< Матта 27 >

1 Таң атқандила, пүтүн баш каһинлар билән хәлиқ ақсақаллири Әйсани өлүмгә мәһкүм қилдуруш үчүн мәслиһәтләшти.
夜明けになりて、凡ての祭司長・民の長老ら、イエスを殺さんと相 議り、
2 Улар уни бағлап апирип, валий Понтиус Пилатусқа тапшуруп бәрди.
遂に之を縛り、曳きゆきて總督ピラトに付せり。
3 Униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда униң өлүмгә һөкүм қилинғанлиғини көрүп, бу ишларға пушайман қилди вә баш каһинлар билән ақсақалларға оттуз күмүч тәңгини қайтуруп берип:
ここにイエスを賣りしユダ、その死に定められ給ひしを見て悔い、祭司長・長老らに、かの三十の銀をかへして言ふ、
4 — Мән бегуна бир җанниң қени төкүлүшкә сатқунлуқ қилип гуна өткүздүм, — деди. Буниңға бизниң немә каримиз? Өз ишиңни бил! — дейишти улар.
『われ罪なきの血を賣りて罪を犯したり』彼らいふ『われら何ぞ干らん、汝みづから當るべし』
5 Йәһуда көмүш тәңгиләрни ибадәтханиниң ичигә чөривәтти вә у йәрдин кетип, талаға чиқип, есилип өлүвалди.
彼その銀を聖所に投げすてて去り、ゆきて自ら縊れたり。
6 Баш каһинлар көмүш тәңгиләрни жиғивелип: — Бу хун төлүми болған [тәңгиләрдур], уларни ибадәтханиниң ғәзнисигә қоюш һарам, — дейишти.
祭司長らその銀をとりて言ふ『これは血の價なれば、宮の庫に納むるは可からず』
7 Улар өз ара мәслиһәтлишип, бу пуллар билән яқа жутлуқларға йәрлик болсун дәп, сапалчиниң бир парчә етизлиғини сетивалди.
かくて相 議り、その銀をもて陶工の畑を買ひ、旅人らの墓地とせり。
8 Шуңа бу йәр һазирғичә «қанлиқ етиз» дәп атилип кәлмәктә.
之によりて其の畑は、今に至るまで血の畑と稱へらる。
9 Шу иш билән Йәрәмия пәйғәмбәр тәрипидин бурун ейтилған муну бешарәт әмәлгә ашурулди: — «Исраил хәлқи униң үчүн баһалап бекиткән баһасини, Йәни оттуз күмүч тәңгини улар елишти,
ここに預言者エレミヤによりて云はれたる言は成就したり。曰く『かくて彼ら値積られしもの、即ちイスラエルの子らが値積りし者の價の銀 三十をとりて、
10 Вә Пәрвәрдигар маңа көрсәткәндәк, Сапалчиниң етизини сетивелишқа хәҗләшти».
陶工の畑の代に之を與へたり。主の我に命じ給ひし如し』
11 Әнди Әйса валийниң алдиға турғузулди. Валий униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди. Ейтқиниңдәк, — деди Әйса.
さてイエス、總督の前に立ち給ひしに、總督 問ひて言ふ『なんぢはユダヤ人の王なるか』イエス言ひ給ふ『なんぢの言ふが如し』
12 Лекин баш каһинлар вә ақсақаллар униң үстидин әрз-шикайәт қилғанда, у бир еғизму җавап бәрмиди.
祭司長・長老ら訴ふれども、何をも答へ給はず。
13 Буниң билән Пилатус униңға: — Уларниң сениң үстүңдин қилған шунчә көп шикайәтлирини аңлимайватамсән? — деди.
ここにピラト彼に言ふ『聞かぬか、彼らが汝に對して如何におほくの證據を立つるを』
14 Бирақ у [Пилатусқа] җававән [шикайәтләрниң] бирисигиму җавап бәрмиди. Валий буниңға интайин һәйран қалди.
されど總督の甚く怪しむまで、一言をも答へ給はず。
15 Һәр қетимлиқ [өтүп кетиш] һейтида, валийниң халайиқ тәләп қилған бир мәһбусни уларға қоюп бериш адити бар еди.
祭の時には、總督 群衆の望にまかせて、囚人 一人を之に赦す例あり。
16 Әйни вақитта, [римлиқларниң] Бараббас исимлиқ атиқи чиққан бир мәһбуси [зинданда] еди.
