< Матта 8 >
1 У тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди.
When Jesus came down from the mountain, large crowds followed him.
2 Вә мана, мохо кесили бар болған бир киши униң алдиға келип, бешини йәргә уруп тизлинип: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — деди.
And behold, a leper came and bowed down before him, saying, “Lord, if yoʋ are willing, yoʋ can make me clean.”
3 Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили шуан пак болуп сақайди.
So Jesus stretched out his hand and touched him, saying, “I am willing; be made clean.” Immediately his leprosy was cleansed.
4 Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин, — деди.
Then Jesus said to him, “Be sure not to tell anyone about this, but go show yoʋrself to the priest, and offer the gift that Moses commanded, as a testimony to them.”
5 У Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, [римлиқ] бир йүз беши униң алдиға келип, униңдин йелинип:
When Jesus entered Capernaum, a centurion came to him and pleaded with him,
6 — Тәхсир, чакирим паләч болуп қелип, бәк азаплинип өйдә ятиду, — деди.
saying, “Lord, my servant is lying paralyzed at home, suffering terribly.”
7 Мән берип уни сақайтип қояй, — деди Әйса.
Jesus said to him, “I will come and heal him.”
8 Йүз беши җававән: — Тәхсир, торусумниң астиға киришиңизгә лайиқ әмәсмән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду.
But the centurion replied, “Lord, I am not worthy to have yoʋ enter under my roof, but just say the word, and my servant will be healed.
9 Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, мениң қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду. Қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.
For I too am a man under authority, with soldiers under me. I say to this one, ‘Go,’ and he goes; and to another, ‘Come,’ and he comes; and to my servant, ‘Do this,’ and he does it.”
10 Әйса бу гәпләрни аңлап, һәйран болди. Өзи биллә кәлгәнләргә: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бундақ ишәшни һәтта Исраиллар арисидиму тапалмиған едим.
When Jesus heard this, he was amazed and said to those who were following him, “Truly I say to you, not even in Israel have I found such great faith.
11 Силәргә шуни ейтайки, нурғун кишиләр күнчиқиш вә күнпетиштин келип, әрш падишалиғида Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду.
I tell you that many will come from east and west, and recline with Abraham, Isaac, and Jacob at the banquet table in the kingdom of heaven,
12 Лекин бу падишалиқниң өз пәрзәнтлири болса, сиртта қараңғулуққа ташлинип, у йәрдә жиға-зерәлар көтириду, чишлирини ғучурлитиду, — деди.
but the sons of the kingdom will be cast into the outer darkness; in that place there will be weeping and gnashing of teeth.”
13 Андин, Әйса йүз бешиға: — Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк сән үчүн шундақ қилиниду, деди. Һелиқи чакарниң кесили шу пәйттә сақайтилди.
Then Jesus said to the centurion, “Go; it will be done for you just as yoʋ have believed.” And his servant was healed in that hour.
14 Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинанисиниң қизип орун тутуп йетип қалғинини көрди.
When Jesus came into Peter's house, he saw Peter's mother-in-law lying in bed with a fever.
15 У униң қолини тутивиди, униң қизитмиси янди. [Аял] дәрһал орнидин туруп, Әйсани күтүшкә башлиди.
So he touched her hand, and the fever left her. Then she rose and began to serve him.
16 Кәч киргәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни униң алдиға елип келишти. У бир еғиз сөз биләнла җинларни һайдивәтти вә барлиқ кесәлләрни сақайтти.
When evening came, many who were possessed by demons were brought to him, and he cast out the spirits with a word and healed all who were sick.
17 Буниң билән, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән: «У өзи ағриқ-силақлиримизни көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди» дегән сөз әмәлгә ашурулди.
This was to fulfill what had been spoken by the prophet Isaiah: “He took our infirmities and bore our diseases.”
18 Әйса өзини оривалған топ-топ кишиләрни көрүп, [мухлислириға] деңизниң у қетиға өтүп кетишни әмир қилди.
When Jesus saw the large crowds around him, he gave orders to depart to the other side of the sea.
