< Матта 5 >
1 Мошу топ-топ адәмләрни көрүп у бир таққа чиқти; у у йәрдә олтарғинида, мухлислири униң йениға кәлди.
2 У ағзини ечип уларға тәлим беришкә башлиди: —
3 Мубарәк, роһта намрат болғанлар! Чүнки әрш падишалиғи уларға тәвәдур.
4 Мубарәк, пиған чәккәнләр! Чүнки улар тәсәлли тапиду.
5 Мубарәк, мулайим-мөминләр! Чүнки улар йәр йүзигә мирасхордур.
6 Мубарәк, һәққанийлиққа ач вә тәшналар! Чүнки улар толуқ тоюниду.
7 Мубарәк, рәһимдиллар! Чүнки улар рәһим көриду.
8 Мубарәк, қәлби пак болғанлар! Чүнки улар Худани көриду.
9 Мубарәк, течлиқ тәрәпдарлири! Чүнки улар Худаниң пәрзәнтлири дәп атилиду.
10 Мубарәк, һәққанийлиқ йолида зиянкәшликкә учриғанлар! Чүнки әрш падишалиғи уларға тәвәдур.
11 Мубарәк, мән үчүн башқиларниң һақарәт, зиянкәшлик вә һәртүрлүк төһмитигә учрисаңлар;
12 шат-хурам болуп яйраңлар! Чүнки әршләрдә катта инъам силәр үчүн сақланмақта; чүнки силәрдин илгәрки пәйғәмбәрләргиму улар мошундақ зиянкәшликләрни қилған.
13 Силәр йәр йүзидики туздурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду? У чағда, у һеч немигә яримас болуп, ташлинип кишиләрниң айиғи астида дәссилиштин башқа һеч ишқа яримайду.
14 Силәр дунияниң нуридурсиләр. Тағ үстигә селинған шәһәр йошуруналмайду.
15 Һеч ким чирақни йеқип қоюп, үстигә севәтни көмтүрүп қоймас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән, у өй ичидики һәммә адәмләргә йоруқлуқ бериду.
16 Шу тәриқидә, силәр нуруңларни инсанлар алдида шундақ чақнитиңларки, улар яхши әмәллириңларни көрүп, әрштики атаңларни улуқлисун.
17 Мени Тәврат қанунини яки пәйғәмбәрләрниң язғанлирини бекар қилғили кәлди, дәп ойлап қалмаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки әмәлгә ашурғили кәлдим.
18 Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, асман-зимин йоқимиғичә, униңда пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулмиғичә Тәвраттики «йод» бир һәрип, һәтта бирәр чекитму бекар қилинмайду.
19 Шу сәвәптин, Тәврат қануниниң әқидилиригә, һәтта униң әң кичиклиридин бирини бекар қилип, вә башқиларға шундақ қилишни үгитидиған һәр ким әрш падишалиғида әң кичик һесаплиниду. Амма әксичә, Тәврат қануни әқидилиригә әмәл қилғанлар вә башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр болса әрш падишалиғида улуқ һесаплиниду.
20 Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, һәққанийлиғиңлар Тәврат устазлири вә Пәрисийләрниңкидин ашмиса, әрш падишалиғиға һеч қачан кирәлмәйсиләр.
21 Бурунқиларға «Қатиллиқ қилма, қатиллиқ қилған һәр қандақ адәм сораққа тартилиду» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр.
22 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, өз қериндишиға бекардин-бекар аччиқланғанларниң һәр бириму сораққа тартилиду. Өз қериндишини «ахмақ» дәп тиллиған һәр ким алий кеңәшмидә сораққа тартилиду; амма қериндашлирини «тәлвә» дәп һақарәтлигән һәр ким дозақниң отиға лайиқ болиду. (Geenna )
23 Шуниң үчүн, сән қурбангаһ алдиға келип [Худаға] һәдийә атимақчи болғиниңда, қериндишиңниң сениңдин ағринған йери барлиғи ядиңға кәлсә,
24 һәдийәңни қурбангаһ алдиға қоюп туруп, авал қериндишиң билән яришивал, андин келип һәдийәңни ата.
