< Матта 24 >

1 Әйса ибадәтханидин чиқип, алдиға кетиватқанда, мухлислири йениға келип униң диққитини ибадәтхана беналириға тартмақчи болди.
예수께서 성전에서 나와서 가실 때에 제자들이 성전 건물들을 가리켜 보이려고 나아오니
2 У уларға: — Мана буларниң һәммисини көрүватамсиләр? Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу йәрдә бир тал ташму таш үстидә қалмайду, һәммиси қалдурулмай гумран қилиниду, — деди.
대답하여 가라사대 너희가 이 모든 것을 보지 못하느냐? 내가 진실로 너희에게 이르노니 돌 하나도 돌 위에 남지 않고 다 무너뜨리우리라
3 У Зәйтун теғида олтарғанда, мухлислири астиғина униң йениға келип: — Бизгә ейтқинчу, бу дегәнлириң қачан йүз бериду? Сениң [қайтип] келишиң вә заманниң ахирини көрситидиған қандақ аламәт болиду? — дәп сорашти. (aiōn g165)
예수께서 감람산 위에 앉으셨을 때에 제자들이 종용히 와서 가로되 우리에게 이르소서 어느 때에 이런 일이 있겠사오며 또 주의 임하심과 세상 끝에는 무슨 징조가 있사오리이까? (aiōn g165)
4 Әйса уларға җававән мундақ деди: — Һези болуңларки, һеч ким силәрни аздуруп кәтмисун.
예수께서 대답하여 가라사대 너희가 사람의 미혹을 받지 않도록 주의하라
5 Чүнки нурғун кишиләр мениң намимда келип: «Мәсиһ мән болимән» дәп, көп адәмләрни аздуриду.
많은 사람이 내 이름으로 와서 이르되 나는 그리스도라 하여 많은 사람을 미혹케 하리라
6 Силәр уруш хәвәрлири вә уруш шәпилирини аңлайсиләр, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин булар ахирәт әмәс.
난리와 난리 소문을 듣겠으나 너희는 삼가 두려워 말라 이런 일이 있어야 하되 끝은 아직 아니니라
7 Чүнки бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду. Җай-җайларда ачарчилиқ, вабалар вә йәр тәврәшләр йүз бериду.
민족이 민족을, 나라가 나라를 대적하여 일어나겠고 처처에 기근과 지진이 있으리니
8 Лекин бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас.
이 모든 것이 재난의 시작이니라
9 Андин кишиләр силәрни тутуп азап-оқубәткә селип, өлтүриду, мениң намим вәҗидин пүткүл әлләр силәрдин нәпрәтлиниду.
그 때에 사람들이 너희를 환난에 넘겨 주겠으며 너희를 죽이리니 너희가 내 이름을 위하여 모든 민족에게 미움을 받으리라
10 Шуниң билән нурғунлар етиқатидин таниду, бир-бирини тутуп бериду вә бир-биригә өчмәнлик қилиду.
그 때에 많은 사람이 시험에 빠져 서로 잡아 주고 서로 미워하겠으며
11 Нурғун сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқип, нурғун кишиләрни аздуриду.
거짓 선지자가 많이 일어나 많은 사람을 미혹하게 하겠으며
12 Итаәтсизлик-рәзилликләрниң көпийиши түпәйлидин, нурғун кишиләрдики меһир-муһәббәт совуп кетиду.
불법이 성하므로 많은 사람의 사랑이 식어지리라
13 Лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр қутқузулиду.
그러나 끝까지 견디는 자는 구원을 얻으리라
14 Барлиқ әлләргә агаһ-гувалиқ болсун үчүн, [Худаниң] падишалиғи һәққидики бу хуш хәвәр пүткүл дунияға җакалиниду; андин заман ахири болиду.
이 천국 복음이 모든 민족에게 증거되기 위하여 온 세상에 전파되리니 그제야 끝이 오리라
15 Даниял пәйғәмбәр қәйт қилған «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ниң муқәддәс җайда турғинини көргиниңларда (китапхан бу сөзниң мәнасини чүшәнгәй),
그러므로 너희가 선지자 다니엘의 말한 바 멸망의 가증한 것이 거룩한 곳에 선 것을 보거든 (읽는 자는 깨달을진저)
16 Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун;
그 때에 유대에 있는 자들은 산으로 도망할지어다
17 өгүздә турған киши өйидики нәрсә-керәклирини алғили чүшмәйла [қачсун].
