< Матта 6 >
1 Һези болуңларки, хәйр-сахавәтлик ишлириңларни башқиларниң алдида көз-көз қилмаңлар. Бундақ қилсаңлар, әрштики Атаңларниң инъамиға еришәлмәйсиләр.
汝ら見られんために己が義を人の前にて行はぬやうに心せよ。然らずば、天にいます汝らの父より報を得じ。
2 Шуңа хәйр-сахавәт қилғиниңда, давраң салма. Сахтипәзләрла синагогларда вә кочиларда адәмләрниң махтишиға еришиш үчүн шундақ қилиду. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду.
さらば施濟をなすとき、僞善者が人に崇められんとて會堂や街にて爲すごとく、己が前にラッパを鳴すな。誠に汝らに告ぐ、彼らは既にその報を得たり。
3 Лекин сән, хәйр-сахавәт қилғиниңда оң қолуңниң немә қиливатқинини сол қолуң билмисун.
汝は施濟をなすとき、右の手のなすことを左の手に知らすな。
4 Шуниң билән хәйр-сахавитиң йошурун болиду вә йошурун ишларни көргүчи Атаң саңа буни қайтуриду.
是はその施濟の隱れん爲なり。さらば隱れたるに見たまふ汝の父は報い給はん。
5 Дуа қилған вақтиңда, сахтипәзләрдәк болма; чүнки улар башқиларға көз-көз қилиш үчүн синагоглар яки төрт коча еғизида турувелип дуа қилишқа амрақтур. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду.
なんぢら祈るとき、僞善者の如くあらざれ。彼らは人に顯さんとて、會堂や大路の角に立ちて祈ることを好む。誠に汝らに告ぐ、かれらは既にその報を得たり。
6 Лекин сән болсаң, дуа қилған вақтиңда, ичкири өйгә кирип, ишикни йепип, йошурун турғучи Атаңға дуа қилиңлар; вә йошурун көргүчи Атаң буни саңа қайтуриду.
なんぢは祈るとき、己が部屋にいり、戸を閉ぢて隱れたるに在す汝の父に祈れ。さらば隱れたるに見 給ふなんぢの父は報い給はん。
7 Дуа-тилавәт қилғанда, [бутпәрәс] ят әлликләрдикидәк қуруқ гәпләрни тәкрарлавәрмәңлар. Чүнки улар дегәнлиримиз көп болса [Худа] тилигинимизни чоқум иҗабәт қилиду, дәп ойлайду.
また祈るとき、異邦人の如くいたづらに言を反復すな。彼らは言 多きによりて聽かれんと思ふなり。
8 Шуңа, силәр уларни доримаңлар. Чүнки Атаңлар силәрниң еһтияҗиңларни силәр тилимәстин бурунла билиду.
さらば彼らに效ふな、汝らの父は求めぬ前に、なんぢらの必要なる物を知りたまふ。
9 Шуниң үчүн, мундақ дуа қилиңлар: — «И асманларда турғучи Атимиз, Сениң намиң муқәддәс дәп улуқланғай.
この故に汝らは斯く祈れ。「天にいます我らの父よ、願はくは御名の崇められん事を。
10 Падишаһлиғиң кәлгәй, Ирадәң әрштә ада қилинғандәк йәр йүзидиму ада қилинғай.
御國の來らんことを。御意の天のごとく地にも行はれん事を。
11 Бүгүнки ненимизни бүгүн бизгә бәргәйсән.
我らの日用の糧を今日もあたへ給へ。
12 Бизгә қәриздар болғанларни кәчүргинимиздәк, Сәнму қәризлиримизни кәчүргәйсән.
我らに負債ある者を我らの免したる如く、我らの負債をも免し給へ。
13 Бизни аздурулушларға учратқузмиғайсән, Бәлки бизни рәзил болғучидин қутулдурғайсән».
我らを嘗試に遇はせず、惡より救ひ出したまへ」
14 Чүнки силәр башқиларниң гуна-сәһвәнликлирини кәчүрсәңлар, әрштики Атаңларму силәрни кәчүриду.
汝 等もし人の過失を免さば、汝らの天の父も汝らを免し給はん。
15 Бирақ башқиларниң гуна-сәһвәнликлирини кәчүрмисәңләр, әрштики Атаңларму гуна-сәһвәнликлириңларни кәчүрмәйду.
もし人を免さずば、汝らの父も汝らの過失を免し給はじ。
16 Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк татираңғу қияпәткә киривалмаңлар. Улар роза тутқинини көз-көз қилиш үчүн чирайлирини солғун қияпәттә көрситиду. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду.
なんぢら斷食するとき、僞善者のごとく、悲しき面容をすな。彼らは斷食することを人に顯さんとて、その顏 色を害ふなり。誠に汝らに告ぐ、彼らは既にその報を得たり。
17 Әнди сән, роза тутқиниңда, чачлириңни майлап, йүзүңни жуюп жүр.
