< Микаһ 4 >

1 Бирақ ахирқи заманда, Пәрвәрдигарниң өйи җайлашқан тағ тағларниң беши болуп бекитилиду, Һәммә дөң-егизликтин үстүн қилинип көтирилиду; Барлиқ хәлиқләр униңға қарап еқип келишиду.
Biraⱪ ahirⱪi zamanda, Pǝrwǝrdigarning ɵyi jaylaxⱪan taƣ taƣlarning bexi bolup bekitilidu, Ⱨǝmmǝ dɵng-egizliktin üstün ⱪilinip kɵtürülidu; Barliⱪ hǝlⱪlǝr uningƣa ⱪarap eⱪip kelixidu.
2 Нурғун қовм-милләтләр чиқип бир-биригә: — «келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға, Яқупниң Худасиниң өйигә чиқип келәйли; У өз йоллиридин бизгә үгитиду, Вә биз униң излирида маңимиз» — дейишиду. Чүнки қанун-йолйоруқ Зиондин, Пәрвәрдигарниң сөз-калами Йерусалимдин чиқидиған болиду.
Nurƣun ⱪowm-millǝtlǝr qiⱪip bir-birigǝ: — «kelinglar, biz Pǝrwǝrdigarning teƣiƣa, Yaⱪupning Hudasining ɵyigǝ qiⱪip kelǝyli; U ɵz yolliridin bizgǝ ɵgitidu, Wǝ biz uning izlirida mangimiz» — deyixidu. Qünki ⱪanun-yolyoruⱪ Ziondin, Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalami Yerusalemdin qiⱪidiƣan bolidu.
3 У болса көп хәлиқ-милләтләр арисида һөкүм чиқириду, У күчлүк әлләр, жирақта турған әлләрниң һәқ-наһәқлиригә кесим қилиду; Буниң билән улар өз қиличлирини сапан чишлири, Нәйзилирини оғақ қилип соқушиду; Бир әл йәнә бир әлгә қилич көтәрмәйду, Улар һәм йәнә уруш қилишни үгәнмәйду;
U bolsa kɵp hǝlⱪ-millǝtlǝr arisida ⱨɵküm qiⱪiridu, U küqlük ǝllǝr, yiraⱪta turƣan ǝllǝrning ⱨǝⱪ-naⱨǝⱪlirigǝ kesim ⱪilidu; Buning bilǝn ular ɵz ⱪiliqlirini sapan qixliri, Nǝyzilirini orƣaⱪ ⱪilip soⱪuxidu; Bir ǝl yǝnǝ bir ǝlgǝ ⱪiliq kɵtürmǝydu, Ular ⱨǝm yǝnǝ urux ⱪilixni ɵgǝnmǝydu;
4 Бәлки уларниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғи астида олтириду, Вә һеч ким уларни қорқатмайду; Чүнки самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ ейтти.
Bǝlki ularning ⱨǝrbiri ɵz üzüm teli wǝ ɵz ǝnjür dǝrihi astida olturidu, Wǝ ⱨeqkim ularni ⱪorⱪatmaydu; Qünki samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Ɵz aƣzi bilǝn xundaⱪ eytti.
5 Барлиқ хәлиқләр өз «илаһ»иниң намида маңсиму, Бирақ биз Худайимиз Пәрвәрдигарниң намида әбәдил-әбәткичә маңимиз.
Barliⱪ hǝlⱪlǝr ɵz «ilaⱨ»ining namida mangsimu, Biraⱪ biz Hudayimiz Pǝrwǝrdigarning namida ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ mangimiz.
6 Шу күнидә, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән мәйип болғучиларни, Һайдиветилгәнләрни вә Өзүм азар бәргәнләрни жиғимән;
Xu künidǝ, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Mǝn meyip bolƣuqilarni, Ⱨǝydiwetilgǝnlǝrni wǝ Ɵzüm azar bǝrgǝnlǝrni yiƣimǝn;
7 Вә мәйип болғучини бир «қалди», Һайдиветилгәнни күчлүк бир әл қилимән; Шуниң билән Пәрвәрдигар Зион теғида улар үстидин һөкүм сүриду, Шу күндин башлап мәңгүгичә.
