< Матта 7 >

1 Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Шундақта [Худаниң] һөкүмигә учримайсиләр.
”אל תשפטו אחרים, ולא ישפטו אתכם.
2 Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ баһа билән һөкүм қилсаңлар, [Худаму] силәрниң үстүңлардин шундақ баһа билән һөкүм чиқириду. Силәр башқиларни қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, [Худаму] силәрни шундақ өлчәм билән өлчәйду.
כי יתייחסו אליכם לפי איך שאתם מתייחסים לאחרים. ישפטו אתכם במידה שאתם שופטים אחרים.
3 Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?!
כיצד יכול אתה לראות שביב־עץ קטן בעין חברך, ולא להבחין בקרש הגדול שבעינך?
4 Сән қандақму бурадириңға: «Қени, көзүңдики қилни еливетәй!» дейәләйсән? Чүнки мана, өзүңниң көзидә лим туриду!?
”איך אתה יכול לומר לחברך:’תן לי לסלק את השביב מעינך‘בזמן שבעינך יש קרש כזה גדול? הרי כלל לא תוכל לראות את השביב!
5 Әй сахтипәз! Авал өзүңниң көзидики лимни еливәт, андин ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики қилни еливетәләйсән.
צבוע שכמותך! סלק תחילה את הקרש מעינך, ורק לאחר מכן תוכל לסלק את שביב העץ מעין חברך!
6 Муқәддәс нәрсини иштларға бәрмәңлар, яки үнчә-мәрвайитлириңларни тоңғузларниң алдиға ташлап қоймаңлар. Болмиса, улар буларни путлирида дәссәп, андин бурулуп силәрни талайду.
”אל תתנו דברים קדושים לאנשים מושחתים, אל תתנו פנינים לחזירים. הם ירמסו את הפנינים, ולאחר מכן יפנו לתקוף אתכם.
7 Тиләңлар, силәргә ата қилиниду; издәңлар, таписиләр; ишикни чекиңлар, ечилиду.
”אם תבקשו – תקבלו; אם תחפשו – תמצאו; ואם תדפקו תיפתח לפניכם הדלת.
8 Чүнки һәр бир тилигүчи тилигинигә еришиду; издигүчи издигинини тапиду; ишикни чәккүчиләргә ишик ечилиду.
כי כל המבקש מקבל, כל המחפש מוצא, ולפני כל דופק נפתחת הדלת.
9 Араңларда өз оғли нан тәләп қилса, униңға таш беридиғанлар барму?!
אם ילד מבקש מאביו פרוסת לחם, האם האב ייתן לו אבן במקום לחם?
10 Яки белиқ тәләп қилса, илан беридиғанлар барму?
אם הילד מבקש דג, האם אתם חושבים שיקבל נחש?
11 Әнди силәр рәзил турупму өз пәрзәнтлириңларға яхши илтипатларни беришни билгән йәрдә, әрштики Атаңлар Өзидин тилигәнләргә яхши нәрсиләрни техиму илтипат қилмасму?
ואם אנשים רעים וחוטאים כמוכם נותנים לילדיכם מתנות טובות, האם לא ייתן אביכם שבשמים מתנות הרבה יותר טובות למבקשים ממנו?
12 Шуңа һәр ишта башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар; чүнки Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шудур.
”עשו לאחרים את מה שהייתם רוצים שיעשו לכם – זאת תמצית התורה ודברי הנביאים.
13 Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң болуп, йоли кәңташа вә дағдамдур, вә униңдин киридиғанлар көптур.
”הלכו דרך הפתח הצר, כי השביל המוביל לאבדון הוא רחב, ושער הכניסה רחב גם הוא.
14 Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йоли қистаң болуп, уни тапалайдиғанларму аз.
אולם שער החיים הוא קטן, השביל צר, ורק מעטים מוצאים אותו.
15 Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи житқуч чилбөридәк болған сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.
”היזהרו לכם מהמורים המפיצים תורות שקר. הם מתחפשים לכבשים תמימים, בעוד שלמעשה הם זאבים רעים הרוצים לטרוף אתכם.
