< Матта 25 >

1 У вақитта, әрш падишалиғи худди қоллириға чирақларни елип тойи болған жигитни қарши елишқа чиққан он қиз қолдашқа охшайду.
« Alors le royaume des cieux sera semblable à dix vierges qui, ayant pris leurs lampes, s’en allèrent au-devant de l’époux.
2 Бу қизларниң бәши пәмлик, бәши болса пәмсиз.
Il y en avait cinq qui étaient folles, et cinq qui étaient sages.
3 Пәмсиз қизлар чирақлирини алған болсиму, йениға май еливалмапту.
Les cinq folles, ayant pris leurs lampes, ne prirent pas d’huile avec elles;
4 Пәмлик қизлар болса чирақлири билән биллә қачилирида майму еливапту.
mais les sages prirent de l’huile dans leurs vases avec leurs lampes.
5 Жигит кечигип кәлгәчкә, уларниң һәммисини уйқа бесип ухлап қапту.
Comme l’époux tardait à venir, elles s’assoupirent toutes et s’endormirent.
6 Йерим кечидә: «Мана, жигит кәлди, қарши елишқа чиқиңлар!» дегән аваз аңлинипту.
Au milieu de la nuit, un cri s’éleva: Voici l’époux qui vient, allez au-devant de lui.
7 Буниң билән бу қизларниң һәммиси орнидин туруп чирақлирини пәрләпту.
Alors toutes ces vierges se levèrent et préparèrent leurs lampes.
8 Пәмсиз қизлар пәмлик қизларға: «Чирақлиримиз өчүп қалғиливатиду, мейиңлардин бериңларчу» дәпту.
Et les folles dirent aux sages: Donnez-nous de votre huile, car nos lampes s’éteignent.
9 Бирақ пәмлик қизлар: «Яқ. болмайду! Бәрсәк, бизгиму һәм силәргиму йәтмәслиги мүмкин. Яхшиси, өзүңлар [май] сатқучиларниң йениға берип сетивелиңлар!» дәпту.
Les sages répondirent: De crainte qu’il n’y en ait pas assez pour nous et pour vous; allez plutôt chez ceux qui en vendent, et achetez-en pour vous.
10 Лекин улар май сетивалғили кетиватқанда, жигит келип қапту, тәйяр болуп болған қизлар униң билән бирликтә той зияпитигә кирипту. Ишик тақипту.
Mais, pendant qu’elles allaient en acheter, l’époux arriva, et celles qui étaient prêtes entrèrent avec lui dans la salle des noces, et la porte fut fermée.
11 Кейин қалған қизлар қайтип келип: «Ғоҗам, ғоҗам, ишикни ечивәткәйла!» дәпту.
Plus tard, les autres vierges vinrent aussi, disant: Seigneur, Seigneur, ouvrez-nous.
12 Бирақ у: «Силәргә бәрһәқ ейтайки, мән силәрни тонумаймән» дәп җавап берипту.
Il leur répondit: En vérité, je vous le dis, je ne vous connais pas.
13 Шуниң үчүн сәгәк болуңлар, чүнки нә Инсаноғлиниң келидиған күнини нә саитини билмәйсиләр.
« Veillez donc, car vous ne savez ni le jour, ni l’heure.
14 [Әрш падишалиғи] худди яқа жутқа чиқмақчи болуп, өз чакарлирини чақирип дуниясини уларға тапшурған адәмгә охшайду.
« Car il en sera comme d’un homme qui, partant pour un voyage, appela ses serviteurs et leur remit ses biens.
15 У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип, яқа жутқа йол апту.
À l’un il donna cinq talents, à un autre deux, à un autre un, selon la capacité de chacun, et il partit aussitôt.
16 Бәш талант тәңгә алған чакар берип оқәт қилип, йәнә бәш талант тәңгә пайда тепипту.
Celui qui avait reçu cinq talents, s’en étant allé, les fit valoir, et en gagna cinq autres.
17 Шу йолда икки талант тәңгә алғиниму йәнә икки талант тәңгә пайда апту.
De la même manière, celui qui en avait reçu deux, en gagna deux autres.
18 Лекин бир талант тәңгә алғини болса берип йәрни колап, ғоҗайини бәргән пулни көмүп йошуруп қоюпту.