Wǝ meyip bolƣuqini bir «ⱪaldi», Ⱨǝydiwetilgǝnni küqlük bir ǝl ⱪilimǝn; Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar Zion teƣida ular üstidin ⱨɵküm süridu, Xu kündin baxlap mǝnggügiqǝ.
8 Вә сән, и падини күзәткүчи мунар, — Зион қизиниң егизлиги, [падишалиқ] саңа келиду: — — Бәрһәқ, саңа әслидики һоқуқ-һөкүмранлиқ келиду; Падишаһлиқ Йерусалим қизиға келиду.
Wǝ sǝn, i padini kɵzǝtküqi munar, — Zion ⱪizining egizliki, [padixaⱨliⱪ] sanga kelidu: — — Bǝrⱨǝⱪ, sanga ǝslidiki ⱨoⱪuⱪ-ⱨɵkümranliⱪ kelidu; Padixaⱨliⱪ Yerusalem ⱪiziƣa kelidu.
9 Әнди сән һазир немишкә нида қилип налә көтирисән? Сәндә падиша йоқмиди? Сениң мушавириңму һалак болғанмиди, Аялни толғақ тутқандәк азаплар сени тутувалғанмиди?
Əmdi sǝn ⱨazir nemixⱪa nida ⱪilip nalǝ kɵtürisǝn? Sǝndǝ padixaⱨ yoⱪmidi? Sening muxawiringmu ⱨalak bolƣanmidi, Ayalni tolƣaⱪ tutⱪandǝk azablar seni tutuwalƣanmidi?
10 Азапқа чүш, толғақ тутқан аялдәк туғушқа толғинип тиришқин, и Зион қизи; Чүнки сән һазир шәһәрдин чиқисән, Һазир далада турисән, Сән һәтта Бабилғиму чиқисән. Сән әшу йәрдә қутқузулисән; Әшу йәрдә Пәрвәрдигар саңа һәмҗәмәт болуп дүшмәнлириңдин қутқузиду.
Azabⱪa qüx, tolƣaⱪ tutⱪan ayaldǝk tuƣuxⱪa tolƣinip tirixⱪin, i Zion ⱪizi; Qünki sǝn ⱨazir xǝⱨǝrdin qiⱪisǝn, Ⱨazir dalada turisǝn, Sǝn ⱨǝtta Babilƣimu qiⱪisǝn. Sǝn axu yǝrdǝ ⱪutⱪuzulisǝn; Axu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigar sanga ⱨǝmjǝmǝt bolup düxmǝnliringdin ⱪutⱪuzidu.
11 Вә һазир нурғун әлләр: — «У аяқ асти қилинип булғансун! Көзимиз Зионниң [изасини] көрсүн!» — дәп саңа қарши җәң қилишқа жиғилиду;
Wǝ ⱨazir nurƣun ǝllǝr: — «U ayaƣ asti ⱪilinip bulƣansun! Kɵzimiz Zionning [izasini] kɵrsün!» — dǝp sanga ⱪarxi jǝng ⱪilixⱪa yiƣilidu;
12 Бирақ улар Пәрвәрдигарниң ойлирини билмәйду, Униң нишанини чүшәнмәйду; Чүнки өнчиләрни хаманға жиққандәк У уларни жиғип қойди.
Biraⱪ ular Pǝrwǝrdigarning oylirini bilmǝydu, Uning nixanini qüxǝnmǝydu; Qünki ɵnqilǝrni hamanƣa yiƣⱪandǝk U ularni yiƣip ⱪoydi.
13 Орнуңдин туруп хаманни тәп, и Зион қизи, Чүнки Мән мүңгүзүңни төмүр, туяқлириңни мис қилимән; Нурғун әлләрни соқуп парә-парә қиливетисән; Мән уларниң ғәнимитини Пәрвәрдигарға, Уларниң мал-дуниялирини пүткүл йәр-зимин Егисигә беғишлаймән.
Ornungdin turup hamanni tǝp, i Zion ⱪizi, Qünki Mǝn münggüzüngni tɵmür, tuyaⱪliringni mis ⱪilimǝn; Nurƣun ǝllǝrni soⱪup parǝ-parǝ ⱪiliwetisǝn; Mǝn ularning ƣǝnimitini Pǝrwǝrdigarƣa, Ularning mal-dunyalirini pütkül yǝr-zemin Igisigǝ beƣixlaymǝn.

< Микаһ 4 >