< Микаһ 1 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи — Йотам, Аһаз вә Һәзәкия Йәһудаға падиша болған күнләрдә Морәшәтлик Микаһға кәлгән: — — У буларни Самарийә вә Йерусалим тоғрисида көргән.
2 Аңлаңлар, и хәлиқләр, һәммиңлар! Қулақ сал, и йәр йүзи вә униңда болған һәммиңлар: — Рәб Пәрвәрдигар силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун, Рәб муқәддәс ибадәтханисидин силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун!
3 Чүнки мана, Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқиду; У чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду;
4 Униң астида тағлар ерип кетиду, Җилғилар йерилиду, Худди мом отниң алдида еригәндәк, Сулар тик ярдин төкүлгәндәк болиду.
5 Буниң һәммиси Яқупниң итаәтсизлиги, Исраил җәмәтидики гуналар түпәйлидин болиду; Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму? Йәһудадики «жуқури җайлар»[ни ясаш] нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму?
6 Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, Үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән; Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән, Униң һуллирини ялаңачлаймән;
7 Униң барлиқ ойма мәбудлири пара-пара чеқиветилиду; Униң паһишиликтин еришкән барлиқ һәдийәлири от билән көйдүрүлиду; Барлиқ бутлирини вәйранә қилимән; Чүнки у паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди; Улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду.
8 Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән, Мән һувлаймән; Ялиңаяқ, ялаңач дегидәк жүримән; Мән чилбөриләрдәк һувлаймән; Һувқушлардәк матәм тутуп жүримән.
9 Чүнки униң ярилири давалиғусиздур, У һәтта Йәһудағичиму йетип, Хәлқимниң дәрвазисиға, йәни Йерусалимғичә ямриди.
10 Бу [апәтни] Гат шәһиридә сөзлимәңлар, Қәтъий жиғлимаңлар; Бәйт-лә-Афраһ шәһиридә топа-чаңда еғинаңлар!
11 И Шафирда туруватқан қиз, ялаңачлиқ вә шәрмәндилик ичидә [әсирликкә] өт; Заананда туруватқан қизлар талаға һеч чиққан әмәс; Бәйт-Езәл аһ-зарлар көтәрмәктә; «[Худа] сәндин муқим җайиңни елип кетиду!»
12 Маротта туруватқан қиз яхшилиққа тәлмүрүп тит-тит болуватиду; Бирақ яманлиқ Пәрвәрдигардин Йерусалим дәрвазисиға чүшти.
13 Тулпарни җәң һарвусиға қат, и Лақишта туруватқан қиз; (Лақиш болса, Зион қизиға гунаниң башланған йери еди!) Чүнки сәндә Исраилниң итаәтсизлиги тепилиду.
14 Шуңа сән хушлишиш һәдийилирини Морәшәт-Гат шәһиригә берисән; Ақзибниң дукандарлири Исраил падишалириға ялғанчилиқ йәткүзиду;
15 Мән техи саңа бир «мирасхор» әпкелимән, и Марәшаһ шәһиридә туруватқан қиз; Исраилниң шан-шәриви Адулламғиму чүшүп келиду.
16 Өзүңни тақирбаш қил, Зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт; Қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт, Чүнки улар сәндин айрилип сүргүн болушқа кәтти.