< Микаһ 5 >
1 Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи; Чүнки бириси бизни муһасиригә алди; Улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду;
2 (Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған [шәһәр-йезилар] арисида интайин кичик болған болсаңму, Сәндин Мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду; Униң [һозурумдин] чиқишлири қедимдин, Йәни әзәлдин бар еди)
3 Шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә, У уларни [дүшмәнлиригә] ташлап қойиду; Шу чағда Униң қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду.
4 У болса Пәрвәрдигарниң күчи билән, Пәрвәрдигар Худасиниң наминиң һәйвитидә падисини беқишқа орнидин туриду; Шундақ қилип улар мәзмут туруп қалиду; Чүнки У шу чағда йәр йүзиниң қәрилиригичә улуқ дәп билиниду.
5 Вә бу адәм арам-хатирҗәмлигимиз болиду; Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Ордилиримизни дәссәп чәйлигәндә, Биз униңға қарши йәттә хәлиқ падичисини, Сәккиз қабилийәтлик йетәкчини чиқиримиз;
6 Улар Асурийә зиминини қилич билән, Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду; Вә Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Чегаримиз ичини чәйлигәндә, У адәм бизни униң қолидин қутқузиду.
7 Вә Яқупниң қалдиси нурғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду, Чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду; Булар инсан үчүн кечикмәйду, Адәм балилириниң [әҗрини] күтүп турмайду.
8 Яқупниң қалдиси әлләр арисида, Йәни нурғун хәлиқләр арисида ормандики һайванлар арисидики ширдәк болиду, Қой падилири арисидики асландәк болиду; Шир өткәндә уларниң арисидин, Һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду, Титма-тит қилип житиветиду.
9 Қолуң күшәндилириң үстигә көтирилиду, Барлиқ дүшмәнлириң үзүп ташлиниду.
10 Шу күнидә шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән, Җәң һарвулириңни һалак қилимән.
11 Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән, Барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән.
12 Сеһирләрни қолуңдин үзүп ташлаймән; Силәрдә палчилар болмайду.
13 Мән ойма мәбудлириңни, «Бут түврүк»лириңларни оттуруңдин үзүп ташлаймән; Сән өз қолуңниң ясиғиниға иккинчи баш урмайсән.
14 Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән, Вә шәһәрлириңни һалак қилимән;
15 Вә [Маңа] қулақ салмиған әлләрниң үстигә аччиқ вә дәрғәзәп билән интиқамни жүргүзимән.