16 Силәр уларни мевилиридин тонувалалайсиләр. Тикәндин үзүмләр, қамғақтин әнҗирләр алғили боламду?
תוכלו לזהות אותם על־פי התנהגותם, כשם שאפשר לזהות עץ על־פי פירותיו. הלא יודעים אתם להבחין בין גפן ענבים לבין ברקנים, בין תאנים לבין קוצים!
17 Шуниңға охшаш, һәр яхши дәрәқ яхши мевә бериду, пор дәрәқ начар мевә бериду.
עץ משובח נותן פרי משובח, ועץ רקוב נותן פרי רקוב.
18 Яхши дәрәқ начар мевә бәрмәйду, пор дәрәқ яхши мевә бәрмәйду.
עץ טוב לא ייתן פרי רקוב, ועץ רקוב לא ייתן פרי טוב.
19 Яхши мевә бәрмәйдиған һәр бир дәрәқ кесилип отқа ташлиниду.
משום כך יש לכרות ולשרוף כל עץ שאינו נותן פרי טוב.
20 Шуниңдәк, мошундақ кишиләрни мевилиридин тонувалалайсиләр.
אכן, גם עצים וגם בני־אדם אפשר לזהות על־פי פירותיהם.
21 Маңа «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила әрш падишалиғиға кирәлмәйду, бәлки әрштә турғучи Атамниң ирадисини ада қилғанларла кирәләйду.
”לא כל מי שמדבר כאיש דתי ואדוק הוא באמת מאמין. הם יכולים לקרוא לי:’אדוני, אדוני‘, אבל אין זה מספיק כדי להכניסם לשמים. החשוב הוא אם הם שומעים לקול אבי שבשמים.
22 Шу күнидә нурғун кишиләр маңа: «Рәббим, Рәббим, биз сениң намиң билән вәһий-бешарәтләрни йәткүздуқ, сениң намиң билән җинларни қоғлидуқ вә намиң билән нурғун мөҗизиләрни көрсәттуқ» дәйду.
ביום־הדין יאמרו לי אנשים רבים:’אדון, אדון, הלא בשמך ניבאנו, ובשמך גירשנו שדים וחוללנו נסים רבים‘.
23 Һалбуки, у чағда мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар, әй итаәтсизләр!» дәп елан қилимән.
אולם אני אענה:’מעולם לא הכרתי אתכם. הסתלקו מכאן, פושעים שכמותכם!‘
24 Әнди һәр бири бу сөзлиримни аңлап әмәл қилған болса, у өз өйини қорам таш үстигә салған пәм-парасәтлик кишигә охшайду.
”כל מי שמקשיב לדברי ומקיים אותם, דומה לאדם חכם הבונה את ביתו על סלע איתן.
25 Ямғур жиғип, кәлкүн келип, боран чиқип соқсиму, у өй өрүлмиди; чүнки униң ули қорам ташниң үстигә селинған.
שכן גם אם ירד גשם שוטף ותתחולל סערה, לא ייפול הבית ולא יתמוטט, כי נבנה על הסלע.
26 Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған һәр бири өйини қумниң үстигә қурған ахмақкә охшайду.
לעומתו, מי שמקשיב לדברי ואינו מקיים אותו דומה לאדם טיפש הבונה את ביתו על החול.
27 Ямғур яққанда, кәлкүн кәлгәндә, боран чиққанда шу өй өрүлүп кәтти; униң өрүлүши интайин дәһшәтлик болди!
שהרי בבוא שיטפון וסערה יתמוטט הבית וייהרס כליל.“
28 Вә шундақ болдики, Әйса бу сөзлирини ахирлаштурғандин кейин, бу топ-топ халайиқ униң тәлимлиригә һәйрануһәс болушти.
ההמונים נדהמו מאוד כששמעו את הדרשות של ישוע,
29 Чүнки униң тәлимлири Тәврат устазлириниңкигә охшимайтти, бәлки толиму нопузлуқ еди.
כי הוא דיבר אליהם בסמכות רבה ולא כמו הסופרים.

< Матта 7 >