< Наһум 1 >
1 Нинәвә шәһири тоғрисида жүкләнгән вәһий — Әлкошлуқ Наһум көргән аламәт көрүнүш хатириләнгән китап.
2 Пәрвәрдигар отлуқ муһәббәтлик, интиқам алғучи бир Худадур; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бир интиқам алғучи, Дәрғәзәп Егисидур; Пәрвәрдигар явлиридин интиқам алиду, Дүшмәнлири үчүн адавәт сақлайду.
3 Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, Күч-қудрәттә улуқдур, Гунайи барни һеч ақлимайду; Пәрвәрдигар — Униң йоли қара қуюнда вә борандидур, Булутлар Униң аяқлири пурқиратқан чаң-тозаңдур.
4 У деңизға тәнбиһ берип уни қуруқ қилиду, Барлиқ дәрияларни қурутиветиду; Башан қағҗирап кетиду, Кармәлму һәм шундақ болиду; Ливандики гүл-гияму қағҗирайду.
5 Тағлар униң алдида титрәп кетиду, Дөңләр ерип кетиду, Йәр йүзи Униң һозури алдиға көтирилиду, Җаһан һәм униңда барлиқ яшаватқанларму шундақ болиду.
6 Ким Униң ғәзиви алдида тик туралисун? Ким Униң аччиғиниң дәһшитидә қәддини керип туралисун? Униң дәрғәзиви оттәк төкүлиду, Униң алдида ташлар йерилиду.
7 Пәрвәрдигар меһривандур, күлпәтлик күндә башпанаһдур; Өзигә таянғанларни У билиду.
8 Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду, Қараңғулуқ униң дүшмәнлирини қоғлайду.
9 Силәр Пәрвәрдигар билән қаршилишип немә ойлаватисиләр? У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду; Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду.
10 Улар қамғақтәк бир-биригә чирмишивалған болсиму, Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму, Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду.
11 Сәндин Пәрвәрдигарға рәзиллик ойлиғучи чиққан еди, У Иблисниң бир несиһәтчисидур.
12 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму, Улар охшашла үзүп ташлиниду, Шундақла кәлмәскә кетиду; Мән саңа азар қилғиним билән, [и хәлқим], Қайтидин саңа азар қилмаймән.
13 Һазир Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин сундуруп еливатимән, Вә асарәтлириңни бөсүп ташлаймән.
14 Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки, Сениң намиң қайтидин терилмәйду; Бутуңниң өйидин Мән ойма һәйкәл, қуйма һәйкәлни йоқитимән; Мән қәбрәңни тәйярлаватимән, Чүнки сән пәсәндидурсән.
15 Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға, Арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара! Һейтлириңни тәбриклә, и Йәһуда, ичкән қәсәмлириңни ада қил; Чүнки у рәзил болғучи зиминиңдин иккинчи өтмәйду; У пүтүнләй үзүп ташланған болиду.