиму гуна қилдуқ!
ǝmdi Sening aldingda muxu pǝyttǝ ⱪulliring Israillar üqün peⱪir ⱪulungning keqǝ-kündüz ⱪiliwatⱪan bu duasiƣa ⱪuliⱪing selinƣay, kɵzüng oquⱪ bolƣay! Mǝn biz Israillarning Sening aldingda sadir ⱪilƣan gunaⱨlirimizni etirap ⱪilimǝn; mǝnmu, atamning jǝmǝtimu gunaⱨ ⱪilduⱪ!
7 Биз Сениң йолуңға тәтүр иш қилип, Сән қулуң Мусаға тапилиған әмирлириң, бәлгүлимилириң вә һөкүмлириңни һеч тутмидуқ.
Biz Sening yolungƣa tǝtür ix ⱪilip, Sǝn ⱪulung Musaƣa tapiliƣan ǝmrliring, bǝlgilimiliring wǝ ⱨɵkümliringni ⱨeq tutmiduⱪ.
8 Сениң Өз қулуң Мусаға тапилап: «Әгәр силәр вапасизлиқ қилсаңлар, силәрни пүтүн таипиләрниң арисиға тарқитиветимән; лекин Маңа йенип келип, Мениң әмирлиримни тутуп әмәл қилсаңлар, гәрчә араңлардин һәтта асманларниң әң четигә қоғливетилгәнләр болсиму, Мән уларни шу йәрдин жиғип, Мениң намимни тикләшкә таллиған җайға елип келимән» дегән сөзүңни яд қилғайсән, дәп өтүнимән.
Sening Ɵz ⱪulung Musaƣa tapilap: «Əgǝr silǝr wapasizliⱪ ⱪilsanglar, silǝrni pütün taipilǝrning arisiƣa tarⱪitiwetimǝn; lekin Manga yenip kelip, Mening ǝmrlirimni tutup ǝmǝl ⱪilsanglar, gǝrqǝ aranglardin ⱨǝtta asmanlarning ǝng qetigǝ ⱪoƣliwetilgǝnlǝr bolsimu, Mǝn ularni xu yǝrdin yiƣip, Mening namimni tiklǝxkǝ talliƣan jayƣa elip kelimǝn» degǝn sɵzüngni yad ⱪilƣaysǝn, dǝp ɵtünimǝn.
9
10 Буларниң һәммиси Сениң қуллириң вә Сениң хәлқиң, Өзүңниң зор қудритиң вә күчлүк қолуң билән һөрлүккә қутқуздуң.
Bularning ⱨǝmmisi Sening ⱪulliring wǝ Sening hǝlⱪing, Ɵzüngning zor ⱪudriting wǝ küqlük ⱪolung bilǝn ⱨɵrlükkǝ ⱪutⱪuzdung.
11 И Рәббим, қулуңниң дуасиға һәм Сениң намиңдин әймиништин сөйүнгән қуллириңниңму дуасини қулиқиң тиңшиғай; бүгүн қулуңниң ишлирини оңушлуқ қилғайсән, уни шу кишиниң алдида илтипатқа ериштүргәйсән». Шу вақитта мән падишаниң сақийси едим.
I Rǝbbim, ⱪulungning duasiƣa ⱨǝm Sening namingdin ǝyminixtin sɵyüngǝn ⱪulliringningmu duasini ⱪuliⱪing tingxiƣay; bügün ⱪulungning ixlirini onguxluⱪ ⱪilƣaysǝn, uni xu kixining aldida iltipatⱪa erixtürgǝysǝn». Xu waⱪitta mǝn padixaⱨning saⱪiysi idim.

< Нәһәмия 1 >