< Микаһ 6 >
1 Пәрвәрдигарниң немә дәватқинини һазир аңлаңлар: — «Орнуңдин тур, тағлар алдида дәвайиңни баян қил, Егизликләргә авазиңни аңлатқин».
惟願你們傾聽上主所說的話:「起來,在諸山面前進行訴訟,使丘陵能聽見你的聲音! 」
2 «И тағлар, Вә силәр, йәр-зиминниң өзгәрмәс һуллири, Пәрвәрдигарниң дәвасини аңлаңлар; Чүнки Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи билән бир дәваси бар, У Исраил билән муназилишип әйивини көрсәтмәкчи;
諸山,請聽上主的申訴;大地的基礎,側耳傾聽吧! 因為上主與衪的人民有所爭訟,與以色列有所爭辯:
3 И хәлқим, Мән саңа зади немә қилдим? Сени немә ишта бизар қилиптимән? Мениң хаталиғим тоғрилиқ гувалиқ беришкин!
「我的人民! 我對你做了什麼﹖我在什麼事上叫你討厭﹖請你答覆我!
4 Чүнки Мән сени Мисир зиминидин елип чиқардим, Сени қуллуқ маканидин һөрлүккә қутқуздум; Алдиңда йетәкләшкә Муса, Һарун вә Мәрйәмләрни әвәттим.
難道如果我由埃及地領了你上來,從奴隸之家贖了你回來,在你面前委派了梅瑟、亞郎和米黎盎﹖
5 И хәлқим, Пәрвәрдигарниң һәққанийлиқлирини билип йетишиңлар үчүн, Моаб падишаси Балакниң қандақ нийитиниң барлиғини, Беорниң оғли Балаамниң униңға қандақ җавап бәргәнлигини, Шиттимдин Гилгалғичә немә ишлар болғанлиғини һазир есиңларға кәлтүрүңлар.
我的人民,請你記憶摩阿布王巴拉圖圖謀過什麼事,貝敖爾的兒子巴郎答應了他什麼;再記憶從史廷到基耳加耳發生過什麼事,好使你明瞭上主的仁慈作為。」
6 — Мән әнди немини көтирип Пәрвәрдигар алдиға келимән? Немәм билән Һәммидин Алий Болғучи Худаниң алдида егилимән? Униң алдиға көйдүрмә қурбанлиқларни, Бир жиллиқ мозайларни елип келәмдим?
我要到上主那裏,叩拜至高者天主,應進獻什麼,應進獻全燔祭,還是應進獻一歲的牛犢﹖
7 Пәрвәрдигар миңлиған қочқарлардин, Түмәнлигән зәйтун мейи дәриялиридин һозур аламду? Итаәтсизлигим үчүн тунҗа баламни, Тенимниң пуштини җенимниң гунайиға атамдимән!?
上主豈喜悅萬千的公羊,或萬道河流的油﹖為了我的過犯,我應否獻上我的長子﹖為了我靈魂的罪惡,我應否獻上我親生的兒子﹖」
8 И инсан, У саңа немә ишниң яхши екәнлигини көрсәтти, Бәрһәқ, Пәрвәрдигар сәндин немә тәләп қилғанлиғини көрсәтти — Адаләтни жүргүзүш, Меһриванлиқни сөйүш, Сениң Худайиң билән биллә кәмтәрлик билән меңиштин башқа йәнә немә ишиң болсун?
人啊! 已通知了你,什麼是善,上主要求於你的是什麼:無非就是履行正義,愛好慈善,虛心與你的天主來往。
9 Пәрвәрдигарниң авази шәһәргә хитап қилип чақириду; (Пәм-даналиқ болса намиңға һөрмәт билән қарайду!) Әнди һөкүм палиқини вә уни Бекиткинини аңлаңлар: —
聽! 上主向城邑的呼聲:我必拯救敬畏我名的人。支派和城市的會眾,靜聽:
10 Рәзил адәмниң өйидә рәзилликтин алған байлиқлар йәнә бармиду? Кам өлчәйдиған жиркиничлик өлчәм йәнә бармиду?
我豈能忘掉惡人家中的不義之財,和那可詛咒的小「厄法」﹖
11 Адилсиз тараза билән, Бир халта сахта тараза ташлири билән пак болаламдим?
我豈能把用欺騙的天秤和囊中有假法碼的人視為清廉﹖
12 Чүнки шәһәрниң байлири зораванлиқ билән толған, Униң аһалиси ялған гәп қилиду, Уларниң ағзидики тили алдамчидур.
城中的富人充滿了強暴,其中的居民好說謊話,滿口欺詐;
13 Шуңа Мән сени уруп кесәл қилимән, Гуналириң түпәйлидин сени харабә қилимән.
因此,我才開始打擊你,為了你的罪惡使你荒涼。
14 Йәйсән, бирақ тоюнмайсән, Оттураңда ач-бошлуқ қалиду, Сән мүлкүңни елип йөткимәкчи болисән, Бирақ сақлалмайсән; Сақлап қалдурғиниң болсиму, уни қиличқа тапшуримән.
你要吃,卻吃不飽,腹中常感到空虛;你縱然能把寶藏搬走,卻不能保全;既使你能保全,我也必要付之刀劍。
15 Терийсән, бирақ һосул алмайсән; Зәйтунларни чәйләйсән, бирақ өзүңни мейини сүртүп мәсиһ қилалмайсән, Йеңи шарапни чәйләп чиқирисән, Бирақ шарап ичәлмәйсән.
你要播種,卻得不到收穫;你要榨橄欖油,卻得不到油抹身;你要榨葡萄酒,卻得不到酒喝。
16 Чүнки «Омриниң бәлгүлимилири»ни, «Аһабниң җәмәтидикиләр қилғанлири»ни тутисән; Сән уларниң несиһәтлиридә маңисән, Шуниң билән Мән сени харабә, Сәндә туруватқанларниң һәммиси исқиртиш объекти қилимән; Сән хәлқимдики шәрмәндичиликни көтирисән.
因為你遵守了敖默黎的法令,保存了阿哈布家的一切作風,遵循行了他們的主張;因此,我必要仗你荒涼,使你們你的居民成為笑柄;你必要承擔異民的侮辱。