< Матта 9 >
1 Шуниң билән у кемигә чүшүп деңиздин өтүп, өзи турған шәһәргә қайтип кәлди.
Xuning bilǝn u kemigǝ qüxüp dengizdin ɵtüp, ɵzi turƣan xǝⱨǝrgǝ ⱪaytip kǝldi.
2 Вә мана, кишиләр зәмбилгә ятқузулған бир паләчни униң алдиға елип кәлди. Әйса уларниң ишәшини көрүп һелиқи паләчкә: — Оғлум, жүрәклик бол, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
Wǝ mana, kixilǝr zǝmbilgǝ yatⱪuzulƣan bir palǝqni uning aldiƣa elip kǝldi. Əysa ularning ixǝnqini kɵrüp ⱨeliⱪi palǝqkǝ: — Oƣlum, yürǝklik bol, gunaⱨliring kǝqürüm ⱪilindi, — dedi.
3 Андин мана, Тәврат устазлиридин бәзилири көңлидә: «Бу адәм күпүрлүк қиливатиду!» дәп ойлиди.
Andin mana, Tǝwrat ustazliridin bǝziliri kɵnglidǝ: «Bu adǝm kupurluⱪ ⱪiliwatidu!» dǝp oylidi.
4 Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән Әйса уларға: — Немә үчүн көңлүңларда рәзил ойларда болисиләр?
Ularning kɵnglidǝ nemǝ oylawatⱪanliⱪini bilgǝn Əysa ularƣa: — Nemǝ üqün kɵnglünglarda rǝzil oylarda bolisilǝr?
5 «Гуналириң кәчүрүм қилинди» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? — деди вә йәнә уларға: —
«Gunaⱨliring kǝqürüm ⱪilindi» deyix asanmu yaki «Ornungdin tur, mang!» deyixmu? — dedi wǝ yǝnǝ ularƣa: —
6 Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — у паләч кесәлгә: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт, — деди.
Əmma ⱨazir silǝrning Insan’oƣlining yǝr yüzidǝ gunaⱨlarni kǝqürüm ⱪilix ⱨoⱪuⱪiƣa igǝ ikǝnlikini bilixinglar üqün, — u palǝq kesǝlgǝ: — Ornungdin tur, orun-kɵrpǝngni yiƣixturup ɵyünggǝ ⱪayt, — dedi.
7 Һелиқи адәм орнидин туруп өйигә қайтти.
Ⱨeliⱪi adǝm ornidin turup ɵyigǝ ⱪaytti.
8 Буни көргән топ-топ адәмләр қорқушуп, инсанларға бундақ һоқуқни бәргән Худани улуқлашти.
Buni kɵrgǝn top-top adǝmlǝr ⱪorⱪuxup, insanlarƣa bundaⱪ ⱨoⱪuⱪni bǝrgǝn Hudani uluƣlaxti.
9 Әйса у йәрдин чиқип алдиға кетиветип, баҗ жиғидиған орунда олтарған, Матта исимлиқ бир [баҗгирни] көрди. У униңға: — Маңа әгәшкин! — деди. Вә Матта орнидин туруп, униңға әгәшти.
Əysa u yǝrdin qiⱪip aldiƣa ketiwetip, baj yiƣidiƣan orunda olturƣan, Matta isimlik bir [bajgirni] kɵrdi. U uningƣa: — Manga ǝgǝxkin! — dedi. Wǝ Matta ornidin turup, uningƣa ǝgǝxti.
10 Вә шундақ болдики, Әйса [Маттаниң] өйидә меһман болуп дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарларму кирип, Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди.
Wǝ xundaⱪ boldiki, Əysa [Mattaning] ɵyidǝ meⱨman bolup dastihanda olturƣanda, nurƣun bajgirlar wǝ gunaⱨkarlarmu kirip, Əysa wǝ uning muhlisliri bilǝn ⱨǝmdastihan boldi.
11 Буни көргән Пәрисийләр униң мухлислириға: — Устазиңлар немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — деди.
Buni kɵrgǝn Pǝrisiylǝr uning muhlisliriƣa: — Ustazinglar nemixⱪa bajgir wǝ gunaⱨkarlar bilǝn bir dastihanda yǝp-iqip olturidu?! — dedi.
12 Бу гәпни аңлиған Әйса: — Сағлам адәмләр әмәс, бәлки бемарлар тевипқа муһтаҗдур.
Bu gǝpni angliƣan Əysa: — Saƣlam adǝmlǝr ǝmǝs, bǝlki bimarlar tewipⱪa moⱨtajdur.
13 Силәр берип [муқәддәс язмилардики]: «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» дейилгән шу сөзниң мәнасини үгиниңлар; чүнки мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, деди.
Silǝr berip [muⱪǝddǝs yazmilardiki]: «Izdǝydiƣinim ⱪurbanliⱪlar ǝmǝs, bǝlki rǝⱨim-xǝpⱪǝt» deyilgǝn xu sɵzning mǝnisini ɵgininglar; qünki mǝn ⱨǝⱪⱪaniylarni ǝmǝs, bǝlki gunaⱨkarlarni qaⱪirƣili kǝldim, dedi.