지붕 위에 있는 자는 집안에 있는 물건을 가질러 내려 가지 말며
18 Етизлиқта турған кишиму чапинини алғили өйигә янмисун.
밭에 있는 자는 겉옷을 가질러 뒤로 돌이키지 말지어다
19 У күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!
그 날에는 아이 밴 자들과 젖먹이는 자들에게 화가 있으리로다
20 Қачидиған вақтиңларниң қиш яки шабат күнигә тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар.
너희의 도망하는 일이 겨울에나 안식일에 되지 않도록 기도하라
21 Чүнки у чағда дуния апиридә болғандин мошу чаққичә көрүлүп бақмиған һәм кәлгүсидиму көрүлмәйдиған дәһшәтлик азап-оқубәт болиду.
이는 그 때에 큰 환난이 있겠음이라 창세로부터 지금까지 이런 환난이 없었고 후에도 없으리라
22 У күнләр азайтилмиса, һеч қандақ әт егиси қутулалмайтти; лекин [Худаниң] Өз таллиғанлири үчүн у күнләр азайтилиду.
그 날들을 감하지 아니할 것이면 모든 육체가 구원을 얻지 못할 것이나 그러나 택하신 자들을 위하여 그 날들을 감하시리라
23 Әгәр у чағда бириси силәргә: «Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «[Мәсиһ] әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар.
그 때에 사람이 너희에게 말하되 보라 그리스도가 여기 있다 혹 저기 있다 하여도 믿지 말라
24 Чүнки сахта мәсиһләр вә сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқиду, қалтис мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситиду; шуниң билән әгәр мүмкин болидиған болса, һәтта [Худа] таллиғанларниму аздуратти.
거짓 그리스도들과 거짓 선지자들이 일어나 큰 표적과 기사를 보이어 할 수만 있으면 택하신 자들도 미혹하게 하리라
25 Мана, мән бу ишлар йүз бериштин бурун силәргә уқтуруп қойдум.
보라 내가 너희에게 미리 말하였노라
26 Шуниң үчүн, бириси силәргә: «Қараңлар, у чөл-баяванда!» десә, у йәргә бармаңлар. «Қараңлар, у ичкиридики өйләрдә!» десә, ишәнмәңлар.
그러면 사람들이 너희에게 말하되 보라 그리스도가 광야에 있다 하여도 나가지 말고 보라 골방에 있다 하여도 믿지 말라
27 Чүнки чақмақ шәриқтин ғәрипкә ялт-юлт қилип қандақ чаққан болса, Инсаноғлиниң келиши шундақ болиду.
번개가 동편에서 나서 서편까지 번쩍임같이 인자의 임함도 그러하리라
28 Чүнки җәсәт қайси йәрдә болса, у йәрдиму қузғунлар топлишиду!
주검이 있는 곳에는 독수리들이 모일지니라
29 У күнләрдики азап-оқубәтләр өтүп кәткән һаман, қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду, юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду.
그 날 환난 후에 즉시 해가 어두워지며 달이 빛을 내지 아니하며 별들이 하늘에서 떨어지며 하늘의 권능들이 흔들리리라
30 Андин Инсаноғлиниң аламити асмандин көрүниду; йәр йүзидики пүткүл қәбилиләр жиға-зерә көтиришиду. Улар Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп ичидә асмандики булутлар үстидә келиватқанлиғини көриду.
그 때에 인자의 징조가 하늘에서 보이겠고 그 때에 땅의 모든 족속들이 통곡하며 그들이 인자가 구름을 타고 능력과 큰 영광으로 오는 것을 보리라
31 У пәриштилирини зор җараңлиқ бир канай садаси билән әвәтиду, улар униң таллиғанлирини дунияниң төрт булуңидин, асманниң бир четидин йәнә бир четигичә һәрйәрдин жиғип бир йәргә җәм қилиду.
저가 큰 나팔 소리와 함께 천사들을 보내리니 저희가 그 택하신 자들을 하늘 이 끝에서 저 끝까지 사방에서 모으리라
32 Әнҗир дәриғидин мундақ тәмсилни биливелиңлар: — Униң шахлири көкирип йопурмақ чиқарғанда, язниң йеқинлап қалғанлиғини билисиләр.
무화과나무의 비유를 배우라 그 가지가 연하여지고 잎사귀를 내면 여름이 가까운 줄을 아나니
33 Худди шуниңдәк, [мән бая дегәнлиримниң] һәммисини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар.