なんぢは斷食するとき、頭に油をぬり、顏をあらへ。
18 Шу чағда, роза тутқиниң инсанларға әмәс, бәлки пәқәт йошурун турғучи Атаңғила көрүниду; вә йошурун көргүчи Атаң уни саңа қайтуриду.
これ斷食することの人に顯れずして、隱れたるに在す汝の父にあらはれん爲なり。さらば隱れたるに見たまふ汝の父は報い給はん。
19 Йәр йүзидә өзүңларға байлиқларни топлимаңлар. Чүнки бу йәрдә я күйә йәп кетиду, я дат басиду яки оғрилар там тешип оғрилап кетиду.
なんぢら己がために財寶を地に積むな、ここは蟲と錆とが損ひ、盜人うがちて盜むなり。
20 Әксичә, әрштә өзүңларға байлиқлар топлаңлар. У йәрдә күйә йемәйду, дат басмайду, оғриму там тешип оғрилимайду.
なんぢら己がために財寶を天に積め、かしこは蟲と錆とが損はず、盜人うがちて盜まぬなり。
21 Чүнки байлиғиң қәйәрдә болса, қәлбиңму шу йәрдә болиду.
なんぢの財寶のある所には、なんぢの心もあるべし。
22 Тәнниң чириғи көздур. Шуңа әгәр көзүң сап болса, пүтүн вуҗудуң йорутулиду.
身の燈火は目なり。この故に汝の目ただしくば、全身あかるからん。
23 Лекин әгәр көзүң яман болса пүтүн вуҗудуң қараңғу болиду. Әгәр вуҗудуңдики «йоруқлуқ» әмәлийәттә қараңғулуқ болса, у қараңғулуқ немидегән қорқунучлуқ-һә!
されど汝の目あしくば、全身くらからん。もし汝の内の光、闇ならば、その闇いかばかりぞや。
24 Һеч ким [бирла вақитта] икки ғоҗайинниң қуллуғида болмайду. Чүнки у яки буни яман көрүп, уни яхши көриду; яки буниңға бағлинип, униңға етиварсиз қарайду. [шуниңға охшаш], силәрниң һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс.
人は二人の主に兼ね事ふること能はず、或はこれを憎み彼を愛し、或はこれに親しみ彼を輕しむべければなり。汝ら神と富とに兼ね事ふること能はず。
25 Шуңа мән силәргә шуни ейтип қояйки, һаятиңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәкниң ғемини қилмаңлар. Һаятлиқ озуқтин, тән кийим-кечәктин әзиз әмәсму?
この故に我なんぢらに告ぐ、何を食ひ、何を飮まんと生命のことを思ひ煩ひ、何を著んと體のことを思ひ煩ふな。生命は糧にまさり、體は衣に勝るならずや。
26 Асмандики учар-қанатларға қараңлар! Улар теримайду, ормайду, амбарларға жиғмайду, лекин әрштики Атаңлар уларниму озуқландуриду. Силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму?
空の鳥を見よ、播かず、刈らず、倉に收めず、然るに汝らの天の父は、これを養ひたまふ。汝らは之よりも遙に優るる者ならずや。
27 Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?
汝らの中たれか思ひ煩ひて身の長 一尺を加へ得んや。
28 Силәрниң кийим-кечәкниң ғемини қилишиңларниң немә һаҗити?! Даладики нелупәрләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар әмгәкму қилмайду, чақ егирмәйду;
又なにゆゑ衣のことを思ひ煩ふや。野の百合は如何にして育つかを思へ、勞せず、紡がざるなり。
29 лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләрниң бир гүличиликму йоқ еди.
されど我なんぢらに告ぐ、榮華を極めたるソロモンだに、その服裝この花の一つにも及かざりき。
30 Әнди Худа даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа селинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән йәрдә, силәрни техиму кийиндүрмәсму, әй ишәши аҗизлар!
今日ありて明日 爐に投げ入れらるる野の草をも、神はかく裝ひ給へば、まして汝らをや、ああ信仰うすき者よ。
31 Шуңа «немә йәймиз», «немә ичимиз», «немә кийимиз?» дәп ғәм қилмаңлар.
さらば何を食ひ、何を飮み、何を著んとて思ひ煩ふな。
32 Чүнки ят әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсигә интилиду, амма әрштики Атаңлар силәрниң бу һәммә нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду;
是みな異邦人の切に求むる所なり。汝らの天の父は、凡てこれらの物の汝らに必要なるを知り給ふなり。
33 шундақ екән, һәммидин авал Худаниң падишалиғи вә һәққанийлиғиға интилиңлар. У чағда, буларниң һәммиси силәргә қошулуп несип болиду.
まづ神の國と神の義とを求めよ、さらば凡てこれらの物は汝らに加へらるべし。
34 Шуниң үчүн, әтиниң ғемини қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә тушлуқ болиду.
この故に明日のことを思ひ煩ふな、明日は明日みづから思ひ煩はん。一日の苦勞は一日にて足れり。