ここにバラバといふ隱れなき囚人あり。
17 Халайиқ җәм болғанда, Пилатус улардин: — Кимни силәргә қоюп беришимни халайсиләр? Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму? — дәп сориди
されば人々の集れる時、ピラト言ふ『なんぢら我が誰を赦さんことを願ふか。バラバなるか、キリストと稱ふるイエスなるか』
18 (чүнки у [баш каһин қатарлиқларниң] һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти).
これピラト彼らのイエスを付ししは嫉に因ると知る故なり。
19 Пилатус «сорақ тәхти»дә олтарғанда, аяли униңға адәм әвәтип: — У һәққаний кишиниң ишиға арилашмиғин. Чүнки түнүгүн кечә униң сәвәвидин чүшүмдә көп азап чәктим, — дәп хәвәр йәткүзди.
彼なほ審判の座にをる時、その妻、人を遣して言はしむ『かの義人に係ることを爲な、我けふ夢の中にて彼の故にさまざま苦しめり』
20 Лекин баш каһинлар вә ақсақаллар болса халайиқни мақул қилип, Бараббасни қоюп беришни вә Әйсани йоқитишни тәләп қилдурди.
祭司長・長老ら、群衆にバラバの赦されん事を請はしめ、イエスを亡さんことを勸む。
21 Валий җававән улардин йәнә: — Силәргә бу иккисиниң қайсисини қоюп беришимни халайсиләр? — дәп сориди. Бараббасни, — дейишти улар.
總督こたへて彼らに言ふ『二人の中いづれを我が赦さん事を願ふか』彼らいふ『バラバなり』
22 Пилатус әнди: — Ундақ болса, Мәсиһ дәп аталған Әйсани қандақ бир тәрәп қилай? — деди. Һәммәйлән: — У крестләнсун! — дейишти.
ピラト言ふ『さらばキリストと稱ふるイエスを我いかにすべきか』皆いふ『十字架につくべし』
23 Пилатус: — Немишкә? У зади немә яманлиқ өткүзүпту? — дәп сориди. Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип: У крестләнсун! — дәп турувелишти.
ピラト言ふ『かれ何の惡事をなしたるか』彼ら烈しく叫びていふ『十字架につくべし』
24 Пилатус сөзливеришниң беһудә екәнлигини, бәлки буниң орниға малиманчилиқ чиқидиғанлиғини көрүп, су елип, көпчиликниң алдида қолини жуйғач: — Бу һәққаний адәмниң қениға мән җавапкар әмәсмән, буниңға өзүңлар мәсъул болуңлар! — деди.
ピラトは何の效なく反つて亂にならんとするを見て、水をとり群衆のまへに手を洗ひて言ふ『この人の血につきて我は罪なし、汝 等みづから當れ』
25 Пүтүн хәлиқ җававән: — Униң қени бизниң үстимизгә вә балилиримизниң үстигә чүшсун! — дейишти.
民みな答へて言ふ『其の血は、我らと我らの子孫とに歸すべし』
26 Буниң билән Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қаттиқ қамчилатқандин кейин, крестләшкә [ләшкәрлиригә] тапшурди.
ここにピラト、バラバを彼らに赦し、イエスを鞭うちて、十字架につくる爲に付せり。
27 Андин валийниң ләшкәрлири Әйсани униң ордисиға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә униң әтрапиға жиғди.
ここに總督の兵卒ども、イエスを官邸につれゆき、全 隊を御許に集め、
28 Улар Әйсани ялаңачлап, учисиға пәрәң рәңлик тон кийдүрүшти.
その衣をはぎて、緋色の上衣をきせ、
29 Тикәнлик шахчиларни өрүп бир таҗ ясап, бешиға кийдүрди вә оң қолиға бир қомушни тутқузди. Андин униң алдиға тизлинип: «Яшиғайла, Йәһудийларниң падишаси!» дәп мазақ қилишти.
茨の冠冕を編みて、その首に冠らせ、葦を右の手にもたせ、且その前に跪づき、嘲弄して言ふ『ユダヤ人の王、安かれ』
30 Униңға түкүрүшти, қомушни елип униң бешиға урушти.
また之に唾し、かの葦をとりて其の首を叩く。
31 Уни шундақ мазақ қилғандин кейин, тонни салдуруп, учисиға өз кийимлирини кийдүрди вә крестләш үчүн елип меңишти.
かく嘲弄してのち、上衣を剥ぎて、故の衣をきせ、十字架につけんとて曳きゆく。
32 Улар ташқириға чиққинида, Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир кишини учритип, уни тутуп келип Әйсаниң крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди.
