< Наһум 2 >

1 Битчит қилидиған бириси көз алдиңғила кәлди; Әнди истиһкам үстидә күзәт қил, Йолға қара, белиңни бағла, күчлириңни жиғип техиму күчәйт!
撃ち破る者があなたに向かって上って来る。城を守れ、道をうかがえ。腰に帯せよ、大いに力を強くせよ。
2 (Чүнки Пәрвәрдигар Яқупниң шан-шәривини әслигә кәлтүрди, Уни Исраилниң шан-шәривигә лайиқ дәриҗидә әслигә кәлтүрди; Чүнки қуруқдиғучилар уларни қуруқдап қойған еди, Уларниң үзүм тал шахлирини вәйран қилған еди).
主はヤコブの栄えを回復して、イスラエルの栄えのようにされる。かすめる者が彼らをかすめ、そのぶどうづるを、そこなったからである。
3 [Битчит қилғучиниң] палванлириниң қалқанлири қизил боялди, Униң батурлири пәрәңдә кийгүзүлди; Тәйярлиқ күнидә, җәң һарвулири полатниң җуласида ялтирап кетиду, Нәйзиләр ойнитилиду;
その勇士の盾は赤くいろどられ、その兵士は紅に身をよろう。戦車はその備えの日に、火のように輝き、軍馬はおどる。
4 Җәң һарвулири кочиларда гүлдүрлишип чепишиватиду; Кәң йолларда бир-биригә соқулиду; Уларниң қияпити мәшъәлләрдәк болиду, Улар чақмақлардәк жүгүрүшиду.
戦車はちまたに狂い走り、大路に飛びかける。彼らはたいまつのように輝き、いなずまのように飛びかける。
5 [Сәрдар] әмирлиригә әмир чүшүриду; Улар жүрүш қилғинида алдириғинидин бир-биригә путлишип маңиду; Нинәвәниң сепилиға қарап алдирайду, [Башлириға] болса «муһасирә қалқини» тәйярлиниду.
将士らは召集され、彼らはその道でつまずき倒れ、城壁に向かって急いで行って大盾を備える。
6 «Дәрияларниң дәрвазилири» ечилиду, [Падишаһниң] ордиси ерип кетиду.
川々の門は開け、宮殿はあわてふためく。
7 Хуззабниң болса уятлири ечилиду — [Дүшмән] тәрипидин ялап епкетилиду, Дедәклири худди пахтәкләрниң садасидәк аһ-уһ тартип, Мәйдилирини уруп кетиду.
その王妃は裸にされて、捕われゆき、その侍女たちは悲しみ、胸を打って、はとのようにうめく。
8 Нинәвә апиридә болғандин бери көл сүйидәк [тинч] болуп кәлди, Бирақ улар һазир қечип кетиду... Әй тохта! Әй тохта! — Бирақ һеч ким кәйнигә қаримайду.
ニネベは池のようであったが、その水は注ぎ出された。「立ち止まれ、立ち止まれ」と呼んでも、ふりかえるものもない。
9 Күмүчләрни буливелиңлар, алтунларни буливелиңлар; Чүнки униң шәвкәтлик ғәзнисидики қиммәт қача-қучилириниң сани йоқтур.
銀を奪え、金を奪え。その宝は限りなく、もろもろの尊い物はおびただしい。
10 У қуруқдалған, вәйран қилинған, бәрбат болған! Жүриги ерип кетиду, Тизлири бир-биригә җалақлап тәгмәктә; Бәллири толғақ тутқандәк толғиниду, Барлиқ йүзләр татирип кетиду.
消えうせ、むなしくなり、荒れはてた。心は消え、ひざは震え、すべての腰には痛みがあり、すべての顔は色を失った。
11 Қени, ширларниң угиси? Яш ширлар озуқлинидиған җай, Шир, чиши шир, шир арслини һеч кимдин қорқмай жүргән җай қени?
ししのすみかはどこであるか。若いししの穴はどこであるか。そこに雄じしはその獲物を携え行き、その子じしと共にいても、これを恐れさせる者はない。
12 Шир өз асланлирини қандурушқа овларни титма-титма қилған еди, Чиши ширлири үчүн овларни боққан еди; Өңкүрлирини ов билән, угилирини олҗа билән тошқузған еди.
雄じしはその子じしのために引き裂き、雌じしのために獲物を絞め殺し、獲物をもってその穴を満たし、引き裂いた肉をもってそのすみかを満たした。
13 Мана, Мән саңа қаршимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар; Мән сениң җәң һарвулириңни ис-түтәккә айландуруп көйдүриветимән; Қилич яш ширлириңни йәватиду, Оваңни йәр йүзидин елип ташлаймән; Әлчилириңниң авазлири қайта һеч аңланмайду.
万軍の主は言われる、見よ、わたしはあなたに臨む。わたしはあなたの戦車を焼いて煙にする。つるぎはあなたの若いししを滅ぼす。わたしはまた、あなたの獲物を地から断つ。あなたの使者の声は重ねて聞かれない。

< Наһум 2 >