< Матта 26 >

1 Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин, мухлислириға:
And it came to pass, when Jesus had finished all these sayings, he said to his disciples,
2 — Силәргә мәлумки, икки күндин кейин «өтүп кетиш һейти» болиду, шу чағда Инсаноғли крестлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.
Ye know that after two days is the passover, and the Son of man is betrayed to be crucified.
3 Баш каһинлар вә ақсақаллар Қаяфа исимлиқ баш каһинниң сарийида җәм болушти.
Then assembled the chief priests, and the scribes, and the elders of the people, in the palace of the high priest, who was called Caiaphas,
4 Улар Әйсани қандақ қилип һейлә-нәйрәң билән тутуп өлтүрүш тоғрисида мәслиһәт қилишти.
And consulted that they might take Jesus by subtilty, and kill [him].
5 Бирақ улар: — Бу иш һейт-айәм күнлири қилинмисун. Болмиса, хәлиқ арисида малиманчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.
But they said, Not on the feast -[day], lest there be an uproar among the people.
6 Әнди Әйса Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә болғинида,
Now when Jesus was in Bethany, in the house of Simon the leper,
7 бир аял униң йениға кирди. У ақ қаштеши шешидә наһайити қиммәтлик әтирни елип кәлгән болуп, Әйса дәстиханда олтарғанда, әтирни униң бешиға қуйди.
There came to him a woman having an alabaster-box of very precious ointment, and poured it on his head as he sat [at table].
8 Лекин мухлислар буни көрүп хапа болушуп: — Зади немишкә бундақ исрапчилиқ қилиниду?
But when his disciples saw [it], they had indignation, saying, To what purpose [is] this waste?
9 Чүнки бу әтирни көп пулға сетип, пулини кәмбәғәлләргә сәдиқә қилса болаттиғу! — дейишти.
For this ointment might have been sold for much, and given to the poor.
10 Лекин Әйса уларниң көңлидикини билип уларға: — Бу аялниң көңлини немә дәп ағритисиләр? Чүнки у мән үчүн яхши бир ишни қилди.
When Jesus understood [it], he said to them, Why trouble ye the woman? for she hath wrought a good work upon me.
11 Чүнки кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда болиду, лекин мениң араңларда болушум силәргә дайим несип боливәрмәйду!
For ye have the poor always with you; but me ye have not always.
12 Бу аялниң бу әтирни бәдинимгә қуюши мениң дәпнә қилинишимға тәйяр болушум үчүн болди.
For in that she hath poured this ointment on my body, she did [it] for my burial.
13 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу хуш хәвәр пүткүл дунияниң қәйеридә җакаланса, бу аял әслинип, униң қилған бу иши тәриплиниду, — деди.
Verily I say to you, Wherever this gospel shall be preached in the whole world, [there] shall also this, which this woman hath done, be told for a memorial of her.
14 Бу иштин кейин, он иккиләндин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири баш каһинларниң алдиға берип:
Then one of the twelve, called Judas Iscariot, went to the chief priests,
15 — Уни тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униң алдиға оттуз күмүч тәңгә қойди.
And said, What will ye give me, and I will deliver him to you? And they covenanted with him for thirty pieces of silver.
16 Йәһуда шуниңдин етиварән уни тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә башлиди.
And from that time he sought opportunity to betray him.
17 Петир нан һейтиниң биринчи күни, мухлислар Әйсаниң йениға келип: — Өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йейишиң үчүн қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди.
Now the first [day] of the [feast of] unleavened bread, the disciples came to Jesus, saying to him, Where wilt thou that we prepare for thee to eat the passover?
18 У уларға: — Шәһәргә кирип паланчиниң өйигә берип униңға: «Устаз: — Вақит-саитим йеқинлишип қалди, өтүп кетиш һейтини мухлислирим билән бирликтә сениң өйүңдә өткүзәй — дәйду» дәп ейтиңлар, — деди.
And he said, Go into the city to such a man, and say to him, The Master saith, My time is at hand; I will keep the passover at thy house with my disciples.
19 Мухлислар Әйсаниң тапилиғинидәк өтүп кетиш һейтиниң тамиғини шу йәрдә тәйярлиди.
And the disciples did as Jesus had appointed them; and they made ready the passover.
20 Кәчқурун, у он иккилән билән дәстиханда олтарди.
Now when the evening was come, he sat down with the twelve.
21 Улар ғизалиниватқанда у: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, араңлардики бирәйлән маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
And as they were eating, he said, Verily I say to you, that one of you will betray me.
22 [Буни аңлап] улар интайин қайғуға чөмүп, бир-бирләп униңдин: — Я Рәб, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди.