Mais celui qui n’en avait reçu qu’un, s’en alla creuser la terre, et y cacha l’argent de son maître.
19 Әнди узун вақит өткәндин кейин, бу чакарларниң ғоҗиси қайтип келип, улар билән һесаплишипту.
Longtemps après, le maître de ces serviteurs étant revenu, leur fit rendre compte.
20 Бәш талант тәңгә алғини йәнә бәш талант тәңгини қошуп елип келип: «Ғоҗам, сили маңа бәш талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә бәш талант тәңгә пайда алдим» дәпту.
Celui qui avait reçu cinq talents s’approcha et lui en présenta cinq autres, en disant: Seigneur, vous m’aviez remis cinq talents; en voici de plus cinq autres que j’ai gagnés.
21 Ғоҗайини униңға: Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту.
Son maître lui dit: C’est bien, serviteur bon et fidèle; parce que tu as été fidèle en peu de choses, je t’établirai sur beaucoup: entre dans la joie de ton maître.
22 Икки талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, сили маңа икки талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә икки талант тәңгә пайда алдим» дәпту.
Celui qui avait reçu deux talents, vint aussi, et dit: Seigneur, vous m’aviez remis deux talents, en voici deux autres que j’ai gagnés.
23 Ғоҗайини униңға: «Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту.
Son maître lui dit: C’est bien, serviteur bon et fidèle, parce que tu as été fidèle en peu de choses, je t’établirai sur beaucoup: entre dans la joie de ton maître.
24 Андин, бир талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, силиниң чиң адәм екәнликлирини биләттим, чүнки өзлири теримиған йәрдин һосулни орувалалайла, һәмдә уруқ чачмиған йәрдинму хаман алила.
S’approchant à son tour, celui qui n’avait reçu qu’un talent, dit: Seigneur, je savais que vous êtes un homme dur, qui moissonnez où vous n’avez pas semé, et recueillez où vous n’avez pas vanné.
25 Шуңа қорқуп, силиниң бәргән бир талант тәңгилирини йәргә көмүп йошуруп қойған едим. Мана пуллирини алсила» дәпту.
J’ai eu peur, et j’ai été cacher votre talent dans la terre; le voici, je vous rends ce qui est à vous.
26 Ғоҗиси униңға: «Әй, рәзил, һорун чакар! Сән мени теримиған йәрдин орувалидиған, уруқ чачмиған йәрдин хаман алидиған адәм дәп билип,
Son maître lui répondit: Serviteur méchant et paresseux, tu savais que je moissonne où je n’ai pas semé, et que je recueille où je n’ai pas vanné;
27 һеч болмиғанда пулумни җазанихорларға аманәт қоюшуң керәк едиғу! Шундақ қилған болсаң мән қайтип кәлгәндә пулумни өсүми билән алған болмамтим?!
il te fallait donc porter mon argent aux banquiers, et, à mon retour, j’aurais retiré ce qui m’appartient avec un intérêt.
28 Шуңа, униң қолидики талант тәңгини елип, он талант тәңгә бар болғанға бериңлар!
Ôtez-lui ce talent, et donnez-le à celui qui en a dix.
29 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.
Car on donnera à celui qui a, et il sera dans l’abondance; mais à celui qui n’a pas, on ôtera même ce qu’il a.
30 Бу ярамсиз чакарни тешидики қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду» дәпту.
Et ce serviteur inutile, jetez-le dans les ténèbres extérieures: c’est là qu’il y aura des pleurs et des grincements de dents.
31 Инсаноғли өз шан-шәриви ичидә барлиқ пәриштилири билән биллә кәлгинидә, шәрәплик тәхтидә олтириду.
« Lorsque le Fils de l’homme viendra dans sa gloire, et tous les anges avec lui, il s’assiéra sur le trône de sa gloire.
32 Барлиқ әлләр униң алдиға жиғилиду. Падичи қойларни өшкиләрдин айриғинидәк у уларни айрийду;
Et, toutes les nations étant rassemblées devant lui, il séparera les uns d’avec les autres, comme le pasteur sépare les brebis d’avec les boucs.
33 у қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айрийду.
Et il mettra les brebis à sa droite, et les boucs à sa gauche.
