< Матта 4 >

1 Андин Әйса Роһниң йетәкчилигидә Иблисниң синақ-аздурушлириға йүзлиниш үчүн чөл-баяванға елип берилди.
ᎿᎭᏉᏃ ᎠᏓᏅᏙ ᎢᎾᎨ ᏭᏘᏅᏍᏔᏁ ᏥᏌ, ᎠᏍᎩᎾ ᎤᎪᎵᏰᏗᏱ ᎠᏰᎸᏎᎢ.
2 У қириқ кечә-күндүз роза тутқандин кейин, униң қосиғи ечип кәткән еди.
ᏅᎦᏍᎪᎯᏃ ᏧᏙᏓᏆᏛ ᎠᎴ ᏅᎦᏍᎪᎯ ᏧᏒᎯᏛ ᎠᎹᏟ ᎤᏩᏅ ᎩᎳ ᎤᏲᏏᏌᏁᎢ
3 Әнди аздурғучи униң йениға келип униңға: — Әгәр сән растинла Худаниң Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айлинишқа буйруғин! — деди.
ᎿᎭᏉᏃ ᎤᎪᎵᏰᏍᎩ ᎤᎷᏤᎸ ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎢ; ᎢᏳᏃ ᏂᎯ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎤᏪᏥ ᎨᏎᏍᏗ, ᎯᎠ ᏅᏯ ᎦᏚ ᎤᎾᏙᏢᏗᏱ ᎯᏁᎩ.
4 Лекин у җававән: — [Тәвратта]: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду» дәп пүтүлгән, — деди.
ᎠᏎᏃ ᎤᏁᏨ, ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎢ; ᎯᎠ ᏂᎬᏅ ᎪᏪᎳ, ᏴᏫ ᎥᏝ ᎦᏚᏉ ᎤᏩᏒ ᏱᎬᎿᎭᏗᏍᏗ, ᏂᎦᎥᏍᎩᏂ ᎧᏃᎮᏛ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎠᎰᎵ ᏅᏓᏳᎾᏄᎪᏨᎯ.
5 Андин Иблис уни муқәддәс шәһәргә елип берип, ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп униңға:
ᎿᎭᏉᏃ ᎠᏍᎩᎾ ᎦᎸᏉᏗᏳ ᏗᎦᏚᎲ ᏭᏘᏅᏍᏔᏁᎢ, ᎠᎴ ᏭᎩᎸᏔᏁ ᎤᏍᎪᎵ ᎤᏛᏅ-ᏗᎦᎳᏫᎢᏍᏗᏱ;
6 — Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин! Чүнки [Тәвратта]: «[Худа] Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду»; вә «путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп пүтүлгән — деди.
ᎯᎠᏃ ᏄᏪᏎᎴᎢ; ᎢᏳᏃ ᏂᎯ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎤᏪᏥ ᎨᏎᏍᏗ, ᎭᏓᎶᎥᏓ ᏨᏒ; ᎯᎠᏰᏃ ᏂᎬᏅ ᎢᎪᏪᎳ; ᎠᏎ ᏙᏓᎧᏁᏤᎵ ᎫᏤᎵ ᏗᏂᎧᎿᎭᏩᏗᏙᎯ ᏂᏌ ᎨᏒ ᎤᎬᏩᎵ, ᎠᎴ ᏧᏃᏰᏂ ᎨᏣᏌᎳᏙᏕᏍᏗ ᎾᏍᎩ ᎢᎸᎯᏳ ᏅᏲᎯ ᏣᎾᏍᏆᎶᏍᏙᏗᏱ ᏂᎨᏒᎾ.
7 Әйса униңға: «Тәвратта йәнә, «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму пүтүлгән — деди.
ᏥᏌ ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎴᎢ; ᎯᎠ ᎾᏍᏉ ᏂᎬᏅ ᎢᎪᏪᎳ; ᏞᏍᏗ ᎯᎪᎵᏰᎥᎩ ᏱᎰᏩ ᏣᏁᎳᏅᎯ.
8 Андин, Иблис уни наһайити егиз бир таққа чиқирип, униңға дуниядики барлиқ падишалиқларни шәрәплири билән көрситип:
ᎿᎭᏆᎴ ᎠᏍᎩᎾ ᎤᏣᏘ ᎢᏅ-ᎢᎦᏘ ᎣᏓᎸ ᏫᎤᏘᏅᏍᏔᏁᎢ, ᎠᎴ ᏚᏎᎮᎴ ᏂᎦᎥ ᎠᏰᎵ ᏕᎪᏢᏩᏗᏒ ᎡᎳᏂᎬᎢ, ᎠᎴ ᎾᏍᎩ ᏂᏚᏬᏚᏒᎢ;
9 Йәргә жиқилип маңа ибадәт қилсаң, буларниң һәммисини саңа бериветимән, — деди.
ᎠᎴ ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎴᎢ; ᎯᎠ ᏂᎦᏛ ᏱᏕᎬᏲᎯᏏ, ᎢᏳᏃ ᏱᏣᏓᏅᏅ, ᎠᎴ ᏱᏍᏆᏓᏙᎵᏍᏓᏁᎸ.