その出づる時、シモンといふクレネ人にあひしかば、強ひて之にイエスの十字架をおはしむ。
33 Улар Голгота, йәни «Баш сүйәк» дегән йәргә кәлгәндә,
かくてゴルゴタといふ處、即ち髑髏の地にいたり、
34 [Әйсаға] ичиш үчүн кәкрә сүйи арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни тетип баққандин кейин, ичкили унимиди.
苦味を混ぜたる葡萄酒を飮ませんとしたるに、嘗めて、飮まんとし給はず。
35 Ләшкәрләр уни крестлигәндин кейин, чәк ташлишип кийимлирини өз ара бөлүшүвалди.
彼らイエスを十字架につけてのち、籤をひきて其の衣をわかち、
36 Андин у йәрдә олтирип униңға күзәтчилик қилди.
且そこに坐して、イエスを守る。
37 Улар униң бешиниң жуқури тәрипигә «Бу Әйса, Йәһудийларниң падишасидур» дәп йезилған шикайәтнамә тахтийини бекитти.
その首の上に『これはユダヤ人の王イエスなり』と記したる罪標を置きたり。
38 [Әйса] билән тәң икки қарақчиму кресткә миқланған болуп, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди.
ここにイエスとともに二人の強盜、十字架につけられ、一人はその右に、一人はその左におかる。
39 Бу йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп:
往來の者どもイエスを譏り、首を振りていふ、
40 — Қени, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм, әнди өзүңни қутқузә! Худаниң Оғли болсаң, кресттин чүшүп баққина! — дейишти.
『宮を毀ちて三日のうちに建つる者よ、もし神の子ならば己を救へ、十字架より下りよ』
41 Баш каһинларму, Тәврат устазлири вә ақсақаллар билән биргә уни мәсқирә қилип:
祭司長らもまた同じく、學者・長老らとともに嘲弄して言ふ、
42 — Башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду. У Исраилниң падишасимиш! Әнди кресттин чүшүп бақсунчу, андин униңға етиқат қилимиз.
『人を救ひて己を救ふこと能はず。彼はイスラエルの王なり、いま十字架より下りよかし、さらば我ら彼を信ぜん。
43 У Худаға таянған! Худа уни әзизлисә, һазир қутқузуп баққай! Чүнки у: «Мән Худаниң Оғли» дегән еди, — дейишти.
彼は神に依り頼めり、神かれを愛しまば今すくひ給ふべし「我は神の子なり」と云へり』
44 Униң билән тәң крестләнгән қарақчиларму уни шундақ һақарәтләшти.
ともに十字架につけられたる強盜どもも、同じ事をもてイエスを罵れり。
45 Әнди күнниң алтинчи саитидин тоққузинчи саитигичә пүткүл зиминни қараңғулуқ басти.
晝の十二 時より地の上あまねく暗くなりて、三時に及ぶ。
46 Тоққузинчи саатләрдә Әйса жуқури авазда: «Ели, ели, ләма савақтани?» йәни «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди.
三時ごろイエス大聲に叫びて『エリ、エリ、レマ、サバクタニ』と言ひ給ふ。わが神、わが神、なんぞ我を見 棄て給ひしとの意なり。
47 У йәрдә турғанларниң бәзилири буни аңлап: Бу адәм Иляс [пәйғәмбәр]гә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти.
そこに立つ者のうち或 人々これを聞きて『彼はエリヤを呼ぶなり』と言ふ。
48 Уларниң ичидин бирәйлән дәрһал жүгүрүп берип бир парчә булутни әкелип, уни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп қойди.
直ちにその中の一人はしりゆきて海綿をとり、酸き葡萄酒を含ませ、葦につけてイエスに飮ましむ。
49 Бирақ башқилар: — Тохта! Қарап бақайли, Иляс [пәйғәмбәр] келип уни қутқузуп қалармекин? — дейишти.
その他の者ども言ふ『まて、エリヤ來りて彼を救ふや否や、我ら之を見ん』
50 Әйса жуқури аваз билән йәнә бир вақириди-дә, роһини қоювәтти.
