< Микаһ 3 >
1 Мән мундақ дедим: «Аңлаңлар, и Яқупниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! Адил һөкүмни билиш силәргә хас әмәсму?
Mǝn mundaⱪ dedim: «Anglanglar, i Yaⱪupning ⱨakimliri, Israil jǝmǝtining ǝmirliri! Adil ⱨɵkümni bilix silǝrgǝ has ǝmǝsmu?
2 И яхшилиқни өч көргүчи, Яманлиқни яхши көргүчиләр — Силәр Өз хәлқимдин терисини, Устиханлиридин гөшини юлидиған, Уларниң гөшини йәйдиған, Териси союлғичә үстидин савайдиған, Устиханлирини чақидиған, Уларни қазанға тәйярлиғандәк, Даш қазандики гөшни тоғриғандәк тоғрайсиләр!
I yahxiliⱪni ɵq kɵrgüqi, Yamanliⱪni yahxi kɵrgüqilǝr — Silǝr Ɵz hǝlⱪimdin terisini, Ustihanliridin gɵxini yulidiƣan, Ularning gɵxini yǝydiƣan, Terisi soyulƣuqǝ üstidin sawaydiƣan, Ustihanlirini qaⱪidiƣan, Ularni ⱪazanƣa tǝyyarliƣandǝk, Daxⱪazandiki gɵxni toƣriƣandǝk toƣraysilǝr!
4 Буниңдин кейин улар Пәрвәрдигарға нида қилиду, Бирақ У уларни аңлимайду; Уларниң қилмишлиридики һәр түрлүк қәбиһлиги үчүн, У чағда У йүзини улардин қачуруп йошуриду!».
Buningdin keyin ular Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪilidu, Biraⱪ U ularni anglimaydu; Ularning ⱪilmixliridiki ⱨǝr türlük ⱪǝbiⱨliki üqün, U qaƣda U yüzini ulardin ⱪaqurup yoxuridu!».
5 Пәрвәрдигар Өз хәлқини аздурғучи пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: — (Улар чишлири билән чишләйду, «Аман-течлиқ!» дәп вақирайду, Кимәрким уларниң гелини майлимиса, Шуларға қарши уруш һазирлайду!)
Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪini azdurƣuqi pǝyƣǝmbǝrlǝr toƣruluⱪ mundaⱪ dǝydu: — (Ular qixliri bilǝn qixlǝydu, «Aman-tinqliⱪ!» dǝp warⱪiraydu, Kimǝrkim ularning gelini maylimisa, Xularƣa ⱪarxi urux ⱨazirlaydu!)
6 — Шуңа силәрни «аламәт көрүнүш»ни көрмәйдиған бир кечә, Пал салғили болмайдиған қараңғулуқ басиду; Пәйғәмбәрләр үчүн қуяш патиду, Күн улар үстидә қара болиду;
— Xunga silǝrni «alamǝt kɵrünüx»ni kɵrmǝydiƣan bir keqǝ, Pal salƣili bolmaydiƣan ⱪarangƣuluⱪ basidu; Pǝyƣǝmbǝrlǝr üqün ⱪuyax patidu, Kün ular üstidǝ ⱪara bolidu;
7 «Аламәт көрүнүшни көргүчиләр» шәрмәндә болиду, Палчилар йәргә қаритилиду; Уларниң һәммиси калпуклирини тосуп жүриду; Чүнки Худадин һеч җавап кәлмәйду.
«Alamǝt kɵrünüxni kɵrgüqilǝr» xǝrmǝndǝ bolidu, Palqilar yǝrgǝ ⱪaritilidu; Ularning ⱨǝmmisi kalpuklirini tosup yüridu; Qünki Hudadin ⱨeq jawab kǝlmǝydu.
8 Бирақ мән бәрһәқ Пәрвәрдигарниң Роһидин күчкә толғанмән, Яқупқа өзиниң итаәтсизлигини, Исраилға униң гунайини җакалаш үчүн, Тоғра һөкүмләргә һәм қудрәткә толғанмән.
Biraⱪ mǝn bǝrⱨǝⱪ Pǝrwǝrdigarning Roⱨidin küqkǝ tolƣanmǝn, Yaⱪupⱪa ɵzining itaǝtsizlikini, Israilƣa uning gunaⱨini jakarlax üqün, Toƣra ⱨɵkümlǝrgǝ ⱨǝm ⱪudrǝtkǝ tolƣanmǝn.
9 Буни аңлаңлар, өтүнимән, и Яқуп җәмәтиниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! Адил һөкүмгә өч болғанлар, Барлиқ адаләтни бурмилайдиғанлар,
Buni anglanglar, ɵtünimǝn, i Yaⱪup jǝmǝtining ⱨakimliri, Israil jǝmǝtining ǝmirliri! Adil ⱨɵkümgǝ ɵq bolƣanlar, Barliⱪ adalǝtni burmilaydiƣanlar,
10 Зионни қан төкүш билән, Йерусалимни һәққанийәтсизлик билән қуридиғанлар!
Zionni ⱪan tɵküx bilǝn, Yerusalemni ⱨǝⱪⱪaniyǝtsizlik bilǝn ⱪuridiƣanlar!
11 [Зионниң] һакимлири парилар үчүн һөкүм чиқириду, Каһинлар «иш һәққи» үчүн тәлим бериду; «Пәйғәмбәрләр» пул үчүн палчилиқ қилиду; Бирақ улар «Пәрвәрдигарға тайинар»миш техи, Вә: — «Пәрвәрдигар аримизда әмәсму? Бизгә һеч яманлиқ чүшмәйду» — дейишиду.
[Zionning] ⱨakimliri parilar üqün ⱨɵküm qiⱪiridu, Kaⱨinlar «ix ⱨǝⱪⱪi» üqün tǝlim beridu; «Pǝyƣǝmbǝrlǝr» pul üqün palqiliⱪ ⱪilidu; Biraⱪ ular «Pǝrwǝrdigarƣa tayinar»mix tehi, Wǝ: — «Pǝrwǝrdigar arimizda ǝmǝsmu? Bizgǝ ⱨeq yamanliⱪ qüxmǝydu» — deyixidu.
12 Шуңа силәрниң вәҗәңлардин Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду, «Өй җайлашқан тағ» болса орманлиқниң оттурисидики жуқури җайлардәкла болиду, халас.
Xunga silǝrning wǝjǝnglardin Zion teƣi etizdǝk aƣdurulidu, Yerusalem dɵng-tɵpilik bolup ⱪalidu, «Ɵy jaylaxⱪan taƣ» bolsa ormanliⱪning otturisidiki yuⱪiri jaylardǝkla bolidu, halas.