< Микаһ 2 >
1 Орнида йетип қәбиһликни ойлайдиғанларға вә яманлиқ әйлигүчиләргә вай! Пәқәт уларниң қолидин кәлсила, улар таң етиши биләнла уни ада қилиду;
2 Уларниң ачкөз көзи етизларға чүшсила, улар зораванлиқ қилип буливалиду; Өйләргиму қизиқипла қалса, буларниму елип кетиду; Улар батур кишиниму җәмәти билән булайду, Адәмни өз мираслири билән қошуп чаңгилиға киргүзивалиду.
3 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу аилигә қарап, боюнлириңлардин чиқиралмайдиған яман бир [боюнтурурқни] ойлап тәйярливатимән; Силәр әнди гидийип маңмайсиләр; Чүнки шу күнләр яман күнләр болиду.
4 Шу күни улар силәр тоғраңларда тәмсилни тилға елип, Ечинишлиқ бир зар билән зарлайду: — «Биз пүтүнләй булаң-талаң қилиндуқ!; У хәлқимниң несивисини башқиларға бөлүвәтти; Уни мәндин шунчә дәһшәтлик мәһрум қилди! У етизлиримизни мунапиққа тәқсим қилип бәрди!
5 Шуңа Пәрвәрдигарниң җамаити арисидин, Силәрдә чәк ташлап зимин үстигә тана тартип несивә бөлгүчидин бирисиму қалмайду.
6 Улар: «бешарәт бәрмәңлар!» — дәп бешарәт бериду! Әгәр [пәйғәмбәрләр] бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмисә, әнди бу ар-номус биздин һәргиз кәтмәйду!
7 И Яқуп җәмәти, «Пәрвәрдигарниң Роһи сәвир-тақәтсизму? Бу ишлар раст Униң қилғанлириму?» — дегили боламду? Мениң сөзлирим дурус маңғучиға яхшилиқ кәлтүрмәмду?
8 Бирақ түнүгүнла Мениң хәлқим һәтта дүшмәндәк орнидин қозғалди; Силәр хатирҗәмликтә йолдин өтүп кетиватқанларниң тонини ич кийимлири билән салдурувалисиләрки, Уларни худди уруштин қайтқанлардәк [кийимсиз] қалдурисиләр.
9 Хәлқим арисидики аялларни өзлириниң иллиқ өйлиридин қоғлайсиләр; Уларниң яш балилирини силәр Мениң гөзәл гөһиримдин мәңгүгә мәһрум қилисиләр.
10 Орнуңлардин туруп нери кетиңлар; Чүнки һалакәтни, Йәни азаплиқ бир һалакәтни кәлтүридиған напаклиқ түпәйлидин, Бу йәр силәргә тәвә арамгаһ болмайду.
11 Әгәр беһудиликтә, ялғанчилиқта жүргән бириси ялған гәп қилип: — «Мән шарап вә һараққа тайинип силәргә бешарәт беримән» — десә, Мана, у шу хәлиққә пәйғәмбәр болуп қалиду!
12 Мән чоқум сени бир пүтүн қилип уюштуримән, и Яқуп; Мән чоқум Исраилниң қалдисини жиғимән; Мән уларни Бозраһдики қойлардәк, Өз яйлиғида жиғилған бир падидәк җәм қилимән; Улар адиминиң көплүгидин вараң-чуруңлуққа толиду.
13 Бир «бөсүп өткүчи» уларниң алдиға чиқип маңиду; Улар бөсүп чиқип, қовуққа йетип берип, униңдин чиқти; Улар бөсүп чиқти, Йәни қовуққа йетип берип, униңдин чиқти; Уларниң Падишаси уларниң алдида, Пәрвәрдигар уларниң алдиға өтүп маңиду.