< Матта 28 >

1 Шабат күни өтүп, һәптиниң биринчи күни таң атай дегәндә, Магдаллиқ Мәрйәм билән йәнә бир Мәрйәм қәбирни көрүшкә кәлди.
Da daddare ranar Asabaci, rana ta fari ga mako ta fara gabatowa, Maryamu Magadaliya da daya Maryamun suka zo don su ziyarci kabarin.
2 Вә мана, йәрләр туюқсиз қаттиқ тәврәп кәтти; чүнки Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси асмандин чүшүп, [қәбиргә] берип, ташни бир чәткә домилитип, үстидә олтарған еди.
Sai aka yi girgizar kasa mai karfi, saboda mala'ikan Ubangiji ya sauko daga sama ya kuma murgine dutsen ya zauna a kai.
3 Пәриштиниң қияпити чақмақтәк, кийимлири қардәк аппақ еди.
Kamanninsa kamar walkiya, tufafinsa kuma fari fat kamar suno.
4 Күзәтчиләр униңдин шунчә қорқуштики, титришип, өлүктәк қетипла қалди.
Masu tsaron suka razana don tsoro suka zama kamar matattun mutane.
5 Пәриштә аялларға қарап: — Қорқмаңлар! Силәрниң крестләнгән Әйсани издәватқиниңларни билимән.
Mala'ikan ya yi wa matan magana cewa, “Kada ku ji tsoro, nasan kuna neman Yesu wanda aka gicciye.
6 У бу йәрдә әмәс; у өзи ейтқандәк тирилдүрүлди. Келиңлар, Рәб ятқан җайни көрүңлар;
Baya nan, amma ya tashi kamar yadda ya fada. Ku zo ku ga wurin da aka kwantar da shi.
7 андин дәрһал берип униң мухлислириға: «У өлүмдин тирилипту. Вә мана, у силәрдин авал Галилийәгә баридикән, уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар. Мана мән буларни силәргә ейтип бәрдим, — деди.
Ku hanzarta ku gaya wa almajiransa, 'Ya tashi daga matattu. Duba, ya tafi Galili, can zaku same shi.' Gashi ni kuwa na fada maku.”
8 Шуңа аяллар һәм қорқунуч һәм зор хошаллиқ ичидә қәбирдин дәрһал айрилип, униң мухлислириға хәвәр беришкә жүгүрүшти.
Matan suka yi hanzari suka bar kabarin da tsoro da murna, suka ruga domin su sanar wa almajiransa.
9 Улар мухлислирини хәвәрләндүрүшкә маңғанда, мана Әйса уларниң алдиға чиқип: — Салам силәргә! — деди. Уларму алдиға берип, униң путиға есилип, униңға сәҗдә қилди.
Sai ga Yesu ya tare su, yace masu, “A gaishe ku.” Sai matan suka kama kafar sa, suka kuma yi masa sujada.
10 Андин Әйса уларға: — Қорқмаңлар! Берип қериндашлиримға: Галилийәгә бериңлар, дәп уқтуруңлар, улар мени шу йәрдә көриду, — деди.
Sai Yesu yace masu, “Kada ku ji tsoro. Ku je ku fada wa 'yan'uwana su je Galili. Can zasu ganni.”
11 Аяллар техи йолда кетиватқанда, мана күзәтчиләрниң бәзилири шәһәргә кирип, болған вақиәләрниң һәммиси тоғрисида баш каһинларға хәвәр қилди.
Sa'adda matan suke tafiya, sai wadansu masu tsaro suka shiga gari suka fada wa Shugabanin Firistoci dukan abin da ya faru.
12 [Баш каһинлар] ақсақаллар билән бир йәргә жиғилип мәслиһәтләшкәндин кейин, ләшкәрләргә бәк көп пул берип:
Firistocin suka hadu da dattawa suka tattauna al'amarin, sai suka bada kudi masu yawa ga sojojin
13 — Силәр: «Униң мухлислири кечиси келип, биз ухлаватқанда униң җәситини оғрилап әкетипту» — дәңлар.
Sukace masu, “Ku gaya wa sauran cewa, “Almajiran Yesu sun zo da daddare sun sace gangar jikinsa lokacin da muke barci.”
14 Әгәр бу хәвәр валийниң қулиқиға йетип қалса, биз уни қайил қилип силәрни аваричиликтин сақлаймиз — деди.
Idan wannan rahoto ya isa wurin gwamna, za mu lallashe shi mu ja hankalinsa mu raba ku da damuwa.”
15 Шундақ қилип, ләшкәрләр пулни алди вә өзлиригә тапиланғандәк қилди. Шуниң билән бу гәп бүгүнгичә Йәһудийлар арисида тарқилип кәлмәктә.
Sai sojojin suka karbi kudin suka yi abinda aka umarcesu. Wannan rahoto ya bazu a tsakanin Yahudawa, ya ci gaba har zuwa yau.
16 Он бир мухлис Галилийәгә берип, Әйса уларға беқиткән таққа чиқишти.
Amma almajiran sha daya suka tafi Galili, kan dutsen da Yesu ya umarcesu.
17 Улар уни көргинидә униңға сәҗдә қилишти; лекин бәзилири гуманлинип қалди.
Da suka gan shi, suka yi masa sujada, amma wadansu suka yi shakka.
18 Әйса уларниң йениға келип, мундақ деди: — Әрштә вә йәр йүзидә барлиқ һоқуқ маңа берилди.
Yesu ya zo wurin su ya yi masu magana, yace, “Dukan iko dake sama da kasa an ba ni.
19 Шуниң үчүн, берип пүткүл әлләрни [өзүмгә] мухлис қилип йетиштүрүңлар, шундақла уларни Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң намиға тәвә қилип чөмүлдүрүп,
Sai kuje ku almajirantar da dukan al'ummai. Kuna yi masu baftisma cikin sunan Uba da na Da da na Ruhu Mai Tsarki.
20 уларға мән силәргә тапилиған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Вә мана, мән заман ахириғичә һәр күни силәр билән биллә болимән. (aiōn g165)
Ku koya masu su kiyaye dukan abin da na umarce ku. Duba, ni kuma kullum ina tare da ku har karshen zamani.” (aiōn g165)

< Матта 28 >