And they were exceeding sorrowful, and began every one of them to say to him, Lord, is it I?
23 У җававән: — Қолидики нанни мән билән тәң таваққа төгүргән киши, маңа сатқунлуқ қилғучи шу болиду.
And he answered and said, He that dippeth [his] hand with me in the dish, the same will betray me.
24 Инсаноғли дәрвәқә [муқәддәс язмиларда] өзи тоғрисида пүтүлгинидәк [өлүмгә] кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса яхши болатти! — деди.
The Son of man goeth, as it is written concerning him: but woe to that man by whom the Son of man is betrayed! it had been good for that man, if he had not been born.
25 Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда: — Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. У униңға: — Өзүң дедиң җуму, — деди.
Then Judas, who betrayed him, answered and said, Master, is it I? He said to him, Thou hast said.
26 Улар ғизалиниватқанда, Әйса бир нанни қолиға елип [Худаға] тәшәккүр-һәмдусана ейтқандин кейин, уни уштуп, мухлислириға үләштүрүп бәрди вә: —Елиңлар, йәңлар, бу мениң теним, — деди.
And as they were eating, Jesus took bread, and blessed [it], and broke [it], and gave [it] to the disciples, and said, Take, eat; this is my body.
27 Андин, қолиға җамни елип [Худаға] тәшәккүр-һәмдусана ейтип, уни мухлислириға тутуп: — Һәммәйлән буниңдин ичиңлар.
And he took the cup, and gave thanks, and gave [it] to them, saying, Drink ye all of it;
28 Бу мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур.
For this is my blood of the new testament, which is shed for many for the remission of sin.
29 Лекин мән шуни силәргә ейтайки, Атамниң падишалиғида силәр билән бирликтә йеңидин шараптин ичмигичә, үзүм телиниң шәрбитини һәргиз ичмәймән, — деди.
But I say to you, I will not drink henceforth of this fruit of the vine, until that day when I drink it new with you in my Father's kingdom.
30 Улар мәдһийә күйини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
And when they had sung a hymn, they went out to the mount of Olives.
31 Андин Әйса уларға: — Бүгүн кечә силәр һәммиңлар мениң түпәйлимдин тандурулуп путлишисиләр, чүнки [муқәддәс язмиларда]: — «Мән падичини уруветимән, Падидики қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» дәп пүтүлгән.
Then saith Jesus to them, All ye shall be offended because of me this night: for it is written, I will smite the shepherd, and the sheep of the flock shall be scattered abroad.
32 Лекин мән тирилгәндин кейин Галилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди.
But after I am risen again, I will go before you into Galilee.
33 Петрус униңға җававән: — Һәммәйлән сениң түпәйлиңдин тандурулуп путлашсиму, мән һәргиз путлашмаймән, деди.
Peter answered and said to him, Though all [men] shall be offended because of thee, [yet] will I never be offended.
34 Әйса униңға: — Мән саңа бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән, — деди.
Jesus said to him, Verily I say to thee, that this night, before the cock shall crow, thou wilt deny me thrice.
35 Петрус униңға: — Сән билән биллә өлүшүм керәк болсиму, сәндин һәргиз танмаймән, — деди. Қалған мухлисларниң һәммисиму шундақ дейишти.
Peter said to him, Though I should die with thee, yet will I not deny thee. Likewise also said all the disciples.
36 Андин Әйса улар билән биллә Гетсиманә дегән йәргә кәлди. У мухлисларға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар» деди.
Then cometh Jesus with them to a place called Gethsemane, and saith to the disciples, Sit ye here, while I go yonder and pray.
37 У Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғлини биргә елип маңди вә қаттиқ азаплинип, көңли толиму пәришан болушқа башлиди.
And he took with him Peter, and the two sons of Zebedee, and began to be sorrowful and very heavy.
38 У уларға: — Җеним өлидиғандәк бәкму азапланмақта. Силәр бу йәрдә қелип, мән билән бирликтә ойғақ туруңлар, — девиди,
Then saith he to them, My soul is exceeding sorrowful, even to death: tarry ye here, and watch with me.
39 Вә сәл нерирақ берип, өзини йәргә етип дүм йетип дуа қилип: — И Атам, мүмкин болса, бу қәдәһ мәндин өтүп кәтсун! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун, — деди.
And he went a little further, and fell on his face, and prayed, saying, O my Father, if it is possible, let this cup pass from me: nevertheless, not as I will, but as thou [wilt].
40 У мухлисларниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң ухлап қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: — Мән билән биллә бирәр саатму ойғақ туралмидиңларму?!
And he cometh to the disciples, and findeth them asleep, and saith to Peter, What, could ye not watch with me one hour?