イエス再び大聲に呼はりて息 絶えたまふ。
51 Вә мана, шу дәқиқидә ибадәтханиниң [ичкири] пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди. Йәр-зимин тәвринип, ташлар йерилип,
視よ、聖所の幕、上より下まで裂けて二つとなり、また地震ひ、磐さけ、
52 Қәбирләр ечилди (У тирилгәндин кейин, [өлүмдә] ухлаватқан нурғун муқәддәс бәндиләрниң тәнлириму тирилди; улар қәбирләрдин чиқти вә муқәддәс шәһәргә кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди).
墓ひらけて、眠りたる聖徒の屍體おほく活きかへり、
イエスの復活ののち墓をいで、聖なる都に入りて、多くの人に現れたり。
54 Әнди Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши һәм йенидики ләшкәрләр йәрниң тәвришини вә башқа йүз бәргән һадисиләрни көрүп, интайин қорқушуп: — У һәқиқәтән Худаниң Оғли екән! — дейишти.
百卒長および之と共にイエスを守りゐたる者ども、地震とその有りし事とを見て甚く懼れ『實に彼は神の子なりき』と言へり。
55 У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап турған нурғун аялларму бар еди. Улар әслидә Әйсаниң хизмитидә болуп, Галилийәдин униңға әгишип кәлгән еди.
その處にて遙に望みゐたる多くの女あり、イエスに事へてガリラヤより從ひ來りし者どもなり。
56 Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, Яқуп билән Йүсүпниң аниси Мәрйәм, Зәбәдийниң оғуллириниң анисиму бар еди.
その中には、マグダラのマリヤ、ヤコブとヨセフとの母マリヤ、及びゼベダイの子らの母などもゐたり。
57 Кәчқурун, Ариматиялиқ Йүсүп исимлиқ бир бай кәлди. Уму Әйсаниң мухлислиридин еди.
日 暮れて、ヨセフと云ふアリマタヤの富める人きたる。彼もイエスの弟子なるが、
58 У Пилатусниң алдиға берип, Әйсаниң җәситини тәләп қилди. Пилатус җәсәтни униңға тапшурушқа әмир қилди.
ピラトに往きてイエスの屍體を請ふ。ここにピラト之を付すことを命ず。
59 Йүсүп җәсәтни елип, пакиз канап рәхт билән орап кепәнлиди
ヨセフ屍體をとりて淨き亞麻 布につつみ、
60 вә уни өзи үчүн қияда ойдурған йеңи қәбригә қойди. Андин қәбирниң ағзиға йоған бир ташни домилитип қоюп, кетип қалди
岩にほりたる己が新しき墓に納め、墓の入口に大なる石を轉しおきて去りぬ。
61 (шу чағда Магдаллиқ Мәрйәм билән йәнә бир Мәрйәмму у йәрдә, қәбирниң удулида олтиратти).
其處にはマグダラのマリヤと他のマリヤと墓に向ひて坐しゐたり。
62 Әнди әтиси, йәни «Тәйярлаш күни» өткәндин кейин, баш каһинлар билән Пәрисийләр җәм болушуп Пилатусниң алдиға келип:
あくる日、即ち準備 日の翌日、祭司長らとパリサイ人らとピラトの許に集りて言ふ、
63 — Җанаблири, һелиқи алдамчиниң һаят вақтида: «Мән өлүп үчинчи күни тирилимән» дегини есимиздә бар.
『主よ、かの惑すもの生き居りし時「われ三日の後に甦へらん」と言ひしを、我ら思ひいだせり。
64 Шуниң үчүн, қәбир үчинчи күнигичә мәһкәм қоғдилиши үчүн әмир бәргәйсиз. Ундақ қилинмиса, мухлислири келип җәсәтни оғрилап кетип, андин хәлиққә: «У өлүмдин тирилди» дейиши мүмкин. Бундақ алдамчилиқ алдинқисидинму бәттәр болиду, — дейишти.
されば命じて三日に至るまで墓を固めしめ給へ、恐らくはその弟子ら來りて之を盜み、「彼は死人の中より甦へれり」と民に言はん。然らば後の惑は前のよりも甚だしからん』
65 Пилатус уларға: — Бир гуруппа күзәтчи ләшкәрни силәргә тапшурдум. Қәбирни қурбиңларниң йетишичә мәһкәм қоғдаңлар, — деди.
ピラト言ふ『なんぢらに番兵あり、往きて力 限り固めよ』
66 Шуниң билән улар [күзәтчи ләшкәрләр] билән биллә берип, ташни печәтләп, қәбирни муһапизәт астиға қойди.
乃ち彼らゆきて石に封印し、番兵を置きて墓を固めたり。

< Матта 27 >