34 Андин Падиша оң йенидикиләргә: «Әй Атам бәхит ата қилғанлар, келиңлар! Аләм апиридә болғандин бери силәр үчүн тәйярланған падишалиққа варис болуп егә болуңлар!
Alors le Roi dira à ceux qui sont à sa droite: Venez, les bénis de mon Père: prenez possession du royaume qui vous a été préparé dès l’origine du monde.
35 Чүнки ач қалғинимда силәр маңа йемәклик бәрдиңлар, уссуз қалғинимда уссулуқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз өйүңләргә алдиңлар,
Car j’ai eu faim, et vous m’avez donné à manger; j’ai eu soif, et vous m’avez donné à boire; j’étais étranger, et vous m’avez recueilli;
36 ялаңач қалғинимда кийдүрдүңлар, кесәл болуп қалғинимда һалимдин хәвәр алдиңлар, зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар» — дәйду.
nu, et vous m’avez vêtu; malade, et vous m’avez visité; en prison, et vous êtes venus à moi.
37 У чағда, һәққаний адәмләр униңға: «И Рәб, биз сени қачан ач көрүп озуқ бәрдуқ яки уссуз көрүп уссулуқ бәрдуқ?
Les justes lui répondront: Seigneur, quand vous avons-nous vu avoir faim, et vous avons-nous donné à manger; avoir soif, et vous avons-nous donné à boire?
38 Сени қачан мусапир көрүп өйүмизгә алдуқ яки ялаңач көрүп кийгүздуқ?
Quand vous avons-nous vu étranger, et vous avons-nous recueilli; nu, et vous avons-nous vêtu?
39 Сениң қачан кесәл болғиниңни яки зинданда ятқиниңни көрүп йоқлап бардуқ?» дәп сорайду.
Quand vous avons-nous vu malade ou en prison, et sommes-nous venus à vous?
40 Вә Падиша уларға: «Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, мошу қериндашлиримдин әң кичигидин бирәрсигә шуларни қилғиниңларму, дәл маңа қилған болдуңлар» дәп җавап бериду.
Et le Roi leur répondra: En vérité, je vous le dis, toutes les fois que vous l’avez fait à l’un de ces plus petits de mes frères, c’est à moi que vous l’avez fait.
41 Андин у сол йенидикиләргә: «Әй ләнитиләр, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң пәриштилиригә һазирланған мәңгү өчмәс отқа кириңлар! (aiōnios g166)
S’adressant ensuite à ceux qui seront à sa gauche, il dira: Retirez-vous de moi, maudits, allez au feu éternel, qui a été préparé pour le diable et ses anges. (aiōnios g166)
42 Чүнки ач қалғинимда маңа озуқ бәрмидиңлар, уссуз қалғинимда уссулуқ бәрмидиңлар;
Car j’ai eu faim, et vous ne m’avez pas donné à manger; j’ai eu soif, et vous ne m’avez pas donné à boire;
43 мусапир болуп жүргинимдә өз өйүңләргә алмидиңлар, ялаңач қалғинимда кийдүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар» дәйду.
j’étais étranger, et vous ne m’avez pas recueilli; nu, et vous ne m’avez pas vêtu; malade et en prison, et vous ne m’avez pas visité.
44 У чағда, улар: «И Рәб, сени қачан ач, уссуз, мусапир, ялаңач, кесәл яки зинданда көрүп туруп хизмитиңдә болмидуқ?» дәйду.
Alors eux aussi lui diront: Seigneur, quand vous avons-nous vu avoir faim ou soif, ou être étranger, ou nu, ou malade, ou en prison, et ne vous avons-nous pas assisté?
45 Андин падиша уларға: «Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, мошулардин әң кичигидин бирәрсигә шундақ қилмиғиниңлар маңиму қилмиған болдуңлар» дәп җавап бериду.
Et il leur répondra: En vérité, je vous le dis, chaque fois que vous ne l’avez pas fait à l’un de ces plus petits, c’est à moi que vous ne l’avez pas fait.
46 Буниң билән улар мәңгүлүк җазаға кирип кетиду, лекин һәққанийлар болса мәңгүлүк һаятқа кириду. (aiōnios g166)
Et ceux-ci s’en iront à l’éternel supplice, et les justes à la vie éternelle. » (aiōnios g166)

< Матта 25 >