41 Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, ойғақ туруп дуа қилиңлар. Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур, — деди.
Watch and pray, that ye enter not into temptation: the spirit indeed [is] willing, but the flesh [is] weak.
42 У иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип: — И Атам, әгәр мән бу қәдәһни ичмисәм у мәндин кәтмисә, ундақта сениң ирадәң ада қилинсун, — деди.
He went away again the second time, and prayed, saying, O my Father, if this cup may not pass away from me, except I drink it, thy will be done.
43 У уларниң йениға [қайтип] кәлгинидә, йәнә ухлап қалғанлиғини көрди, чүнки уларниң көзлири уйқиға илинған еди.
And he came and found them asleep again: for their eyes were heavy.
44 Шуниң билән у улардин айрилип үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди.
And he left them, and went away again, and prayed the third time, saying the same words.
45 Андин у мухлисларниң йениға келип уларға: — Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр? Мана, вақит-саити йеқинлашти; Инсаноғли гунакарларниң қолиға тапшурулиду.
Then he cometh to his disciples, and saith to them, Sleep on now, and take [your] rest: behold, the hour is at hand, and the Son of man is betrayed into the hands of sinners.
46 Қопуңлар, кетәйли; мана, маңа сатқунлуқ қилидиған киши йеқин кәлди! — деди.
Rise, let us be going: behold, he is at hand that doth betray me.
47 Униң сөзи техи түгимәйла, он иккиләндин бири болған Йәһуда кәлди; униң йенида баш каһинлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақларни көтәргән зор бир топ адәм бар еди.
And while he was yet speaking, lo, Judas, one of the twelve, came, and with him a great multitude with swords and staffs, from the chief priests and elders of the people.
48 Униңға сатқунлуқ қилғучи улар билән аллибурун ишарәтни бекитип: «Мән кимни сөйсәм, у дәл шудур. Силәр уни тутуңлар» дәп келишкән еди.
Now he that betrayed him, gave them a sign, saying, Whomsoever I shall kiss, that same is he; hold him fast.
49 У удул Әйсаниң алдиға берип: — Салам, устаз! — дәп уни сөйүп кәтти.
And forthwith he came to Jesus, and said, Hail Master; and kissed him.
50 Әйса униңға: — Ағинәм, немә дәп кәлдиң? — деди. Шуниң билән, һелиқи адәмләр йопурулуп келип, Әйсаға қол селип, уни тутқун қилди.
And Jesus said to him, Friend, Why art thou come? Then they came, and laid hands on Jesus, and took him.
51 Вә мана, Әйсаниң йенидикиләрдин бирәйлән қиличини суғуруп, баш каһинниң чакириға урувиди, униң қулиқини шилип чүшүрүвәтти.
And behold, one of them, who were with Jesus, stretched out [his] hand, and drew his sword, and struck a servant of the high priest, and smote off his ear.
52 Әйса униңға: — Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду.
Then said Jesus to him, Put up again thy sword into its place: for all they that take the sword, shall perish by the sword.
53 Яки мени Атисиға нида қилалмайдиған болди, дәп ойлап қалдиңму?! Шундақ қилсамла У маңа шуан он икки қисимдин артуқ пәриштә маңдурмамду?
Thinkest thou that I cannot now pray to my Father, and he will presently give me more than twelve legions of angels?
54 Бирақ мән ундақ қилсам, муқәддәс язмилардики бу ишлар муқәррәр болиду дегән бешарәтләр қандақму әмәлгә ашурулсун? — деди.
But how then shall the scriptures be fulfilled, that thus it must be?
55 Шу пәйттә Әйса топлашқан адәмләргә қарап: — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип мени тутқили кәпсиләрғу? Мән һәр күни ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә олтирип тәлим берәттим, лекин силәр у чағда мени тутмидиңлар.
In that same hour said Jesus to the multitudes, Are ye come out as against a thief with swords and staffs to take me? I sat daily with you teaching in the temple, and ye laid no hold on me.
56 Лекин бу пүтүн ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң муқәддәс язмилирида алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши үчүн болди, — деди. Бу чағда, мухлисларниң һәммиси уни ташлап қечип кетишти.
But all this was done, that the scriptures of the prophets might be fulfilled. Then all the disciples forsook him, and fled.
57 Әнди Әйсани тутқун қилғанлар уни баш каһин Қаяфаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән ақсақалларму у йәрдә җәм болушқан еди.
And they that had laid hold on Jesus, led [him] away to Caiaphas the high priest, where the scribes and the elders were assembled.
58 Петрус униңға таки баш каһинниң сарийиниң [һойлисиғичә] жирақтин әгишип келип, ишниң ақиветини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң арисида олтарди.
