< Матта 3 >
1 Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип
2 кишиләргә: — Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди! — дәп җакалашқа башлиди.
3 Чүнки [чөмүлдүргүчи Йәһя] болса илгири Йәшая пәйғәмбәр бешаритидә көрсәткән кишиниң дәл өзи болуп: — «Баяванда товлайдиған бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, Униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду».
4 Йәһя [пәйғәмбәр] төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини болса чекәткиләр билән явайи һәрә һәсили еди.
5 Әнди Йерусалим шәһири, пүтүн Йәһудийә өлкиси вә пүткүл Иордан дәрия вадисиниң әтрапидики кишиләр униң алдиға келишип,
6 гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.
7 Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгәнлигини көргинидә у уларға: — Әй иланларниң балилири! Ким силәрни [Худаниң] чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!
8 Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!
9 Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар; чүнки Мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни апиридә қилалайду.
10 Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қайси дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду.
11 Мән дәрвәқә силәрни товва қилишиңлар үчүн суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин кәлгүчи зат мәндин қудрәтликтур. Мән һәтта униң кәшини көтиришкиму лайиқ әмәсмән; у силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду.
12 Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини [топа-самандин] тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
13 Шу вақитта, Әйса Йәһядин чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш үчүн Галилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға, униң йениға кәлди.
14 Бирақ Йәһя чөмүлдүрүшкә унимай уни тосуп: — Әсли чөмүлдүрүлүшни мән сәндин қобул қилишим керәк еди, бирақ сән мениң алдимға кәпсәнғу? — деди.
15 Лекин Әйса униңға җававән: — Һазирчә шуниңға йол қойғин; чүнки һәққанийлиқниң барлиқ [тәләплирини] әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимизға тоғра келиду, — деди. Шуниң билән, Йәһя униңға йол қойди.
16 Вә Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти; у судин чиқиши билән мана, әршләр униңға ечилип, Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп, үстигә қонуватқанлиғини көрди.
17 Вә мана, әрштин бир аваз: — «Бу Мениң сөйүмлүк оғлум, Мән униңдин толуқ хурсәнмән!» — дәп аңланди.