이와 같이 너희도 이 모든 일을 보거든 인자가 가까이 곧 문앞에 이른 줄 알라
34 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду.
내가 진실로 너희에게 말하노니 이 세대가 지나가기 전에 이 일이 다 이루리라
35 Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.
천지는 없어지겠으나 내 말은 없어지지 아니하리라
36 Лекин шу күни вә вақит-саитиниң хәвирини болса, һеч ким билмәйду — һәтта әрштики пәриштиләрму билмәйду, уни пәқәт Атамла билиду.
그러나 그 날과 그 때는 아무도 모르나니 하늘의 천사들도, 아들도 모르고 오직 아버지만 아시느니라
37 Әнди Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә қандақ болған болса, Инсаноғли [қайтип] кәлгәндиму шундақ болиду.
노아의 때와 같이 인자의 임함도 그러하리라
38 Чүнки топан келишидин илгәрки күнләрдә, Нуһ кемигә кирип олтарған күнгичә, [шу замандики] кишиләр йәп-ичип, өйлинип вә ятлиқ болуп кәлгән еди.
홍수 전에 노아가 방주에 들어가던 날까지 사람들이 먹고 마시고 장가 들고 시집 가고 있으면서
39 Топан туюқсиз келип һәммисини ғәриқ қилғичә, кишиләр бу ишниң униңдин хәвәрсиз болуп турғанға охшаш, Инсаноғлиниң қайтип келишиму шундақ болиду.
홍수가 나서 저희를 다 멸하기까지 깨닫지 못하였으니 인자의 임함도 이와 같으리라
40 У күни, етизда икки киши турған болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду;
그 때에 두 사람이 밭에 있으매 하나는 데려감을 당하고 하나는 버려둠을 당할 것이요
41 икки аял түгмән бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду.
두 여자가 매를 갈고 있으매 하나는 데려감을 당하고 하나는 버려둠을 당할 것이니라
42 Шуниң үчүн, һошияр болуңлар, чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған вақти-саитини билмәйсиләр.
그러므로 깨어 있으라! 어느 날에 너희 주가 임할는지
43 Лекин шуни билиңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечиси қайси җесәктә келидиғанлиғини билгән болса, сәгәк туруп оғриниң өйни тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти.
너희가 알지 못함이니라 너희도 아는 바니 만일 집 주인이 도적이 어느 경점에 올 줄을 알았더면 깨어 있어 그 집을 뚫지 못하게 하였으리라
44 Шуниңға охшаш, силәрму тәйяр туруңлар. Чүнки Инсаноғли силәр ойлимиған вақит-сааттә қайтип келиду!
이러므로 너희도 예비하고 있으라 생각지 않은 때에 인자가 오리라
45 Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға озуқ-түлүгини вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлиған ишәшлик вә пәмлик чакар ким болиду?
충성되고 지혜 있는 종이 되어 주인에게 그 집 사람들을 맡아 때를 따라 양식을 나눠 줄 자가 누구뇨
46 Ғоҗайин [өйигә] қайтқанда, чакириниң шундақ қиливатқининиң үстигә кәлсә, бу чакарниң бәхитидур!
주인이 올 때에 그 종의 이렇게 하는 것을 보면 그 종이 복이 있으리로다
47 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин уни пүтүн егилигини башқурушқа қойиду.
내가 진실로 너희에게 이르노니 주인이 그 모든 소유를 저에게 맡기리라
48 Лекин мабада шу чакар рәзил болуп көңлидә: «Ғоҗайиним һаял болуп қалиду» дәп ойлап,
만일 그 악한 종이 마음에 생각하기를 주인이 더디 오리라 하여
49 башқа чакар бурадәрлирини бозәк қилишқа вә һарақкәшләргә һәмраһ болуп йәп-ичишкә башлиса,
동무들을 때리며 술 친구들로 더불어 먹고 마시게 되면
50 шу чакарниң ғоҗайини күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келиду
생각지 않은 날 알지 못하는 시간에 그 종의 주인이 이르러
51 вә уни кесип икки парчә қилип, униң несивисини сахтипәзләр билән охшаш тәғдирдә бекитиду. Шу йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.
엄히 때리고 외식하는 자의 받는 율에 처하리니 거기서 슬피 울며 이를 갊이 있으리라

< Матта 24 >

The World is Destroyed by Water
The World is Destroyed by Water