But Peter followed him at a distance, to the high priest's palace, and went in, and sat with the servants to see the end.
59 Баш каһинлар, ақсақаллар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған гува-испат издәйтти.
Now the chief priests and elders, and all the council, sought false testimony against Jesus, to put him to death;
60 Нурғун ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, улар булардин һеч қандақ испатқа еришәлмиди. Ахирда, икки ялған гувачи оттуриға чиқип:
But found none: and, though many false witnesses came, [yet] found they none. At the last came two false witnesses,
61 — Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта қуруп чиқалаймән» дегән, деди.
And said, This [man] said, I am able to destroy the temple of God, and to build it in three days.
62 Баш каһин орнидин туруп, униңға: — Қени, җавап бәрмәмсән? Булар сениң үстүңдин зади қандақ гувалиқларни бериватиду? — деди.
And the high priest arose, and said to him, Answerest thou nothing, what [is it which] these testify against thee?
63 Лекин Әйса сүкүт қилип туривәрди. Баш каһин униңға: — [Мәңгү] һаят болғучи Худа билән сениң қәсәм қилишиңни буйруймәнки, бизгә ейт, Худаниң Оғли Мәсиһ сәнму?» — деди.
But Jesus held his peace. And the high priest answered and said to him, I adjure thee by the living God, that thou tell us whether thou art the Christ the Son of God.
64 Әйса мундақ җавап қайтурди: — Шундақ, сениң дегиниңдәк. Лекин шуниму силәргә ейтайки, буниңдин кейин силәр Инсаноғлиниң Қадир Болғучиниң оң йенида олтиридиғинини вә көктики булутлар үстидә келидиғинини көрисиләр.
Jesus saith to him, Thou hast said: nevertheless I say to you, Hereafter shall ye see the Son of man sitting on the right hand of power, and coming in the clouds of heaven.
65 Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап: — У күпүрлүк қилди! Әнди башқа һәр қандақ гувачиниң немә һаҗити? Мана, өзүңлар бу күпүрлүкни аңлидиңлар!
Then the high priest rent his clothes, saying, He hath spoken blasphemy; what further need have we of witnesses? behold, now ye have heard his blasphemy.
66 Буниңға немә дәйсиләр? — деди. — У өлүм җазасиға лайиқтур! — дәп җавап қайтурушти улар.
What think ye? They answered and said, He is guilty of death.
67 Буниң билән улар униң йүзигә түкүрүп, униңға мушт атқили турди. Бәзилири уни качатлап:
Then they spit in his face, and buffetted him; and others smote [him] with the palms of their hands,
68 — Әй Мәсиһ, пәйғәмбәрчилик қилмамсән, ейтип баққина, сени ким урди? — дейишти.
Saying, Prophesy to us, thou Christ, Who is he that smote thee?
69 Әнди Петрус сарайниң ташқириқи һойлисида олтиратти. Бир дедәк униң йениға келип: — Сән Галилийәлик Әйса билән биргә едиңғу, — деди.
Now Peter sat without in the palace: and a damsel came to him, saying, Thou also wast with Jesus of Galilee.
70 Лекин у һәммәйләнниң алдида инкар қилип: — Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — деди.
But he denied before [them] all, saying, I know not what thou sayest.
71 Андин у даланға чиққанда, уни көргән йәнә бир дедәк у йәрдә турғанларға: — Бу адәмму Насарәтлик Әйса билән биргә еди, — деди.
And when he had gone out into the porch, another [maid] saw him, and said to them that were there, This [man] was also with Jesus of Nazareth.
72 У йәнә инкар қилип: — Мән у адәмни тонумаймән! — дәп қәсәм ичти.
And again he denied with an oath, I do not know the man.
73 Бир аздин кейин, у йәрдә турғанлар Петрусниң йениға келип униңға: — Шүбһисизки, сән уларниң бири екәнсән, чүнки тәләппузуң сени паш қилиду, — дейишти.
And after a while came to [him] they that stood by, and said to Peter, Surely thou also art [one] of them; for thy speech betrayeth thee.
74 [Петрус] қаттиқ қарғашлар билән қәсәм қилип: — У адәмни зади тонумаймән! — дейишигила ғораз чиллиди.
Then began he to curse and to swear, [saying], I know not the man. And immediately the cock crowed.
75 Петрус Әйсаниң: «Ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә алди. У ташқириға чиқип, қаттиқ жиға-зерә көтәрди.
And Peter remembered the word of Jesus, who said to him, Before the cock shall crow, thou wilt deny me thrice. And he went out, and wept bitterly.

< Матта 26 >