14 Шу вақитларда, Йәһя [пәйғәмбәрниң] мухлислири Әйсаниң йениға келип униңға: — Немишкә биз вә Пәрисийләр пат-пат роза тутимиз, лекин сизниң мухлислириңиз тутмайду? — дәп сорашти.
Xu waⱪitlarda, Yǝⱨya [pǝyƣǝmbǝrning] muhlisliri Əysaning yeniƣa kelip uningƣa: — Nemixⱪa biz wǝ Pǝrisiylǝr pat-pat roza tutimiz, lekin sizning muhlisliringiz tutmaydu? — dǝp soraxti.
15 Әйса җававән: — Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтуған чағда, той меһманлири һаза тутуп олтарса қандақ болиду!? Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.
Əysa jawabǝn: — Toyi boluwatⱪan yigit tehi toyda ⱨǝmdastihan oltuƣan qaƣda, toy meⱨmanliri ⱨaza tutup oltursa ⱪandaⱪ bolidu!? Əmma xu künlǝr keliduki, yigit ulardin elip ketilidu, ular xu kündǝ roza tutidu.
16 Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ [киришип], кийимни тартип житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду.
Ⱨeqkim kona kɵnglǝkkǝ yengi rǝhttin yamaⱪ salmaydu. Undaⱪ ⱪilsa, yengi yamaⱪ [kirixip], kiyimni tartip yirtiwetidu. Nǝtijidǝ, yirtiⱪ tehimu yoƣinap ketidu.
17 Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, [шарапниң ечиши билән] тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн кишиләр йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилайду; шундақ қилғанда, һәр иккилиси сақлинип қалиду.
Xuningdǝk, ⱨeqkim yengi xarabni kona tulumlarƣa ⱪaqilimaydu. Əgǝr undaⱪ ⱪilsa, [xarabning eqixi bilǝn] tulumlar yerilip ketidu-dǝ, xarabmu tɵkülüp ketidu ⱨǝm tulumlarmu kardin qiⱪidu. Xuning üqün kixilǝr yengi xarabni yengi tulumlarƣa ⱪaqilaydu; xundaⱪ ⱪilƣanda, ⱨǝr ikkilisi saⱪlinip ⱪalidu.
18 У [Йәһяниң мухлислириға] бу сөзләрни қиливатқан вақтида, мана бир һөкүмдар келип, униң алдиға баш уруп: — Мениң қизим һазирла өлүп кәтти; амма сиз берип униңға қолиңизни тәккүзүп қойсиңиз, у тирилиду, деди.
U [Yǝⱨyaning muhlisliriƣa] bu sɵzlǝrni ⱪiliwatⱪan waⱪtida, mana bir ⱨɵkümdar kelip, uning aldiƣa bax urup: — Mening ⱪizim ⱨazirla ɵlüp kǝtti; ǝmma siz berip uningƣa ⱪolingizni tǝgküzüp ⱪoysingiz, u tirilidu, dedi.
19 Әйса орнидин туруп, мухлислири билән биллә униң кәйнидин маңди.
Əysa ornidin turup, muhlisliri bilǝn billǝ uning kǝynidin mangdi.
20 Вә мана, йолда хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял Әйсаниң арқисидин келип, униң тониниң пешини силиди.
Wǝ mana, yolda hun tǝwrǝx kesiligǝ giriptar bolƣiniƣa on ikki yil bolƣan bir ayal Əysaning arⱪisidin kelip, uning tonining pexini silidi.
21 Чүнки у ичидә «Униң тонини силисамла, чоқум сақийип кетимән» дәп ойлиған еди.
Qünki u iqidǝ «Uning tonini silisamla, qoⱪum saⱪiyip ketimǝn» dǝp oyliƣanidi.
22 Амма Әйса кәйнигә бурулуп, уни көрүп: — Қизим, жүрәклик бол, ишәшиң сени сақайтти! деди. Шуниң билән у аял шу сааттә сақайди.
Əmma Əysa kǝynigǝ burulup, uni kɵrüp: — Ⱪizim, yürǝklik bol, ixǝnqing seni saⱪaytti! dedi. Xuning bilǝn u ayal xu saǝttǝ saⱪaydi.
23 Әнди Әйса һелиқи һөкүмдарниң өйигә киргәндә, нәй челиватқан вә һаза тутуп вайсаватқан кишиләр топини көрүп,
Əmdi Əysa ⱨeliⱪi ⱨɵkümdarning ɵyigǝ kirgǝndǝ, nǝy qeliwatⱪan wǝ ⱨaza tutup waysawatⱪan kixilǝr topini kɵrüp,
24 уларға: — Чиқип кетиңлар, бу қиз өлмиди, бәлки ухлаватиду, деди. [Шуни аңлап] көпчилик уни мәсқирә қилди.
ularƣa: — Qiⱪip ketinglar, bu ⱪiz ɵlmidi, bǝlki uhlawatidu, dedi. [Xuni anglap] kɵpqilik uni mǝshirǝ ⱪildi.
25 Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, у қизниң йениға кирип, униң қолини тутивиди, қиз орнидин турди.