25 Әгәр үстүңдин дәва қилмақчи болған бириси болса, униң билән биргә йолда болғиниңда униң билән тездин яришип, дост болғин. Болмиса, у сени сорақчиға, сорақчи болса гундипайға тапшуриду, сән зинданға солитиветилисән.
26 Мән саңа шуни бәрһәқ ейтип қояйки, [қәрзиңниң] әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин чиқалмайсән.
27 Силәр «Зина қилмаңлар» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр.
28 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, бирәр аялға шәһваний нийәт билән қариған киши көңлидә у аял билән аллиқачан зина қилған болиду.
29 Әгәр әнди оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташливәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин көрә, бәдиниңдики бир әзайиң йоқ қилинғини көп әвзәл. (Geenna )
30 Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташливәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин көрә, бәдиниңдики бир әзайиң йоқ қилинғини көп әвзәл. (Geenna )
31 Йәнә: — «Кимдиким аялини талақ қилса, униңға талақ хетини бәрсун» дәпму буйрулған.
32 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, кимдиким өз аялиниң бузуқлуқ қилмишидин башқа [һәр қандақ ишни банә қилип] уни талақ қилса, әнди уни зинаға тутуп бәргән болиду; талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму зина қилған болиду.
33 Силәр йәнә бурунқиларға «Қәсимиңдин янма, Пәрвәрдигарға қилған қәсимиңгә әмәл қил» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр.
34 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, қәтъий қәсәм қилмаңлар; әршни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки әрш Худаниң тәхтидур;
35 яки йәрни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки йәр йүзи Худаниң тәхтипәридур. Йерусалимни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки у йәр улуқ падишаниң шәһиридур.
36 Һәтта өз бешиңларни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки силәрниң чечиңларниң бир телиниму ақ яки қара рәңгә өзгәртиш қолуңлардин кәлмәйду.
37 Пәқәт дегиниңлар «Болиду», «болиду», яки «Яқ, яқ, болмайду» болсун. Буниңдин зиядиси рәзил болғучидин келиду.
38 Силәр «Көзгә көз, чишқа чиш» дәп буйрулғинини аңлиғансиләр.
39 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, әски билән тәң болмаңлар. Кимдәким оң мәңзиңгә урса, сол мәңзиңниму тутуп бәр;
40 вә бириси үстүңдин дәва қилип, көйнигиңни алмақчи болса, чапиниңниму бәр.
41 Бириси саңа [йүк-тақини йүдкүзүп] миң қәдәм йол жүрүшкә зорлиса, униң билән икки миң қәдәм маң.
42 Бириси сәндин тилисә, униңға бәр. Бириси сәндин өтнә-йерим қилмақчи болса, униңға бойнуңни толғима.
43 Силәр «Хошнаңни сөйгин, дүшминиңгә нәпрәтлән» дәп ейтилғанни аңлиған.
44 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, силәргә дүшмәнлик болғанларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, силәрдин нәпрәтләнгәнләргә яхшилиқ қилиңлар, силәргә зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар.
45 Шундақ қилғанда, әрштики Атаңларниң пәрзәнтлиридин болисиләр. Чүнки У қуяшиниң нурини яхшиларғиму вә яманларғиму чүшүриду, ямғурниму һәққанийларғиму, һәққанийәтсизләргиму яғдуриду.
46 Әгәр силәр өзүңларға муһәббәт көрсәткәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң қандақму инъамға еришкичилиги болсун? Һәтта баҗгирларму шундақ қиливатмамду?
47 Әгәр силәр пәқәт қериндашлириңлар биләнла салам-сәһәт қилишсаңлар, буниң немә пәзилити бар? Һәтта ят әлликләрму шундақ қилидиғу!
48 Шуңа, әрштики Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму мукәммәл болуңлар.