10 Андин Әйса униңға: — Йоқал, Шәйтан! Чүнки [Тәвратта]: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла ибадәт-хизмитидә бол!» дәп пүтүлгән, — деди.
ᎿᎭᏉᏃ ᏥᏌ ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎴᎢ; ᎤᏟ ᏫᎶᎯ, ᏎᏓᏂ, ᎯᎠᏰᏃ ᏂᎬᏅ ᎢᎪᏪᎳ; ᎠᏎ ᎯᏯᏓᏙᎵᏍᏓᏁᎮᏍᏗ ᏱᎰᏩ ᏣᏁᎳᏅᎯ, ᎠᎴ ᎾᏍᎩᏉ ᎤᏩᏒᎯᏳ ᏕᎯᏯᏁᎶᏕᏍᏗ.
11 Буниң билән Иблис уни ташлап кетип қалди, вә мана, пәриштиләр келип униң хизмитидә болди.
ᎩᎳᏃ ᎠᏍᎩᎾ ᎤᏓᏅᎡᎴᎢ, ᎬᏂᏳᏉᏃ ᏗᏂᎧᎿᎭᏩᏗᏙᎯ ᎤᏂᎷᏤᎢ, ᎠᎴ ᎬᏩᏍᏕᎸᎯᏙᎴᎢ.
12 Әнди [Әйса] Йәһяниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Галилийәгә йол алди.
ᏥᏌᏃ ᎤᏛᎦᏅ ᏣᏂ ᎠᏥᏍᏚᎲᎢ, ᎨᎵᎵ ᏭᎶᏎᎢ.
13 У Насарәт йезисини ташлап, Зәбулун вә Нафтали районидики [Галилийә] деңизи бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.
ᎾᏎᎵᏗᏃ ᎤᏓᏅᏒ ᎨᏆᏂ ᎨᎷᏤ ᎾᎿᎭᏭᏕᏁᎢ, ᎾᏍᎩ ᎥᏓᎵ ᎠᎹᏳᎶᏗ ᏥᎦᏚᎭ, ᏤᏆᎳᏂ ᎠᎴ ᏁᏩᏔᎵ ᎤᎾᏤᎵᎪᎯ,
14 Шундақ қилип, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған шу бешарәт әмәлгә ашурулди, демәк: —
ᎤᏙᎯᏳᏗᏱ ᎠᏙᎴᎰᏍᎩ ᎢᏌᏯ ᏧᏁᏤᎢ, ᎯᎠ ᏥᏄᏪᏎᎢ;
15 «Зәбулун зимини вә Нафтали зимини, Иордан дәриясиниң нериқи тәрипидики «деңиз йоли» бойида, «Ят әлләрниң макани» болған Галилийәдә,
ᏤᏆᎳᏂ ᎤᎾᏤᎵᎪᎯ, ᎠᎴ ᏁᏩᏔᎵ ᎤᎾᏤᎵᎪᎯ, ᎢᏓᎵ ᎢᏗᏢ, ᏦᏓᏂ ᎤᏗᏗᏢ, ᎨᎵᎵ ᏧᎾᏓᎴᏅᏛ ᏴᏫ ᏓᏂᏁᎸᎢ,
16 Қараңғулуқта яшиған хәлиқ парлақ бир нурни көрди; Йәни өлүм көләңгисиниң жутида олтарғучиларға, Дәл уларниң үстигә нур чүшти».
ᏴᏫ ᎤᎵᏏᎬ ᏣᏂᏅᎩ ᎤᏣᏘ ᎢᎦᎦᏘ ᎤᏂᎪᎲ, ᎾᏃ ᎠᏲᎱᎯᏍᏗᏱ ᎨᏒ ᎤᏤᎵᎪᎯ ᎠᎴ ᎤᏓᏩᏗᏍᎬ ᏣᏂᏅᎩ, ᎢᎦᎦᏘ ᎤᏂᎾᏄᎪᏤᎸ.
17 Шу вақиттин башлап, Әйса: «Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» — дәп җар қилишқа башлиди.
ᎾᎯᏳ ᏥᏌ ᎤᎴᏅᎮ ᎠᎵᏥᏙᎲᏍᎨᎢ, ᎯᎠ ᏂᎦᏪᏍᎨᎢ; ᏗᏥᏁᏟᏴᎾ ᏕᏣᏓᏅᏛᎢ, ᎿᎭᏉᏰᏃ ᎦᎸᎳᏗ ᎡᎯ ᎤᎬᏫᏳᎯ ᎨᏒ ᎡᏍᎦᏂᏳ ᏓᏯᎢ.
18 [Бир күни], у Галилийә деңизи бойида кетиветип, икки ака-ука, йәни Петрус дәпму атилған Симон исимлиқ бир кишини вә униң иниси Андириясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти;
ᏥᏌᏃ ᎠᎢᏒ ᎨᎵᎵ ᎥᏓᎷᎶᏗ ᏚᎪᎮ ᎠᏂᏔᎵ ᎠᎾᎵᏅᏟ, ᏌᏩᏂ ᏈᏓ ᏣᏃᏎᎰᎢ ᎤᏅᏟᏃ ᎡᏂᏗ, ᎥᏓᎵ ᎠᏂᎦᏯᎷᎥᏍᎨᎢ-ᎠᏂᎦᏯᎷᎥᏍᎩᏰᏃ ᎨᏎᎢ.