Kixilǝr qiⱪiriwetilgǝndin keyin, u ⱪizning yeniƣa kirip, uning ⱪolini tutiwidi, ⱪiz ornidin turdi.
26 Бу тоғрисидики хәвәр пүтүн жутта пур кәтти.
Bu toƣrisidiki hǝwǝr pütün yurtta pur kǝtti.
27 Әйса у йәрдин чиққанда, икки қариғу униң кәйнидин келип: — И Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп нида қилишти.
Əysa u yǝrdin qiⱪⱪanda, ikki ⱪariƣu uning kǝynidin kelip: — I Dawutning oƣli, bizgǝ rǝⱨim ⱪilƣaysiz! — dǝp nida ⱪilixti.
28 У өйгә киргәндин кейин, шу икки қариғу униң алдиға кәлди. Әйса улардин: — Силәр мениң бу ишқа қадир екәнлигимгә ишинәмсиләр? — дәп сориди. — И Рәббим, ишинимиз, — дәп җавап бәрди улар.
U ɵygǝ kirgǝndin keyin, xu ikki ⱪariƣu uning aldiƣa kǝldi. Əysa ulardin: — Silǝr mening bu ixⱪa ⱪadir ikǝnlikimgǝ ixinǝmsilǝr? — dǝp soridi. — I Rǝbbim, ixinimiz, — dǝp jawab bǝrdi ular.
29 У қолини уларниң көзлиригә тәккүзүп туруп: — Ишәшиңлар бойичә болсун! девиди,
U ⱪolini ularning kɵzlirigǝ tǝgküzüp turup: — Ixǝnqinglar boyiqǝ bolsun! dewidi,
30 Уларниң көзлири ечилди. Әйса уларға: Бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар! дәп қаттиқ тапилиди.
Ularning kɵzliri eqildi. Əysa ularƣa: Bu ixni ⱨeqkimgǝ eytmanglar! dǝp ⱪattiⱪ tapilidi.
31 Лекин улар у йәрдин чиқипла, униң нам-шөһритини пүткүл жутқа йейивәтти.
Lekin ular u yǝrdin qiⱪipla, uning nam-xɵⱨritini pütkül yurtⱪa yeyiwǝtti.
32 Улар чиқип кетиватқанда, кишиләр җин чаплашқан бир гачини униң алдиға елип кәлди.
Ular qiⱪip ketiwatⱪanda, kixilǝr jin qaplaxⱪan bir gaqini uning aldiƣa elip kǝldi.
33 Униңға чаплашқан җинниң һайдилиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди. Халайиқ интайин һәйрануһәс болуп: — Бундақ иш Исраилда зади көрүлүп бақмиған, — дейишти.
Uningƣa qaplaxⱪan jinning ⱨǝydilixi bilǝnla, ⱨeliⱪi adǝm zuwanƣa kǝldi. Halayiⱪ intayin ⱨǝyranuⱨǝs bolup: — Bundaⱪ ix Israilda zadi kɵrülüp baⱪmiƣan, — deyixti.
34 Лекин Пәрисийләр: — У җинларни җинларниң әмригә тайинип қоғлайдикән, дейишти.
Lekin Pǝrisiylǝr: — U jinlarni jinlarning ǝmirigǝ tayinip ⱪoƣlaydikǝn, deyixti.
35 Вә Әйса барлиқ шәһәр вә йеза-қишлақларни кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, әрш падишалиғидики хуш хәвәрни җакалиди вә һәр хил кесәлләрни вә һәр хил мәйип-аҗизларни сақайтти.
Wǝ Əysa barliⱪ xǝⱨǝr wǝ yeza-ⱪixlaⱪlarni kezip, ularning sinagoglirida tǝlim berip, ǝrx padixaⱨliⱪidiki hux hǝwǝrni jakarlidi wǝ ⱨǝrhil kesǝllǝrni wǝ ⱨǝrhil meyip-ajizlarni saⱪaytti.
36 Лекин у топ-топ адәмләрни көрүп уларға ич ағритти, чүнки улар харлинип падичисиз қой падилиридәк панаһсиз еди.
Lekin u top-top adǝmlǝrni kɵrüp ularƣa iq aƣritti, qünki ular harlinip padiqisiz ⱪoy padiliridǝk panaⱨsiz idi.
37 Шуниң билән у мухлислириға: — Һосул дәрвәқә көп екән, бирақ [һосул елиш үчүн] ишләйдиғанлар аз екән.
Xuning bilǝn u muhlisliriƣa: — Ⱨosul dǝrwǝⱪǝ kɵp ikǝn, biraⱪ [ⱨosul elix üqün] ixlǝydiƣanlar az ikǝn.
38 Шуңа һосулниң Егисидин, Өз һосулиңни жиғивелишқа ишләмчиләрни җиддий әвәткәйсән, дәп тиләңлар, — деди.
Xunga ⱨosulning Igisidin, Ɵz ⱨosulingni yiƣiwelixⱪa ixlǝmqilǝrni jiddiy ǝwǝtkǝysǝn, dǝp tilǝnglar, — dedi.