< Наһум 3 >
1 Қанлиқ шәһәргә вай! У ялғанчилиқ, зулум-зораванлиқ билән толған, У олҗа елиштин һеч қол үзгән әмәс!
2 Аһ, қамчиниң қарсилдашлири! Чақлириниң дақаңшиватқан, Атларниң чапчиватқан, Пиңилдап кетиватқан җәң һарвулириниң садалири!
3 Қара, атлиқ ләшкәрләрниң қаңқишлири, Қиличларниң валилдашлири, Нәйзиләрниң палилдашлири, Өлтүрүлгәнләрниң көплүги, Өлүкләр дога-дога! Җәсәтләрниң сани йоқтур; Улар җәсәтләргә путлишиду.
4 — Сеһирләрниң пири у, — Әлләрни паһишивазлиғи, Җәмәтләрни сеһирлири билән сетиветиду; Сән шеринсухән паһишиниң нурғун паһишиликлири түпәйлидин,
5 Мана, Мән саңа қаршилишип чиққанмән, — — дәйду самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Көңлигиңниң етигини қайрип йүзүңгә йепип, сени ашкарилаймән, Әлләргә уят йәрлириңни, Падишаһлиқларға номусуңни көрситимән.
6 Үстүңгә ниҗасәтни ташлаймән, Сени шәрмәндичиликтә қалдуримән, Сени рәсва қилимән.
7 Вә шундақ болидуки, Сени көргәнләрниң һәммиси сәндин қечип: — «Нинәвә вәйран қилинди! Униң үчүн ким һаза тутиду?» — дәйду; Мән саңа тәсәлли бәргүчиләрни нәдин тепип беримән?
8 Сән дәрияларниң оттурисида турған, Әтрапида сулар болған, Истиһками деңиз болған, Сепили деңиз болған Но-Амон шәһиридин әвзәлмусән?
9 Ефиопийәму, Мисирму униң күч-қудрити еди, Уларниң күчи чәксиз еди; Пут һәм Ливийәликләр униңға ярдәмчи еди;
10 Уму елип кетилип, әсирликкә чүшкән; Барлиқ коча бешида бовақлири чөрүп ташливетилди; Улар униң мөтивәрлири үчүн чәк ташлиди, Униң барлиқ әрбаблири зәнҗирдә бағланған еди.
11 Сәнму мәс болисән; Сән мөкүнүвалисән; Сән дүшмәндин һимайә издәп жүрисән;
12 Сениң барлиқ истиһкамлириң худди тунҗа мевигә киргән әнҗир дәриғиниң әнҗирлиригә охшайду; Бирла силкисә, улар йегүчиниң ағзиға чүшиду.
13 Мана, хәлқиң шәһириңдә қиз-аяллардәк болуп қалди; Зиминиңниң қовуқлири дүшмәнлириңгә кәң ичилиду; От төмүр тақақлириңни йәп кетиду.
14 Әнди муһасиригә тәйярлиқ қилип су тартип қой! Қорғанлириңни мустәһкәмлә! Сеғиз топидин лай етип, Һак лайни чәйләп қой! Хумданни раслап қой!
15 От сени шу йәрдә йәп кетиду; Қилич сени үзүп ташлайду; У сени чекәткә личинкисидәк йәватиду; Әнди өзүңни чекәткә личинкилиридәк көп қил, Чекәткидәк өзүңни зор көп қил!
16 Сән содигәрлириңни асмандики юлтузлардин көп қилдиң; Мана, чекәткә личинкиси қанат чиқирип, учуп кетиду!
17 Сениң әрбаблириң чекәткиләрдәк, Сәрдарлириң миҗир-миҗир чақчиқизлардәк болиду; Мана улар соғ күнидә читлар ичигә киривелип макан қилиду; Қуяш чиққанда, улар қечип кетиду, Барған йерини тапқили болмайду.
18 Чопанлириң үгдәп қалди, и Асурийәниң падишаси; Сениң ақсүнәклириң җим ятиду; Хәлқиң тағлар үстигә тарқилип кәтти, Һеч ким уларни жиғмайду;
19 Сениң яраң давасиз, Сениң зәхмиң еғирдур; Хәвириңни аңлиғанларниң һәммиси үстүңдин чавак чалиду; Чүнки тохтавсиз рәзиллигиң кимниң бешиға кәлмигәнду?