19 у уларға: — Мениң кәйнимдин меңиңлар — Мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән! — деди.
ᎯᎠᏃ ᏂᏚᏪᏎᎴᎢ; ᏍᎩᏂᏍᏓᏩᏚᎦ, ᏴᏫᏃ ᎢᏍᏗᎦᏯᎷᎥᏍᎩ ᏅᏓᏍᏛᏴᏁᎵ.
20 Улар шуан белиқ торлирини ташлап, униңға әгишип маңди.
ᎩᎳᏉᏃ ᎢᏴᏛ ᏚᏂᏲᏎ ᏗᎦᏯᎷᏗ ᎠᎴ ᎬᏩᏍᏓᏩᏛᏎᎢ.
21 У шу йәрдин өтүп, иккинчи бир ака-укини, йәни Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә иниси Юһаннани көрди. Бу иккиси кемидә атиси Зәбәдий билән торлирини оңшавататти. У уларниму чақирди.
ᎾᎿᎭᏃ ᏫᎤᏪᏅ, ᎠᏂᏔᎵ ᏅᏩᎾᏓᎴ ᎠᎾᎵᏅᏟ ᏚᎪᎮᎢ, ᏥᎻ ᏤᏈᏗ ᎤᏪᏥ ᎤᏅᏟᏃ ᏣᏂ, ᏤᏈᏗ ᎤᏂᏙᏓ ᏥᏳᎯ ᎤᎾᏣᎡᎢ, ᏓᏃᏢᎯᏏᏍᎨ ᏧᏂᎦᏯᎷᏗ; ᏫᏚᏯᏅᎮᏃ.
22 Улар дәрһал кемини атиси билән қалдуруп униңға әгишип маңди.
ᎩᎳᏉᏃ ᎢᏴᏛ ᏚᏂᏲᏎ ᏥᏳ ᎠᎴ ᎤᏂᏙᏓ, ᎠᎴ ᎬᏩᏍᏓᏩᏛᏎᎢ.
23 Вә Әйса Галилийәниң һәммә йерини кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини җакалайтти, хәлиқ арисида һәр хил кесәлләрни вә аҗиз-мәйипларни сақайтти.
ᏥᏌᏃ ᏂᎬᎾᏛ ᎨᎵᎵ ᎡᏙᎮᎢ ᏓᏕᏲᎲᏍᎨ ᏧᏂᎳᏫᎢᏍᏗᏱ, ᎠᎴ ᎠᎵᏥᏙᎲᏍᎨ ᎣᏍᏛ ᎧᏃᎮᏛ, ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎤᎬᏫᏳᎯ ᎨᏒ ᎧᏃᎮᏍᎨᎢ, ᎠᎴ ᏕᎧᏅᏫᏍᎨ ᏧᎵᎴᏅᏛ ᏚᏂᏢᎬᎢ, ᎠᎴ ᏧᏓᎴᏅᏛ ᎥᏳᎩ ᏴᏫ ᎤᏁᎲᎢ.
24 У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди; у йәрдики халайиқ һәр хил бемарларни, йәни һәртүрлүк кесәлләр вә ағриқ-силақларни һәмдә җин чаплашқанларни, тутқақлиқ вә паләч кесилигә гириптар болғанларни униң алдиға елип келишти; вә у уларни сақайтти.
ᏕᎦᏃᏣᎸᏃ ᏂᎬᎾᏛ ᏏᎵᏱ ᎤᏰᎵᏎᎢ; ᏕᎬᏩᏘᏃᎮᎴᏃ ᏂᎦᏛ ᏧᏂᏢᎩ, ᏧᏓᎴᏅᏛ ᎥᏳᎩ ᎠᎴ ᎡᎯᏍᏗ ᎤᏂᏱᎵᏙᎯ, ᎠᎴ ᎾᏍᏉ ᎠᏂᏍᎩᎾ ᏗᎬᏩᏂᏯᎢ, ᎠᎴ ᎾᏍᏉ ᏧᏂᎸᏃᏘᏍᎩ, ᎠᎴ ᎾᏍᏉ ᏧᏂᎾᏫᏍᎩ; ᏚᏅᏩᏁᏃ.
25 Галилийә, «он шәһәр» райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр униңға әгишип маңди.
ᎤᏂᏣᏘᏃ ᏴᏫ ᎬᏩᏍᏓᏩᏛᏎᎢ ᏅᏓᏳᏂᎶᏒᎯ ᎨᎵᎵ, ᎠᏍᎪᎯᏃ-ᎦᏚᎩᏱ, ᎠᎴ ᏥᎷᏏᎵᎻ, ᎠᎴ ᏧᏗᏱ, ᎠᎴ ᏦᏓᏂ ᏍᎪᏂᏗᏢ.

< Матта 4 >