19 Шу чағда, Тәврат устазлиридин бири келип, униңға: — Устаз, сән қәйәргә барсаң, мәнму саңа әгишип шу йәргә баримән, — деди.
Then a scribe came up and said to him, “Teacher, I will follow yoʋ wherever yoʋ go.”
20 Әйса униңға: — Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар; бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
Jesus said to him, “Foxes have holes, and the birds of the sky have nests, but the Son of Man has nowhere to lay his head.”
21 Мухлислиридин йәнә бири униңға: — Рәб, мениң авал берип атамни йәрликкә қоюшумға иҗазәт бәргәйсән, — деди.
Then another of his disciples said to him, “Lord, let me first go and bury my father.”
22 Бирақ Әйса униңға: — Маңа әгәшкин, вә өлүкләр өз өлүклирини йәрликкә қойсун, — деди.
But Jesus said to him, “Follow me, and let the dead bury their own dead.”
23 У кемигә чүшти, мухлислириму чүшүп биллә маңди.
Then he got into the boat, and his disciples followed him.
24 Вә мана, деңиз үстидә қаттиқ боран чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемидин һалқип кемини ғәриқ қиливетәй дәп қалди. Лекин у ухлавататти.
And behold, a great storm arose on the sea, so that the boat was being swamped by the waves. But Jesus was asleep.
25 Мухлислар келип уни ойғитип: — И устаз, бизни қутулдурғайсән! Биз һалакәт алдида туримиз — деди.
So the disciples came to him and woke him, saying, “Lord, save us! We are perishing!”
26 — Немишкә қорқисиләр, и ишәши аҗизлар! — деди у вә орнидин туруп, боран-чапқунға вә деңизға тәнбиһ беривиди, һәммиси бирдинла тиничланди.
But he said to them, “Why are you afraid, O you of little faith?” Then he rose and rebuked the winds and the sea, and there was a great calm.
27 Мухлислар интайин һәйран болуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ адәмду? Һәтта боран-чапқунлар вә деңизму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти.
And the men were amazed, saying, “What kind of man is this, that even the winds and the sea obey him?”
28 Әйса деңизниң у қетидики Гадаралиқларниң жутиға барғинида, җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди. Улар шунчә вәһший едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалмайтти.
When Jesus came to the other side of the sea, to the region of the Gergesenes, he was met by two demon-possessed men who had come out of the tombs. They were so fierce that no one could pass by that way.
29 Уни көргәндә улар: — И Худаниң Оғли, сениң биз билән немә кариң! Сән вақит-саити кәлмәйла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп товлиди.
And behold, they cried out, “What do yoʋ have to do with us, Jesus, Son of God? Have yoʋ come here to torment us before the appointed time?”
30 Шу йәрдин хелә жирақта чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти.
Now at a distance from them there was a herd of many pigs feeding.
31 Җинлар әнди униңға: — Әгәр сән бизни қоғливәтмәкчи болсаң, бизни тоңғуз падиси ичигә киргүзүвәткәйсән, — дәп ялвурушти.
So the demons begged Jesus, “If yoʋ cast us out, let us go into the herd of pigs.”
32 У уларға: — Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә киривалди. Мана, пүткүл тоңғуз падиси тик ярдин етилип чүшүп, суларда ғәриқ болди.
He said to them, “Go.” So they came out and went into the herd of pigs, and behold, the whole herd of pigs rushed down the steep bank into the sea and died in the water.
33 Лекин тоңғуз баққучилар бәдәр қечип, шәһәргә кирип, бу ишниң баш-ахирини, җүмлидин җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа ейтип беришти.
Those who had been feeding the pigs then ran off, went into the city, and reported everything, including what had happened to the demon-possessed men.
34 Вә мана, пүтүн шәһәрдикиләр Әйса билән көрүшкили чиқти. Улар уни көргәндә, униң өзлириниң шу районидин айрилип кетишини өтүнди.
And behold, the whole city went out to meet Jesus. And when they saw him, they begged him to depart from their region.